< Chöl-bayawandiki seper 8 >
1 Perwerdigar Musagha söz qilip: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
2 Sen Harun’gha: «Sen chiraghlar yaqidighan chaghda yette chiraghning hemmisi chiraghdanning aldini yorutidighan bolsun» dep éytip qoy, — dédi.
Сән Һарунға: «Сән чирақлар яқидиған чағда йәттә чирақниң һәммиси чирақданниң алдини йорутидиған болсун» дәп ейтип қой, — деди.
3 Harun shundaq qildi; u chiraghdan üstidiki chiraghlarning hemmisini yandurup, xuddi Perwerdigarning Musagha éytqinidek, chiragh nurini chiraghdanning aldini yorutidighan qilip qoydi.
Һарун шундақ қилди; у чирақдан үстидики чирақларниң һәммисини яндуруп, худди Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқинидәк, чирақ нурини чирақданниң алдини йорутидиған қилип қойди.
4 Chiraghdanning yasilishi mundaq: u altundin bolqa bilen soqup yasalghan, putidin güllirigiche bolqa bilen soqup chiqirilghan. Perwerdigar Musagha körsetken nusxidek, u chiraghdanni shundaq yasatti.
Чирақданниң ясилиши мундақ: у алтундин болқа билән соқуп ясалған, путидин гүллиригичә болқа билән соқуп чиқирилған. Пәрвәрдигар Мусаға көрсәткән нусхидәк, у чирақданни шундақ ясатти.
5 Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
6 Sen Israillarning ichidin Lawiylarni tallap chiqip paklighin.
Сән Исраилларниң ичидин Лавийларни таллап чиқип паклиғин.
7 Ularni paklash üchün ulargha mundaq qil: «kafaret süyi»ni ularning bedinige chachqin; andin ular özliri pütün bedinini ustura bilen chüshürsun, kiyimlirini yuyup özini pak qilsun.
Уларни паклаш үчүн уларға мундақ қил: «кафарәт сүйи»ни уларниң бәдинигә чачқин; андин улар өзлири пүтүн бәдинини устура билән чүшүрсун, кийимлирини жуюп өзини пак қилсун.
8 Andin kéyin ular bir torpaq bilen shuninggha qoshup ashliq hediyesini, yeni zeytun méyi ileshtürülgen ésil unni keltürsun; sen gunah qurbanliqi üchün yene bir torpaqni keltür.
Андин кейин улар бир топақ билән шуниңға қошуп ашлиқ һәдийәсини, йәни зәйтун мейи иләштүрүлгән есил унни кәлтүрсун; сән гуна қурбанлиғи үчүн йәнә бир топақни кәлтүр.
9 Sen Lawiylarni jamaet chédirining aldigha keltür we pütün Israil jamaitini yighip kel;
Сән Лавийларни җамаәт чедириниң алдиға кәлтүр вә пүтүн Исраил җамаитини жиғип кәл;
10 Lawiylarni Perwerdigarning huzurigha hazir qilghin; andin Israillar kélip qollirini ularning üstige qoysun.
Лавийларни Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир қилғин; андин Исраиллар келип қоллирини уларниң үстигә қойсун.
11 Harun Lawiylarni Israillarning «pulanglatma qurbanliq»i süpitide Perwerdigarning xizmitini qilsun dep, Perwerdigargha hediye qilsun.
Һарун Лавийларни Исраилларниң «пулаңлатма қурбанлиқ»и сүпитидә Пәрвәрдигарниң хизмитини қилсун дәп, Пәрвәрдигарға һәдийә қилсун.
12 Lawiylar qollirini héliqi ikki torpaqning béshigha qoysun; sen birini gunah qurbanliqi bolsun, birini köydürme qurbanliq bolsun, Lawiylar üchün kafaret keltürsun dep Perwerdigargha sun’ghin.
Лавийлар қоллирини һелиқи икки топақниң бешиға қойсун; сән бирини гуна қурбанлиғи болсун, бирини көйдүрмә қурбанлиқ болсун, Лавийлар үчүн кафарәт кәлтүрсун дәп Пәрвәрдигарға сунғин.
13 Sen andin Lawiylarni Harun bilen uning oghullirining aldida turghuzup, ularni pulanglatma qurbanliq süpitide Perwerdigargha hediye qil.
Сән андин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириниң алдида турғузуп, уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға һәдийә қил.
14 Lawiylar Méningki bolsun dep, sen Lawiylarni ene shu teriqide Israillardin ayrip chiq.
Лавийлар Мениңки болсун дәп, сән Лавийларни әнә шу тәриқидә Исраиллардин айрип чиқ.
15 Andin Lawiylar kirip jamaet chédirining ishlirini qilsa bolidu; sen ularni paklandur, ularni pulanglatma qurbanliq süpitide hediye qil.
Андин Лавийлар кирип җамаәт чедириниң ишлирини қилса болиду; сән уларни пакландур, уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә һәдийә қил.
16 Chünki ular Israillar ichide pütünley Manga atalghan; Méning ularni Méningki bolsun dep tallishim ularni Israillarning arisida baliyatquning tunji méwisi ornida qoyghanliqimdur.
Чүнки улар Исраиллар ичидә пүтүнләй Маңа аталған; Мениң уларни Мениңки болсун дәп таллишим уларни Исраилларниң арисида балиятқуниң тунҗа мевиси орнида қойғанлиғимдур.
17 Chünki Israillarning tunjisi, meyli u insan yaki haywan bolsun, pütünley Manga tewedur; Men Misir zéminida barliq tunjilarni öltürgen küni ularni Özümge muqeddes qilip éliwalghanidim.
Чүнки Исраилларниң тунҗиси, мәйли у инсан яки һайван болсун, пүтүнләй Маңа тәвәдур; Мән Мисир зиминида барлиқ тунҗиларни өлтүргән күни уларни Өзүмгә муқәддәс қилип еливалған едим.
18 Méning Lawiylarni u yol bilen tallishim ularni Israillarning ichidiki tunjilirining ornida qoyushum üchündur.
Мениң Лавийларни у йол билән таллишим уларни Исраилларниң ичидики тунҗилириниң орнида қоюшум үчүндур.
19 We jamaet chédirida Israillarning xizmitide bolsun we Israillarning [gunahini tilep] kafaret keltürsun, shuningdek Israillar muqeddes jaygha yéqinlashqanda ular arisida bala-qaza chiqmisun dep, Men Israillar ichidin Lawiylarni Harun bilen uning oghullirigha berdim.
Вә җамаәт чедирида Исраилларниң хизмитидә болсун вә Исраилларниң [гунайини тиләп] кафарәт кәлтүрсун, шуниңдәк Исраиллар муқәддәс җайға йеқинлашқанда улар арисида бала-қаза чиқмисун дәп, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға бәрдим.
20 Musa, Harun we pütkül Israil jamaiti Lawiylarni shundaq qildi; Perwerdigarning Lawiylar toghruluq Musagha buyrughinidek Israillar hemmisini beja keltürdi.
Муса, Һарун вә пүткүл Исраил җамаити Лавийларни шундақ қилди; Пәрвәрдигарниң Лавийлар тоғрилиқ Мусаға буйруғинидәк Исраиллар һәммисини беҗа кәлтүрди.
21 Lawiylar shundaq qilip özlirini [gunahtin] paklap, kiyim-kécheklirini yuyup pakizlidi; Harun ularni pulanglatma qurbanliq süpitide Perwerdigargha hediye qildi; Harun yene ularni paklashqa [gunahini tilep] kafaret qildi.
Лавийлар шундақ қилип өзлирини [гунадин] паклап, кийим-кечәклирини жуюп пакизлиди; Һарун уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға һәдийә қилди; Һарун йәнә уларни паклашқа [гунайини тиләп] кафарәт қилди.
22 Andin kéyin Lawiylar kirip Harunning aldida, shundaqla uning oghullirining aldida, jamaet chédiri ichidiki ishlarni qilishqa kirishti; Perwerdigar Lawiylar toghruluq Musagha qandaq buyrughan bolsa, Israillar uni shu boyiche beja keltürdi.
Андин кейин Лавийлар кирип Һарунниң алдида, шундақла униң оғуллириниң алдида, җамаәт чедири ичидики ишларни қилишқа киришти; Пәрвәрдигар Лавийлар тоғрилиқ Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар уни шу бойичә беҗа кәлтүрди.
23 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
24 Lawiylarning wezipisi mundaq bolsun: — Yigirme besh yashtin yuqiriliri kirip jamaet chédiri ichidiki ishlarni qilishqa sepke kirsun;
Лавийларниң вәзиписи мундақ болсун: — Жигирмә бәш яштин жуқурилири кирип җамаәт чедири ичидики ишларни қилишқа сәпкә кирсун;
25 ellik yashqa yetkendin kéyin septin chékinip shu xizmetni qilmisun;
әллик яшқа йәткәндин кейин сәптин чекинип шу хизмәтни қилмисун;
26 lékin ular jamaet chédiri ichide qérindashlirigha yardemliship, ularning hajetliridin chiqishqa bolidu, emma chédirdiki resmiy wezipide bolmisun. Lawiylarning wezipiliri heqqide ulargha ene shundaq qil.
лекин улар җамаәт чедири ичидә қериндашлириға ярдәмлишип, уларниң һаҗәтлиридин чиқишқа болиду, амма чедирдики рәсмий вәзипидә болмисун. Лавийларниң вәзипилири һәққидә уларға әнә шундақ қил.