< Zebur 117 >

1 Perwerdigarni medhiyilenglar, barliq eller; Hemme xelqler, Uni maxtanglar!
Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, барлиқ әлләр; Һәммә хәлиқләр, Уни махтаңлар!
2 Chünki bizge baghlighan özgermes muhebbiti ghelibiliktur; Hem Perwerdigarning heqiqet-sadaqiti menggülüktur! Hemdusana!
Чүнки бизгә бағлиған өзгәрмәс муһәббити ғәлибиликтур; Һәм Пәрвәрдигарниң һәқиқәт-садақити мәңгүлүктур! Һәмдусана!

< Zebur 117 >