< Zebur 56 >
1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup, «Xilwettiki dub derexliridiki paxtek» dégen ahangda oqulsun dep, Dawut yazghan «Mixtam» küy (Filistiyler Gat shehiride uni esirge alghanda yézilghan): — I Xuda, manga shepqet körsetkeysen, Chünki insanlarning nepsi yoghinap méni qoghlimaqta; Kün boyi ular men bilen jeng qilip méni basmaqta;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Хилвәттики дуб дәрәқлиридики пахтәк» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күй (Филистийләр Гат шәһиридә уни әсиргә алғанда йезилған): — И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки инсанларниң нәпси йоғинап мени қоғлимақта; Күн бойи улар мән билән җәң қилип мени басмақта;
2 Méni közligen reqiblirimning nepsi yoghinap kün boyi méni qoghlimaqta; Manga heywe qilip jeng qilghuchilar intayin köptur!
Мени көзлигән рәқиплиримниң нәпси йоғинап күн бойи мени қоғлимақта; Маңа һәйвә қилип җәң қилғучилар интайин көптур!
3 Men qorqqan künümde, Men Sanga tayinimen.
Мән қорққан күнүмдә, Мән Саңа тайинимән.
4 Men söz-kalamini ulugh dep medhiyeleydighan Xudagha, Xudaghila tayinimen; Men qorqmaymen; Nahayiti bir et igisi méni néme qilalisun?
Мән сөз-каламини улуқ дәп мәдһийәләйдиған Худаға, Худағила тайинимән; Мән қорқмаймән; Наһайити бир әт егиси мени немә қилалисун?
5 Ular kün boyi sözlirimni burmilaydu, Ularning barliq oyi manga ziyankeshlik qilishtur;
Улар күн бойи сөзлиримни бурмилайду, Уларниң барлиқ ойи маңа зиянкәшлик қилиштур;
6 Ular top bolup ademni qestiliship, yoshurunidu; Péyimge chüshüp, jénimni élishni kütidu.
Улар топ болуп адәмни қәстилишип, йошуруниду; Пейимгә чүшүп, җенимни елишни күтиду.
7 [Gunah] bilen gunahni yépip qachsa bolamdu? Gheziping bilen ellerni yerge urghaysen, i Xuda!
[Гуна] билән гунани йепип қачса боламду? Ғәзивиң билән әлләрни йәргә урғайсән, и Худа!
8 Méning sersanliqlirimni özüng sanap kelgen; Közdin aqqan yashlirimni tulumunggha toplap saqlighaysen; Bular deptiringde pütüklük emesmu?
Мениң сәрсанлиқлиримни өзүң санап кәлгән; Көздин аққан яшлиримни тулумуңға топлап сақлиғайсән; Булар дәптириңдә пүтүклүк әмәсму?
9 Shuning bilen men Sanga nida qilghan künde, Düshmenlirim chékinidu; Men shuni bildimki — Xuda men tereptidur!
Шуниң билән мән Саңа нида қилған күндә, Дүшмәнлирим чекиниду; Мән шуни билдимки — Худа мән тәрәптидур!
10 Xudani — Uning söz-kalamini ulughlaymen! Perwerdigarni — Uning söz-kalamini ulughlaymen!
Худани — Униң сөз-каламини улуқлаймән! Пәрвәрдигарни — Униң сөз-каламини улуқлаймән!
11 Xudanila tayanchim qildim — Men qorqmaymen, nahayiti shu bir insan méni néme qilalisun?
Худанила таянчим қилдим — Мән қорқмаймән, наһайити шу бир инсан мени немә қилалисун?
12 Sanga qilghan wedilirimge wapa qilimen, i Xuda; Sanga teshekkür qurbanliqlirini sunimen.
Саңа қилған вәдилиримгә вапа қилимән, и Худа; Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән.
13 Chünki Sen jénimni ölümdin qutuldurghansen; Sen putlirimni putlishishtin saqlimamsen? Shuning bilen men Xudaning huzurida, tirikler turidighan yoruqluqta mangimen.
Чүнки Сән җенимни өлүмдин қутулдурғансән; Сән путлиримни путлишиштин сақлимамсән? Шуниң билән мән Худаниң һозурида, тирикләр туридиған йоруқлуқта маңимән.