< Zebur 22 >
1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup, «Ayjelet-xashshahar» (tang seherde kelgen medet) dégen ahangda oqulsun dep, Dawut yazghan küy: — «Ah Ilahim, Ilahim, némishqa mendin waz kechting? Sen némishqa méni qutquzushtin shunche yiraqsen? Némishqa qattiq peryadlirimdin shunche yiraq turisen,
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт) дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — «Аһ Илаһим, Илаһим, немишкә мәндин ваз кәчтиң? Сән немишкә мени қутқузуштин шунчә жирақсән? Немишкә қаттиқ пәрядлиримдин шунчә жирақ турисән,
2 Xudayim, kündüzde nida qildim, lékin Sen héch jawab qilmaysen; Kéchidimu men shundaq peryad qilishtin aram alalmaymen.
Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән; Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.
3 Biraq i Israilning medhiyilirini öz makaning qilghuchi, Sen dégen pak-muqeddestursen!
Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи, Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
4 Ata-bowilirimiz séni tayanchi qilghan, Ular sanga tayan’ghan, sen ularni qutquzghan.
Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған, Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
5 Ular Sanga nida qilishliri bilen qutulghan; Sanga tayinish bilen ularning ümidi héch yerde qalghan emes.
Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған; Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
6 Biraq men bolsam adem emes, bir qurtmen, Insan teripidin [töhmet bilen] reswayialem qilin’ghanmen, Xalayiq teripidin kemsitilgenmen.
Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән, Инсан тәрипидин [төһмәт билән] рәсвайиаләм қилинғанмән, Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.
7 Méni körgenlerning hemmisi mazaq qilip külidu, Bashlirini silkiship aghzilirini pürüshtürüp:
Мени көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип күлиду, Башлирини силкишип ағзилирини пүрүштүрүп:
8 «U Perwerdigargha özini tapshurghan emesmu?! Emdi Perwerdigar uni qutquzsun! Perwerdigar uningdin xursen bolsa eger, Uni qutuldursun!» — déyishidu.
«У Пәрвәрдигарға өзини тапшурған әмәсму?! Әнди Пәрвәрдигар уни қутқузсун! Пәрвәрдигар униңдин хурсән болса әгәр, Уни қутулдурсун!» — дейишиду.
9 Biraq méni apamning qorsiqidin chiqarghuchi özüngdursen; Hetta emchektiki waqtimdimu méni özüngge tayandurghansen;
Бирақ мени апамниң қосиғидин чиқарғучи өзүңдурсән; Һәтта әмчәктики вақтимдиму мени өзүңгә таяндурғансән;
10 Tughulghinimdin tartipla, men özümni qoynunggha tashlighanmen; Anamning baliyatqusidiki waqtimdila, Sen méning Tengrim bolup kelgensen.
Туғулғинимдин тартипла, мән өзүмни қойнуңға ташлиғанмән; Анамниң балиятқусидики вақтимдила, Сән мениң Тәңрим болуп кәлгәнсән.
11 Mendin yiraqlashma; Chünki riyazet méni qistap keldi; Manga yardemde bolghuchi yoqtur.
Мәндин жирақлашма; Чүнки риязәт мени қистап кәлди; Маңа ярдәмдә болғучи йоқтур.
12 Nurghun buqilar méni qorshiwaldi; Bashanning küchlük buqiliri méni oriwaldi;
Нурғун буқилар мени қоршивалди; Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди;
13 Ular ademni titma qilghuchi hörkirewatqan shirdek, Aghzilirni chong échip manga tikilip turidu.
Улар адәмни титма қилғучи һөкирәватқан ширдәк, Ағзилирни чоң ечип маңа тикилип туриду.
14 Men tökülgen sudek boldum, Hemme söngeklirim izidin chiqip ketti; Yürikim momdek érip ketti, Ich-baghrimda zeipliship érip ketti.
Мән төкүлгән судәк болдум, Һәммә сүйәклирим изидин чиқип кәтти; Жүригим момдәк ерип кәтти, Ич-бағримда зәиплишип ерип кәтти.
15 Qaghjirap ketken sapal parchisidek maghdurum qalmidi, Tilim tangliyimgha chapliship ketti, Sen [Perwerdigar] méni ölümning topa-changlirigha qoyghansen.
Қағҗирап кәткән сапал парчисидәк мағдурум қалмиди, Тилим таңлийимға чаплишип кәтти, Сән [Пәрвәрдигар] мени өлүмниң топа-чаңлириға қойғансән.
16 Ghaljir itlar manga olashti, Bir top reziller méni qistap kélip, Méning qolum we putumni sanjip teshti.
Ғалҗир иштлар маңа олашти, Бир топ рәзилләр мени қистап келип, Мениң қолум вә путумни санҗип тәшти.
17 Söngeklirimning hemmisini saniyalaymen, [Ustixanlirim] manga tikilip qarap turghandek qilidu.
Сүйәклиримниң һәммисини саналаймән, [Устиханлирим] маңа тикилип қарап турғандәк қилиду.
18 Ular kiyimlirimni öz arisida üleshtürüwatidu, Könglikimge érishish üchün chek tashlishiwatidu.
Улар кийимлиримни өз арисида үләштүрүватиду, Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду.
19 Biraq, i Perwerdigar, mendin yiraqlashma! I Küch-Qudritim bolghuchim, yardemge téz kelgeysen!
Бирақ, и Пәрвәрдигар, мәндин жирақлашма! И Күч-Қудритим болғучим, ярдәмгә тез кәлгәйсән!
20 Jénimni qilichtin qutquzghin, Méning yalghuz jénimni itning changgilidin qutuldurghin.
Җенимни қиличтин қутқузғин, Мениң ялғуз җенимни иштниң чаңгилидин қутулдурғин.
21 Méni shirning aghzidin qutquzghin; Shundaq, Sen iltijalirimni ijabet qilip yawa kalilarning münggüzliridin qutquzghansen!
Мени ширниң ағзидин қутқузғин; Шундақ, Сән илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!
22 Men Séning namingni qérindashlirimgha élan qilimen; Chong jamaet ichide turup Sanga bolghan medhiyilirimni jakarlaymen;
Мән Сениң намиңни қериндашлиримға елан қилимән; Чоң җамаәт ичидә туруп Саңа болған мәдһийилиримни җакалаймән;
23 Perwerdigardin eymen’güchiler, Uni medhiyilenglar! Yaqupning barliq nesilliri, Uninggha shan-sherep keltürünglar! Israilning pütün ewladliri, Uningdin eymininglar.
Пәрвәрдигардин әймәнгүчиләр, Уни мәдһийиләңлар! Яқупниң барлиқ нәсиллири, Униңға шан-шәрәп кәлтүрүңлар! Исраилниң пүтүн әвлатлири, Униңдин әйминиңлар.
24 Chünki U ézilgüchining ashu xarlinishlirini neziridin saqit qilghan emes, Yaki Uningdin héch yirgen’gen emes; Uningdin Öz wisalini héch yoshurghan emes; Belki U iltija qilip awazini kötürginide, Uninggha qulaq sélip anglighan.
Чүнки У езилгүчиниң әшу харлинишлирини нәзиридин сақит қилған әмәс, Яки Униңдин һеч йиргәнгән әмәс; Униңдин Өз висалини һеч йошурған әмәс; Бәлки У илтиҗа қилип авазини көтәргинидә, Униңға қулақ селип аңлиған.
25 Chong jamaet ichide manga oqulghan medhiyiler Özüngdindur, Xudadin eymen’güchilerning aldida ichken qesemlirimni ishqa ashurimen;
Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур, Худадин әймәнгүчиләрниң алдида ичкән қәсәмлиримни ишқа ашуримән;
26 Ajiz möminler qorsiqi toyghuche tamaqlinidu; Perwerdigarni izdigenler Uni medhiyeleydu; Silerning qelbinglar menggü yashnaydu!
Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду; Пәрвәрдигарни издигәнләр Уни мәдһийәләйду; Силәрниң қәлбиңлар мәңгү яшнайду!
27 Zéminning eng chétidikilermu bu ishni qelbide tutup, towa qilip Perwerdigarning aldigha kélidu; El-milletlerning barliq jemetliri aldingda ibadet qilidu;
Зиминниң әң четидикиләрму бу ишни қәлбидә тутуп, товва қилип Пәрвәрдигарниң алдиға келиду; Әл-милләтләрниң барлиқ җәмәтлири алдиңда ибадәт қилиду;
28 Chünki padishahliq Perwerdigarghila tewedur; U el-milletler arisida höküm sürgüchidur.
Чүнки падишалиқ Пәрвәрдигарғила тәвәдур; У әл-милләтләр арисида һөкүм сүргүчидур.
29 Jahandiki baylarmu Uning aldidin yep-ichip, ibadet qilidu; Tupraqqa kirey dep qalghanlarmu, hetta öz jénini saqliyalmaydighanlarmu Uninggha sejde qilidu;
Җаһандики байларму Униң алдидин йәп-ичип, ибадәт қилиду; Тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду;
30 Kelgüsidiki bir ewlad Uning xizmitide bolidu; Bu ewlad Reb üchün Öz perzentliri hésablinidu.
Кәлгүсидики бир әвлат Униң хизмитидә болиду; Бу әвлат Рәб үчүн Өз пәрзәнтлири һесаплиниду.
31 Kéyin ular kélip, shu chaghda tughulidighan bir qowmgha Uning heqqaniyliqini jakarlap shuni élan qiliduki, «U buni emelge ashurdi!»
Кейин улар келип, шу чағда туғулидиған бир қовмға Униң һәққанийлиғини җакалап шуни елан қилидуки, «У буни әмәлгә ашурди!»