< Pend-nesihetler 29 >

1 Qayta-qayta eyiblinip turup yene boyni qattiqliq qilghan kishi, Tuyuqsizdin dawalighusiz yanjilar.
Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши, Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар.
2 Heqqaniylar güllense, puqraliri shadlinar, Qebihler hoquq tutsa puqra nale-peryad kötürer.
Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар, Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.
3 Danaliqni söygen oghul atisini xush qilar; Biraq pahishilerge hemrah bolghan uning mal-mülkini buzup-chachar.
Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар; Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
4 Padishah adalet bilen yurtini tinch qilar; Biraq baj-séliq salghan bolsa, uni weyran qilar.
Падиша адаләт билән жутини тинич қилар; Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
5 Öz yéqinigha xushamet qilghan kishi, Uning putlirigha tor teyyarlap qoyghandur.
Өз йеқиниға хушамәт қилған киши, Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
6 Rezil ademning gunahi özige qapqan yasap qurar; Biraq heqqaniy kishi naxshilar bilen shadlinar.
Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар; Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
7 Heqqaniy kishi miskinning dewasigha köngül bölür; Biraq yamanlar bolsa bu ishni chüshenmes.
Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр; Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.
8 Hakawur kishiler sheherni qutritip dawalghutar; Biraq aqilaniler achchiq ghezeplerni yandurar.
Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар; Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
9 Dana kishi exmeq bilen dewalashsa, Exmeq hürpiyidu yaki külidu, netijisi haman tinchliq bolmas.
Дана киши ахмақ билән дәвалашса, Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10 Qanxorlar pak-diyanetliklerge nepretliner; Duruslarning jénini bolsa, ular qestler.
Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр; Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.
11 Exmeq herdaim ichidiki hemmini ashkara qilar; Biraq dana özini bésiwalar.
Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар; Бирақ дана өзини бесивалар.
12 Hökümdar yalghan sözlerge qulaq salsa, Uning barliq xizmetkarliri yaman ögenmey qalmas.
Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса, Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13 Gaday bilen uni ezgüchi kishi bir zéminda yashar; Her ikkisining közini nurlandurghuchi Perwerdigardur.
Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар; Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.
14 Yoqsullarni diyanet bilen sorighan padishahning bolsa, Texti menggüge mehkem turar.
Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса, Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.
15 Tayaq bilen tenbih-nesihet balilargha danaliq yetküzer; Biraq öz meylige qoyup bérilgen bala anisini xijaletke qaldurar.
Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр; Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.
16 Yamanlar güllinip ketse, naheqlik köpiyer; Lékin heqqaniylar ularning yiqilghinini körer.
Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр; Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.
17 Oghlungni terbiyeliseng, u séni aram tapquzar; U könglüngni söyündürer.
Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар; У көңлүңни сөйүндүрәр.
18 [Perwerdigarning] wehiysi bolmighan elning puqraliri yoldin chiqip bashpanahsiz qalar; Lékin Tewrat-qanunigha emel qilidighan kishi bextliktur.
[Пәрвәрдигарниң] вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар; Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.
19 Qulni söz bilenla tüzetkili bolmas; U sözüngni chüshen’gen bolsimu, étibar qilmas.
Қулни сөз биләнла түзәткили болмас; У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас.
20 Aghzini basalmaydighan kishini körgenmu? Uningdin ümid kütkendin, exmeqtin ümid kütüsh ewzeldur.
Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму? Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур.
21 Kimki öz qulini kichikidin tartip öz meylige qoyup berse, Künlerning biride uning béshigha chiqar.
Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә, Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар.
22 Térikkek kishi jédel-majira qozghap turar; Asan achchiqlinidighan kishining gunahliri köptur.
Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар; Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур.
23 Meghrurluq kishini pes qilar, Biraq kemterlik kishini hörmetke érishtürer.
Мәғрурлуқ кишини пәс қилар, Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр.
24 Oghri bilen shérik bolghan kishi öz jénigha düshmendur; U soraqchining [guwah bérishke] agahlandurushini anglisimu, lékin rast gep qilishqa pétinalmas.
Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур; У сорақчиниң [гува беришкә] агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас.
25 Insan balisidin qorqush ademni tuzaqqa chüshüridu; Biraq kimki Perwerdigargha tayan’ghan bolsa, u bixeter kötürüler.
Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду; Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр.
26 Köp kishiler hökümdardin iltipat izdep yürer; Biraq ademning heq-rizqi peqet Perwerdigarningla qolididur.
Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр; Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур.
27 Naheqler heqqaniylargha yirginchliktur; Durus yolda mangghan kishiler yamanlargha yirginchliktur.
Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур; Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.

< Pend-nesihetler 29 >