< Zebur 32 >

1 Dawut yazghan «Masqil»: — Itaetsizlikliri kechürüm qilin’ghan, Gunahliri yépilghan kishi bextliktur!
Давут язған «Масқил»: — Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, Гуналири йепилған киши бәхитликтур!
2 Perwerdigar rezillikliri bilen hésablashmaydighan, Rohida héchqandaq hiylilik yoq kishi bextliktur!
Пәрвәрдигар рәзилликлири билән һесаплашмайдиған, Роһида һеч қандақ һейлилик йоқ киши бәхитликтур!
3 Men [gunahimni iqrar qilmay], sükütte turuwalghanidim, Kün boyi ahu-pighan ichide, Söngeklirim chirip ketti;
Мән [гунайимни иқрар қилмай], сүкүттә турувалған едим, Күн бойи аһу-пиған ичидә, Сүйәклирим чирип кәтти;
4 Chünki méni basqan qolung manga kéche-kündüz éghir boldi; Yazdiki qurghaqchiliqtek yilikim qaghjirap ketti. (Sélah)
Чүнки мени басқан қолуң маңа кечә-күндүз еғир болди; Яздики қурғақчилиқтәк илигим қағҗирап кәтти. (Селаһ)
5 Emdi gunahimni Séning aldingda étirap qildim, Qebihlikimni Sendin yoshuriwermeydighan boldum; Men: «Perwerdigargha asiyliqlirimni étirap qilimen» — dédim, Shuning bilen Sen méning rezil gunahimni kechürüm qilding. (Sélah)
Әнди гунайимни Сениң алдиңда етирап қилдим, Қәбиһлигимни Сәндин йошуривәрмәйдиған болдум; Мән: «Пәрвәрдигарға асийлиқлиримни етирап қилимән» — дедим, Шуниң билән Сән мениң рәзил гунайимни кәчүрүм қилдиң. (Селаһ)
6 Shunga Séni tapalaydighan peytte, Herbir ixlasmen Sanga dua bilen iltija qilsun! Chong topanlar örlep, téship ketkende, [Sular] shu kishige hergiz yéqinlashmaydu.
Шуңа Сени тапалайдиған пәйттә, Һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун! Чоң топанлар өрләп, тешип кәткәндә, [Сулар] шу кишигә һәргиз йеқинлашмайду.
7 Sen méning dalda jayimdursen; Sen méni zulumdin saqlaysen; Etrapimni nijatliq naxshiliri bilen qaplaysen! (Sélah)
Сән мениң далда җайимдурсән; Сән мени зулумдин сақлайсән; Әтрапимни ниҗатлиқ нахшилири билән қаплайсән! (Селаһ)
8 — «Men sen méngishqa tégishlik yolda séni yétekleymen hem terbiyleymen; Méning közüm üstüngde bolushi bilen sanga nesihet qilimen.
— «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән; Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән.
9 Eqli yoq bolghan at yaki éshektek bolma; Ularni chekleshke tizginleydighan yügen bolmisa, Ular hergiz sanga yéqin kelmeydu».
Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма; Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса, Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду».
10 Rezillerge chüshüdighan qayghu-hesretler köptur, Biraq méhir-shepqetler Perwerdigargha tayan’ghan kishini chörideydu;
Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур, Бирақ меһри-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
11 I heqqaniylar, Perwerdigar bilen shadlinip xursen bolunglar; Köngli duruslar, xushalliqtin tentene qilinglar!
И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар; Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!

< Zebur 32 >