< Zebur 139 >
1 Neghmichilerning béshigha tapshurulup oqulsun dep, Dawut yazghan küy: — I Perwerdigar, Sen méni tekshürüp chiqting, Hem méni bilip yetting;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, Сән мени тәкшүрүп чиқтиң, Һәм мени билип йәттиң;
2 Özüng olturghinimni, turghinimnimu bilisen; Yiraqta turuqluq könglümdikini bilisen.
Өзүң олтарғинимни, турғинимниму билисән; Жирақта туруқлуқ көңлүмдикини билисән.
3 Basqan qedemlirimni, yatqanlirimni ötkemengdin ötküzdung; Barliq yollirim Sanga ayandur.
Басқан қәдәмлиримни, ятқанлиримни өткәмәңдин өткүздуң; Барлиқ йоллирим Саңа аяндур.
4 Berheq, tilimgha bir söz kéle-kelmestinla, i Perwerdigar, Mana Sen buni eyni boyiche bilmey qalmaysen.
Бәрһәқ, тилимға бир сөз келә-кәлмәстинла, и Пәрвәрдигар, Мана Сән буни әйни бойичә билмәй қалмайсән.
5 Sen méni aldi-keynimdin orap turisen, Qolungni méning üstümge qondurghansen.
Сән мени алди-кәйнимдин орап турисән, Қолуңни мениң үстүмгә қондурғансән.
6 Bundaq bilim manga shunchilik tilsimat bilinidu! Shundaq yüksekki, men uni bilip yételmeydikenmen.
Бундақ билим маңа шунчилик тилсимат билиниду! Шундақ жүксәкки, мән уни билип йетәлмәйдикәнмән.
7 Rohingdin néri bolushqa nelergimu baralayttim? Huzurungdin özümni qachurup nelerge baralayttim?
Роһуңдин нери болушқа нәләргиму баралайттим? Һозуруңдин өзүмни қачуруп нәләргә баралайттим?
8 Asmanlargha chiqsam, mana Sen ashu yerde; Tehtisarada orun salsammu, mana Sen shu yerde; (Sheol )
Асманларға чиқсам, мана Сән әшу йәрдә; Тәһтисарада орун салсамму, мана Сән шу йәрдә; (Sheol )
9 Seherning qanatlirini élip uchup, Déngizning eng chet yerliride tursam,
Сәһәрниң қанатлирини елип учуп, Деңизниң әң чәт йәрлиридә турсам,
10 Hetta ashu jayda qolung méni yétekleydu, Ong qolung méni yöleydu.
Һәтта әшу җайда қолуң мени йетәкләйду, Оң қолуң мени йөләйду.
11 Men: «Qarangghuluq méni yapsa, Etrapimdiki yoruqluq choqum kéche bolidu» — désem,
Мән: «Қараңғулуқ мени япса, Әтрапимдики йоруқлуқ чоқум кечә болиду» — десәм,
12 Qarangghuluqmu Sendin yoshurunalmaydu, Kéchimu Sanga kündüzdek aydingdur, Qarangghuluqmu [Sanga] yoruqtektur.
Қараңғулуқму Сәндин йошуруналмайду, Кечиму Саңа күндүздәк айдиңдур, Қараңғулуқму [Саңа] йоруқтәктур.
13 Berhek, Sen méning ichlirimni yasighansen; Anamning qorsiqida méni toqughansen;
Бәрһәк, Сән мениң ичлиримни ясиғансән; Анамниң қосиғида мени тоқуғансән;
14 Men Séni medhiyileymen, Chünki men sürlük we karamet yasalghanmen; Séning qilghanliring karamet tilsimattur; Buni jénim obdan bilidu.
Мән Сени мәдһийиләймән, Чүнки мән сүрлүк вә карамәт ясалғанмән; Сениң қилғанлириң карамәт тилсиматтур; Буни җеним убдан билиду.
15 Men yoshurun jayda yasalghinimda, Yer tegliride epchillik bilen toqulup shekillendürülginimde, Ustixanlirim Sendin yoshurun emes idi.
Мән йошурун җайда ясалғинимда, Йәр тәглиридә әпчиллик билән тоқулуп шәкилләндүрүлгинимдә, Устиханлирим Сәндин йошурун әмәс еди.
16 Ezalirim téxi apiride bolmighan künlerde, Ular yasiliwatqan künlerde, Közüng téxi shekillenmigen jismimni körüp yetkenidi; Ularning hemmisi alliburun deptiringde yézilghanidi.
Әзалирим техи апиридә болмиған күнләрдә, Улар ясиливатқан күнләрдә, Көзүң техи шәкилләнмигән җисмимни көрүп йәткән еди; Уларниң һәммиси аллибурун дәптириңдә йезилған еди.
17 Ah Tengrim, oyliring manga neqeder qimmetliktur! Ularning yighindisi shunche zordur!
Аһ Тәңрим, ойлириң маңа нәқәдәр қиммәтликтур! Уларниң жиғиндиси шунчә зордур!
18 Ularni sanay désem, ular déngizdiki qumlardinmu köptur; Uyqudin közümni achsam, men yenila Sen bilen billidurmen!
Уларни санай десәм, улар деңиздики қумлардинму көптур; Уйқидин көзүмни ачсам, мән йәнила Сән билән биллидурмән!
19 Ah, Sen rezillerni öltürüwetseng iding, i Xuda! Qanxor kishiler, mendin yiraq bolush!
Аһ, Сән рәзилләрни өлтүрүвәтсәң едиң, и Худа! Қанхор кишиләр, мәндин жирақ болуш!
20 Chünki ular Séning toghruluq hiylilik bilen sözleydu; Séning sheherliring ular teripidin azduruldi.
Чүнки улар Сениң тоғрилиқ һейлилик билән сөзләйду; Сениң шәһәрлириң улар тәрипидин аздурулди.
21 Sanga öchmen bolghanlargha, i Perwerdigar, menmu öchqu? Sanga qarshi chiqqanlargha menmu yirginimen’ghu?
Саңа өчмән болғанларға, и Пәрвәрдигар, мәнму өчқу? Саңа қарши чиққанларға мәнму жиркинимәнғу?
22 Ulargha chish-tirniqimghiche öchturmen; Ularni öz düshmenlirim dep hésablaymen.
Уларға чиш-тирниқимғичә өчтурмән; Уларни өз дүшмәнлирим дәп һесаплаймән.
23 Méni közitip tekshürgeysen, i Tengrim! Méning qelbimni bilip yetkeysen! Méni sinap, ghemlik oylirimni bilgeysen;
Мени күзитип тәкшүргәйсән, и Тәңрим! Мениң қәлбимни билип йәткәйсән! Мени синап, ғәмлик ойлиримни билгәйсән;
24 Mende [Özüngge] azar bergüdek yolning bar-yoqluqini körgeysen; We méni menggülük yolungda yétekligeysen!
Мәндә [Өзүңгә] азар бәргидәк йолниң бар-йоқлуғини көргәйсән; Вә мени мәңгүлүк йолуңда йетәклигәйсән!