< Chöl-bayawandiki seper 23 >
1 Balaam Balaqqa: — Sili mushu yerge manga yette qurban’gah yasitip bersile, mushu yerge yene yette buqa bilen yette qoshqarmu hazirlap bersile, — dédi.
Балаам Балаққа: — Сили мошу йәргә маңа йәттә қурбангаһ яситип бәрсилә, мошу йәргә йәнә йәттә буқа билән йәттә қошқарму һазирлап бәрсилә, — деди.
2 Balaq Balaamning déginidek qilip berdi; Balaq bilen Balaam ikkisi herbir qurban’gahqa qurbanliq qilishqa birdin buqa bilen birdin qoshqar sundi.
Балақ Балаамниң дегинидәк қилип бәрди; Балақ билән Балаам иккиси һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ қилишқа бирдин буқа билән бирдин қошқар сунди.
3 Balaam Balaqqa: — Sili öz köydürme qurbanliqlirining yénida tursila, men aldigha barimen, Perwerdigar méning bilen körüshüshke kélemdikin? U manga néme dep körsetme berse, men özlirige shuni dep bérimen, — dédi we bir döngge chiqti.
Балаам Балаққа: — Сили өз көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида турсила, мән алдиға баримән, Пәрвәрдигар мениң билән көрүшүшкә келәмдикин? У маңа немә дәп көрсәтмә бәрсә, мән өзлиригә шуни дәп беримән, — деди вә бир дөңгә чиқти.
4 Xuda Balaam bilen körüshti; Balaam Xudagha: — Men yette qurban’gah hazirlattim, herbir qurban’gahqa qurbanliq süpitide birdin buqa bilen birdin qoshqar sundum, — dédi.
Худа Балаам билән көрүшти; Балаам Худаға: — Мән йәттә қурбангаһ һазирлаттим, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа билән бирдин қошқар сундум, — деди.
5 Perwerdigar Balaamning aghzigha bir sözni sélip: — Balaqning yénigha qaytip bérip uninggha mundaq, mundaq dégin, — dédi.
Пәрвәрдигар Балаамниң ағзиға бир сөзни селип: — Балақниң йениға қайтип берип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.
6 Shuning bilen u Balaqning yénigha qaytip bardi. Mana, u we Moabning barliq emirliri uning köydürme qurbanliqining yénida turatti.
Шуниң билән у Балақниң йениға қайтип барди. Мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти.
7 Balaam kalam sözini aghzigha élip mundaq dédi: — Balaq méni Aram dégen yurttin, Moab shahi Balaq méni meshriq taghliridin élip kélip, Mundaq dédi: — Kel, méning üchün Yaqupni qarghighin. Kel, Israilni rasa bir söküp eyibligin.
Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — Балақ мени Арам дегән жуттин, Моаб шаһи Балақ мени мәшриқ тағлиридин елип келип, Мундақ деди: — Кәл, мениң үчүн Яқупни қарғиғин. Кәл, Исраилни раса бир сөкүп әйиплигин.
8 Tengri Özi qarghimighan birawni men qandaq qarghay? Perwerdigar Özi söküp eyiblimigen birawni men qandaq söküp eyibley?
Тәңри Өзи қарғимиған бирәвни мән қандақ қарғай? Пәрвәрдигар Өзи сөкүп әйиплимигән бирәвни мән қандақ сөкүп әйипләй?
9 Men qoram tashlarning choqqilirida turup uni körmektimen, Dönglerde turup uninggha nezer salmaqtimen; Mana, ular yekke yashaydighan bir qowm, Ular bashqa qowmlarning qatarida sanalmaydu.
Мән қорам ташларниң чоққилирида туруп уни көрмәктимән, Дөңләрдә туруп униңға нәзәр салмақтимән; Мана, улар йәккә яшайдиған бир қовм, Улар башқа қовмларниң қатарида саналмайду.
10 Yaqupning topilirini kim hésablap chiqalaydu? Hetta Israilning töttin birinimu kim sanap chiqalaydu? Méning jénim heqqaniyning ölümidek ölsun, Méning axirim uningkidek bolghay!
Яқупниң топилирини ким һесаплап чиқалайду? Һәтта Исраилниң төрттин бириниму ким санап чиқалайду? Мениң җеним һәққанийниң өлүмидәк өлсун, Мениң ахирим униңкидәк болғай!
11 Balaq Balaamgha qarap: — Sen manga néme qiliwatisen?! Men séni düshmenlirimni qarghap bérishke chaqiritqan tursam, mana sen eksiche pütünley ulargha amet tiliding! — dédi.
Балақ Балаамға қарап: — Сән маңа немә қиливатисән?! Мән сени дүшмәнлиримни қарғап беришкә чақиритқан турсам, мана сән әксичә пүтүнләй уларға амәт тилидиң! — деди.
12 — Perwerdigarning aghzimgha salghinini yetküzüshke köngül qoymisam bolamti? — dep jawap berdi Balaam.
— Пәрвәрдигарниң ағзимға салғинини йәткүзүшкә көңүл қоймисам боламти? — дәп җавап бәрди Балаам.
13 Balaq Balaamgha: — Méning bilen bille bashqa bir yerge barsila, ularni shu yerdin köreleyla; biraq ularning hemmisini emes, ularning chégridiki bir qisminila köreleyla; sili shu yerde turup ularni men üchün qarghap bersile, — dédi.
Балақ Балаамға: — Мениң билән биллә башқа бир йәргә барсила, уларни шу йәрдин көрәләйла; бирақ уларниң һәммисини әмәс, уларниң чегаридики бир қисминила көрәләйла; сили шу йәрдә туруп уларни мән үчүн қарғап бәрсилә, — деди.
14 Shuning bilen Balaq Balaamni «Zofimning dalasi»gha, Pisgah téghining choqqisigha bashlap bérip, shu yerde yette qurban’gah saldurup, herbir qurban’gahqa qurbanliq süpitide birdin buqa, birdin qoshqar sundi.
Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди.
15 Balaam Balaqqa: — Sili mushu yerde özlirining köydürme qurbanliqlirining yénida turup tursila, men awu yaqqa bérip körüshüp kéley, — dédi.
Балаам Балаққа: — Сили мошу йәрдә өзлириниң көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида туруп турсила, мән аву яққа берип көрүшүп келәй, — деди.
16 Perwerdigar Balaam bilen körüshüp, uning aghzigha bir sözni sélip: — Sen Balaqning yénigha qaytip uninggha mundaq, mundaq dégin, — dédi.
Пәрвәрдигар Балаам билән көрүшүп, униң ағзиға бир сөзни селип: — Сән Балақниң йениға қайтип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.
17 Balaam Balaqning yénigha qaytip kelgende, mana, u we Moabning barliq emirliri uning köydürme qurbanliqining yénida turatti. — Perwerdigar néme dédi? — dep soridi Balaq.
Балаам Балақниң йениға қайтип кәлгәндә, мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти. — Пәрвәрдигар немә деди? — дәп сориди Балақ.
18 Balaam kalam sözini aghzigha élip mundaq dédi: — «Hey Balaq, sen qopup anglighin, Ah, Zipporning oghli, manga qulaq salghin.
Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — «Һәй Балақ, сән қопуп аңлиғин, Аһ, Зиппорниң оғли, маңа қулақ салғин.
19 Tengri insan emestur, U yalghan éytmaydu, Yaki adem balisimu emestur, U pushayman qilmaydu. U dégeniken, ishqa ashurmay qalamdu? U söz qilghaniken, wujudqa chiqarmay qalamdu?
Тәңри инсан әмәстур, У ялған ейтмайду, Яки адәм балисиму әмәстур, У пушайман қилмайду. У дегән екән, ишқа ашурмай қаламду? У сөз қилған екән, вуҗудқа чиқармай қаламду?
20 Mana, manga «beriketle» dep tapshuruldi, U beriketligeniken, buni men yanduralmaymen.
Мана, маңа «бәрикәтлә» дәп тапшурулди, У бәрикәтлигән екән, буни мән яндуралмаймән.
21 U Yaqupta héch gunah körmigen, Israilda naheqliqni uchratmighan. Xudasi Perwerdigar uning bilen bille, Padishahning tentene awazi uning arisididur.
У Яқупта һеч гуна көрмигән, Исраилда наһәқлиқни учратмиған. Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә, Падишаһниң тәнтәнә авази униң арисидидур.
22 Tengri uni Misirdin élip chiqqan; Uningda yawa kaliningkidek küch bardur.
Тәңри уни Мисирдин елип чиққан; Униңда явайи калиниңкидәк күч бардур.
23 Chünki Yaquplargha epsun kargha kelmeydu, Israillarghimu pal kargha kelmeydu. Waqti-saiti kelgende, Yaqup bilen Israil toghrisida: — «Tengri neqeder karamet ish qilip bergen-he!» Dep jakarlanmay qalmaydu!
Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду, Исраилларғиму пал карға кәлмәйду. Вақти-саити кәлгәндә, Яқуп билән Исраил тоғрисида: — «Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!» Дәп җакаланмай қалмайду!
24 Mana, bu qowm chishi shirdek qopidu, Erkek shirdek qeddini ruslaydu; Özi owlighan owni yémigüche, Öltürgenlerning qénini ichmigüche, Hergiz yatmaydu!».
Мана, бу қовм чиши ширдәк қопиду, Әркәк ширдәк қәддини руслайду; Өзи овлиған овни йемигичә, Өлтүргәнләрниң қенини ичмигичә, Һәргиз ятмайду!».
25 Balaq Balaamgha: — Boldi, sili ularni azraqmu qarghimisila, ulargha ametmu tilimisile! — dédi.
Балақ Балаамға: — Болди, сили уларни азрақму қарғимисила, уларға амәтму тилимисилә! — деди.
26 Balaam Balaqqa jawab qilip: — Men silige: — «Perwerdigarning manga éytqanlirining hemmisige emel qilmisam bolmaydu» dégen emesmidim? — dédi.
Балаам Балаққа җавап қилип: — Мән силигә: — «Пәрвәрдигарниң маңа ейтқанлириниң һәммисигә әмәл қилмисам болмайду» дегән әмәсмидим? — деди.
27 Balaq Balaamgha: — Kelsile, men silini bashqa bir yerge apiray, Xudaning neziride sili shu yerde turup ularni qarghashliri muwapiq tépilarmikin? — dédi.
Балақ Балаамға: — Кәлсилә, мән силини башқа бир йәргә апирай, Худаниң нәзиридә сили шу йәрдә туруп уларни қарғашлири мувапиқ тепилармекин? — деди.
28 Shuning bilen Balaq Balaamni bashlap, chöl-bayawan’gha qaraydighan Péor téghining choqqisigha keldi.
Шуниң билән Балақ Балаамни башлап, чөл-баяванға қарайдиған Пеор теғиниң чоққисиға кәлди.
29 Balaam Balaqqa: — Sili bu yerde manga yette qurban’gah saldurup bersile, yette buqa bilen yette qoshqarmu teyyarlap bersile, — dédi.
Балаам Балаққа: — Сили бу йәрдә маңа йәттә қурбангаһ салдуруп бәрсилә, йәттә буқа билән йәттә қошқарму тәйярлап бәрсилә, — деди.
30 Balaq Balaamning déginidek qildi, herbir qurban’gahqa birdin buqa bilen birdin qochqar sundi.
Балақ Балаамниң дегинидәк қилди, һәр бир қурбангаһқа бирдин буқа билән бирдин қочқар сунди.