< Zebur 138 >

1 Dawut yazghan küy: — Pütün qelbim bilen Sanga teshekkür éytimen; Barliq ilahlar aldida Séni küyleymen.
Давут язған күй: — Пүтүн қәлбим билән Саңа тәшәккүр ейтимән; Барлиқ илаһлар алдида Сени күйләймән.
2 Pak-muqeddeslikingning ibadetxanisigha qarap bash urimen, Özgermes muhebbiting hem heqiqet-sadaqiting üchün namingni tebrikleymen; Chünki Sen pütün nam-shöhritingdinmu bekrek, wedengde turidighiningni ulugh qilghansen.
Пак-муқәддәслигиңниң ибадәтханисиға қарап баш уримән, Өзгәрмәс муһәббитиң һәм һәқиқәт-садақитиң үчүн намиңни тәбрикләймән; Чүнки Сән пүтүн нам-шөһритиңдинму бәкрәк, вәдәңдә туридиғиниңни улуқ қилғансән.
3 Sanga nida qilghan künide, manga jawab bergensen; Jénimgha küch kirgüzüp, méni righbetlendürgensen.
Саңа нида қилған күнидә, маңа җавап бәргәнсән; Җенимға күч киргүзүп, мени риғбәтләндүргәнсән.
4 Aghzingdiki sözlerni anglighanda, i Perwerdigar, Jahandiki barliq shahlar Séni medhiyileydu;
Ағзиңдики сөзләрни аңлиғанда, и Пәрвәрдигар, Җаһандики барлиқ шаһлар Сени мәдһийиләйду;
5 Ular Perwerdigarning yollirida yürüp naxsha éytidu, Chünki ulughdur Perwerdigarning shan-sheripi.
Улар Пәрвәрдигарниң йоллирида жүрүп нахша ейтиду, Чүнки улуқдур Пәрвәрдигарниң шан-шәриви.
6 Chünki Perwerdigar aliydur; Biraq U hali boshlargha nezer salidu; Tekebbularni bolsa U yiraqtin tonup yétidu.
Чүнки Пәрвәрдигар алийдур; Бирақ У һали бошларға нәзәр салиду; Тәкәббуларни болса У жирақтин тонуп йетиду.
7 Zulmet-musheqqetler arisida mangghan bolsammu, Sen méni janlandurisen; Düshmenlirimning ghezipini tosushqa qolungni uzartisen, Ong qolung méni qutquzidu.
Зулмәт-мушәққәтләр арисида маңған болсамму, Сән мени җанландурисән; Дүшмәнлиримниң ғәзивини тосушқа қолуңни узартисән, Оң қолуң мени қутқузиду.
8 Perwerdigar manga tewe ishlarni pütküzidu; Méhir-muhebbiting, i Perwerdigar, menggülüktur; Öz qolliring yasighanni tashlap ketmigeysen!
Пәрвәрдигар маңа тәвә ишларни пүткүзиду; Меһир-муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мәңгүлүктур; Өз қоллириң ясиғанни ташлап кәтмигәйсән!

< Zebur 138 >