< Chöl-bayawandiki seper 28 >
1 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sen Israillargha buyrup: — «Manga sunulghan hediye-qurbanliqlarni, yeni Manga ozuq bolidighan, xushbuy keltüridighan otta sunulidighan hediye-qurbanliqlarni bolsa, siler herbirini békitilgen qerelide sunushqa köngül qoyunglar» — dégin.
Сән Исраилларға буйруп: — «Маңа сунулған һәдийә-қурбанлиқларни, йәни Маңа озуқ болидиған, хушбуй кәлтүридиған отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқларни болса, силәр һәр бирини бекитилгән қәрәлидә сунушқа көңүл қоюңлар» — дегин.
3 Sen ulargha yene: «Silerning Perwerdigargha atap otta sunidighan köydürme qurbanliqinglar mundaq bolidu: — her küni béjirim bir yashliq erkek qozidin ikkini daimiy köydürme qurbanliq qilinglar.
Сән уларға йәнә: «Силәрниң Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған көйдүрмә қурбанлиғиңлар мундақ болиду: — һәр күни беҗирим бир яшлиқ әркәк қозидин иккини дайимий көйдүрмә қурбанлиқ қилиңлар.
4 Etigini birni, gugumda birni sununglar;
Әтигини бирни, гугумда бирни сунуңлар;
5 yene töttin bir hindin soqup chiqirilghan zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin ondin bir efahni ashliq hediye süpitide sununglar.
йәнә төрттин бир һиндин соқуп чиқирилған зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин ондин бир әфаһни ашлиқ һәдийә сүпитидә сунуңлар.
6 Sinay téghida belgilen’gen, Perwerdigargha atap xushbuy chiqarsun dep, otta sunulidighan daimiy köydürme qurbanliq mana shudur.
Синай теғида бәлгүләнгән, Пәрвәрдигарға атап хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған дайимий көйдүрмә қурбанлиқ мана шудур.
7 Herbir qoza üchün uninggha qoshulidighan sharab hediyesi töttin bir hin sharab bolidu; échitma ichimlik bolghan sharab hediyesi muqeddes jayda Perwerdigargha sunup tökülsun.
Һәр бир қоза үчүн униңға қошулидиған шарап һәдийәси төрттин бир һин шарап болиду; ечитма ичимлик болған шарап һәдийәси муқәддәс җайда Пәрвәрдигарға сунуп төкүлсун.
8 Sen ikkinchi bir qozini gugumda sun’ghin; uni etigenkidek ashliq hediyesi we sharab hediyesi bilen qoshup sun’ghin; u xushbuy keltürüsh üchün Perwerdigargha atap otta sunulidighan köydürme qurbanliq bolidu.
Сән иккинчи бир қозини гугумда сунғин; уни әтигәнкидәк ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси билән қошуп сунғин; у хушбуй кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
9 — Shabat küni béjirim bir yashliq ikki erkek qoza sunulsun; uninggha qoshup zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin efahning ondin ikkisi ashliq hediye süpitide sunulsun we sharab hediyesi sunulsun;
— Шабат күни беҗирим бир яшлиқ икки әркәк қоза сунулсун; униңға қошуп зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун вә шарап һәдийәси сунулсун;
10 bu herbir shabat künide sunulidighan shabat künidiki qurbanliqtur; uning bilen daimiy köydürme qurbanliq we qoshumche sunulidighan sharab hediyesi bille sunulsun.
бу һәр бир шабат күнидә сунулидиған шабат күнидики қурбанлиқтур; униң билән дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә сунулидиған шарап һәдийәси биллә сунулсун.
11 — Her ayning birinchi küni Perwerdigargha atilidighan köydürme qurbanliq sununglar; yeni ikki yash torpaq, bir qochqar, bir yashliq béjirim yette erkek qozini sununglar.
— Һәр айниң биринчи күни Пәрвәрдигарға атилидиған көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; йәни икки яш топақ, бир қочқар, бир яшлиқ беҗирим йәттә әркәк қозини сунуңлар.
12 Her torpaq béshigha zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin efahning ondin üchi ashliq hediye süpitide, qoshqargha zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin efahning ondin ikkisi ashliq hediye süpitide,
Һәр топақ бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчи ашлиқ һәдийә сүпитидә, қошқарға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә,
13 herbir qoza béshigha zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin efahning ondin biri ashliq hediye süpitide sunulsun; bu Perwerdigargha otta sunulidighan, xushbuy chiqiridighan bir köydürme qurbanliqtur.
һәр бир қоза бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун; бу Пәрвәрдигарға отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған бир көйдүрмә қурбанлиқтур.
14 Ularning sharab hediyeliri bolsa: — herbir torpaq béshigha sharabtin yérim hin, qoshqar béshigha hinning üchtin biri, herbir qoza béshigha hinning töttin biri sunulsun. Bu her ayda sunulidighan ayliq köydürme qurbanliq bolup, yilning her éyida shundaq qilinsun.
Уларниң шарап һәдийәлири болса: — һәр бир топақ бешиға шараптин йерим һин, қошқар бешиға һинниң үчтин бири, һәр бир қоза бешиға һинниң төрттин бири сунулсун. Бу һәр айда сунулидиған айлиқ көйдүрмә қурбанлиқ болуп, жилниң һәр ейида шундақ қилинсун.
15 Bularning üstige Perwerdigargha atilidighan gunah qurbanliq süpitide bir téke sunulsun; shularning hemmisi daimiy köydürme qurbanliq we qoshumche sharab hediyesi bilen bille sunulsun.
Буларниң үстигә Пәрвәрдигарға атилидиған гуна қурбанлиқ сүпитидә бир текә сунулсун; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә шарап һәдийәси билән биллә сунулсун.
16 Birinchi ayning on tötinchi küni Perwerdigargha atalghan «ötüp kétish» [qozisi sunulsun].
Биринчи айниң он төртинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» [қозиси сунулсун].
17 Shu ayning on beshinchi küni héyt bashlinidu; yette kün pétir nan yéyilsun.
Шу айниң он бәшинчи күни һейт башлиниду; йәттә күн петир нан йейилсун.
18 Birinchi küni muqeddes yighilish ötküzülsun, héchqandaq ish-emgek qilmasliqinglar kérek,
Биринчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүлсун, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк,
19 shu küni otta sunulidighan, Perwerdigargha atalghan köydürme qurbanliq süpitide yash torpaqtin ikkini, bir qochqar we yette bir yashliq erkek qoza sununglar; ular aldinglarda béjirim körünsun;
шу күни отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, бир қочқар вә йәттә бир яшлиқ әркәк қоза сунуңлар; улар алдиңларда беҗирим көрүнсун;
20 shulargha qoshulidighan ashliq hediyeliri zeytun méyi ileshtürülgen ésil un bolup, herbir torpaq béshigha efahning ondin üchi, qochqar béshigha efahning ondin ikkisi,
шуларға қошулидиған ашлиқ һәдийәлири зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
21 shu yette qoza béshigha efahning ondin biri sunulsun;
шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
22 shuningdek [gunahinglar] üchün kafaret keltürüshke gunah qurbanliqi süpitide bir téke sunulsun.
шуниңдәк [гунайиңлар] үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
23 Bularning hemmisini etigenlik köydürme qurbanliq, yeni daimiy köydürme qurbanliqtin ayrim sununglar.
Буларниң һәммисини әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ, йәни дайимий көйдүрмә қурбанлиқтин айрим сунуңлар.
24 Siler bu teriqide uda yette kün Perwerdigargha atap otta sunulidighan, xushbuy keltüridighan ashundaq hediye-qurbanliqlarni sununglar; shularning hemmisi daimiy köydürme qurbanliq we qoshup sunulidighan sharab hediyesining sirtida sunulidu.
Силәр бу тәриқидә уда йәттә күн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй кәлтүридиған ашундақ һәдийә-қурбанлиқларни сунуңлар; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошуп сунулидиған шарап һәдийәсиниң сиртида сунулиду.
25 Yettinchi küni muqeddes yighilish ötküzünglar, shu küni héchqandaq ish-emgek qilishqa bolmaydu.
Йәттинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар, шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.
26 «Deslepki orma» küni, yeni «heptiler héyti»nglarda siler yéngi ashliq hediyeni Perwerdigargha sun’ghan chaghda muqeddes yighilish ötküzünglar; héchqandaq ish-emgek qilmanglar.
«Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда силәр йеңи ашлиқ һәдийәни Пәрвәрдигарға сунған чағда муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
27 Siler Perwerdigargha atalghan, xushbuy keltüridighan köydürme qurbanliq süpitide yash torpaqtin ikkini, qochqardin birni, bir yashliq erkek qozidin yettini sununglar.
Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, қочқардин бирни, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар.
28 Shulargha qoshup sunulidighan ashliq hediye zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin bolup, herbir torpaq béshigha efahning ondin üchi, qochqar béshigha efahning ondin ikkisi,
Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
29 shu yette qoza béshigha efahning ondin biri sunulsun;
шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
30 shuningdek silerning [gunahinglar üchün] kafaret keltürüshke [gunah qurbanliqi süpitide] bir téke sunulsun.
шуниңдәк силәрниң [гунайиңлар үчүн] кафарәт кәлтүрүшкә [гуна қурбанлиғи сүпитидә] бир текә сунулсун.
31 Shularning hemmisi daimiy köydürme qurbanliq we uning ashliq hediyesige qoshup (bularning hemmisi aldinglarda béjirim körünsun), sharab hediyeliri bilen bille sunulsun.
Шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә униң ашлиқ һәдийәсигә қошуп (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун), шарап һәдийәлири билән биллә сунулсун.