< Zebur 46 >

1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup, «Pak qizlar üchün» dégen ahangda oqulsun dep, Korahning oghulliri üchün yézilghan küy: — Xuda panahgahimiz we qudritimizdur; Külpetler chüshken haman hazir bolidighan bir yardemchidur.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Пак қизлар үчүн» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Худа панаһгаһимиз вә қудритимиздур; Күлпәтләр чүшкән һаман һазир болидиған бир ярдәмчидур.
2 Shunga yer-zémin öngtürülüp, taghlar gümürülüp déngiz teglirige chüshüp ketsimu, Uning dolqunliri shawqunlinip qaynam bolsimu, Örkeshliri bilen taghlar silkinip ketsimu, Qorqmaymiz. (Sélah)
Шуңа йәр-зимин өңтүрүлүп, тағлар гүмүрүлүп деңиз тәглиригә чүшүп кәтсиму, Униң долқунлири шавқунлинип қайнам болсиму, Өркәшлири билән тағлар силкинип кәтсиму, Қорқмаймиз. (Селаһ)
3
4 Xudaning shehirini — Yeni Hemmidin Aliy Bolghuchi makanlashqan muqeddes jayni, Xursen qilidighan éqinliri shaxlighan bir derya bardur.
Худаниң шәһирини — Йәни Һәммидин Алий Болғучи маканлашқан муқәддәс җайни, Хурсән қилидиған еқинлири шахлиған бир дәрия бардур.
5 Xuda uning otturisididur; U yer hergiz tewrimeydu; Xuda tang étish bilenla uninggha yardemge kélidu.
Худа униң оттурисидидур; У йәр һәргиз тәвримәйду; Худа таң етиш биләнла униңға ярдәмгә келиду.
6 [Barliq] eller qaynap, padishahliqlar titrep ketti; U awazini qoyuwetken haman, Yer érip kétidu.
[Барлиқ] әлләр қайнап, падишалиқлар титрәп кәтти; У авазини қоювәткән һаман, Йәр ерип кетиду.
7 Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar biz bilen bille; Yaqupning Xudasi égiz qorghinimizdur! (Sélah)
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә; Яқупниң Худаси егиз қорғинимиздур! (Селаһ)
8 Kélinglar, Perwerdigarning qilghanlirini körünglar! U yer yüzide qilghan karamet weyranchiliqlarni körünglar!
Келиңлар, Пәрвәрдигарниң қилғанлирини көрүңлар! У йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар!
9 U, jahanning u chétigiche bolghan urushlarni toxtitidu; U oqyalarni sunduridu, Neyzilerni oshtuwétidu, Jeng harwilirini otta köydüriwétidu.
У, җаһанниң у четигичә болған урушларни тохтитиду; У оқяларни сундуриду, Нәйзиләрни оштуветиду, Җәң һарвулирини отта көйдүриветиду.
10 U: «Toxtash, méning Xuda ikenlikimni bilip qoyush! Men pütkül eller arisida ulughlinimen; Men yer yüzide “büyük” dep qarilimen» — deydu.
У: «Тохташ, мениң Худа екәнлигимни билип қоюш! Мән пүткүл әлләр арисида улуқлинимән; Мән йәр йүзидә “бүйүк” дәп қарилимән» — дәйду.
11 Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar biz bilen bille, Yaqupning Xudasi bizning égiz qorghinimizdur!
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә, Яқупниң Худаси бизниң егиз қорғинимиздур!

< Zebur 46 >