< Obadiya 1 >
1 Obadiya körgen alamet körünüsh: — Reb Perwerdigar Édom toghruluq mundaq deydu: — (Biz Perwerdigardin bu xewerni anglashqa muyesser bolduq) — «Bir elchi eller arisigha ewetildi; U: «Ornunglardin turunglar, biz uninggha qarshi jeng qilish üchün turayli!» — dep xewer béridu.
Обадия көргән аламәт көрүнүш: — Рәб Пәрвәрдигар Едом тоғрилиқ мундақ дәйду: — (Биз Пәрвәрдигардин бу хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдуқ) — «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди; У: «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — дәп хәвәр бериду.
2 Mana, Men séni eller arisida kichik qildim; Sen [eller arisida] qattiq kemsitilgen xelq bolisen!
Мана, Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; Сән [әлләр арисида] қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!
3 Hey tik qiyaning yériqliri ichide turghuchi, Turalghusi yuqiri bolghuchi, Könglüngde: «Kim méni yerge chüshürelisun?!» dégüchi, Könglüngdiki tekebburluq özüngni aldap qoydi!
Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, Туралғуси жуқури болғучи, Көңлүңдә: «Ким мени йәргә чүшүрәлисун?!» дегүчи, Көңлүңдики тәкәббурлуқ өзүңни алдап қойди!
4 Sen bürküttek özüngni yuqiri kötürsengmu, Changgangni yultuzlar arisigha tizsangmu, Men shu yerdin séni chüshürüwétimen, — deydu Perwerdigar.
Сән бүркүттәк өзүңни жуқури көтәрсәңму, Чаңгаңни юлтузлар арисиға тизсаңму, Мән шу йәрдин сени чүшүрүветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
5 Bulangchilar qéshinggha kelsimu, Oghrilar kéchilep yéninggha kirsimu, (Hey, shunche üzüp tashlinisen!) Ular özlirige chushluqla oghrilaytti emesmu? Üzüm üzgüchiler yéninggha kelsimu, azraq wasanglarni qalduridu emesmu?
Булаңчилар қешиңға кәлсиму, Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму, (Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!) Улар өзлиригә чушлуқла оғрилайтти әмәсму? Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?
6 Biraq Esawning teelluqati qandaq axturuldi! Uning yoshurun bayliqliri qandaq tépip chiqildi!
Бирақ Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди! Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!
7 Barliq ittipaqdashliring séni chégrayingghiche heydiwétidu; Sen bilen inaq ötkenler séni aldap, üstüngdin ghelibe qilidu; Néningni yégenler sanga qiltaq quridu; [Sen] derweqe yorutulmighandursen!
Барлиқ иттипақдашлириң сени чегарайиңғичә һайдиветиду; Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; Нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду; [Сән] дәрвәқә йорутулмиғандурсән!
8 Men shu küni, — deydu Perwerdigar, — Édomdin danishmenlerni, Esawdin eqil-parasetni yoqatmamdimen?
Мән шу күни, — дәйду Пәрвәрдигар, — Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?
9 Shuning bilen palwanliring parakende bolidu, i Téman, Shuning bilen Esawning téghidiki herbir adem qirghinchiliqta qetl qilinidu.
Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман, Шуниң билән Әсавниң теғидики һәр бир адәм қирғинчилиқта қәтл қилиниду.
10 Ukang Yaqupqa qilghan zulum-zorawanliqing tüpeylidin, Iza-ahanet séni qaplaydu; Sen menggüge üzüp tashlinisen.
Укаң Яқупқа қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин, Иза-аһанәт сени қаплайду; Сән мәңгүгә үзүп ташлинисән.
11 Sen bir chette [perwasiz] qarap turghan küni, Yeni yaqa yurttikiler [buradiringning] mülkini bulap ketken küni, Taipiler uning derwaziliridin kirip Yérusalém üstige chek tashlighan küni, Sen ularning bir ezasigha oxshash bolghansen.
Сән бир чәттә [пәрвасиз] қарап турған күни, Йәни яқа жуттикиләр [бурадириңниң] мүлкини булап кәткән күни, Таипиләр униң дәрвазилиридин кирип Йерусалим үстигә чәк ташлиған күни, Сән уларниң бир әзасиға охшаш болғансән.
12 Biraq qérindishingning apetlik künige perwasiz qarap turmasliqing kérek idi, Yehudaning balilirining halaket künide xushal bolup ketmesliking kérek idi; Külpetlik künide aghzingni yoghan qilmasliqing kérek idi;
Бирақ қериндишиңниң апәтлик күнигә пәрвасиз қарап турмаслиғиң керәк еди, Йәһуданиң балилириниң һалакәт күнидә хушал болуп кәтмәслигиң керәк еди; Күлпәтлик күнидә ағзиңни йоған қилмаслиғиң керәк еди;
13 Öz xelqimni apet basqan künide, ularning derwazisigha kirmesliking kérek idi; Ularni apet basqan künide ularning derd-elemige érensiz qarap turmasliqing kérek idi, Apet basqan künide qolungni mal-mülkige sozmasliqing kérek idi;
Өз хәлқимни апәт басқан күнидә, уларниң дәрвазисиға кирмәслигиң керәк еди; Уларни апәт басқан күнидә уларниң дәрд-әләмигә ерәнсиз қарап турмаслиғиң керәк еди, Апәт басқан күнидә қолуңни мал-мүлкигә созмаслиғиң керәк еди;
14 Sen sheherdin qéchip qutulghanlarni üzüp tashlash üchün acha yolda turmasliqing kérek idi; Külpet basqan künide uningdin qutulup qalghanlarni düshmen’ge tapshurmasliqing kérek idi.
Сән шәһәрдин қечип қутулғанларни үзүп ташлаш үчүн һәдә йолда турмаслиғиң керәк еди; Күлпәт басқан күнидә униңдин қутулуп қалғанларни дүшмәнгә тапшурмаслиғиң керәк еди.
15 Chünki Perwerdigarning küni barliq eller üstige chüshüshke yéqin qalghandur; Séning bashqilargha qilghiningdek, sangimu shundaq qilinidu; Sanga tégishlik jaza öz béshinggha chüshidu;
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни барлиқ әлләр үстигә чүшүшкә йеқин қалғандур; Сениң башқиларға қилғиниңдәк, саңиму шундақ қилиниду; Саңа тегишлик җаза өз бешиңға чүшиду;
16 Chünki sen Öz muqeddes téghimda [ghezipimni] ichkiningdek, Barliq ellermu shundaq toxtawsiz ichidu; Berheq, ular ichidu, yutidu, Andin ular héch mewjut emestek yoqap kétidu.
Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда [ғәзивимни] ичкиниңдәк, Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; Бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, Андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду.
17 Biraq Zion téghi üstide panah-qutquzulush bolidu, Tagh pak-muqeddes bolidu; Yaqup jemetining teelluqatliri özige tewe bolidu;
Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду, Тағ пак-муқәддәс болиду; Яқуп җәмәтиниң тәәллуқатлири өзигә тәвә болиду;
18 We Yaqup jemeti ot, Yüsüp jemeti yalqun, Esaw jemeti ulargha paxal bolidu; [Ot we yalqun] Esaw jemeti ichide yéqilip, ularni yutup kétidu; Esaw jemetidin héchbirsi qalmaydu; Chünki Perwerdigar shundaq söz qilghan.
Вә Яқуп җәмәти от, Йүсүп җәмәти ялқун, Әсав җәмәти уларға пахал болиду; [От вә ялқун] Әсав җәмәти ичидә йеқилип, уларни жутуп кетиду; Әсав җәмәтидин һеч бирси қалмайду; Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған.
19 [Yehudaning] jenubidikiler Esawning téghigha ige bolidu; Shefelah tüzlenglikidikiler Filistiylerning zéminigha ige bolidu, Berheq, ular Efraimning dalasi hem Samariyening dalasigha ige bolidu; Binyamin Giléadqa ige bolidu;
[Йәһуданиң] җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, Бәрһәқ, улар Әфраимниң даласи һәм Самарийәниң даласиға егә болиду; Бинямин Гилеадқа егә болиду;
20 Sürgün bolghanlardin qélip qalghan Israillardin terkib tapqan bu qoshun Qanaandikilerge tewe bolghan zémin’gha Zarefatqiche ige bolidu; Sefaradta sürgünde turghan Yérusalémdikiler bolsa jenubtiki sheherlerge ige bolidu.
Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун Қанаандикиләргә тәвә болған зиминға Зарәфатқичә егә болиду; Сәфарадта сүргүндә турған Йерусалимдикиләр болса җәнуптики шәһәрләргә егә болиду.
21 Andin Zion téghi üstige qutquzghuchilar chiqidu, Ular Esaw téghi üstidin höküm süridu; Shuning bilen padishahliq Perwerdigargha tewe bolidu!
Андин Зион теғи үстигә қутқузғучилар чиқиду, Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду; Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!