< Mikah 5 >

1 Emdi özünglar qoshun-qoshun bolup yighilinglar, i qoshun qizi; Chünki birsi bizni muhasirige aldi; Ular Israilning hakim-soraqchisining mengzige hasa bilen uridu;
Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи; Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду;
2 (Sen, i Beyt-Lehem-Efratah, Yehudadiki minglighan [sheher-yézilar] arisida intayin kichik bolghan bolsangmu, Sendin Men üchün Israilgha Hakim Bolghuchi chiqidu; Uning [huzurumdin] chiqishliri qedimdin, Yeni ezeldin bar idi)
(Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған [шәһәр-йезилар] арисида интайин кичик болған болсаңму, Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; Униң [һозурумдин] чиқишлири қедимдин, Йәни әзәлдин бар еди)
3 Shunga tolghaq tutqan ayal tughup bolghuche, U ularni [düshmenlirige] tashlap qoyidu; Shu chaghda Uning qérindashliri bolghan qaldisi Israillarning yénigha qaytip kélidu.
Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни [дүшмәнлиригә] ташлап қойиду; Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду.
4 U bolsa Perwerdigarning küchi bilen, Perwerdigar Xudasining namining heywitide padisini béqishqa ornidin turidu; Shundaq qilip ular mezmut turup qalidu; Chünki U shu chaghda yer yüzining qerilirigiche ulugh dep bilinidu.
У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән, Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду; Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду; Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду.
5 We bu adem aram-xatirjemlikimiz bolidu; Asuriyelik zéminimizgha bösüp kirgende, Ordilirimizni dessep cheyligende, Biz uninggha qarshi yette xelq padichisini, Sekkiz qabiliyetlik yétekchini chiqirimiz;
Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду; Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә, Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини, Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз;
6 Ular Asuriye zéminini qilich bilen, Nimrodning zéminini ötkelliride xarabe qilidu; We Asuriyelik zéminimizgha bösüp kirgende, Chégrimiz ichini cheyligende, U adem bizni uning qolidin qutquzidu.
Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду; Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Чегаримиз ичини чәйлигәндә, У адәм бизни униң қолидин қутқузиду.
7 We Yaqupning qaldisi nurghun xelqler arisida Perwerdigardin chüshken shebnemdek bolidu, Chöp üstige yaghqan yamghurlardek bolidu; Bular insan üchün kéchikmeydu, Adem balilirining [ejrini] kütüp turmaydu.
Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; Булар инсан үчүн кечикмәйду, Адәм балилириниң [әҗрини] күтүп турмайду.
8 Yaqupning qaldisi eller arisida, Yeni nurghun xelqler arisida ormandiki haywanlar arisidiki shirdek bolidu, Qoy padiliri arisidiki arslandek bolidu; Shir ötkende ularning arisidin, Héchkim qutquzup alalmighudek cheylep desseydu, Titma-tit qilip yirtiwétidu.
Яқупниң қалдиси әлләр арисида, Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду, Қой падилири арисидики асландәк болиду; Шир өткәндә уларниң арисидин, Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, Титма-тит қилип житиветиду.
9 Qolung küshendiliring üstige kötürülidu, Barliq düshmenliring üzüp tashlinidu.
Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду, Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду.
10 Shu künide shundaq boliduki, — deydu Perwerdigar, Men aranglardin barliq atliringni üzüp tashlaymen, Jeng harwiliringni halak qilimen.
Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, Җәң һарвулириңни һалак қилимән.
11 Zéminingdiki sheherliringni yoqitimen, Barliq istihkamliringni ghulitimen.
Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән.
12 Séhirlerni qolungdin üzüp tashlaymen; Silerde palchilar bolmaydu.
Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән; Силәрдә палчилар болмайду.
13 Men oyma mebudliringni, «But tüwrük»liringlarni otturungdin üzüp tashlaymen; Sen öz qolungning yasighinigha ikkinchi bash urmaysen.
Мән ойма мәбудлириңни, «Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән; Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән.
14 Arangdin «Ashérah»liringni yuluwétimen, We sheherliringni halak qilimen;
Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән, Вә шәһәрлириңни һалак қилимән;
15 We [Manga] qulaq salmighan ellerning üstige achchiq we derghezep bilen intiqamni yürgüzimen.
Вә [Маңа] қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.

< Mikah 5 >