< Zebur 51 >
1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup oqulsun dep, Dawut yazghan küy. Bu [küy] Natan peyghember uning yénigha kélip, uni Bat-Shéba bilen bolghan zinaxorluqi toghruluq eyibligendin kéyin yézilghan: — Özgermes muhebbiting bilen, i Xuda, manga méhir-shepqet körsetkeysen! Rehimdilliqliringning köplüki bilen asiyliqlirimni öchürüwetkeysen!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй. Бу [күй] Натан пәйғәмбәр униң йениға келип, уни Бат-Шеба билән болған зинахорлуғи тоғрилиқ әйиплигәндин кейин йезилған: — Өзгәрмәс муһәббитиң билән, и Худа, маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән! Рәһимдиллиқлириңниң көплүги билән асийлиқлиримни өчүрүвәткәйсән!
2 Méni qebihlikimdin yiltizimghiche yuwetkeysen, Gunahimdin méni tazilighaysen.
Мени қәбиһлигимдин йилтизимғичә ювәткәйсән, Гунайимдин мени тазилиғайсән.
3 Chünki men asiyliqlirimni tonup iqrar qildim; Gunahim hemishe köz aldimda turidu.
Чүнки мән асийлиқлиримни тонуп иқрар қилдим; Гунайим һемишә көз алдимда туриду.
4 Séning aldingda, peqet Séning aldingdila gunah ötküzüp, Neziringde rezil bolghan ishni sadir qildim; Shu wejidin, Sen [méni eyiblep] sözliseng, adilliqing ispatlinidu; [Méni] soraq qilghiningda, Özüngning pakliqi ispatlinidu.
Сениң алдиңда, пәқәт Сениң алдиңдила гуна өткүзүп, Нәзириңдә рәзил болған ишни садир қилдим; Шу вәҗидин, Сән [мени әйипләп] сөзлисәң, адиллиғиң испатлиниду; [Мени] сорақ қилғиниңда, Өзүңниң паклиғи испатлиниду.
5 Mana, men tughulghinimdila, yamanliqta idim, Anamning qarnida peyda bolghinimdila men gunahta boldum.
Мана, мән туғулғинимдила, яманлиқта едим, Анамниң қарнида пәйда болғинимдила мән гунада болдум.
6 Berheq, Sen ademlerning chin qelbidin semimiylik telep qilisen; Ichimdiki yoshurun jaylirimda Sen manga danaliqni bildürisen.
Бәрһәқ, Сән адәмләрниң чин қәлбидин сәмимийлик тәләп қилисән; Ичимдики йошурун җайлиримда Сән маңа даналиқни билдүрисән.
7 Méni [gunahlirimdin] zofa bilen tazilighaysen, Hem men pak bolimen; Méni pakpakiz yughaysen, men qardinmu aq bolimen.
Мени [гуналиримдин] зофа билән тазилиғайсән, Һәм мән пак болимән; Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.
8 Manga shad-xuram awazlarni anglatqaysen; Shuning bilen Sen ezgen ustixanlirim yene shadlinidu.
Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән; Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
9 Gunahlirimdin chirayingni yoshurup, Yamanliqlirimni öchüriwetkeysen.
Гуналиримдин чирайиңни йошуруп, Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.
10 Mende pak qelb yaratqaysen, i Xuda; Wujumdiki sadiq rohimni yéngilighaysen.
Мәндә пак қәлб яратқайсән, и Худа; Вуҗумдики садиқ роһумни йеңилиғайсән.
11 Méni huzurungdin chiqiriwetmigeysen; Méningdin Muqeddes Rohingni qayturuwalmighaysen.
Мени һозуруңдин чиқиривәтмигәйсән; Мениңдин Муқәддәс Роһуңни қайтурувалмиғайсән.
12 Ah, nijatliqingdiki shadliqni manga yéngibashtin hés qildurghaysen; Itaetmen roh arqiliq méni yöligeysen.
Аһ, ниҗатлиғиңдики шатлиқни маңа йеңибаштин һес қилдурғайсән; Итаәтмән роһ арқилиқ мени йөлигәйсән.
13 Buning bilen men itaetsizlerge yolliringni ögitey, We gunahkarlar yéninggha qaytidu.
Буниң билән мән итаәтсизләргә йоллириңни үгитәй, Вә гунакарлар йениңға қайтиду.
14 Qan töküsh gunahidin méni qutuldurghaysen, I Xuda, manga nijatliq bergüchi Xuda, Shuning bilen tilim heqqaniyliqingni yangritip küyleydu.
Қан төкүш гунайидин мени қутулдурғайсән, И Худа, маңа ниҗатлиқ бәргүчи Худа, Шуниң билән тилим һәққанийлиғиңни яңритип күйләйду.
15 I Rebbim, lewlirimni achqaysen, Aghzim medhiyiliringni bayan qilidu.
И Рәббим, ләвлиримни ачқайсән, Ағзим мәдһийилириңни баян қилиду.
16 Chünki Sen qurbanliqni xush körmeysen; Bolmisa sunar idim; Köydürme qurbanliqlardinmu xursenlik tapmaysen.
Чүнки Сән қурбанлиқни хуш көрмәйсән; Болмиса сунар едим; Көйдүрмә қурбанлиқлардинму хурсәнлик тапмайсән.
17 Xuda qobul qilidighan qurbanliqlar sunuq bir rohtur; Sunuq we ézilgen qelbni Sen kemsitmeysen, i Xuda;
Худа қобул қилидиған қурбанлиқлар сунуқ бир роһтур; Сунуқ вә езилгән қәлбни Сән кәмситмәйсән, и Худа;
18 Shapaiting bilen Zion’gha méhribanliqni körsetkeysen; Yérusalémning sépillirini yéngibashtin bina qilghaysen!
Шапаитиң билән Зионға меһриванлиқни көрсәткәйсән; Йерусалимниң сепиллирини йеңибаштин бена қилғайсән!
19 U chaghda Sen heqqaniyliqtin bolghan qurbanliqlardin, köydürme qurbanliqlardin, Pütünley köydürülgen köydürme qurbanliqlardin xursenlik tapisen; U chaghda ademler qurban’gahinggha buqa-öküzlerni teqdim qilishidu.
У чағда Сән һәққанийлиқтин болған қурбанлиқлардин, көйдүрмә қурбанлиқлардин, Пүтүнләй көйдүрүлгән көйдүрмә қурбанлиқлардин хурсәнлик таписән; У чағда адәмләр қурбангаһиңға буқа-өкүзләрни тәқдим қилишиду.