< Nehemiya 6 >

1 Shundaq boldiki, Sanballat, Tobiya, ereb bolghan Geshem we düshmenlirimizning qalghan qismi méning sépilni yéngiwashtin ongshap chiqqanliqimni, sépilning emdi bösüklirining qalmighanliqini anglap (lékin u chaghda men téxi sépil qowuqlirining qanatlirini ornatmighanidim),
Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, әрәб болған Гәшәм вә дүшмәнлиримизниң қалған қисми мениң сепилни яңливаштин оңшап чиққанлиғимни, сепилниң әнди бөсүклириниң қалмиғанлиғини аңлап (лекин у чағда мән техи сепил қовуқлириниң қанатлирини орнатмиған едим),
2 Sanballat bilen Geshem manga: — Kelsila, biz Ono tüzlenglikidiki Kefirim kentide körüsheyli! — dep adem ewetiptu. Emeliyette ular manga qest qilmaqchi iken.
Санбаллат билән Гәшәм маңа: — Кәлсила, биз Оно түзләңлигидики Кәфирим кәнтидә көрүшәйли! — дәп адәм әвәтипту. Әмәлийәттә улар маңа қәст қилмақчи екән.
3 Shunglashqa men elchilerni ewetip: — Men ulugh bir ish bilen shughulliniwatqanliqimdin siler terepke chüshmeymen. Men qandaqmu silerning qéshinglargha barimen dep, ishni tashlap uni toxtitip qoyay? — dédim.
Шуңлашқа мән әлчиләрни әвәтип: — Мән улуқ бир иш билән шуғуллиниватқанлиғимдин силәр тәрәпкә чүшмәймән. Мән қандақму силәрниң қешиңларға баримән дәп, ишни ташлап уни тохтитип қояй? — дедим.
4 Ular uda töt qétim mushu teriqide adem ewetti, men her qétim shundaq jawap berdim.
Улар уда төрт қетим мошу тәриқидә адәм әвәтти, мән һәр қетим шундақ җавап бәрдим.
5 Andin Sanballat beshinchi qétim shu teriqide öz xizmetkarigha péchetlenmigen xetni qoligha tutquzup ewetiptu.
Андин Санбаллат бәшинчи қетим шу тәриқидә өз хизмәткариға печәтләнмигән хәтни қолиға тутқузуп әвәтипту.
6 Xette: «Herqaysi eller arisida mundaq bir gep tarqilip yüridu, we Geshemmu shundaq deydu: — Sen we Yehudalar birge isyan kötürmekchi ikensiler; shunga sen sépilnimu yéngiwashtin ongshashqa kirishipsen; éytishlargha qarighanda sen özüngni ulargha padishah qilmaqchikensen.
Хәттә: «Һәр қайси әлләр арисида мундақ бир гәп тарқилип жүриду, вә Гәшәмму шундақ дәйду: — Сән вә Йәһудалар биргә исян көтәрмәкчи екәнсиләр; шуңа сән сепилниму яңливаштин оңшашқа киришипсән; ейтишларға қариғанда сән өзүңни уларға падиша қилмақчикәнсән.
7 Sen yene Yérusalémda özüng toghruluq: «Mana, Yehudiyede özimizning bir padishahimiz bar!» dep jar sélip teshwiq qilishqa birnechche peyghember qoyupsen. Emdi bu gepler sözsiz padishahning quliqigha yétip bayan qilinidu. Shunga, kelgin, biz birlikte meslihetlishiwalayli» déyilgeniken.
Сән йәнә Йерусалимда өзүң тоғрилиқ: «Мана, Йәһудийәдә өзимизниң бир падишасимиз бар!» дәп җар селип тәшвиқ қилишқа бир нәччә пәйғәмбәр қоюпсән. Әнди бу гәпләр сөзсиз падишаниң қулиқиға йетип баян қилиниду. Шуңа, кәлгин, биз бирликтә мәслиһәтлишивалайли» дейилгән екән.
8 Men uninggha: «Sen éytqan ishlar héchqachan qilin’ghan emes; bular belki öz könglüngdin oydurup chiqarghining, xalas» dep jawap qayturdum.
Мән униңға: «Сән ейтқан ишлар һеч қачан қилинған әмәс; булар бәлки өз көңлүңдин ойдуруп чиқарғиниң, халас» дәп җавап қайтурдум.
9 Emeliyette, ular: «Mushundaq qilsaq ularning qoli maghdursizlinip, qurulush ishi ada qilinmay qalidu!» dep oylap bizni qorqatmaqchi idi. — «Emdi méning qolumni ishta téximu küchlendürgeysen!».
Әмәлийәттә, улар: «Мошундақ қилсақ уларниң қоли мағдурсизлинип, қурулуш иши ада қилинмай қалиду!» дәп ойлап бизни қорқатмақчи еди. — «Әнди мениң қолумни ишта техиму күчләндүргәйсән!».
10 Mehetabelning newrisi, Délayaning oghli Shémaya özini öz öyige qamiwalghanidi; men uning öyige kelsem u: — Biz Xudaning öyide, ibadetxanining ichide körüsheyli we ibadetxanining derwaza qanatlirini étip qoyayli; chünki ular séni öltürgili kélidu; shübhisizki, kéchisi kélip séni öltürmekchi boldi! — dédi.
Мәһәтабәлниң нәвриси, Делаяниң оғли Шемая өзини өз өйигә қамивалған еди; мән униң өйигә кәлсәм у: — Биз Худаниң өйидә, ибадәтханиниң ичидә көрүшәйли вә ибадәтханиниң дәрваза қанатлирини етип қояйли; чүнки улар сени өлтүргили келиду; шүбһисизки, кечиси келип сени өлтүрмәкчи болди! — деди.
11 Men: — Manga oxshash bir adem qandaqmu qéchip ketsun? Mendek bir adem jénimni qutquzimen dep qandaqmu ibadetxanigha kiriwalghudekmen? Men hergiz u yerge kiriwalmaymen! — dep jawap berdim.
Мән: — Маңа охшаш бир адәм қандақму қечип кәтсун? Мәндәк бир адәм җенимни қутқузимән дәп қандақму ибадәтханиға киривалғидәкмән? Мән һәргиз у йәргә киривалмаймән! — дәп җавап бәрдим.
12 Chünki men qarisam, uning Xuda teripidin ewetilgen emes, belki Tobiya bilen Sanballat teripidin sétiwélinip, manga zéyan yetküzmekchi bolup bu bésharet bergenlikige közüm yetti.
Чүнки мән қарисам, униң Худа тәрипидин әвәтилгән әмәс, бәлки Тобия билән Санбаллат тәрипидин сетивелинип, маңа зеян йәткүзмәкчи болуп бу бешарәт бәргәнлигигә көзүм йәтти.
13 Uni sétiwélishidiki meqset, méni qorqutup, shularning déginidek qilghuzup gunah qildurushtin ibaret idi. Shundaq qilghan bolsam, namimni bulghap méni qarilashqa shikayet qilalaydighan bolatti.
Уни сетивелишидики мәхсәт, мени қорқутуп, шуларниң дегинидәк қилғузуп гуна қилдуруштин ибарәт еди. Шундақ қилған болсам, намимни булғап мени қарилашқа шикайәт қилалайдиған болатти.
14 — «Ah Xuda, Tobiya bilen Sanballatni ésingda tutup, ularning qilghanlirigha yarisha öz béshigha yandurghaysen, shundaqla méni qorqatmaqchi bolghan ayal peyghember Noadiya bilen bashqa peyghemberlerningmu qilghanlirini öz béshigha yandurghaysen!».
— «Аһ Худа, Тобия билән Санбаллатни есиңда тутуп, уларниң қилғанлириға яриша өз бешиға яндурғайсән, шундақла мени қорқатмақчи болған аял пәйғәмбәр Ноадия билән башқа пәйғәмбәрләрниңму қилғанлирини өз бешиға яндурғайсән!».
15 Élul éyining yigirme beshinchi küni sépil pütti, pütün qurulushqa ellik ikki kün waqit ketti.
Елул ейиниң жигирмә бәшинчи күни сепил пүтти, пүтүн қурулушқа әллик икки күн вақит кәтти.
16 Shundaq boldiki, düshmenlirimiz buningdin xewer tapti we etrapimizdiki barliq eller qorqup kétishti; öz neziride heywiti bek chüshüp ketti we bu [qurulushni] Xudayimizning Özi élip barghan ish ikenlikini bilip yetti.
Шундақ болдики, дүшмәнлиримиз буниңдин хәвәр тапти вә әтрапимиздики барлиқ әлләр қорқуп кетишти; өз нәзиридә һәйвити бәк чүшүп кәтти вә бу [қурулушни] Худайимизниң Өзи елип барған иш екәнлигини билип йәтти.
17 Shu künlerde Yehudiyediki mötiwerler Tobiyagha nurghun xet yazdi, Tobiyamu ulargha jawaben daim xet yézip turdi.
Шу күнләрдә Йәһудийәдики мөтивәрләр Тобияға нурғун хәт язди, Тобияму уларға җававән дайим хәт йезип турди.
18 Chünki Yehudiyede Tobiyagha baghlinip qélip, qesem ichken nurghun kishiler bar idi; chünki u Arahning oghli, Shékaniyaning küy’oghli idi, hemde uning oghli Yohanan Berekiyaning oghli Meshullamning qizini xotunluqqa alghanidi.
Чүнки Йәһудийәдә Тобияға бағлинип қелип, қәсәм ичкән нурғун кишиләр бар еди; чүнки у Араһниң оғли, Шеканияниң күйоғли еди, һәмдә униң оғли Йоһанан Бәрәкияниң оғли Мәшулламниң қизини хотунлуққа алған еди.
19 Shuningdek ular yene méning aldimda pat-pat Tobiyaning yaxshi ishlirini tilgha élip qoyushatti hem méning geplirimnimu uninggha yetküzüp turushatti; Tobiya bolsa manga pat-pat tehdit sélip xet yézip turatti.
Шуниңдәк улар йәнә мениң алдимда пат-пат Тобияниң яхши ишлирини тилға елип қоюшатти һәм мениң гәплиримниму униңға йәткүзүп турушатти; Тобия болса маңа пат-пат тәһдит селип хәт йезип туратти.

< Nehemiya 6 >