< Nahum 1 >

1 Ninewe shehiri toghrisida yüklen’gen wehiy — Elkoshluq Nahum körgen alamet körünüsh xatirilen’gen kitab.
Нинәвә шәһири тоғрисида жүкләнгән вәһий — Әлкошлуқ Наһум көргән аламәт көрүнүш хатириләнгән китап.
2 Perwerdigar otluq muhebbetlik, intiqam alghuchi bir Xudadur; Berheq, Perwerdigar bir intiqam alghuchi, Derghezep Igisidur; Perwerdigar yawliridin intiqam alidu, Düshmenliri üchün adawet saqlaydu.
Пәрвәрдигар отлуқ муһәббәтлик, интиқам алғучи бир Худадур; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бир интиқам алғучи, Дәрғәзәп Егисидур; Пәрвәрдигар явлиридин интиқам алиду, Дүшмәнлири үчүн адавәт сақлайду.
3 Perwerdigar asanliqche achchiqlanmaydu, Küch-qudrette ulughdur, Gunahi barni héch aqlimaydu; Perwerdigar — Uning yoli qara quyunda we borandidur, Bulutlar Uning ayaghliri purqiratqan chang-tozangdur.
Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Күч-қудрәттә улуқдур, Гунайи барни һеч ақлимайду; Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур, Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур.
4 U déngizgha tenbih bérip uni quruq qilidu, Barliq deryalarni qurutiwétidu; Bashan qaghjirap kétidu, Karmelmu hem shundaq bolidu; Liwandiki gül-giyahmu qaghjiraydu.
У деңизға тәнбиһ берип уни қуруқ қилиду, Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; Башан қағҗирап кетиду, Кармәлму һәм шундақ болиду; Ливандики гүл-гияму қағҗирайду.
5 Taghlar uning aldida titrep kétidu, Döngler érip kétidu, Yer yüzi Uning huzuri aldigha kötürülidu, Jahan hem uningda barliq yashawatqanlarmu shundaq bolidu.
Тағлар униң алдида титрәп кетиду, Дөңләр ерип кетиду, Йәр йүзи Униң һозури алдиға көтирилиду, Җаһан һәм униңда барлиқ яшаватқанларму шундақ болиду.
6 Kim Uning ghezipi aldida tik turalisun? Kim Uning achchiqining dehshitide qeddini kérip turalisun? Uning derghezipi ottek tökülidu, Uning aldida tashlar yérilidu.
Ким Униң ғәзиви алдида тик туралисун? Ким Униң аччиғиниң дәһшитидә қәддини керип туралисун? Униң дәрғәзиви оттәк төкүлиду, Униң алдида ташлар йерилиду.
7 Perwerdigar méhribandur, külpetlik künde bashpanahdur; Özige tayan’ghanlarni U bilidu.
Пәрвәрдигар меһривандур, күлпәтлик күндә башпанаһдур; Өзигә таянғанларни У билиду.
8 Biraq éship tashqan kelkün bilen shu yerni pütünley tügeshtüridu, Qarangghuluq uning düshmenlirini qoghlaydu.
Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду, Қараңғулуқ униң дүшмәнлирини қоғлайду.
9 Siler Perwerdigar bilen qarshiliship néme oylawatisiler? U ishliringlarni pütünley tügeshtüridu; Yamanliq silerdin ikkinchi qétim chiqmaydu.
Силәр Пәрвәрдигар билән қаршилишип немә ойлаватисиләр? У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду; Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду.
10 Ular qamghaqtek bir-birige chirmishiwalghan bolsimu, Öz haraqliridin süzme bolup ketken bolsimu, Ular quruq paxaldek pütünley yep kétilidu.
Улар қамғақтәк бир-биригә чирмишивалған болсиму, Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму, Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду.
11 Sendin Perwerdigargha rezillik oylighuchi chiqqanidi, U Iblisning bir nesihetchisidur.
Сәндин Пәрвәрдигарға рәзиллик ойлиғучи чиққан еди, У Иблисниң бир несиһәтчисидур.
12 Perwerdigar mundaq deydu: — «Ularning teyyarliqliri toluq, sani zor köp bolsimu, Ular oxshashla üzüp tashlinidu, Shundaqla kelmeske kétidu; Men sanga azar qilghinim bilen, [i xelqim], Qaytidin sanga azar qilmaymen.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму, Улар охшашла үзүп ташлиниду, Шундақла кәлмәскә кетиду; Мән саңа азар қилғиним билән, [и хәлқим], Қайтидин саңа азар қилмаймән.
13 Hazir Men uning boyunturuqini boynungdin sundurup éliwatimen, We asaretliringni bösüp tashlaymen.
Һазир Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин сундуруп еливатимән, Вә асарәтлириңни бөсүп ташлаймән.
14 Perwerdigar sen toghruluq perman chüshürgenki, Séning naming qaytidin térilmeydu; Butungning öyidin Men oyma heykel, quyma heykelni yoqitimen; Men qebrengni teyyarlawatimen, Chünki sen pesendidursen.
Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, Сениң намиң қайтидин терилмәйду; Бутуңниң өйидин Мән ойма һәйкәл, қуйма һәйкәлни йоқитимән; Мән қәбрәңни тәйярлаватимән, Чүнки сән пәсәндидурсән.
15 Mana taghlar üstide, xush xewerni élip kelgüchining ayaghlirigha, Aram-xatirjemlikni jakarlighuchining ayaghlirigha qara! Héytliringni tebrikle, i Yehuda, ichken qesemliringni ada qil; Chünki u rezil bolghuchi zéminingdin ikkinchi ötmeydu; U pütünley üzüp tashlan’ghan bolidu.
Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, Арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара! Һейтлириңни тәбриклә, и Йәһуда, ичкән қәсәмлириңни ада қил; Чүнки у рәзил болғучи зиминиңдин иккинчи өтмәйду; У пүтүнләй үзүп ташланған болиду.

< Nahum 1 >