< Chöl-bayawandiki seper 29 >
1 Yettinchi ayning birinchi küni siler muqeddes yighilish ötküzünglar; [u küni] héchqandaq ish-emgek qilmasliqinglar kérek. Bu siler üchün kanaylar chélinidighan küni bolidu.
Йәттинчи айниң биринчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; [у күни] һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк. Бу силәр үчүн канайлар челинидиған күни болиду.
2 Siler Perwerdigargha atalghan, xushbuy keltüridighan köydürme qurbanliq süpitide yash bir torpaq, bir qochqar, yette bir yashliq béjirim erkek qozini sununglar.
Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, йәттә бир яшлиқ беҗирим әркәк қозини сунуңлар.
3 Shulargha qoshup sunulidighan ashliq hediye zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin bolup, herbir torpaq béshigha efahning ondin üchi, qochqar béshigha efahning ondin ikkisi,
Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
4 shu yette qoza béshigha efahning ondin biri sunulsun;
шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
5 shuningdek silerning [gunahinglar üchün] kafaret keltürüshke gunah qurbanliqi süpitide bir téke sunulsun.
шуниңдәк силәрниң [гунайиңлар үчүн] кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
6 Shularni ayning birinchi künidiki köydürme qurbanliq we uninggha qoshumche bolghan ashliq hediyesi, daimiy köydürme qurbanliq, uninggha qoshumche bolghan ashliq hediyesi we bulargha qoshulidighan sharab hediyelirining sirtida sununglar; bularning hemmisi herbiri belgilime boyiche Perwerdigargha atap otta xushbuy keltürsun dep sunulsun.
Шуларни айниң биринчи күнидики көйдүрмә қурбанлиқ вә униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси вә буларға қошулидиған шарап һәдийәлириниң сиртида сунуңлар; буларниң һәммиси һәр бири бәлгүлимә бойичә Пәрвәрдигарға атап отта хушбуй кәлтүрсун дәп сунулсун.
7 Yettinchi ayning oninchi küni siler muqeddes yighilish ötküzünglar; nepsinglarni tartip özünglarni töwen tutunglar. U küni héchqandaq ish-emgek qilishqa bolmaydu.
Йәттинчи айниң онинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. У күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.
8 Siler Perwerdigargha atalghan, xushbuy keltüridighan köydürme qurbanliq süpitide yash bir torpaq, bir qochqar, bir yashliq erkek qozidin yettini sununglar (bularning hemmisi aldinglarda béjirim körünsun).
Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун).
9 Shulargha qoshup sunulidighan ashliq hediye zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin bolup, herbir torpaq béshigha efahning ondin üchi, qochqar béshigha efahning ondin ikkisi,
Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
10 shu yette qoza béshigha efahning ondin birini,
шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бирини,
11 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; ularning hemmisi kafaret künidiki gunah qurbanliqi, daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we bularning sharab hediyeliri bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; уларниң һәммиси кафарәт күнидики гуна қурбанлиғи, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә буларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун.
12 Yettinchi ayning on beshinchi küni muqeddes yighilish ötküzünglar; u küni héchqandaq ish-emgek qilishqa bolmaydu. Perwerdigargha atap yette kün héyt qilinglar;
Йәттинчи айниң он бәшинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду. Пәрвәрдигарға атап йәттә күн һейт қилиңлар;
13 siler Perwerdigargha atap, xushbuy keltürsun dep otta sunulidighan köydürme qurbanliq süpitide yash torpaqtin on üchni, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun).
силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин он үчни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун).
14 Shulargha qoshup sunulidighan ashliq hediye zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin bolup, on üch torpaq béshigha efahning ondin üchi, ikki qochqar béshigha efahning ondin ikkisi,
Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, он үч топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, икки қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
15 on töt qoza béshigha efahning ondin birini,
он төрт қоза бешиға әфаһниң ондин бирини,
16 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
17 Ikkinchi küni yash torpaqtin on ikkini, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun)
Иккинчи күни яш топақтин он иккини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
18 we shundaqla torpaqlar, qochqarlar we erkek qozilarning sanigha qarap belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar.
вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар.
19 Shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we shularning sharab hediyeliri bille sunulsun.
Шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шуларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун.
20 Üchinchi küni bir yash torpaqtin on birni, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun)
Үчинчи күни бир яш топақтин он бирни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
21 we shundaqla torpaqlar, qochqarlar we erkek qozilarning sanigha qarap belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar;
вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
22 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
23 Tötinchi küni yash torpaqtin onni, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun)
Төртинчи күни яш топақтин онни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
24 we shundaqla torpaqlar, qochqarlar we erkek qozilarning sanigha qarap belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar;
вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
25 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
26 Beshinchi küni yash torpaqtin toqquzni, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun)
Бәшинчи күни яш топақтин тоққузни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
27 we shundaqla torpaqlar, qochqarlar we erkek qozilarning sanigha qarap belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar;
вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
28 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
29 Altinchi küni yash torpaqtin sekkizni, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun)
Алтинчи күни яш топақтин сәккизни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
30 we shundaqla torpaqlar, qochqarlar we erkek qozilarning sanigha qarap belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar;
вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
31 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
32 Yettinchi küni yash torpaqtin yettini, ikki qochqar, bir yashliq erkek qozidin on tötni sununglar (shular hemmisi béjirim bolsun)
Йәттинчи күни яш топақтин йәттини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
33 we shundaqla torpaqlar, qochqarlar we erkek qozilarning sanigha qarap belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar;
вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
34 shuningdek gunah qurbanliqi süpitide bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
35 Sekkizinchi küni siler muqeddes yighilish ötküzünglar; u küni héchqandaq ish-emgek qilmanglar.
Сәккизинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
36 Siler Perwerdigargha atap, xushbuy keltürsun dep otta sunulidighan köydürme qurbanliq süpitide bir torpaq, bir qochqar we bir yashliq erkek qozidin on tötni (shular hemmisi béjirim bolsun)
Силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир топақ, бир қочқар вә бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни (шулар һәммиси беҗирим болсун)
37 hemde torpaq, qochqar we erkek qozilarning sanigha qarap, belgilime boyiche qoshumche sunulidighan ashliq hediyeliri bilen sharab hediyelirini sununglar;
һәмдә топақ, қочқар вә әркәк қозиларниң саниға қарап, бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
38 shuningdek gunah qurbanliqi süpitidimu bir téke sununglar; shularning üstige daimiy köydürme qurbanliq, uning qoshumche ashliq hediyesi we sharab hediyesi bille sunulsun.
шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидиму бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
39 Belgilen’gen héytliringlarda Perwerdigargha atap sunulidighan qurbanliq-hediyeler ene shulardur; silerning qesemge baghliq yaki ixtiyaren sunidighanliringlar, köydürme qurbanliqliringlar, ashliq hediyeliringlar, sharab hediyeliringlar we inaqliq qurbanliqliringlar bolsa, ularning sirtididur.
Бәлгүләнгән һейтлириңларда Пәрвәрдигарға атап сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр әнә шулардур; силәрниң қәсәмгә бағлиқ яки ихтиярән сунидиғанлириңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңлар, ашлиқ һәдийәлириңлар, шарап һәдийәлириңлар вә енақлиқ қурбанлиқлириңлар болса, уларниң сиртидидур.
40 Shundaq qilip, Musa Perwerdigarning özige buyrughanlirining hemmisini qaldurmay Israillargha uqturdi.
Шундақ қилип, Муса Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғанлириниң һәммисини қалдурмай Исраилларға уқтурди.