< Mikah 1 >

1 Perwerdigarning sözi — Yotam, Ahaz we Hezekiya Yehudagha padishah bolghan künlerde Moreshetlik Mikahgha kelgen: — — U bularni Samariye we Yérusalém toghrisida körgen.
Пәрвәрдигарниң сөзи — Йотам, Аһаз вә Һәзәкия Йәһудаға падиша болған күнләрдә Морәшәтлик Микаһға кәлгән: — — У буларни Самарийә вә Йерусалим тоғрисида көргән.
2 Anglanglar, i xelqler, hemminglar! Qulaq sal, i yer yüzi we uningda bolghan hemminglar: — Reb Perwerdigar silerni eyiblep guwahliq bersun, Reb muqeddes ibadetxanisidin silerni eyiblep guwahliq bersun!
Аңлаңлар, и хәлиқләр, һәммиңлар! Қулақ сал, и йәр йүзи вә униңда болған һәммиңлар: — Рәб Пәрвәрдигар силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун, Рәб муқәддәс ибадәтханисидин силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун!
3 Chünki mana, Perwerdigar Öz jayidin chiqidu; U chüshüp, yer yüzidiki yuqiri jaylarni cheyleydu;
Чүнки мана, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқиду; У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду;
4 Uning astida taghlar érip kétidu, Jilghilar yérilidu, Xuddi mom otning aldida érigendek, Sular tik yardin tökülgendek bolidu.
Униң астида тағлар ерип кетиду, Җилғилар йерилиду, Худди мом отниң алдида еригәндәк, Сулар тик ярдин төкүлгәндәк болиду.
5 Buning hemmisi Yaqupning itaetsizliki, Israil jemetidiki gunahlar tüpeylidin bolidu; Yaqupning itaetsizliki nedin bashlan’ghan? U Samariyedin bashlan’ghan emesmu? Yehudadiki «yuqiri jaylar»[ni yasash] nedin bashlan’ghan? Ular Yérusalémdin bashlan’ghan emesmu?
Буниң һәммиси Яқупниң итаәтсизлиги, Исраил җәмәтидики гуналар түпәйлидин болиду; Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»[ни ясаш] нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?
6 Shunga Men Samariyeni étizdiki tash döwisidek, Üzüm talliri tikishke layiq jay qiliwétimen; Men uning tashlirini jilghigha domilitip tashlaymen, Uning ullirini yalingachlaymen;
Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, Үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән; Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән, Униң һуллирини ялаңачлаймән;
7 Uning barliq oyma mebudliri para-para chéqiwétilidu; Uning pahishiliktin érishken barliq hediyeliri ot bilen köydürülidu; Barliq butlirini weyrane qilimen; Chünki u pahishe ayalning heqqi bilen bularni yighip toplidi; Ular yene pahishe ayalning heqqi bolup qaytip kétidu.
Униң барлиқ ойма мәбудлири пара-пара чеқиветилиду; Униң паһишиликтин еришкән барлиқ һәдийәлири от билән көйдүрүлиду; Барлиқ бутлирини вәйранә қилимән; Чүнки у паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; Улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду.
8 Bular üchün men ah-zar kötürimen, Men huwlaymen; Yalingayaq, yalingach dégüdek yürimen; Men chilbörilerdek huwlaymen; Howqushlardek matem tutup yürimen.
Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, Мән һувлаймән; Ялиңаяқ, ялаңач дегидәк жүримән; Мән чилбөриләрдәк һувлаймән; Һувқушлардәк матәм тутуп жүримән.
9 Chünki uning yariliri dawalighusizdur, U hetta Yehudaghichimu yétip, Xelqimning derwazisigha, yeni Yérusalémghiche yamridi.
Чүнки униң ярилири давалиғусиздур, У һәтта Йәһудағичиму йетип, Хәлқимниң дәрвазисиға, йәни Йерусалимғичә ямриди.
10 Bu [apetni] Gat shehiride sözlimenglar, qet’iy yighlimanglar; Beyt-le-Afrah shehiride topa-changda éghinanglar!
Бу [апәтни] Гат шәһиридә сөзлимәңлар, Қәтъий жиғлимаңлар; Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!
11 I Shafirda turuwatqan qiz, yalingachliq we shermendilik ichide [esirlikke] öt; Zaananda turuwatqan qizlar talagha héch chiqqan emes; Beyt-Ézel ah-zarlar kötürmekte; «[Xuda] sendin muqim jayingni élip kétidu!»
И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә [әсирликкә] өт; Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс; Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә; «[Худа] сәндин муқим җайиңни елип кетиду!»
12 Marotta turuwatqan qiz yaxshiliqqa telmürüp tit-tit boluwatidu; Biraq yamanliq Perwerdigardin Yérusalém derwazisigha chüshti.
Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду; Бирақ яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти.
13 Tulparni jeng harwisigha qat, i Laqishta turuwatqan qiz; (Laqish bolsa, Zion qizigha gunahning bashlan’ghan yéri idi!) Chünki sende Israilning itaetsizliki tépilidu.
Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз; (Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!) Чүнки сәндә Исраилниң итаәтсизлиги тепилиду.
14 Shunga sen xushlishish hediyilirini Moreshet-Gat shehirige bérisen; Aqzibning dukandarliri Israil padishahlirigha yalghanchiliq yetküzidu;
Шуңа сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән; Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду;
15 Men téxi sanga bir «mirasxor» epkélimen, i Mareshah shehiride turuwatqan qiz; Israilning shan-sheripi Adullamghimu chüshüp kélidu.
Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз; Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду.
16 Özüngni taqirbash qil, Zoqung bolghan balilar üchün chéchingni chüshürüwet; Qorultazdek aydingbashliqingni kéngeyt, Chünki ular sendin ayrilip sürgün bolushqa ketti.
Өзүңни тақирбаш қил, Зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; Қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт, Чүнки улар сәндин айрилип сүргүн болушқа кәтти.

< Mikah 1 >