< Nehemiya 3 >
1 Shu chaghda bash kahin Eliyashib we uning kahin qérindashliri qopup «Qoy qowuqi»ni yéngiwashtin yasap chiqti; ular qowuqning qanatlirini ornitip, uni [Xudagha] atap muqeddes dep békitti; ular «Yüzning munari» bilen «Hananiyelning munari»ghiche bolghan ariliqtiki sépilni ongshap, uni muqeddes dep békitti;
Шу чағда баш каһин Әлияшиб вә униң каһин қериндашлири қопуп «Қой қовуқи»ни яңливаштин ясап чиқти; улар қовуқниң қанатлирини орнитип, уни [Худаға] атап муқәддәс дәп бекитти; улар «Йүзниң мунари» билән «Һананийәлниң мунари»ғичә болған арилиқтики сепилни оңшап, уни муқәддәс дәп бекитти;
2 Uninggha tutash qismini Yérixoluqlar yasidi; yene uninggha tutash qismini Imrining oghli Zakkur yasidi.
Униңға туташ қисмини Йерихолуқлар ясиди; йәнә униңға туташ қисмини Имриниң оғли Заккур ясиди.
3 «Béliq qowuqi»ni Senaahning oghulliri yasidi; ular uning lim-késheklirini sélip, qanatliri, taqaqliri we baldaqlirini ornatti.
«Белиқ қовуқи»ни Сәнааһниң оғуллири ясиди; улар униң лим-кешәклирини селип, қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
4 Uninggha tutash qismini Hakozning newrisi, Uriyaning oghli Meremot yasidi; uninggha tutash qismini Meshezabelning newrisi, Berekiyaning oghli Meshullam yasidi. Uninggha tutash qismini Baanahning oghli Zadok yasidi.
Униңға туташ қисмини Һакозниң нәвриси, Урияниң оғли Мәрәмот ясиди; униңға туташ қисмини Мәшәзабәлниң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Мәшуллам ясиди. Униңға туташ қисмини Баанаһниң оғли Задок ясиди.
5 Uninggha tutash qismini Tekoaliqlar yasidi; lékin ularning chongliri öz xojisining ishini zimmisige ilishqa unimidi.
Униңға туташ қисмини Тәкоалиқлар ясиди; лекин уларниң чоңлири өз ғоҗисиниң ишини зиммисигә илишқа унимиди.
6 «Kona qowuq»ni Pasiyaning oghli Yehoda bilen Bésodiyaning oghli Meshullam yasidi; ular uning lim-késheklirini sélip, qanatliri, taqaqliri we baldaqlirini ornatti.
«Кона қовуқ»ни Пасияниң оғли Йәһода билән Бесодияниң оғли Мәшуллам ясиди; улар униң лим-кешәклирини селип, қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
7 Ularning yénidiki tutash qismini Gibéonluq Melatiya, Méronotluq Yadon hemde Deryaning bu gherbiy teripidiki waliylarning bashqurushi astidiki Gibéonluqlar bilen Mizpahliqlar yasidi.
Уларниң йенидики туташ қисмини Гибеонлуқ Мәлатия, Меронотлуқ Ядон һәмдә Дәрияниң бу ғәрбий тәрипидики валийларниң башқуруши астидики Гибеонлуқлар билән Мизпаһлиқлар ясиди.
8 Ularning yénidiki tutash qismini zergerlerdin bolghan Xarhayaning oghli Uzziyel yasidi. Uninggha tutash qismini xushbuy buyum yasaydighan etirchilerdin Hananiya yasidi. Ular Yérusalém [sépilini] taki «Qélin tam»ghiche ongshap yasidi.
Уларниң йенидики туташ қисмини зәргәрләрдин болған Харһаяниң оғли Уззийәл ясиди. Униңға туташ қисмини хушбуй буюм ясайдиған әтирчиләрдин Һанания ясиди. Улар Йерусалим [сепилини] таки «Қелин там»ғичә оңшап ясиди.
9 Ularning yénidiki tutash qismini Yérusalémning yérimining hakimi bolghan Xurning oghli Réfaya yasidi.
Уларниң йенидики туташ қисмини Йерусалимниң йериминиң һакими болған Хурниң оғли Рефая ясиди.
10 Ularning yénida, Xarumafning oghli Yedaya özining öyining udulidiki qismini yasidi. Ularning yénidiki qismini Xashabniyaning oghli Hattush yasidi.
Уларниң йенида, Харумафниң оғли Йәдая өзиниң өйиниң удулидики қисмини ясиди. Уларниң йенидики қисмини Хашабнияниң оғли Һаттуш ясиди.
11 Harimning oghli Malkiya bilen Pahat-Moabning oghli Hashshub sépilning bashqa bir böliki bilen «Xumdanlar munari»ni yasidi.
Һаримниң оғли Малкия билән Паһат-Моабниң оғли Һашшуб сепилниң башқа бир бөлиги билән «Хумданлар мунари»ни ясиди.
12 Ularning yénidiki tutash qismini Yérusalémning yérimining hakimi Xalloheshning oghli Shallom özi we uning qizliri yasidi.
Уларниң йенидики туташ қисмини Йерусалимниң йериминиң һакими Халлоһәшниң оғли Шаллом өзи вә униң қизлири ясиди.
13 «Jilgha qowuqi»ni Hanun bilen Zanoah shehirining ahalisi yasidi. Ular uni yasap, uning qanatliri, taqaqliri we baldaqlirini ornatti we yene «Tézek qowuqi»ghiche ming gez sépilnimu yasidi.
«Җилға қовуқи»ни Һанун билән Заноаһ шәһириниң аһалиси ясиди. Улар уни ясап, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти вә йәнә «Тезәк қовуқи»ғичә миң гәз сепилниму ясиди.
14 «Tézek qowuqi»ni Beyt-Hakkerem yurtining bashliqi Rekabning oghli Malkiya yasidi; ular uni yasap, uning qanatliri, taqaqliri we baldaqlirini ornatti.
«Тезәк қовуқи»ни Бәйт-Һаккәрәм жутиниң башлиғи Рәкабниң оғли Малкия ясиди; улар уни ясап, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
15 «Bulaq qowuqi»ni Mizpah yurtining bashliqi Kol-Hozehning oghli Shallum yasidi. U uni yasap, ögzisini yépip, uning qanatliri, taqaqliri we baldaqlirini ornatti we yene shahane baghning yénidiki Siloam kölining sépilini «Dawutning shehiri»din chüshidighan pelempeygiche yéngiwashtin yasidi.
«Булақ қовуқи»ни Мизпаһ жутиниң башлиғи Кол-Һозәһниң оғли Шаллум ясиди. У уни ясап, өгүзини йепип, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти вә йәнә шаһанә бағниң йенидики Силоам көлиниң сепилини «Давутниң шәһири»дин чүшидиған пәләмпәйгичә яңливаштин ясиди.
16 Uningdin kéyinki tutash qismini Dawutning qebrilirining udulidiki we uningdin kéyinki sün’iy kölge hem uning keynidiki «Palwanlarning öyi»ge qeder Beyt-Zur yurtining yérimining hakimi, Azbukning oghli Nehemiya yasidi.
Униңдин кейинки туташ қисмини Давутниң қәбирлириниң удулидики вә униңдин кейинки сүний көлгә һәм униң кәйнидики «Палванларниң өйи»гә қәдәр Бәйт-Зур жутиниң йериминиң һакими, Азбукниң оғли Нәһәмия ясиди.
17 Uningdin kéyinki tutash qismini Lawiylar — Yeni Banining oghli Rehum yasidi, uning yénidiki tutash qismini Kéilahning yérim yurtining hakimi Hashabiya öz yurtigha wakaliten yasap chiqti.
Униңдин кейинки туташ қисмини Лавийлар — Йәни Баниниң оғли Рәһум ясиди, униң йенидики туташ қисмини Кеилаһниң йерим жутиниң һакими Һашабия өз жутиға вакалитән ясап чиқти.
18 Uning yénidiki tutash qismini ularning qérindashliri — Kéilahning ikkinchi yérimining hakimi, Hénadadning oghli Baway yasidi.
Униң йенидики туташ қисмини уларниң қериндашлири — Кеилаһниң иккинчи йериминиң һакими, Һенададниң оғли Бавай ясиди.
19 Uning yénida, Mizpahning hakimi Yeshuyaning oghli Ézer qoral-yaragh ambirigha chiqish yolining udulida, sépilning doqmushidiki yene bir bölikini yasidi.
Униң йенида, Мизпаһниң һакими Йәшуяниң оғли Езәр қурал-ярақ амбириға чиқиш йолиниң удулида, сепилниң доқмушидики йәнә бир бөлигини ясиди.
20 Zabbayning oghli Baruq uningdin kéyinki yene bir bölikini, yeni sépilning doqmushidin taki bash kahin Eliyashibning öyining derwazisighiche bolghan bölikini köngül qoyup yasidi.
Заббайниң оғли Баруқ униңдин кейинки йәнә бир бөлигини, йәни сепилниң доқмушидин таки баш каһин Әлияшибниң өйиниң дәрвазисиғичә болған бөлигини көңүл қоюп ясиди.
21 Uning yénida Hakozning newrisi, Uriyaning oghli Meremot sépilning Eliyashibning öyining derwazisidin taki Eliyashibning hoylisining axirighiche bolghan yene bir bölikini yasidi.
Униң йенида Һакозниң нәвриси, Урияниң оғли Мәрәмот сепилниң Әлияшибниң өйиниң дәрвазисидин таки Әлияшибниң һойлисиниң ахириғичә болған йәнә бир бөлигини ясиди.
22 Bulardin kéyinki bir qismini Iordan tüzlenglikidikiler, kahinlar yasidi.
Булардин кейинки бир қисмини Иордан түзләңлигидикиләр, каһинлар ясиди.
23 Bularning yénida, Binyamin bilen Hashshub öz öyining udulidiki bölikini yasidi. Ulardin kéyin Ananiyaning newrisi, Maaséyahning oghli Azariya öz öyining yénidiki qisimni yasidi.
Буларниң йенида, Бинямин билән Һашшуб өз өйиниң удулидики бөлигини ясиди. Улардин кейин Ананияниң нәвриси, Маасеяһниң оғли Азария өз өйиниң йенидики қисимни ясиди.
24 Uning yénida, Azariyaning öyidin taki sépilning doqmushighiche bolghan yene bir bölikini Hénadadning oghli Binnuiy yasidi.
Униң йенида, Азарияниң өйидин таки сепилниң доқмушиғичә болған йәнә бир бөлигини Һенададниң оғли Биннуий ясиди.
25 [Uning yénida], Uzayning oghli Palal padishah ordisining doqmushi, shuningdek ordidiki choqchiyip turghan, zindan hoylisining yénidiki égiz munarning udulidiki bölikini yasidi. Uningdin kéyinki bir bölikini Paroshning oghli Pidaya yasidi.
[Униң йенида], Узайниң оғли Палал падиша ордисиниң доқмуши, шуниңдәк ордидики чоқчийип турған, зиндан һойлисиниң йенидики егиз мунарниң удулидики бөлигини ясиди. Униңдин кейинки бир бөлигини Парошниң оғли Пидая ясиди.
26 Emdi Ofelde turidighan ibadetxana xizmetkarliri künchiqish tereptiki «Su qowuqi»ning udulidiki we choqchiyip turghan munarning udulidiki sépilni yasidi.
Әнди Офәлдә туридиған ибадәтхана хизмәткарлири күнчиқиш тәрәптики «Су қовуқи»ниң удулидики вә чоқчийип турған мунарниң удулидики сепилни ясиди.
27 Choqchiyip turghan chong munarning udulida Tekoaliqlar taki Ofel sépilighiche bolghan ikkinchi bir bölikini yasidi.
Чоқчийип турған чоң мунарниң удулида Тәкоалиқлар таки Офәл сепилиғичә болған иккинчи бир бөлигини ясиди.
28 «At qowuqi»ning yuqiri bir bölikini kahinlar herbiri öz öyining udulidiki qismini yasidi.
«Ат қовуқи»ниң жуқури бир бөлигини каһинлар һәр бири өз өйиниң удулидики қисмини ясиди.
29 Immerning oghli Zadok ularning yénida, kéyinki qismini, öz öyining udulidiki bir bölikini yasidi. Uning yénidiki tutash qismini «sherqiy derwaza»ning derwaziweni Shékaniyaning oghli Shémaya yasidi.
Иммәрниң оғли Задок уларниң йенида, кейинки қисмини, өз өйиниң удулидики бир бөлигини ясиди. Униң йенидики туташ қисмини «шәрқий дәрваза»ниң дәрвазивәни Шеканияниң оғли Шемая ясиди.
30 Uning yénida, Shelemiyaning oghli Hananiya bilen Zalafning altinchi oghli Hanun ikkinchi bir bölikini yasidi; ularning yénida, Berekiyaning oghli Meshullam öz qorusining udulidiki bir bölekni yasidi.
Униң йенида, Шәләмияниң оғли Һанания билән Залафниң алтинчи оғли Һанун иккинчи бир бөлигини ясиди; уларниң йенида, Бәрәкияниң оғли Мәшуллам өз қорусиниң удулидики бир бөләкни ясиди.
31 Uning yénida, shu yerdin tartip ibadetxana xizmetkarliri bilen sodigerlerning qoruliridin ötüp, «Tekshürüsh qowuqi»ning udulidiki sépil doqmushining balixanisighiche bolghan bölikini zergerlerdin bolghan Malkiya yasidi.
Униң йенида, шу йәрдин тартип ибадәтхана хизмәткарлири билән содигәрләрниң қорулиридин өтүп, «Тәкшүрүш қовуқи»ниң удулидики сепил доқмушиниң балиханисиғичә болған бөлигини зәргәрләрдин болған Малкия ясиди.
32 Doqmushning balixanisi bilen «Qoy qowuqi»ning ariliqidiki bölekni zergerler bilen sodigerler yasidi.
Доқмушниң балиханиси билән «Қой қовуқи»ниң арилиғидики бөләкни зәргәрләр билән содигәрләр ясиди.