< Zebur 47 >
1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup oqulsun dep, Korahning oghulliri üchün yézilghan küy: — Barliq qowmlar, Xudani alqishlanglar! Uninggha yuqiri awazinglar bilen xushalliq tentenisini yangritinglar!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Барлиқ қовмлар, Худани алқишлаңлар! Униңға жуқури авазиңлар билән хошаллиқ тәнтәнисини яңритиңлар!
2 Chünki Hemmidin Aliy Bolghuchi, Perwerdigar, dehshetlik we heywetliktur, Pütkül jahanni sorighuchi büyük Padishahtur.
Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур, Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишадур.
3 U bizge xelqlerni boysundurup, Bizni el-milletler üstige hakim qilidu.
У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп, Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду.
4 U biz üchün mirasimizni tallap, Yeni Özi söygen Yaqupning pexri bolghan zéminni békitip berdi. (Sélah)
У биз үчүн мирасимизни таллап, Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди. (Селаһ)
5 Xuda tentene sadasi ichide, Perwerdigar sunay sadasi ichide yuqirigha kötürüldi;
Худа тәнтәнә садаси ичидә, Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди;
6 Xudagha naxsha-küy éytinglar, naxsha-küy éytinglar! Padishahimizgha naxsha-küy éytinglar, naxsha-küy éytinglar!
Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар! Падишасимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
7 Xuda pütkül jahanning padishahidur; Zéhninglar bilen uninggha naxsha-küy éytinglar!
Худа пүткүл җаһанниң падишасидур; Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар!
8 Xuda eller üstide höküm süridu; U Özining pak-muqeddeslikining textide olturidu.
Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду; У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду.
9 El-yurtlarning kattiliri jem bolup, Ibrahimning Xudasining xelqige qoshuldi; Chünki jahandiki barliq qalqanlar Xudagha tewedur; U neqeder aliydur!
Әл-жутларниң каттилири җәм болуп, Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди; Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур; У нәқәдәр алийдур!