< Chöl-bayawandiki seper 35 >
1 Perwerdigar Yérixoning udulida, Iordan deryasining boyidiki Moab tüzlenglikliride Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sen Israillargha mundaq emr qil, ular miras qilip érishken zémindiki bezi sheherlerni Lawiylarning olturushigha bersun; u sheherlerning öpchörisidiki yaylaqlarnimu Lawiylargha bersun.
Сән Исраилларға мундақ әмир қил, улар мирас қилип еришкән зиминдики бәзи шәһәрләрни Лавийларниң олтиришиға бәрсун; у шәһәрләрниң өп-чөрисидики яйлақларниму Лавийларға бәрсун.
3 Shundaq qilip ularning turidighan sheherliri bolidu we shu sheherlerge tewe yaylaqlargha ularning charpayliri, bashqa mal-mülükliri hemde barliq haywanliri orunlashturulidu.
Шундақ қилип уларниң туридиған шәһәрлири болиду вә шу шәһәрләргә тәвә яйлақларға уларниң чарпайлири, башқа мал-мүлүклири һәмдә барлиқ һайванлири орунлаштурулиду.
4 Siler Lawiylargha béridighan sheherlerdiki yaylaqlar sépilidin bashlap hésablighanda ming gez bolsun.
Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләрдики яйлақлар сепилидин башлап һесаплиғанда миң гәз болсун.
5 Siler yene sheher sirtidin kün chiqish terepke qarap ikki ming gez, jenub terepke qarap ikki ming gez, kün pétish terepke qarap ikki ming gez, shimal terepke qarap ikki ming gez ölchenglar, sheher otturida bolsun; sheherler etrapidiki mushu yerler ular üchün yaylaqlar bolsun.
Силәр йәнә шәһәр сиртидин күн чиқиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, җәнуп тәрәпкә қарап икки миң гәз, күн петиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, шимал тәрәпкә қарап икки миң гәз өлчәңлар, шәһәр оттурида болсун; шәһәрләр әтрапидики мошу йәрләр улар үчүн яйлақлар болсун.
6 Siler Lawiylargha bergen sheherler ichide alte sheher «panahliq shehiri» bolsun; siler shularni adem öltürüp qoyghan kishilerning shu sheherlerge qéchip bériwélishigha bikitinglar; bulardin bashqa ulargha yene qiriq ikki sheher béringlar.
Силәр Лавийларға бәргән шәһәрләр ичидә алтә шәһәр «панаһлиқ шәһири» болсун; силәр шуларни адәм өлтүрүп қойған кишиләрниң шу шәһәрләргә қечип беривелишиға бикитиңлар; булардин башқа уларға йәнә қириқ икки шәһәр бериңлар.
7 Siler Lawiylargha béridighan sheherler jemiy qiriq sekkiz bolup, shu sheherler bilen ulargha tewe yaylaqlar ulargha bérilsun.
Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз болуп, шу шәһәрләр билән уларға тәвә яйлақлар уларға берилсун.
8 Siler ulargha béridighan shu sheherler Israillar miras qilghan teweliklerdin bolsun; adimi köprek bolghanlardin köprek, adimi azraq bolghanlardin azraq élinglar; herbir qebile özige teqsim qilin’ghan mirasqa asasen sheherlerdin bezilirini élip Lawiylargha teqsim qilip bersun.
Силәр уларға беридиған шу шәһәрләр Исраиллар мирас қилған тәвәликләрдин болсун; адими көпрәк болғанлардин көпрәк, адими азрақ болғанлардин азрақ елиңлар; һәр бир қәбилә өзигә тәқсим қилинған мирасқа асасән шәһәрләрдин бәзилирини елип Лавийларға тәқсим қилип бәрсун.
9 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Sen Israillargha mundaq dégin: «Siler Iordan deryasidin ötüp Qanaan zéminigha kirgininglarda,
Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға киргиниңларда,
11 tasadipiyliqtin adem öltürüp qoyghanlarning panahlinishi üchün qéchip bériwélishigha birnechche sheher tallap békitinglar.
тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойғанларниң панаһлиниши үчүн қечип беривелишиға бир нәччә шәһәр таллап бекитиңлар.
12 Shundaq qilghanda bu sheherler adem öltürgüchi taki jamaet aldida soraqqa tartilghuche, qisaskarning öltürüp qoyushidin panahlinidighan sheherler bolidu.
Шундақ қилғанда бу шәһәрләр адәм өлтүргүчи таки җамаәт алдида сораққа тартилғичә, қисаскарниң өлтүрүп қоюшидин панаһлинидиған шәһәрләр болиду.
13 Siler békitken bu sheherler silerge panahlinidighan alte sheher bolidu.
Силәр бекиткән бу шәһәрләр силәргә панаһлинидиған алтә шәһәр болиду.
14 Panahliq shehiri üchün Iordan deryasining kün chiqish teripide üch sheher, Qanaan zéminidimu üch sheherni ayrip qoyunglar.
Панаһлиқ шәһири үчүн Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидә үч шәһәр, Қанаан зиминидиму үч шәһәрни айрип қоюңлар.
15 Bu alte sheher Israillar, yat eldikiler we ularning arisida ariliship olturghan musapirlar üchün panahliq sheherliri bolsun; tasadipiyliqtin adem öltürüp qoyghan herbir kishi shu yerlerge qéchishqa bolidu.
Бу алтә шәһәр Исраиллар, ят әлдикиләр вә уларниң арисида арилишип олтарған мусапирлар үчүн панаһлиқ шәһәрлири болсун; тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған һәр бир киши шу йәрләргә қечишқа болиду.
16 — Eger biraw tömür eswab bilen urup adem öltürüp qoyghan bolsa, u qesten adem öltürgen qatil bolidu; qesten adem öltürgüchi jezmen öltürülüshi kérek.
— Әгәр бирәв төмүр әсвап билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
17 Eger biraw qol kötürüp adem öltürgüdek tash bilen urup adem öltürüp qoyghan bolsa, u qesten adem öltürgen qatil bolidu; qesten adem öltürgüchi jezmen öltürülüshi kérek.
Әгәр бирәв қол көтирип адәм өлтүргидәк таш билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
18 Eger biraw adem öltürgüdek kaltek bilen urup adem öltürüp qoyghan bolsa, u qesten adem öltürgen qatil bolidu; qesten adem öltürgüchi jezmen öltürülüshi kérek.
Әгәр бирәв адәм өлтүргидәк калтәк билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
19 Qan qisas alghuchi kishi shu qatilni öltürsun; u qatilni uchratqan yéride öltürsun.
Қан қисас алғучи киши шу қатилни өлтүрсун; у қатилни учратқан йеридә өлтүрсун.
20 Eger biraw öchmenlik bilen birsini ittirip yiqitiwétip yaki möküp turup birer nerse étip öltürüp qoyghan bolsa,
Әгәр бирәв өчмәнлик билән бирисини иштирип жиқитиветип яки мөкүп туруп бирәр нәрсә етип өлтүрүп қойған болса,
21 yaki öchekiship musht bilen urup öltürüp qoyghan bolsa, adem urghuchi jezmen öltürülüshi kérek, chünki u qatil bolidu; qan qisas alghuchi kishi qatilni uchrighan yerde öltürüwetsun.
яки өчәкишип мушт билән уруп өлтүрүп қойған болса, адәм урғучи җәзмән өлтүрүлүши керәк, чүнки у қатил болиду; қан қисас алғучи киши қатилни учриған йәрдә өлтүрүвәтсун.
22 Lékin u ademning öchi yoq, tasadipiy ittiriwétish yaki meqsetsizla birer nerse étip,
Лекин у адәмниң өчи йоқ, тәсадипий иштириветиш яки мәхсәтсизла бирәр нәрсә етип,
23 yaki adem öltürgüdek herqandaq bir tashni ademni körmey étip sélip, adem öltürüp qoyghan bolsa, uning eslide uninggha héchqandaq öchi bolmisa, uninggha ziyankeshlik qilish niyitimu bolmisa;
яки адәм өлтүргидәк һәр қандақ бир ташни адәмни көрмәй етип селип, адәм өлтүрүп қойған болса, униң әслидә униңға һеч қандақ өчи болмиса, униңға зиянкәшлик қилиш нийитиму болмиса;
24 bundaq ehwalda, jamaet shu qanun-hökümlerge asasen adem öltürgüchi bilen qan qisas alghuchi otturisida késim qilsun.
бундақ әһвалда, җамаәт шу қанун-һөкүмләргә асасән адәм өлтүргүчи билән қан қисас алғучи оттурисида кесим қилсун.
25 Jamaet tasadipiy adem öltürüp qoyghuchini qan qisas alghuchi kishining qolidin jezmen qutquzuwalsun; ular uni qéchip bériwalghan panahliq shehirige [aman-ésen] qayturup bersun; andin muqeddes may bilen mesihlen’gen bash kahin ölüp ketküche u shu sheherde tursun.
Җамаәт тәсадипий адәм өлтүрүп қойғучини қан қисас алғучи кишиниң қолидин җәзмән қутқузувалсун; улар уни қечип беривалған панаһлиқ шәһиригә [аман-есән] қайтуруп бәрсун; андин муқәддәс май билән мәсиһләнгән баш каһин өлүп кәткичә у шу шәһәрдә турсун.
26 Lékin tasadipiyliqtin adem öltürüp qoyghan kishi eger qéchip bériwalghan panahliq shehirining tewesidin chiqip ketken bolsa,
Лекин тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әгәр қечип беривалған панаһлиқ шәһириниң тәвәсидин чиқип кәткән болса,
27 shundaqla qan qisas alghuchi kishi uni panahliq shehirining pasillirining sirtida uchritip qélip öltürüwetken bolsa, undaqta qan qisas alghuchi qan töküsh gunahini tartmaydu;
шундақла қан қисас алғучи киши уни панаһлиқ шәһириниң пасиллириниң сиртида учритип қелип өлтүрүвәткән болса, ундақта қан қисас алғучи қан төкүш гунайини тартмайду;
28 chünki tasadipiyliqtin adem öltürüp qoyghan kishi eslide bash kahin ölüp ketküche panahliq shehiride turushi kérek idi; bash kahin ölüp ketkendin kéyin öz teweliki bolghan zémin’gha qaytip barsa bolidu.
чүнки тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әслидә баш каһин өлүп кәткичә панаһлиқ шәһиридә туруши керәк еди; баш каһин өлүп кәткәндин кейин өз тәвәлиги болған зиминға қайтип барса болиду.
29 — Bular siler turushluq hemme yerde ewladmu-ewlad qanun-belgilimiler bolsun.
— Булар силәр турушлуқ һәммә йәрдә әвлатму-әвлат қанун-бәлгүлимиләр болсун.
30 Bashqa birsini öltürgen qatilni bolsa, birnechche guwahchining guwahliqidin kéyin andin öltürüshke bolidu; lékin peqet birla guwahchining guwahliqi bolsa, u uni öltürüshning sewebi bolmaydu.
Башқа бирисини өлтүргән қатилни болса, бир нәччә гувачиниң гувалиғидин кейин андин өлтүрүшкә болиду; лекин пәқәт бирла гувачиниң гувалиғи болса, у уни өлтүрүшниң сәвәви болмайду.
31 Ölümge layiq gunah ötküzgenlerge, yeni qesten adem öltürgenler üchün siler héchqandaq tölem pulini qet’iy qobul qilmanglar; undaq kishi jezmen öltürülüshi kérek.
Өлүмгә лайиқ гуна өткүзгәнләргә, йәни қәстән адәм өлтүргәнләр үчүн силәр һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар; ундақ киши җәзмән өлтүрүлүши керәк.
32 Shuningdek panahliq sheherge qéchip bériwalghan kishi üchün bash kahin ölüp kétishtin ilgiri öz yérige qaytip kéliwélishigha héchqandaq tölem pulini qet’iy qobul qilmanglar.
Шуниңдәк панаһлиқ шәһәргә қечип беривалған киши үчүн баш каһин өлүп кетиштин илгири өз йеригә қайтип келивелишиға һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар.
33 Shundaq qilsanglar, özünglar turghan zéminni bulghighan bolmaysiler, chünki qan zéminni bulghaydu; zéminda tökülgen qan’gha del shu qanni tökken kishining öz qénidin bashqa héchqandaq kafaret keltürüshke bolmaydu.
Шундақ қилсаңлар, өзүңлар турған зиминни булғиған болмайсиләр, чүнки қан зиминни булғайду; зиминда төкүлгән қанға дәл шу қанни төккән кишиниң өз қенидин башқа һеч қандақ кафарәт кәлтүрүшкә болмайду.
34 Özünglar olturghan zéminni, yeni Men Özüm makan qilghan zéminni bulghimanglar; chünki Men Perwerdigar Israillar arisida makan tutquchidurmen.
Өзүңлар олтарған зиминни, йәни Мән Өзүм макан қилған зиминни булғимаңлар; чүнки Мән Пәрвәрдигар Исраиллар арисида макан тутқучидурмән.