< Pend-nesihetler 19 >
1 Peziletlik yolda mangghan kembeghel, Hiyliger sözlük exmeqtin yaxshidur.
Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл, Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.
2 Yene, gheyriti bar kishi bilimsiz bolsa bolmas; Aldirangghu yoldin chiqar.
Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас; Алдираңғу йолдин чиқар.
3 Kishining exmeqliqi öz yolini astin-üstin qiliwéter; Shundaq turuqluq u könglide Perwerdigardin renjip aghrinar.
Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр; Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
4 Bayliq dostni köp qilar; Miskinler bar dostidinmu ayrilip qalar.
Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5 Yalghan guwahliq qilghan jazalanmay qalmas; Yalghan éytquchimu jazadin qutulalmas.
Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
6 Tola adem séxiydin iltipat közler; Sowghat bérip turghuchigha hemme kishi dosttur.
Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7 Namratlashqandin qérindashlirimu zériker; Uning dostliri téximu yiraq qachar; Yalwurup qoghlisimu, ular tépilmas.
Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
8 Pem-parasetke érishküchi özige köyüner; Nurni saqlighan kishining bexti bolar.
Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр; Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9 Yalghan guwahliq qilghan jazalanmay qalmas; Yalghan éytquchimu halak bolar.
Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму һалак болар.
10 Heshemetlik turmush exmeqqe yarashmas; Qulning emeldarlar üstidin höküm sürüshi téximu qamlashmas.
Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас; Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
11 Danishmenlik igisini asanliqche achchiqlanmaydighan qilar; Xataliqni yoputup kechürüsh uning shöhritidur.
Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар; Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12 Padishahning ghezipi shirning huwlishigha oxshash dehshetlik bolar; Uning shepqiti yumran ot-chöpke chüshken shebnemdek shérindur.
Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар; Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.
13 Exmeq oghul atisi üchün bala-qazadur; Urushqaq xotunning zarlashliri toxtimay témip chüshken tamche-tamche yéghin’gha oxshashtur.
Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур; Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.
14 Öy bilen mal-mülük ata-bowilardin mirastur; Biraq pem-parasetlik xotun Perwerdigarning iltipatidindur.
Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур; Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.
15 Hurunluq kishini gheplet uyqugha gherq qilar; Bikar telep acharchiliqning derdini tartar.
Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар; Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
16 [Perwerdigarning] emrige emel qilghan kishi öz jénini saqlar; Öz yolliridin hézi bolmighan kishi öler.
[Пәрвәрдигарниң] әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар; Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.
17 Kembeghellerge rehimdilliq qilghan, Perwerdigargha qerz bergen bilen barawerdur; Uning shepqitini [Perwerdigar] qayturar.
Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған, Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур; Униң шәпқитини [Пәрвәрдигар] қайтурар.
18 Perzentingning terbiyini qobul qilishigha ümidwar bolup, Uni jazalap terbiye bérip turghin; Lékin uni ölgüche xar bolsun dégüchi bolma.
Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп, Уни җазалап тәрбийә берип турғин; Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.
19 Qehrlik kishi jaza tartar; Uni qutquzmaqchi bolsang, qayta-qayta qutquzushung kérek.
Қәһрлик киши җаза тартар; Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20 Nesihetni anglighin, terbiyeni qobul qilghin, Undaq qilghanda kéyinki künliringde dana bolisen.
Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21 Kishining könglide nurghun niyetler bar; Axirida peqet Perwerdigarning dalalet-hidayitidin chiqqan ish aqar.
Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар; Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.
22 Kishining yéqimliqi uning méhir-muhebbitidindur; Miskin bolush yalghanchiliqtin yaxshidur.
Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур; Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23 Perwerdigardin eyminish kishini hayatqa érishtürer; U kishi xatirjem, toq yashap, bala-qaza chüshürülüshidin xaliy bolar.
Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр; У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.
24 Hurun qolini sunup qachigha tiqqini bilen, Ghizani aghzigha sélishqimu hurunluq qilar.
Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән, Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.
25 Hakawurgha qilin’ghan tayaq jazasi saddigha qilin’ghan ibrettur; Yorutulghan kishige bérilgen tenbih, Uning bilimini téximu ziyade qilar.
Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур; Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ, Униң билимини техиму зиядә қилар.
26 Atisining mélini bulighan, Anisini öyidin heydep chiqarghan, Reswaliq, iza-ahanet qaldurghuchi oghuldur.
Атисиниң мелини булиған, Анисини өйидин һайдап чиқарған, Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27 I oghul, nesihetke quliqingni yupuruwalsang, Eqilning telimliridin yiraqlashqiningdur.
И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң, Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.
28 Peskesh guwahchi adaletni mazaq qilghuchidur; Yaman ademning aghzi rezillikni yutar.
Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур; Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.
29 Hakawurlar üchün jazalar teyyardur, Exmeqlerning dümbisige uridighan qamcha teyyardur.
Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур, Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.