< Pend-nesihetler 30 >
1 Töwendikiler Yakehning oghli Agurgha wehiy bilen kelgen sözlerdur: Bu adem Itiyelge, yeni Itiyel bilen Ukalgha mundaq sözlerni dégen: —
Төвәндикиләр Якәһниң оғли Агурға вәһий билән кәлгән сөзләрдур: Бу адәм Итийәлгә, йәни Итийәл билән Укалға мундақ сөзләрни дегән: —
2 Men derweqe insanlar arisidiki eng nadini, haywan’gha oxshashturmen; Mende insan eqli yoq.
Мән дәрвәқә инсанлар арисидики әң надини, һайванға охшаштурмән; Мәндә инсан әқли йоқ.
3 Danaliqni héch ögenmidim; Eng Pak-Muqeddes Bolghuchi heqqidimu sawatim yoqtur.
Даналиқни һеч үгәнмидим; Әң Пак-Муқәддәс Болғучи һәққидиму саватим йоқтур.
4 Kim ershke kötürülgen, yaki ershtin chüshken? Kim shamalni qollirida tutqan? Kim sularni Öz tonigha yögep qoyghan? Kim yer-zéminning chégralirini belgiligen? Uning ismi néme? Uning Oghlining ismi néme? Bilemsen-yoq?
Ким әршкә көтирилгән, яки әрштин чүшкән? Ким шамални қоллирида тутқан? Ким суларни Өз тониға йөгәп қойған? Ким йәр-зиминниң чегаралирини бәлгүлигән? Униң исми немә? Униң Оғлиниң исми немә? Биләмсән-йоқ?
5 Tengrining herbir sözi sinilip ispatlinip kelgendur; U Özige tayan’ghanlarning hemmisini qoghdaydighan qalqandur.
Тәңриниң һәр бир сөзи синилип испатлинип кәлгәндур; У Өзигә таянғанларниң һәммисини қоғдайдиған қалқандур.
6 Uning sözlirige héch nerse qoshma; Undaq qilsang, U séni eyibleydu, Séning yalghanchiliqing ashkarilinidu.
Униң сөзлиригә һеч нәрсә қошма; Ундақ қилсаң, У сени әйипләйду, Сениң ялғанчилиғиң ашкарилиниду.
7 I [Xudayim], Sendin ikki nersini tileymen; Men ölgüche bularni mendin ayimighaysen: —
И [Худайим], Сәндин икки нәрсини тиләймән; Мән өлгичә буларни мәндин айимиғайсән: —
8 Saxtiliq we yalghanchiliqni mendin yiraq qilghaysen; Méni gadaymu qilmay, baymu qilmay, belki éhtiyajimgha layiqla riziq bergeysen.
Сахтилиқ вә ялғанчилиқни мәндин жирақ қилғайсән; Мени гадайму қилмай, байму қилмай, бәлки еһтияҗимға лайиқла рисқ бәргәйсән.
9 Chünki ziyade toyup ketsem, Sendin yénip: «Perwerdigar dégen kim?» — dep qélishim mumkin. Yaki gaday bolup qalsam, oghriliq qilip, Sen Xudayimning namigha dagh keltürüshim mumkin.
Чүнки зиядә тоюп кәтсәм, Сәндин йенип: «Пәрвәрдигар дегән ким?» — дәп қелишим мүмкин. Яки гадай болуп қалсам, оғрилиқ қилип, Сән Худайимниң намиға дағ кәлтүрүшим мүмкин.
10 Xojayinining aldida uning quli üstidin shikayet qilma, Bolmisa u séni qarghap lenet qilidu, eyibkar bolisen.
Ғоҗайининиң алдида униң қули үстидин шикайәт қилма, Болмиса у сени қарғап ләнәт қилиду, әйипкар болисән.
11 Öz atisini qarghaydighan, Öz anisigha bext tilimeydighan bir dewr bar,
Өз атисини қарғайдиған, Өз анисиға бәхит тилимәйдиған бир дәвир бар,
12 Özini pak chaghlaydighan, emeliyette meynetchilikidin héch yuyulmighan bir dewr bar,
Өзини пак чағлайдиған, әмәлийәттә мәйнәтчилигидин һеч жуюлмиған бир дәвир бар,
13 Bir dewr bar — ah, kibirlikidin neziri némidégen üstün, Hakawurluqidin hali némidégen chong!
Бир дәвир бар — аһ, кибирлигидин нәзири немидегән үстүн, Һакавурлуғидин һали немидегән чоң!
14 Uning ajizlar we yoqsullarni yalmap yutuwétidighan chishliri qilichtek, Éziq chishliri pichaqtek bolghan bir dewr bar!
Униң аҗизлар вә йоқсулларни ялмап жутуветидиған чишлири қиличтәк, Езиқ чишлири пичақтәк болған бир дәвир бар!
15 Zülükning ikki qizi bar, ular herdaim: «Bergin, bergin» dep towlishar. Hergiz toyunmaydighan üch nerse bar, hergiz qanaetlenmeydighan töt nerse bar, ular bolsimu: —
Зүлүкниң икки қизи бар, улар һәрдайим: «Бәргин, бәргин» дәп товлишар. Һәргиз тоюнмайдиған үч нәрсә бар, һәргиз қанаәтләнмәйдиған төрт нәрсә бар, улар болсиму: —
16 Gör, tughmas xotunning qarni, Sugha toyunmighan qurghaq Yer. We hergiz «boldi, toydum» démeydighan ottin ibaret. (Sheol )
Гөр, туғмас хотунниң қарни, Суға тоюнмиған қурғақ Йәр. Вә һәргиз «болди, тойдум» демәйдиған оттин ибарәт. (Sheol )
17 Atisini mesxire qilidighan, Anisini kemsitidighan közni bolsa, Qagha-quzghunlar choqular, Bürkütning balilirimu uni yer.
Атисини мәсқирә қилидиған, Анисини кәмситидиған көзни болса, Қарға-қузғунлар чоқулар, Бүркүтниң балилириму уни йәр.
18 Men üchün intayin tilsimat üch nerse bar; Shundaq, men chüshinelmeydighan töt ish bar: —
Мән үчүн интайин тилсимат үч нәрсә бар; Шундақ, мән чүшинәлмәйдиған төрт иш бар: —
19 Bürkütning asmandiki uchush yoli, Yilanning tashta béghirlap mangidighan yoli, Kémining déngizdiki yoli we yigitning qizgha ashiq bolushtiki yolidur.
Бүркүтниң асмандики учуш йоли, Иланниң ташта беғирлап маңидиған йоли, Кеминиң деңиздики йоли вә жигитниң қизға ашиқ болуштики йолидур.
20 Zinaxor xotunning yolimu shundaqtur; U bir némini yep bolup aghzini sürtiwetken kishidek: «Men héchqandaq yamanliqni qilmidim!» — deydu.
Зинахор хотунниң йолиму шундақтур; У бир немини йәп болуп ағзини сүртивәткән кишидәк: «Мән һеч қандақ яманлиқни қилмидим!» — дәйду.
21 Yer-zémin üch nerse astida biaram bolar; U kötürelmeydighan töt ish bar: —
Йәр-зимин үч нәрсә астида беарам болар; У көтирәлмәйдиған төрт иш бар: —
22 Padishah bolghan qul, Tamaqqa toyghan hamaqet,
Падиша болған қул, Тамаққа тойған һамақәт,
23 Nepretke patqan, erge tegken xotun, Öz xanimining ornini basqan dédek.
Нәпрәткә патқан, әргә тәккән хотун, Өз ханиминиң орнини басқан дедәк.
24 Yer yüzide téni kichik, lékin intayin eqilliq töt xil janiwar bar: —
Йәр йүзидә тени кичик, лекин интайин әқиллиқ төрт хил җанивар бар: —
25 Chömüliler küchlük xelq bolmisimu, biraq yazda ozuq teyyarliwélishni bilidu;
Чөмүлиләр күчлүк хәлиқ болмисиму, бирақ язда озуқ тәйярливелишни билиду;
26 Sughurlar özi ajiz bir qowm bolsimu, xada tashlarning arisigha uwa salidu;
Суғурлар өзи аҗиз бир қовм болсиму, хада ташларниң арисиға уга салиду;
27 Chéketkilerning padishahi bolmisimu, lékin qatar tizilip retlik mangidu;
Чекәткиләрниң падишаси болмисиму, лекин қатар тизилип рәтлик маңиду;
28 Keslenchükni qol bilen tutuwalghili bolidu, Lékin xan ordilirida yashaydu.
Кәсләнчүкни қол билән тутувалғили болиду, Лекин хан ордилирида яшайду.
29 Qedemliri heywetlik üch janiwar bar, Kishige zoq bérip mangidighan töt nerse bar: —
Қәдәмлири һәйвәтлик үч җанивар бар, Кишигә зоқ берип маңидиған төрт нәрсә бар: —
30 Haywanatlar ichide eng küchlük, héch némidin qorqmas shir,
Һайванатлар ичидә әң күчлүк, һеч немидин қорқмас шир,
31 Zilwa beyge iti, Téke, We puqraliri qollaydighan padishahdur.
Зилва бәйгә ити, Текә, Вә пухралири қоллайдиған падишадур.
32 Eger sen exmeqliq qilip özüngni bek yuqiri orun’gha qoyuwalghan bolsang, We yaki telwe bir oyda bolghan bolsang, Qolung bilen aghzingni yum!
Әгәр сән ахмақлиқ қилип өзүңни бәк жуқури орунға қоювалған болсаң, Вә яки тәлвә бир ойда болған болсаң, Қолуң билән ағзиңни юм!
33 Kala süti qochulsa sériq may chiqar; Birining burni mijilsa, qan chiqar; Adawet qozghap intiqam oylisa jédel-majira chiqar.
Кала сүти қочулса сериқ май чиқар; Бириниң бурни миҗилса, қан чиқар; Адавәт қозғап интиқам ойлиса җедәл-маҗира чиқар.