< Mikah 7 >

1 Méning halimgha way! Chünki men xuddi yazdiki méwiler yighilip, Üzüm hosulidin kéyinki wasangdin kéyin ach qalghan birsige oxshaymen, Yégüdek sapaq yoqtur; Jénim teshna bolghan tunji enjür yoqtur!
Мениң һалимға вай! Чүнки мән худди яздики мевиләр жиғилип, Үзүм һосулидин кейинки васаңдин кейин ач қалған бирисигә охшаймән, Йегидәк сапақ йоқтур; Җеним тәшна болған тунҗа әнҗир йоқтур!
2 Ixlasmen kishi zémindin yoqap ketti, Ademler arisida durus birsimu yoqtur; Ularning hemmisi qan töküshke paylimaqta, Herbiri öz qérindishini tor bilen owlaydu.
Ихласмән киши зиминдин йоқап кәтти, Адәмләр арисида дурус бирисиму йоқтур; Уларниң һәммиси қан төкүшкә пайлимақта, Һәр бири өз қериндишини тор билән овлайду.
3 Rezillikni puxta qilish üchün, Ikki qoli uninggha teyyarlan’ghan; Emir «inam»ni soraydu, Soraqchimu shundaq; Mötiwer janab bolsa öz jénining nepsini ashkara éytip béridu; Ular jem bolup rezillikni toqushmaqta.
Рәзилликни пухта қилиш үчүн, Икки қоли униңға тәйярланған; Әмир «инъам»ни сорайду, Сорақчиму шундақ; Мөтивәр җанаб болса өз җениниң нәпсини ашкарә ейтип бериду; Улар җәм болуп рәзилликни тоқушмақта.
4 Ularning eng ésili xuddi jighandek, Eng durusi bolsa, shoxiliq tosuqtin betterdur. Emdi közetchiliring [qorqup] kütken kün, Yeni [Xuda] sanga yéqinlap jazalaydighan küni yétip keldi; Ularning alaqzade bolup kétidighan waqti hazir keldi.
Уларниң әң есили худди җиғандәк, Әң дуруси болса, шохилиқ тосуқтин бәттәрдур. Әнди күзәтчилириң [қорқуп] күткән күн, Йәни [Худа] саңа йеқинлап җазалайдиған күни йетип кәлди; Уларниң алақзадә болуп кетидиған вақти һазир кәлди.
5 Ülpitingge ishenme, Jan dostunggha tayanma; Aghzingning ishikini quchiqingda yatquchidin yépip yür.
Үлпитиңгә ишәнмә, Җан достуңға таянма; Ағзиңниң ишигини қучиғиңда ятқучидин йепип жүр.
6 Chünki oghul atisigha bihörmetlik qilidu, Qiz anisigha, Kélin qéyn anisigha qarshi qozghilidu; Kishining düshmenliri öz öyidiki ademliridin ibaret bolidu.
Чүнки оғул атисиға беһөрмәтлик қилиду, Қиз анисиға, Келин қейн анисиға қарши қозғилиду; Кишиниң дүшмәнлири өз өйидики адәмлиридин ибарәт болиду.
7 Biraq men bolsam, Perwerdigargha qarap ümid baghlaymen; Nijatimni bergüchi Xudani kütimen; Méning Xudayim manga qulaq salidu.
Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигарға қарап үмүт бағлаймән; Ниҗатимни бәргүчи Худани күтимән; Мениң Худайим маңа қулақ салиду.
8 Manga qarap xush bolup ketme, i düshminim; Gerche men yiqilip ketsemmu, yene qopimen; Qarangghuluqta oltursam, Perwerdigar manga yoruqluq bolidu.
Маңа қарап хуш болуп кәтмә, и дүшминим; Гәрчә мән жиқилип кәтсәмму, йәнә қопимән; Қараңғулуқта олтарсам, Пәрвәрдигар маңа йоруқлуқ болиду.
9 Men Perwerdigarning ghezipige chidap turimen — Chünki men Uning aldida gunah sadir qildim — U méning dewayimni sorap, men üchün höküm chiqirip yürgüzgüche kütimen; U méni yoruqluqqa chiqiridu; Men Uning heqqaniyliqini körimen.
Мән Пәрвәрдигарниң ғәзивигә чидап туримән — Чүнки мән Униң алдида гуна садир қилдим — У мениң дәвайимни сорап, мән үчүн һөкүм чиқирип жүргүзгичә күтимән; У мени йоруқлуққа чиқириду; Мән Униң һәққанийлиғини көримән.
10 We méning düshminim buni köridu, Shuning bilen manga: «Perwerdigar Xudaying qéni» dégen ayalni shermendilik basidu; Méning közüm uning [meghlubiyitini] köridu; U kochidiki patqaqtek dessep cheylinidu.
Вә мениң дүшминим буни көриду, Шуниң билән маңа: «Пәрвәрдигар Худайиң қени» дегән аялни шәрмәндилик басиду; Мениң көзүм униң [мәғлубийитини] көриду; У кочидики патқақтәк дәссәп чәйлиниду.
11 — Séning tam-sépilliring qurulidighan künide, Shu künide sanga békitilgen pasiling yiraqlargha yötkilidu.
— Сениң там-сепиллириң қурулидиған күнидә, Шу күнидә саңа бекитилгән пасилиң жирақларға йөткилиду.
12 Shu künide ular yéninggha kélidu; — Asuriyedin, Misir sheherliridin, Misirdin [Efrat] deryasighiche, déngizdin déngizghiche we taghdin taghghiche ular yéninggha kélidu.
Шу күнидә улар йениңға келиду; — Асурийәдин, Мисир шәһәрлиридин, Мисирдин [Әфрат] дәриясиғичә, деңиздин деңизғичә вә тағдин тағғичә улар йениңға келиду.
13 Biraq yer yüzi bolsa özining üstide turuwatqanlar tüpeylidin, Yeni ularning qilmishlirining méwisi tüpeylidin xarabe bolidu.
Бирақ йәр йүзи болса өзиниң үстидә туруватқанлар түпәйлидин, Йәни уларниң қилмишлириниң мевиси түпәйлидин харабә болиду.
14 — Öz xelqingni, yeni ormanda, Karmel otturisida yalghuz turuwatqan Öz mirasing bolghan padini, Tayaq-hasang bilen ozuqlandurghaysen; Qedimki künlerdikidek, Ular Bashan hem Giléad chimenzarlirida qaytidin ozuqlansun!
— Өз хәлқиңни, йәни орманда, Кармәл оттурисида ялғуз туруватқан Өз мирасиң болған падини, Таяқ-һасаң билән озуқландурғайсән; Қедимки күнләрдикидәк, Улар Башан һәм Гилеад чимәнзарлирида қайтидин озуқлансун!
15 — Sen Misir zéminidin chiqqan künlerde bolghandek, Men ulargha karamet ishlarni körsitip bérimen.
— Сән Мисир зиминидин чиққан күнләрдә болғандәк, Мән уларға карамәт ишларни көрситип беримән.
16 Eller buni körüp barliq heywisidin xijil bolidu; Qolini aghzi üstige yapidu, Qulaqliri gas bolidu;
Әлләр буни көрүп барлиқ һәйвисидин хиҗил болиду; Қолини ағзи үстигә япиду, Қулақлири гас болиду;
17 Ular yilandek topa-changni yalaydu; Yer yüzidiki ömiligüchilerdek öz töshükliridin titrigen péti chiqidu; Ular qorqup Perwerdigar Xudayimizning yénigha kélidu, We séning tüpeylingdinmu qorqidu.
Улар иландәк топа-чаңни ялайду; Йәр йүзидики өмилигүчиләрдәк өз төшүклиридин титригән пети чиқиду; Улар қорқуп Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға келиду, Вә сениң түпәйлиңдинму қорқиду.
18 Qebihlikni kechüridighan, Öz mirasi bolghanlarning qaldisining itaetsizlikidin ötidighan Tengridursen, U achchiqini menggüge saqlawermeydu, Chünki U méhir-muhebbetni xushalliq dep bilidu. Kim sanga tengdash ilahdur?
Қәбиһликни кәчүридиған, Өз мираси болғанларниң қалдисиниң итаәтсизлигидин өтидиған Тәңридурсән, У аччиғини мәңгүгә сақлавәрмәйду, Чүнки У меһир-муһәббәтни хошаллиқ дәп билиду. Ким саңа тәңдаш илаһдур?
19 — U yene bizge qarap ichini aghritidu; Qebihliklirimizni U dessep cheyleydu; Sen ularning barliq gunahlirini déngiz teglirige tashlaysen.
— У йәнә бизгә қарап ичини ағритиду; Қәбиһликлиримизни У дәссәп чәйләйду; Сән уларниң барлиқ гуналирини деңиз тәглиригә ташлайсән.
20 — Sen qedimki künlerdin béri ata-bowilirimizgha qesem qilghan heqiqet-sadaqetni Yaqupqa, Özgermes muhebbetni Ibrahimgha yetküzüp körsitisen.
— Сән қедимки күнләрдин бери ата-бовилиримизға қәсәм қилған һәқиқәт-садақәтни Яқупқа, Өзгәрмәс муһәббәтни Ибраһимға йәткүзүп көрситисән.

< Mikah 7 >