< Nehemiya 9 >
1 Shu ayning yigirme tötinchi küni Israillar roza tutup, boz kiyip, üsti-béshigha topa chachqan halda yighildi;
Шу айниң жигирмә төртинчи күни Исраиллар роза тутуп, боз кийип, үсти-бешиға топа чачқан һалда жиғилди;
2 Israil nesli özlirini barliq yat taipilerdin ayrip chiqti, andin öre turup özlirining gunahlirini we ata-bowilirining ötküzgen qebihliklirini étirap qildi.
Исраил нәсли өзлирини барлиқ ят таипиләрдин айрип чиқти, андин өрә туруп өзлириниң гуналирини вә ата-бовилириниң өткүзгән қәбиһликлирини етирап қилди.
3 Ular shu künning töttin biride öz yéride turup özlirining Xudasi bolghan Perwerdigarning Tewrat-qanun kitabini oqudi; künning yene töttin biride özlirining gunahlirini tonudi we Xudasi bolghan Perwerdigargha sejde qildi.
Улар шу күнниң төрттин биридә өз йеридә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанун китавини оқуди; күнниң йәнә төрттин биридә өзлириниң гуналирини тонуди вә Худаси болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
4 Lawiylardin Yeshua, Bani, Kadmiyel, Shebaniya, Bunni, Sherebiya, Bani we Kénanilar pelempeylerde turup özlirining Xudasi bolghan Perwerdigargha ünlük awaz bilen nida qildi.
Лавийлардин Йәшуа, Бани, Кадмийәл, Шәбания, Бунни, Шәрәбия, Бани вә Кенанилар пәләмпәйләрдә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға үнлүк аваз билән нида қилди.
5 Lawiy Yeshua, Kadmiyel, Bani, Hashabiniya, Sherebiya, Xodiya, Shebaniya we Pitahiyalar: «Ornunglardin qopup Xudayinglar bolghan Perwerdigargha ebedil’ebedgiche teshekkür-medhiye qayturunglar» — dédi we mundaq [dua-hemdusana uqudi]: — «[I Xuda], insanlar Séning shanu-shewketlik namingni ulughlisun! Berheq, barliq teshekkür-medhiyiler naminggha yétishmeydu!
Лавий Йәшуа, Кадмийәл, Бани, Һашабиния, Шәрәбия, Ходия, Шәбания вә Питаһиялар: «Орнуңлардин қопуп Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар» — деди вә мундақ [дуа-һәмдусана уқуди]: — «[И Худа], инсанлар Сениң шану-шәвкәтлик намиңни улуқлисун! Бәрһәқ, барлиқ тәшәккүр-мәдһийиләр намиңға йетишмәйду!
6 Sen, peqet Senla Perwerdigardursen; asmanlarni, asmanlarning asminini we ularning barliq qoshunlirini, yer we yer üstidiki hemmini, déngizlar we ular ichidiki hemmini yaratquchidursen; Sen bularning hemmisige hayatliq bergüchisen, asmanlarning barliq qoshunliri Sanga sejde qilghuchidur.
Сән, пәқәт Сәнла Пәрвәрдигардурсән; асманларни, асманларниң асминини вә уларниң барлиқ қошунлирини, йәр вә йәр үстидики һәммини, деңизлар вә улар ичидики һәммини яратқучидурсән; Сән буларниң һәммисигә һаятлиқ бәргүчисән, асманларниң барлиқ қошунлири Саңа сәҗдә қилғучидур.
7 Sen berheq Perwerdigar Xudadursen, Sen Abramni talliding, uni Kaldiyening Ur shehiridin élip chiqting, uninggha Ibrahim dégen namni ata qilding.
Сән бәрһәқ Пәрвәрдигар Худадурсән, Сән Абрамни таллидиң, уни Калдийәниң Ур шәһиридин елип чиқтиң, униңға Ибраһим дегән намни ата қилдиң.
8 Sen uning qelbining Özüngge sadiq-ishenchilik ikenlikini körüp, uning bilen ehde tüzüp Qanaaniylarning, Hittiylarning, Amoriylarning, Perizziylerning, Yebusiylarning we Girgashiylarning zéminini uning ewladlirigha teqdim qilip bérishni wede qilding; Sen heqqaniy bolghanliqingdin, sözliringni ishqa ashurdung.
Сән униң қәлбиниң Өзүңгә садиқ-ишәшилик екәнлигини көрүп, униң билән әһдә түзүп Ⱪананийларниң, Һиттийларниң, Аморийларниң, Пәриззийләрниң, Йәбусийларниң вә Гиргашийларниң зиминини униң әвлатлириға тәқдим қилип беришни вәдә қилдиң; Сән һәққаний болғанлиғиңдин, сөзлириңни ишқа ашурдуң.
9 Sen ata-bowilirimizning Misirda jebir-zulum chékiwatqanliqini körüp, ularning Qizil déngiz boyidiki nalisigha qulaq salding.
Сән ата-бовилиримизниң Мисирда җәбир-зулум чекиватқанлиғини көрүп, уларниң Қизил деңиз бойидики налисиға қулақ салдиң.
10 Sen Misirliqlarning ulargha qandaq yoghanchiliq bilen muamile qilghanliqini bilginingdin kéyin Pirewn, uning barliq xizmetchiliri we uning zéminidiki barliq xelqqe möjizilik alamet we karametlerni körsitip, Özüng üchün bügün’ge qeder saqlinip kéliwatqan ulugh bir nam-shöhretni tikliding.
Сән Мисирлиқларниң уларға қандақ йоғанчилиқ билән муамилә қилғанлиғини билгиниңдин кейин Пирәвн, униң барлиқ хизмәтчилири вә униң зиминидики барлиқ хәлиққә мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни көрситип, Өзүң үчүн бүгүнгә қәдәр сақлинип келиватқан улуқ бир нам-шөһрәтни тиклидиң.
11 Sen yene [ata-bowilirimiz] aldida déngizni bölüp, ular déngizning otturisidin quruq yer üstidin méngip ötti; ularni qoghlap kelgenlerni chongqur déngiz tégige tashlap gherq qiliwetting, xuddi jushqunluq déngizgha tashlan’ghan tashtek gherq qilding.
Сән йәнә [ата-бовилиримиз] алдида деңизни бөлүп, улар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр үстидин меңип өтти; уларни қоғлап кәлгәнләрни чоңқур деңиз тегигә ташлап ғәриқ қиливәттиң, худди җушқунлуқ деңизға ташланған таштәк ғәриқ қилдиң.
12 Sen ularni kündüzi bulut tüwrüki bilen, kéchisi ot tüwrüki bilen yétekliding, bular arqiliq ularning mangidighan yolini yorutup berding.
Сән уларни күндүзи булут түврүги билән, кечиси от түврүги билән йетәклидиң, булар арқилиқ уларниң маңидиған йолини йорутуп бәрдиң.
13 Sen Sinay téghigha chüshüp, asmanda turup ular bilen sözliship, ulargha toghra höküm, heqiqiy ishenchlik qanunlar, yaxshi belgilimiler we emrlerni ata qilding.
Сән Синай теғиға чүшүп, асманда туруп улар билән сөзлишип, уларға тоғра һөкүм, һәқиқий ишәшлик қанунлар, яхши бәлгүлимиләр вә әмирләрни ата қилдиң.
14 Sen ulargha Özüngning muqeddes shabat kününgni tonuttung, qulung Musaning wastisi bilen ulargha emrler, belgilimiler we Tewrat qanunini tapiliding.
Сән уларға Өзүңниң муқәддәс шабат күнүңни тонуттуң, қулуң Мусаниң вастиси билән уларға әмирләр, бәлгүлимиләр вә Тәврат қанунини тапилидиң.
15 Sen ulargha ach qalghanda yésun dep asmandin nan, ussighanda ichsun dep qoram tashtin su chiqirip berding; Sen ulargha bérishke qolungni kötürüp qesem qilghan eshu zéminni kirip igilenglar, déding.
Сән уларға ач қалғанда йесун дәп асмандин нан, уссиғанда ичсун дәп қорам таштин су чиқирип бәрдиң; Сән уларға беришкә қолуңни көтирип қәсәм қилған әшу зиминни кирип егиләңлар, дедиң.
16 Lékin ular, yeni ata-bowilirimiz meghrulinip, boyni qattiqliq qilip emrliringge qulaq salmidi.
Лекин улар, йәни ата-бовилиримиз мәғрулинип, бойни қаттиқлиқ қилип әмирлириңгә қулақ салмиди.
17 Ular itaet qilishni ret qildi, Séning ularning otturisida yaratqan karamet möjiziliringni yad etmidi, belki boyni qattiqliq qildi, asiyliq qilip, qul qilin’ghan jaygha ketmekchi bolup, öz aldigha yolbashchi tiklidi. Lékin Sen epuchan, méhir-shepqetlik hem rehimdil, asan ghezeplenmeydighan, zor méhir-muhebbetlik Tengridursen; shunga Sen ularni tashliwetmiding.
Улар итаәт қилишни рәт қилди, Сениң уларниң оттурисида яратқан карамәт мөҗизилириңни яд әтмиди, бәлки бойни қаттиқлиқ қилди, асийлиқ қилип, қул қилинған җайға кәтмәкчи болуп, өз алдиға йолбашчи тиклиди. Лекин Сән әпучан, меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, зор меһир-муһәббәтлик Тәңридурсән; шуңа Сән уларни ташливәтмидиң.
18 Ular hetta téxi özlirige bir quyma mozayni yasap: «Mana bu silerni Misirdin élip chiqqan ilah!» dégen waqtida hem qattiq kupurluq qilghinida,
Улар һәтта техи өзлиригә бир қуйма мозайни ясап: «Мана бу силәрни Мисирдин елип чиққан илаһ!» дегән вақтида һәм қаттиқ күпүрлүк қилғинида,
19 Sen tolimu rehimdil bolghanliqing üchün ularni yenila bayawanda tashlap qoymiding; kündüzi bulut tüwrüki ularning üstidin néri ketmey, ulargha yol bashlidi; kéchisi ot tüwrükimu ulardin néri ketmey, ulargha nur bérip, mangidighan yolini körsetti.
Сән толиму рәһимдил болғанлиғиң үчүн уларни йәнила баяванда ташлап қоймидиң; күндүзи булут түврүги уларниң үстидин нери кәтмәй, уларға йол башлиди; кечиси от түврүгиму улардин нери кәтмәй, уларға нур берип, маңидиған йолини көрсәтти.
20 Sen Özüngning méhribane Rohingni chüshürüp ulargha telim berding; Sen ularning yéyishi üchün «manna»ni ayimiding, ussuzluqini qandurush üchün suni berding.
Сән Өзүңниң меһриванә Роһуңни чүшүрүп уларға тәлим бәрдиң; Сән уларниң йейиши үчүн «манна»ни айимидиң, уссузлуғини қандуруш үчүн суни бәрдиң.
21 Sen ularni bayawanda qiriq yil qamdap kelding; héchnémisi kem bolmidi, kiyimliri konirimidi, putlirimu ishshimidi.
Сән уларни баяванда қириқ жил қамдап кәлдиң; һеч немиси кам болмиди, кийимлири кониримиди, путлириму ишшимиди.
22 Sen padishahliqlar we taipilerni ularning qoligha berding, bularni ularning zéminigha chégralar qilip berding. Shuning bilen ular Sihon padishahning zéminini, Heshbonning padishahining zéminini we Bashan padishahi Ogning zéminini igilidi.
Сән падишалиқлар вә таипиләрни уларниң қолиға бәрдиң, буларни уларниң зиминиға чегаралар қилип бәрдиң. Шуниң билән улар Сиһон падишаниң зиминини, Һәшбонниң падишасиниң зиминини вә Башан падишаси Огниң зиминини егилиди.
23 Sen ularning perzent-ewladlirini asmandiki yultuzlardek awuttung; Sen ularni ata-bowilirigha: «Siler bu zéminni igileshke uninggha kiringlar» dep teqdim qilghan zémin’gha bashlap kirding.
Сән уларниң пәрзәнт-әвлатлирини асмандики юлтузлардәк авуттуң; Сән уларни ата-бовилириға: «Силәр бу зиминни егиләшкә униңға кириңлар» дәп тәқдим қилған зиминға башлап кирдиң.
24 Ularning ewladliri kirip u zéminni igilidi; Sen u zéminda turuwatqan Qanaan ahalisini ulargha béqindurdung hem zémindiki padishahlarni we ularning qebile-qowmlirini: «Siler ulargha xalighanche muamile qilinglar» dep ularning qoligha tapshurdung.
Уларниң әвлатлири кирип у зиминни егилиди; Сән у зиминда туруватқан Қанаан аһалисини уларға беқиндурдуң һәм зиминдики падишаларни вә уларниң қәбилә-қовмлирини: «Силәр уларға халиғанчә муамилә қилиңлар» дәп уларниң қолиға тапшурдуң.
25 Ular mustehkem sheherlerni, munbet yerlerni ishghal qilip, herxil ésil buyumlargha tolghan öylerge, kolap qoyulghan quduqlargha, üzümzarliqlar, zeytunluqlar we intayin köp méwilik derexlerge ige boldi; yep-ichip semrip, Séning zor méhribanliqingdin söyünüshti!
Улар мустәһкәм шәһәрләрни, мунбәт йәрләрни ишғал қилип, һәр хил есил буюмларға толған өйләргә, колап қоюлған қудуқларға, үзүмзарлиқлар, зәйтунлуқлар вә интайин көп мевилик дәрәқләргә егә болди; йәп-ичип сәмрип, Сениң зор меһриванлиғиңдин сөйүнүшти!
26 Lékin ular gedenkeshlik qilip Séningdin yüz örüp, Tewrat qanunungni arqisigha tashlidi, ularni yéninggha yandurmaq üchün agah-guwahliq yetküzgen peyghemberliringni öltürüp esheddiy kupurluq qildi.
Лекин улар гәдәнкәшлик қилип Сениңдин йүз өрүп, Тәврат қанунуңни арқисиға ташлиди, уларни йениңға яндурмақ үчүн агаһ-гувалиқ йәткүзгән пәйғәмбәрлириңни өлтүрүп әшәддий күпүрлүк қилди.
27 Shunga Sen ularni jebir-zulum salghuchilarning qoligha tapshurdung, derweqe ular ularni qiynidi; ular qiynalghan waqitlirida Sanga yalwurushqanidi, Sen asmanlarda turup ulargha qulaq salding, zor rehimdilliqing boyiche ulargha qutquzghuchilarni ewetetting, ular bularni ezgüchilerning qolidin qutquzatti.
Шуңа Сән уларни җәбир-зулум салғучиларниң қолиға тапшурдуң, дәрвәқә улар уларни қийниди; улар қийналған вақитлирида Саңа ялвурушқан еди, Сән асманларда туруп уларға қулақ салдиң, зор рәһимдиллиғиң бойичә уларға қутқузғучиларни әвәтәттиң, улар буларни әзгүчиләрниң қолидин қутқузатти.
28 Lékin ular aramliqqa érishkendin kéyin yene Séning aldingda rezillik qilishqa bashliwidi, Sen ularni yene düshmenlirining qoligha tapshurdung, ular ularning üstidin hökümranliq qildi; ular yene Séning aldingda nale-peryat qilishiwidi, Sen asmanlarda turup qulaq sélip, rehimdilliqliring boyiche ularni yénish-yénishlap qutquzdung.
Лекин улар арамлиққа еришкәндин кейин йәнә Сениң алдиңда рәзиллик қилишқа башливиди, Сән уларни йәнә дүшмәнлириниң қолиға тапшурдуң, улар уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилди; улар йәнә Сениң алдиңда налә-пәрят қилишивиди, Сән асманларда туруп қулақ селип, рәһимдиллиқлириң бойичә уларни йениш-йенишлап қутқуздуң.
29 Sen ularni Özüngning Tewrat-qanununggha qaytishqa agahlandurdung; lékin ular meghrurlinip, emrliringge qulaq salmidi, hökümliring aldida gunah qildi (insan hökümliringge emel qilsa, ular shu sewebtin hayatta bolidu). Ular jahilliq bilen boynini tolghap, gedenkeshlik qilip sanga qulaq sélishni ret qildi.
Сән уларни Өзүңниң Тәврат-қанунуңға қайтишқа агаһландурдуң; лекин улар мәғрурлинип, әмирлириңгә қулақ салмиди, һөкүмлириң алдида гуна қилди (инсан һөкүмлириңгә әмәл қилса, улар шу сәвәптин һаятта болиду). Улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, гәдәнкәшлик қилип саңа қулақ селишни рәт қилди.
30 Ulargha uzun yil sewr-taqet qilding, Rohing peyghemberliringning wastisi bilen agah-guwahliq bergen bolsimu, ular yenila qulaq salmidi; shunga Sen ularni herqaysi el-yurtlardiki taipilerning qoligha tapshurdung.
Уларға узун жил сәвир-тақәт қилдиң, Роһуң пәйғәмбәрлириңниң вастиси билән агаһ-гувалиқ бәргән болсиму, улар йәнила қулақ салмиди; шуңа Сән уларни һәр қайси әл-жутлардики таипиләрниң қолиға тапшурдуң.
31 Halbuki, Sen zor rehimdilliqliring tüpeylidin ularning neslini pütünley qurutuwetmiding hem ularni tashliwetmiding; chünki Sen méhir-shepqetlik hem rehimdil Tengridursen.
Һалбуки, Сән зор рәһимдиллиқлириң түпәйлидин уларниң нәслини пүтүнләй қурутувәтмидиң һәм уларни ташливәтмидиң; чүнки Сән меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил Тәңридурсән.
32 Emdi ah Xudayimiz, ehdengde turup özgermes muhebbitingni körsitidighan ulugh, qudretlik we dehshetlik Tengri, emdi Séningdin bizning, padishahlirimizning we emirlirimizning, kahinlirimizning, peyghemberlirimizning, ata-bowilirimizning shundaqla Özüngning barliq xelqingning Asuriye padishahining zamanidin buyan bügün’giche béshimizgha chüshken barliq azab-oqubetlerni kichik ish dep qarimasliqingni ötünimiz.
Әнди аһ Худайимиз, әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситидиған улуқ, қудрәтлик вә дәһшәтлик Тәңри, әнди Сениңдин бизниң, падишалиримизниң вә әмирлиримизниң, каһинлиримизниң, пәйғәмбәрлиримизниң, ата-бовилиримизниң шундақла Өзүңниң барлиқ хәлқиңниң Асурийә падишасиниң заманидин буян бүгүнгичә бешимизға чүшкән барлиқ азап-оқубәтләрни кичик иш дәп қаримаслиғиңни өтүнимиз.
33 Béshimizgha kelgen barliq ishta Sen adilsen; chünki Séning qilghining heqiqet boyiche boldi, bizning qilghinimiz rezilliktur.
Бешимизға кәлгән барлиқ ишта Сән адилсән; чүнки Сениң қилғиниң һәқиқәт бойичә болди, бизниң қилғинимиз рәзилликтур.
34 Padishahlirimiz, emirlirimiz, kahinlirimiz bilen ata-bowilirimizning hemmisi Séning Tewrat qanununggha emel qilmay, emrliringge we Séning ulargha ispatlap bergen agah-guwahliqliringgha héch qulaq salmidi.
Падишаһлиримиз, әмирлиримиз, каһинлиримиз билән ата-бовилиримизниң һәммиси Сениң Тәврат қанунуңға әмәл қилмай, әмирлириңгә вә Сениң уларға испатлап бәргән агаһ-гувалиқлириңға һеч қулақ салмиди.
35 Ular Sen ulargha muyesser qilghan padishahliqta turushtin, ulargha ata qilghan zor memurchiliqtin we shuningdek ularning aldigha yayghan bu keng munbet zémindiki turmushtin behrimen boluwatqan bolsimu, lékin ular Séning ibadet-xizmitingde bolmidi yaki özlirining rezil qilmishliridin yanmidi.
Улар Сән уларға муйәссәр қилған падишалиқта туруштин, уларға ата қилған зор мәмурчилиқтин вә шуниңдәк уларниң алдиға яйған бу кәң мунбәт зиминдики турмуштин бәһримән болуватқан болсиму, лекин улар Сениң ибадәт-хизмитиңдә болмиди яки өзлириниң рәзил қилмишлиридин янмиди.
36 Mana, biz bügün qullarmiz! Sen méwisi bilen nazu-németliridin yéyishke ata-bowilirimizgha teqdim qilip bergen zéminda tursaqmu, biz mana uningda qul bolup qalduq!
Мана, биз бүгүн қуллармиз! Сән мевиси билән назу-немәтлиридин йейишкә ата-бовилиримизға тәқдим қилип бәргән зиминда турсақму, биз мана униңда қул болуп қалдуқ!
37 [Zémin] Sen bizning gunahlirimiz üchün bizni idare qilishqa békitken padishahlargha mol mehsulatlirini bérip turidu; ular bedenlirimizni hem charwa mallirimizni öz meyliche bashqurup kéliwatidu; biz zor derd-elemde bolduq».
[Зимин] Сән бизниң гуналиримиз үчүн бизни идарә қилишқа бекиткән падишаларға мол мәһсулатлирини берип туриду; улар бәдәнлиримизни һәм чарва маллиримизни өз мәйличә башқуруп келиватиду; биз зор дәрд-әләмдә болдуқ».
38 «— Biz mana mushu barliq ishlar tüpeyli muqim bir ehdini tüzüp yézip chiqtuq; emirlirimiz, Lawiylirimiz bilen kahinlirimiz buninggha öz möhürlirini basti».
«— Биз мана мошу барлиқ ишлар түпәйли муқим бир әһдини түзүп йезип чиқтуқ; әмирлиримиз, Лавийлиримиз билән каһинлиримиз буниңға өз мөһүрлирини басти».