< Markus 4 >
1 U yene déngiz boyida [xelqqe] telim bérishke bashlidi. Uning etrapigha zor bir top ademler olishiwalghachqa, u bir kémige chiqip déngizda olturdi; pütkül xalayiq bolsa déngiz qirghiqida turushatti.
У йәнә деңиз бойида [хәлиққә] тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға зор бир топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип деңизда олтарди; пүткүл халайиқ болса деңиз қирғиқида турушатти.
2 U ulargha temsil bilen nurghun ishlarni ögetti. U telim bérip mundaq dédi:
У уларға тәмсил билән нурғун ишларни үгәтти. У тәлим берип мундақ деди:
3 — Qulaq sélinglar! Uruq chachquchi uruq chachqili [étizgha] chiqiptu.
— Қулақ селиңлар! Уруқ чачқучи уруқ чачқили [етизға] чиқипту.
4 Uruq chachqanda uruqlardin beziliri chighir yol boyigha chüshüptu, qushlar kélip ularni yep kétiptu.
Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол бойиға чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
5 Beziliri tupriqi az tashliq yerge chüshüptu. Topisi chongqur bolmighanliqtin, tézla ünüp chiqiptu,
Бәзилири туприғи аз ташлиқ йәргә чүшүпту. Тописи чоңқур болмиғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,
6 lékin kün chiqish bilenla aptapta köyüp, yiltizi bolmighachqa qurup kétiptu.
лекин күн чиқиш биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту.
7 Beziliri tikenlerning arisigha chüshüptu, tikenler ösüp maysilarni boghuwélip, ular héch hosul bermeptu.
Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувелип, улар һеч һосул бәрмәпту.
8 Beziliri bolsa, yaxshi tupraqqa chüshüptu. Ular ösüp awup chong bolghanda hosul bériptu. Ularning beziliri ottuz hesse, beziliri atmish hesse, yene beziliri yüz hesse hosul bériptu.
Бәзилири болса, яхши тупраққа чүшүпту. Улар өсүп көпийип чоң болғанда һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири йүз һәссә һосул берипту.
9 — Anglighudek quliqi barlar buni anglisun! — dédi u.
— Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди у.
10 U uning etrapidikiler hem on ikkiylen bilen yalghuz qalghanda, ular uningdin temsiller toghruluq sorashti.
У униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти.
11 U ulargha mundaq dédi: — Xudaning padishahliqining sirini bilishke siler nésip boldunglar. Lékin sirttikilerge hemme ish temsiller bilen uqturulidu;
У уларға мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң сирини билишкә силәр несип болдуңлар. Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду;
12 buning bilen: «Ular qarashni qaraydu, biraq körmeydu; Anglashni anglaydu, biraq chüshenmeydu; Shundaq bolmisidi, ular yolidin yandurulushi bilen, Kechürüm qilinatti» [dégen söz emelge ashurulidu].
буниң билән: «Улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; Аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; Шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, Кәчүрүм қилинатти» [дегән сөз әмәлгә ашурулиду].
13 Andin u ulargha: — Siler mushu temsilnimu chüshenmidinglarmu? Undaqta, qandaqmu bashqa herxil temsillerni chüshineleysiler? — dédi.
Андин у уларға: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, қандақму башқа һәр хил тәмсилләрни чүшинәләйсиләр? — деди.
14 Uruq chachquchi söz-kalam chachidu.
Уруқ чачқучи сөз-калам чачиду.
15 Üstige söz-kalam chéchilghan chighir yol boyi shundaq ademlerni körsetkenki, ular söz-kalamni anglighan haman Sheytan derhal kélip ularning qelbige chéchilghan söz-kalamni élip kétidu.
Үстигә сөз-калам чечилған чиғир йол бойи шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиған һаман Шәйтан дәрһал келип уларниң қәлбигә чечилған сөз-каламни елип кетиду.
16 Buninggha oxshash, tashliq yerlerge chéchilghan uruqlar bolsa, söz-kalamni anglighan haman xushalliq bilen qobul qilghanlarni körsitidu.
Буниңға охшаш, ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларни көрситиду.
17 Halbuki, qelbide héch yiltiz bolmighachqa, peqet waqitliq turidu; söz-kalamning wejidin qiyinchiliq yaki ziyankeshlikke uchrighanda, ular shuan yoldin chetnep kétidu.
Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ туриду; сөз-каламниң вәҗидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду.
18 Tikenlerning arisigha chéchilghini shundaq bezi ademlerni körsetkenki, bu ademler söz-kalamni anglighini bilen,
Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ бәзи адәмләрни көрсәткәнки, бу адәмләр сөз-каламни аңлиғини билән,
19 lékin könglige bu dunyaning endishiliri, bayliqlarning éziqturushi we bashqa nersilerge bolghan hewesler kiriwélip, söz-kalamni boghuwétidu-de, u héch hosul chiqarmaydu. (aiōn )
лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду. (aiōn )
20 Lékin yaxshi tupraqqa chéchilghan uruqlar bolsa — söz-kalamni anglishi bilen uni qobul qilghan ademlerni körsitidu. Bundaq ademler hosul béridu, birsi ottuz hesse, birsi atmish hesse, yene birsi yüz hesse hosul béridu.
Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлиши билән уни қобул қилған адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси оттуз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси йүз һәссә һосул бериду.
21 U ulargha yene mundaq dédi: — Chiragh séwet yaki kariwat astigha qoyulush üchün keltürülemdu? U chiraghdanning üstige qoyulush üchün keltürülmemdu?
У уларға йәнә мундақ деди: — Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду? У чирақданниң үстигә қоюлуш үчүн кәлтүрүлмәмду?
22 Chünki yoshurulghan héchqandaq ish ashkarilanmay qalmaydu, shuningdek herqandaq mexpiy ish yüz bergendin kéyin ayan bolmay qalmaydu.
Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, шуниңдәк һәр қандақ мәхпий иш йүз бәргәндин кейин аян болмай қалмайду.
23 Anglighudek quliqi barlar buni anglisun!
Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
24 Anglighanliringlargha köngül bölünglar! Chünki siler [bashqilargha] qandaq ölchem bilen ölchisenglar, silergimu shundaq ölchem bilen ölchep bérilidu, hetta uningdinmu köp qoshup bérilidu.
Аңлиғанлириңларға көңүл бөлүңлар! Чүнки силәр [башқиларға] қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду, һәтта униңдинму көп қошуп берилиду.
25 Chünki kimde bar bolsa, uninggha téximu köp bérilidu; emma kimde yoq bolsa, hetta uningda bar bolghanlirimu uningdin mehrum qilinidu.
Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
26 U yene mundaq dédi: — Xudaning padishahliqi yene birsining tupraqqa uruq chachqinigha oxshaydu:
У йәнә мундақ деди: — Худаниң падишалиғи йәнә бирисиниң тупраққа уруқ чачқиниға охшайду:
27 u uxlaydu, orundin turidu, kéche-kündüzler ötüwérip, uruq bix urup ösidu. Lékin chachquchi qandaq yol bilen ösidighanliqini bilmeydu.
у ухлайду, орундин туриду, кечә-күндүзләр өтүверип, уруқ бих уруп өсиду. Лекин чачқучи қандақ йол билән өсидиғанлиғини билмәйду.
28 Tupraq özlükidin hosul béridu; uruq awwal bix uridu, kéyin bash chiqiridu, axirda bashaqlar toluq dan tutidu.
Тупрақ өзлүгидин һосул бериду; уруқ авал бих уриду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду.
29 Dan pishqanda, [chachquchi] derhal orghaq salidu, chünki hosul waqti kelgen bolidu.
Дан пишқанда, [чачқучи] дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул вақти кәлгән болиду.
30 U yene mundaq dédi: — Xudaning padishahliqini némige oxshitimiz? Yaki qandaq bir temsil bilen süretlep béreleymiz?
У йәнә мундақ деди: — Худаниң падишалиғини немигә охшитимиз? Яки қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәләймиз?
31 U goya bir tal qicha uruqigha oxshaydu. U yerge térilghanda, gerche yer yüzidiki barliq uruqlarning ichide eng kichiki bolsimu,
У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. У йәргә терилғанда, гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,
32 térilghandin kéyin, herqandaq ziraettin égiz ösüp shundaq chong shaxlayduki, asmandiki qushlarmu uning sayisige qonidu.
терилғандин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ чоң шахлайдуки, асмандики қушларму униң сайисигә қониду.
33 U shuninggha oxshash xalayiq anglap chüshineligüdek nurghun temsiller bilen söz-kalamni yetküzdi.
У шуниңға охшаш халайиқ аңлап чүшинәлигидәк нурғун тәмсилләр билән сөз-каламни йәткүзди.
34 Lékin temsil keltürmey turup ulargha héchqandaq söz qilmaytti. Lékin öz muxlisliri bilen yalghuz qalghinida, ulargha hemmini chüshendürüp béretti.
Лекин тәмсил кәлтүрмәй туруп уларға һеч қандақ сөз қилмайтти. Лекин өз мухлислири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
35 Shu küni kech kirgende, u ulargha: — Déngizning u qétigha öteyli, — dédi.
Шу күни кәч киргәндә, у уларға: — Деңизниң у қетиға өтәйли, — деди.
36 Ular xalayiqni yolgha séliwetkendin kéyin, uni kémide olturghan péti élip yürüp kétishti. Ular bilen bille mangghan bashqa kémilermu bar idi.
Улар халайиқни йолға селивәткәндин кейин, уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.
37 We mana, esheddiy qara quyun chiqip ketti; shuning bilen dolqunlar kémini urup, su halqip kirip, kémige toshay dep qalghanidi.
Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди.
38 Lékin u kémining ayagh teripide yastuqqa bash qoyup uyqugha ketkenidi. Ular uni oyghitip: — I ustaz, halak boluwatqinimizgha karing yoqmu? — dédi.
Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип: — И устаз, һалак болуватқинимизға кариң йоқму? — деди.
39 U ornidin turup, boran’gha tenbih bérip, déngizgha: «Tinchlan! Jim bol!» déwidi, boran toxtap, chongqur bir jimjitliq höküm sürdi.
У орнидин туруп, боранға тәнбиһ берип, деңизға: «Тиничлан! Җим бол!» девиди, боран тохтап, чоңқур бир җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
40 — Némishqa shunche qorqisiler? Silerde qandaqsige téxiche ishench bolmaydu? — dédi u ulargha.
— Немишкә шунчә қорқисиләр? Силәрдә қандақсигә техичә ишәш болмайду? — деди у уларға.
41 Ularni intayin zor bir qorqunch basti, ular bir-birige: — Bu adem zadi kimdu? Hetta shamal we déngizmu uninggha itaet qilidiken-he! — dep kétishti.
Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә: — Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти.