< Zebur 29 >

1 Dawut yazghan küy: — Perwerdigargha bergeysiler, i Qudretlik Bolghuchining perzentliri, Perwerdigargha shanu-shewket, küch bergeysiler!
Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири, Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!
2 Perwerdigargha Öz namigha layiq shanu-shewket bergeysiler; Perwerdigargha pak-muqeddeslikning güzellikide sejde qilinglar!
Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр; Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар!
3 Perwerdigarning sadasi chongqur sular üstide höküm süridu; Shan-sherep igisi bolghan Tengri güldürmamilarni yangritidu; Perwerdigar büyük déngizlar üstide höküm süridu.
Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстидә һөкүм сүриду; Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду; Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстидә һөкүм сүриду.
4 Perwerdigarning sadasi küchlüktur; Perwerdigarning sadasi heywetke tolghandur;
Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур; Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур;
5 Perwerdigarning sadasi kédir derexlirini sündüriwétidu; Berheq, Perwerdigar Liwandiki kédirlarni sündüriwétidu.
Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуриветиду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуриветиду.
6 U ularni mozay oynaqlawatqandek oynaqlitidu; Yawa kalining balisi oynaqlawatqandek, U Liwan we Sirion téghini oynaqlitidu.
У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду; Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду.
7 Perwerdigarning sadasi chaqmaqlarning yalqunlirini shaxlitiwétidu;
Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду;
8 Perwerdigarning sadasi chöl-jezirini zilzilige salidu; Perwerdigar Qedeshtiki chöl-jezirini zilzilige salidu;
Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
9 Perwerdigarning sadasi dub derexlirini heryan tolghitidu, Ormanliqlarni yalingachlaydu; Uning muqeddes ibadetxanisida bolghan hemmisi «shanu-shewket!» dep tentene qilidu.
Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду, Орманлиқларни ялаңачлайду; Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду.
10 Perwerdigar topan üstige hökümranliq qilip olturidu; Berheq, Perwerdigar menggüge padishah bolup höküm sürüp olturidu.
Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду.
11 Perwerdigar Öz xelqige qudretni bexsh étidu; Öz xelqini aman-xatirjemlik bilen beriketleydu.
Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду; Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.

< Zebur 29 >