< Markus 11 >
1 Ular Yérusalémgha yéqinliship, Zeytun téghining étikidiki Beyt-Fagi we Beyt-Aniya yézilirigha yéqin kelginide, u ikki muxlisigha aldin mangdurup ulargha: — Siler udulunglardiki yézigha béringlar. Yézigha kiripla, adem balisi minip baqmighan, baghlaqliq bir texeyni körisiler. Uni yéship bu yerge yétilep kélinglar.
Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, у икки мухлисиға алдин маңдуруп уларға: — Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар.
3 Eger birsi silerdin: «Némishqa bundaq qilisiler?» dep sorap qalsa, «Rebning buninggha hajiti chüshti we u hélila uni bu yerge ewetip béridu» — denglar, — dep tapilidi.
Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти вә у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — дәңлар, — дәп тапилиди.
4 Ular kétip acha yol üstidiki öyning derwazisi sirtida baghlaghliq turghan bir texeyni kördi. Ular tanini yeshti.
Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар танини йәшти.
5 U yerde turghanlardin beziler: — Texeyni yéship néme qilisiler? — déyishti.
У йәрдә турғанлардин бәзиләр: — Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти.
6 Muxlislar Eysaning buyrughinidek jawab berdi, héliqi kishiler ulargha yol qoydi.
Мухлислар Әйсаниң буйруғинидәк җавап бәрди, һелиқи кишиләр уларға йол қойди.
7 Muxlislar texeyni Eysaning aldigha yétilep kélip, üstige öz yépincha-chapanlirini tashlidi; u üstige mindi.
Мухлислар тәхәйни Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз йепинча-чапанлирини ташлиди; у үстигә минди.
8 Emdi nurghun kishiler yépincha-chapanlirini yolgha payandaz qilip saldi; bashqiliri derexlerdin shax-shumbilarni késip yolgha yaydi.
Әнди нурғун кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди.
9 Aldida mangghan we keynidin egeshkenler: «Hosanna! Perwerdigarning namida kelgüchige mubarek bolsun!
Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр: «Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!
10 Atimiz Dawutning kélidighan padishahliqigha mubarek bolsun! Ershielada teshekkür-hosannalar oqulsun!» — dep warqirishatti.
Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти.
11 U Yérusalémgha bérip ibadetxana hoylilirigha kirdi; we etrapidiki hemmini közdin kechürgendin kéyin, waqit bir yerge bérip qalghachqa, on ikkeylen bilen bille yene Beyt-Aniyagha chiqti.
У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди; вә әтрапидики һәммини көздин кәчүргәндин кейин, вақит бир йәргә берип қалғачқа, он иккәйлән билән биллә йәнә Бәйт-Анияға чиқти.
12 Etisi, ular Beyt-Aniyadin chiqqanda, uning qorsiqi échip ketkenidi.
Әтиси, улар Бәйт-Аниядин чиққанда, униң қосиғи ечип кәткән еди.
13 Yiraqtiki yopurmaqliq bir tüp enjür derixini bayqap, uningdin birer méwe tapalarmenmikin dep yénigha bardi; lékin tüwige kelgende yopurmaqtin bashqa héch nerse tapalmidi. Chünki bu enjür pishidighan pesil emes idi.
Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди; лекин түвигә кәлгәндә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмиди. Чүнки бу әнҗир пишидиған пәсил әмәс еди.
14 U derexke söz qilip: — Buningdin kéyin menggü héchkim sendin méwe yémigey! — dédi. Muxlislirimu buni anglidi. (aiōn )
У дәрәққә сөз қилип: — Буниңдин кейин мәңгү һеч ким сәндин мевә йемигәй! — деди. Мухлислириму буни аңлиди. (aiōn )
15 Ular Yérusalémgha keldi; u ibadetxana hoylilirigha kirip, u yerde élim-sétim qiliwatqanlarni heydeshke bashlidi we pul tégishküchilerning shirelirini, paxtek-kepter satquchilarning orunduqlirini örüwetti;
Улар Йерусалимға кәлди; у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти;
16 we héchkimning héchqandaq mal-buyumlarni ibadetxana hoyliliridin kötürüp ötüshige yol qoymidi.
вә һеч кимниң һеч қандақ мал-буюмларни ибадәтхана һойлилиридин көтирип өтүшигә йол қоймиди.
17 U xelqqe: — Muqeddes yazmilarda: «Méning öyüm barliq eller üchün dua-tilawetxana dep atilidu» dep pütülgen emesmu? Lékin siler uni bulangchilarning uwisigha aylanduruwettinglar! — dep telim bashlidi.
У хәлиққә: — Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дәп пүтүлгән әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар! — дәп тәлим башлиди.
18 Bash kahinlar we Tewrat ustazliri buni anglap, uni yoqitishning charisini izdeshke bashlidi; pütkül xalayiq uning telimige teejjuplinip qalghachqa, ular uningdin qorqatti.
Баш каһинлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, уни йоқитишниң чарисини издәшкә башлиди; пүткүл халайиқ униң тәлимигә тәәҗҗуплинип қалғачқа, улар униңдин қорқатти.
19 Kechqurun, u [muxlisliri] [bilen] sheherning sirtigha chiqip ketti.
Кәчқурун, у [мухлислири] [билән] шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти.
20 Etisi seherde, ular enjür derixining yénidin ötüp kétiwétip, derexning yiltizidin qurup ketkenlikini bayqashti.
Әтиси сәһәрдә, улар әнҗир дәриғиниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини байқашти.
21 [Derexni halitini] ésige keltürgen Pétrus: — Ustaz, qara, sen qarghighan enjür derixi qurup kétiptu! — dédi.
[Дәрәқни һалитини] есигә кәлтүргән Петрус: — Устаз, қара, сән қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.
22 Eysa ulargha jawaben mundaq dédi: — Xudaning ishenchide bolunglar.
Әйса уларға җававән мундақ деди: — Худаниң ишәшидә болуңлар.
23 Men silerge shuni berheq éytip qoyayki, kimdekim bu taghqa: Bu yerdin kötürülüp déngizgha tashlan!» dése we shundaqla qelbide héch guman qilmay, belki éytqinining emelge éshishigha ishench bar bolsa, u éytqan ish uning üchün emelge ashidu.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, кимдәким бу таққа: Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десә вә шундақла қәлбидә һеч гуман қилмай, бәлки ейтқининиң әмәлгә ешишиға ишәш бар болса, у ейтқан иш униң үчүн әмәлгә ашиду.
24 Shu sewebtin men silerge shuni éytimenki, dua bilen tiligen herbir nerse bolsa, shuninggha érishtim, dep ishininglar. Shunda, tiligininglar emelge ashidu.
Шу сәвәптин мән силәргә шуни ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр бир нәрсә болса, шуниңға ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда, тилигиниңлар әмәлгә ашиду.
25 We ornunglardin turup dua qilghininglarda, birersige ghuminglar bolsa, uni kechürünglar. Shuning bilen ershtiki Atanglarmu silerning gunahliringlarni kechürüm qilidu.
Вә орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә ғумиңлар болса, уни кәчүрүңлар. Шуниң билән әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду.
26 Lékin siler bashqilarni kechürüm qilmisanglar, ershtiki Atanglarmu silerning gunahliringlarni kechürüm qilmaydu.
Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду.
27 Ular Yérusalémgha qaytidin kirdi. U ibadetxana hoylilirida aylinip yürgende, bash kahinlar, Tewrat ustazliri we aqsaqallar uning yénigha kélip:
Улар Йерусалимға қайтидин кирди. У ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар униң йениға келип:
28 — Sen qiliwatqan bu ishlarni qaysi hoquqqa tayinip qiliwatisen? Sanga bu ishlarni qilish hoquqini kim bergen? — dep soridi.
— Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу ишларни қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.
29 Eysa ulargha jawaben: — Menmu silerdin bir soal soray. Siler uninggha jawab bersenglar, menmu bu ishlarni qaysi hoquqqa tayinip qiliwatqanliqimni éytip bérimen:
Әйса уларға җававән: — Мәнму силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән:
30 — Yehya yürgüzgen chömüldürüsh bolsa, ershtinmu, yaki insanlardinmu? Manga jawab bersenglarchu!
— Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш болса, әрштинму, яки инсанлардинму? Маңа җавап бәрсәңларчу!
31 Ular özara mulahize qiliship: — Eger «Ershtin kelgen» dések, u bizge: «Undaqta, siler néme üchün Yehyagha ishenmidinglar?» deydu.
Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду.
32 Eger: «Insanlardin kelgen» dések, ... bolmaydu! — déyishti (chünki barliq xelq Yehyani peyghember dep qarighachqa, ular xelqtin qorqatti).
Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, ... болмайду! — дейишти (чүнки барлиқ хәлиқ Йәһяни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улар хәлиқтин қорқатти).
33 Buning bilen, ular Eysagha: — Bilmeymiz, — dep jawab bérishti. — Undaqta, menmu bu ishlarni qaysi hoquqqa tayinip qiliwatqanliqimni éytmaymen, — dédi u ulargha.
Буниң билән, улар Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға.