< Zebur 5 >
1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup, neyler bilen oqulsun dep, Dawut yazghan küy: — Méning sözlirimge qulaq salghaysen, i Perwerdigar, Méning ahlirimgha köngül bölgeysen.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, нәйләр билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — Мениң сөзлиримгә қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар, Мениң аһлиримға көңүл бөлгәйсән.
2 Kötürgen peryadlirimni angla, méning Padishahim, méning Xudayim, Chünki sangila dua qilimen.
Көтәргән пәрядлиримни аңла, мениң Падишасим, мениң Худайим, Чүнки саңила дуа қилимән.
3 I Perwerdigar, seherde Sen awazimni anglaysen; Men seherde özümni Sanga qaritimen, Yuqirigha köz tikimen.
И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән; Мән сәһәрдә өзүмни Саңа қаритимән, Жуқириға көз тикимән.
4 Chünki Sen rezilliktin huzur alghuchi ilah emesdursen; Yamanliq hergiz Sen bilen bille turmaydu.
Чүнки Сән рәзилликтин һозур алғучи илаһ әмәсдурсән; Яманлиқ һәргиз Сән билән биллә турмайду.
5 Pochi-tekebburlar közüng aldida turalmaydu; Qebihlik qilghuchilarning hemmisi Sanga yirginchliktur.
Почи-тәкәббурлар көзүң алдида туралмайду; Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси Саңа жиркиничликтур.
6 Yalghan sözligüchilerning hemmisini halak qilisen; Perwerdigar qanxor, aldamchi kishilerge nepret qilur.
Ялған сөзлигүчиләрниң һәммисини һалак қилисән; Пәрвәрдигар қанхор, алдамчи кишиләргә нәпрәт қилур.
7 Biraq men bolsam, méhri-shepqitingning kengrichilikidin öyüngge kirimen; Sanga bolghan eyminishtin muqeddes ibadetxananggha qarap sejde qilimen;
Бирақ мән болсам, меһри-шәпқитиңниң кәңричилигидин өйүңгә киримән; Саңа болған әймиништин муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән;
8 Méni öch körgenler tüpeylidin Öz heqqaniyliqing bilen méni yétekligeysen, i Perwerdigar; Yolungni aldimda tüz qilghin.
Мени өч көргәнләр түпәйлидин Өз һәққанийлиғиң билән мени йетәклигәйсән, и Пәрвәрдигар; Йолуңни алдимда түз қилғин.
9 Chünki ularning aghzida héchqandaq semimiylik yoqtur; Ularning ichki dunyasi bolsa pasiqliqtur, Ularning galliri échilghan qebridek sésiqtur, Ular tili bilen xushamet qiliwatidu.
Чүнки уларниң ағзида һеч қандақ сәмимийлик йоқтур; Уларниң ички дунияси болса пасиқлиқтур, Уларниң галлири ечилған қәбирдәк сесиқтур, Улар тили билән хушамәт қиливатиду.
10 Ularning gunahini békitkeysen, i Xuda; Ular öz pilanliri bilen özliri mollaq atsun; Ularni özlirining nurghunlighan itaetsizlikliri bilen heydep chiqarghaysen; Chünki ular Sanga asiyliq qildi.
Уларниң гунайини бекиткәйсән, и Худа; Улар өз планлири билән өзлири моллақ атсун; Уларни өзлириниң нурғунлиған итаәтсизликлири билән һайдап чиқарғайсән; Чүнки улар Саңа асийлиқ қилди.
11 Shundaq qilghanda Sanga tayan’ghanlarning hemmisi shadlinidu; Ular menggü shadliq bilen tentene qilidu; Sen ularni qoghdaysen; Séning namingni söygenler séningdin yayraydu.
Шундақ қилғанда Саңа таянғанларниң һәммиси шатлиниду; Улар мәңгү шатлиқ билән тәнтәнә қилиду; Сән уларни қоғдайсән; Сениң намиңни сөйгәнләр сениңдин яйрайду.
12 Chünki Sen, i Perwerdigar, heqqaniy ademge bext ata qilisen; Uni shapaiting bilen qalqan kebi oraysen.
Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, һәққаний адәмгә бәхит ата қилисән; Уни шапаитиң билән қалқан кәби орайсән.