< Matta 20 >
1 — Chünki ersh padishahliqi bir yer igisige oxshaydu. Igisi üzümzarliqida ishleshke ademlerni yallash üchün tang seherde sirtqa chiqiptu.
— Чүнки әрш падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәмләрни яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту.
2 U ishlemchiler bilen künlüki üchün bir kümüsh dinardin bérishke kéliship, ularni üzümzarliqigha ewetiptu.
У ишләмчиләр билән күнлүки үчүн бир күмүч динардин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
3 Saet toqquzlarda u yene sirtqa chiqip, bazarda bikar turghan bashqa kishilerni körüptu.
Саат тоққузларда у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар турған башқа кишиләрни көрүпту.
4 Ulargha: «Silermu üzümzarliqimgha béringlar, heqqinglargha tégishlikini bérimen» — deptu.
Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға бериңлар, һәққиңларға тегишлигини беримән» — дәпту.
5 Ular üzümzarliqqa bériptu. Chüshte we saet üchtimu u yene chiqip yene shundaq qiliptu.
Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүштә вә саат үчтиму у йәнә чиқип йәнә шундақ қипту.
6 Lékin [kechqurun] saet beshlerde chiqqanda u yerde turghan yene bashqilarni körüp, ulardin: «Néme üchün bu yerde kün boyi bikar turisiler?» dep soraptu.
Лекин [кәчқурун] саат бәшләрдә чиққанда у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар турисиләр?» дәп сорапту.
7 Ular: «Bizni héchkim yallimidi» dep jawab qayturuptu. U ulargha: «Undaqta, silermu üzümzarliqimgha bérip ishlenglar» — deptu.
Улар: «Бизни һеч ким яллимиди» дәп җавап қайтурупту. У уларға: «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар» — дәпту.
8 Kech bolghanda, üzümzarliq igisi ghojidarigha: «Ishlemchilerni chaqirip, eng axirida kelgenlerdin bashlap eng awwal kelgenlergiche hemmisining ish heqqini ber» deptu.
Кәч болғанда, үзүмзарлиқ егиси ғоҗидариға: «Ишләмчиләрни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр» дәпту.
9 Awwal kechqurun saet beshte ishqa kelgenler kélip, herbiri bir kümüsh dinardin éliptu.
Авал кәчқурун саат бәштә ишқа кәлгәнләр келип, һәр бири бир күмүч динардин апту.
10 Eng awwal yallap kélin’genlerning nöwiti kelgende, ular: Téximu köp ish heqqi alimizghu, dep oylishiptu; biraq ularmu bir kümüsh dinardin éliptu.
Әң авал яллап келингәнләрниң нөвити кәлгәндә, улар: Техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту; бирақ уларму бир күмүч динардин апту.
11 Ular ish heqqini alghini bilen yer igisidin aghrinip:
Улар иш һәққини алғини билән йәр егисидин ағринип:
12 «Bu axirda kelgenler peqet bir saetla ishlidi, biraq siz ularni kün boyi japaliq we qattiq issiqni chekken bizler bilen barawer hésablidingizghu, dep ghudurishiptu.
«Бу ахирда кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларни күн бойи җапалиқ вә қаттиқ иссиқни чәккән бизләр билән баравәр һесаплидиңизғу, дәп ғудуришипту.
13 Lékin [yer igisi] ularning birige jawab qayturup: «Burader, sanga naheqliq qilghinim yoq! Sen bilen bir kümüsh dinargha kélishmigenmiduq?
Лекин [йәр егиси] уларниң биригә җавап қайтуруп: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч динарға келишмигәнмидуқ?
14 Heqqingni élip qaytip ketkin. Bu axirda kelgen’gimu sanga oxshash bergüm bar.
Һәққиңни елип қайтип кәткин. Бу ахирда кәлгәнгиму саңа охшаш бәргүм бар.
15 Özümningkini özüm bilgenche ishlitish hoququm yoqmu? Séxiy bolghanliqimgha közüng qiziriwatamdu?
Өзүмниңкини өзүм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Сехий болғанлиғимға көзүң қизириватамду?
16 Shundaq qilip «Aldida turghanlar arqigha ötidu, arqida turghanlar aldigha ötidu»; chünki chaqirilghanlar köp, emma tallan’ghanlar az bolidu.
Шундақ қилип «Алдида турғанлар арқиға өтиду, арқида турғанлар алдиға өтиду»; чүнки чақирилғанлар көп, амма талланғанлар аз болиду.
17 Eysa Yérusalémgha chiqiwétip, yolda on ikki muxlisini bir chetke tartip, ulargha mundaq dédi:
Әйса Йерусалимға чиқиветип, йолда он икки мухлисини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:
18 — Mana biz hazir Yérusalémgha chiqip kétiwatimiz. Insan’oghli bash kahinlar we Tewrat ustazlirigha tapshurulidu. Ular uni ölümge mehkum qilidu
— Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду
19 andin uni mesxire qilip, qamchilap we kréstleshke yat elliklerge tapshuridu. Lékin u üchinchi küni qayta tirilidu.
андин уни мәсқирә қилип, қамчилап вә крестләшкә ят әлликләргә тапшуриду. Лекин у үчинчи күни қайта тирилиду.
20 Shu chaghda, Zebediyning oghullirining anisi ikki oghlini élip, Eysaning aldigha kélip uningdin bir ishni telep qilmaqchi bolup sejde qildi.
Шу чағда, Зәбәдийниң оғуллириниң аниси икки оғлини елип, Әйсаниң алдиға келип униңдин бир ишни тәләп қилмақчи болуп сәҗдә қилди.
21 Néme teliping bar? — dep soridi u. Ayal uninggha: — Shuni emr qilghaysenki, séning padishahliqingda bu ikki oghlumdin biri ong yéningda, biri sol yéningda oltursun, — dédi.
Немә тәливиң бар? — дәп сориди у. Аял униңға: — Шуни әмир қилғайсәнки, сениң падишалиғиңда бу икки оғлумдин бири оң йениңда, бири сол йениңда олтарсун, — деди.
22 Eysa ulargha jawaben: — Siler néme telep qiliwatqininglarni bilmeywatisiler. Men ichishke temshelgen qedehni ichelemsiler? Icheleymiz, — déyishti ular.
Әйса уларға җававән: — Силәр немә тәләп қиливатқиниңларни билмәйватисиләр. Мән ичишкә тәмшәлгән қәдәһни ичәләмсиләр? Ичәләймиз, — дейишти улар.
23 U ulargha: — Siler heqiqetenmu méning qedehimdin ortaq ichisiler. Biraq ong yaki sol yénimda olturush nésiwisi méning ixtiyarimda emes, belki Atam kimlerge teyyarlighan bolsa, shulargha nésip bolidu.
У уларға: — Силәр һәқиқәтәнму мениң қәдәһимдин ортақ ичисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтириш несивиси мениң ихтияримда әмәс, бәлки Атам кимләргә тәйярлиған болса, шуларға несип болиду.
24 [Qalghan] on muxlis buningdin xewer tapqanda, ikki qérindishidin xapa boldi.
[Қалған] он мухлис буниңдин хәвәр тапқанда, икки қериндишидин хапа болди.
25 Lékin Eysa ularni yénigha chaqirip, mundaq dédi: — Silerge melumki, ellerdiki hökümranlar qol astidikidikiler üstidin buyruqwazliq qilip hakimiyet yürgüzidu, we ularning hoquqdarliri ularni xojayinlarche idare qilidu.
Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлумки, әлләрдики һөкүмранлар қол астидикидикиләр үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә уларниң һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду.
26 Biraq silerning aranglarda shundaq bolmisun; belki silerdin kim üstün bolushni xalisa, silerning xizmitinglarda bolsun;
Бирақ силәрниң араңларда шундақ болмисун; бәлки силәрдин ким үстүн болушни халиса, силәрниң хизмитиңларда болсун;
27 we kim aranglardikilerning aldinqisi bolushni xalisa, silerning qulunglar bolsun.
вә ким араңлардикиләрниң алдинқиси болушни халиса, силәрниң қулуңлар болсун.
28 Insan’oghlimu derweqe shu yolda köpchilik xizmitimde bolsun démey, belki köpchilikning xizmitide bolay we jénimni pida qilish bedilige nurghun ademlerni hörlükke érishtürey dep keldi.
Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә ериштүрәй дәп кәлди.
29 Ular Yérixo shehiridin chiqqanda, zor bir top ademler uninggha egiship mangdi.
Улар Йерихо шәһиридин чиққанда, зор бир топ адәмләр униңға әгишип маңди.
30 We mana, yol boyida olturghan ikki ema Eysaning u yerdin ötüp kétiwatqinini anglap: — I Reb, Dawutning oghli, bizge rehim qilghaysen, — dep towlidi.
Вә мана, йол бойида олтарған икки әма Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — И Рәб, Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән, — дәп товлиди.
31 Köpchilik ularni «Ün chiqarmanglar!» dep eyiblidi. Lékin, ular: — Ya Reb, i Dawutning oghli, bizge rehim qilghaysen! — dep téximu qattiq towlidi.
Көпчилик уларни «Үн чиқармаңлар!» дәп әйиплиди. Лекин, улар: — Я Рәб, и Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ товлиди.
32 Eysa qedimini toxtitip, ularni chaqirip: — Siler üchün néme ish qilip bérishimni xalisiler? — dep soridi.
Әйса қедимини тохтитип, уларни чақирип: — Силәр үчүн немә иш қилип беришимни халисиләр? — дәп сориди.
33 Ya Reb, közlirimiz échilsun! — déyishti ular.
Я Рәб, көзлиримиз ечилсун! — дейишти улар.
34 Eysa ulargha ich aghritip, qolini ularning közlirige tegküziwidi, közliri shuan eslige kélip köridighan boldi; ular derhal uninggha egiship mangdi.
Әйса уларға ич ағритип, қолини уларниң көзлиригә тәккүзивиди, көзлири шуан әслигә келип көридиған болди; улар дәрһал униңға әгишип маңди.