< Lawiylar 4 >

1 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Israillargha söz qilip mundaq dégin: — «Birsi bilmey ézip, Perwerdigar «qilma» dep buyrughan herqandaq emrlerdin birige xilapliq qilip sélip, gunah qilsa, [töwendikidek qilsun]: —
Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — «Бириси билмәй езип, Пәрвәрдигар «қилма» дәп буйруған һәр қандақ әмирләрдин биригә хилаплиқ қилип селип, гуна қилса, [төвәндикидәк қилсун]: —
3 — eger mesihlen’gen kahin xelqni gunahqa putlashturidighan bir gunahni qilsa, undaqta u bu qilghan gunahi üchün bir béjirim yash torpaqni élip kélip, Perwerdigargha gunah qurbanliqi süpitide sunsun.
— әгәр мәсиһләнгән каһин хәлиқни гунаға путлаштуридиған бир гунани қилса, ундақта у бу қилған гунайи үчүн бир беҗирим яш топақни елип келип, Пәрвәрдигарға гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
4 U torpaqni jamaet chédirining kirish aghzining yénigha, Perwerdigarning aldigha keltürüp, qolini uning béshigha qoyup, andin torpaqni Perwerdigarning huzurida boghuzlisun.
У топақни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, қолини униң бешиға қоюп, андин топақни Пәрвәрдигарниң һозурида боғузлисун.
5 Andin mesihlen’gen kahin torpaqning qénidin azghina élip, jamaet chédiri ichige kötürüp aparsun;
Андин мәсиһләнгән каһин топақниң қенидин азғина елип, җамаәт чедири ичигә көтирип апарсун;
6 kahin shu yerde barmiqini qan’gha chilap, qanni muqeddes jayning perdisining aldida, Perwerdigarning huzurida yette mertiwe sepsun.
каһин шу йәрдә бармиғини қанға чилап, қанни муқәддәс җайниң пәрдисиниң алдида, Пәрвәрдигарниң һозурида йәттә мәртивә сәпсун.
7 Shundaqla kahin qandin élip, jamaet chédiri ichide Perwerdigarning aldida turghan xushbuygahning münggüzlirige sürsun. Torpaqning qalghan hemme qénini bolsa, jamaet chédirining kirish aghzining aldidiki köydürme qurbanliq qurban’gahining tüwige töküp qoysun;
Шундақла каһин қандин елип, җамаәт чедири ичидә Пәрвәрдигарниң алдида турған хушбуйгаһниң мүңгүзлиригә сүрсун. Топақниң қалған һәммә қенини болса, җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдидики көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң түвигә төкүп қойсун;
8 andin u gunah qurbanliqi bolghan torpaqning ichidin hemme méyini ajritip chiqarsun — yeni ich qarnini yögep turghan may bilen qalghan ich méyi,
андин у гуна қурбанлиғи болған топақниң ичидин һәммә мейини аҗритип чиқарсун — йәни ич қарнини йөгәп турған май билән қалған ич мейи,
9 ikki börekni we ularning üstidiki hemde ikki yanpishidiki mayni ajritip, jigerning börekkiche bolghan chawa méyini ajratsun
икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини аҗратсун
10 (xuddi inaqliq qurbanliqi bolghan kalining ichidiki may ajritilghandek); andin kahin bularni köydürme qurbanliq qurban’gahining üstide köydürsun.
(худди енақлиқ қурбанлиғи болған калиниң ичидики май аҗритилғандәк); андин каһин буларни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң үстидә көйдүрсун.
11 Lékin torpaqning térisi bilen hemme göshi, bash bilen pachaqliri, ich qarni bilen zhinini,
Лекин топақниң териси билән һәммә гөши, баш билән пачақлири, ич қарни билән жинини,
12 yeni pütkül torpaqning qalghan qisimlirini chédirgahning sirtigha élip chiqip, pak bir yerge, yeni küller tökülidighan jaygha élip chiqip, otunning üstide otta köydürsun. Bular küller tökülidighan jayda köydürüwétilsun.
йәни пүткүл топақниң қалған қисимлирини чедиргаһниң сиртиға елип чиқип, пак бир йәргә, йәни күлләр төкүлидиған җайға елип чиқип, отунниң үстидә отта көйдүрсун. Булар күлләр төкүлидиған җайда көйдүрүветилсун.
13 Eger pütkül Israil jamaiti özi bilmigen halda ézip gunah qilghan bolsa, Perwerdigarning «qilma» dep buyrughan herqandaq emrlirige xilapliq ishlarning birini qilip sélip, gunahqa chüshüp qalsa,
Әгәр пүткүл Исраил җамаити өзи билмигән һалда езип гуна қилған болса, Пәрвәрдигарниң «қилма» дәп буйруған һәр қандақ әмирлиригә хилаплиқ ишларниң бирини қилип селип, гунаға чүшүп қалса,
14 shundaqla ularning sadir qilghan gunahi aydinglashqan bolsa, undaqta jamaet gunah qurbanliqi süpitide bir yash torpaqni sunup jamaet chédirining aldigha keltürsun.
шундақла уларниң садир қилған гунайи айдиңлашқан болса, ундақта җамаәт гуна қурбанлиғи сүпитидә бир яш топақни сунуп җамаәт чедириниң алдиға кәлтүрсун.
15 Jamaetning aqsaqalliri Perwerdigarning aldida qollirini torpaqning béshigha qoyup, andin torpaqni Perwerdigarning aldida boghuzlisun.
Җамаәтниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң алдида қоллирини топақниң бешиға қоюп, андин топақни Пәрвәрдигарниң алдида боғузлисун.
16 Mesihlen’gen kahin torpaqning qénidin azghina élip jamaet chédiri ichige élip kirsun;
Мәсиһләнгән каһин топақниң қенидин азғина елип җамаәт чедири ичигә елип кирсун;
17 shu yerde barmiqini qan’gha chilap, qanni [muqeddes jayning] perdisining aldida, Perwerdigarning huzurida yette mertiwe sepsun.
шу йәрдә бармиғини қанға чилап, қанни [муқәддәс җайниң] пәрдисиниң алдида, Пәрвәрдигарниң һозурида йәттә мәртивә сәпсун.
18 Shundaqla kahin qandin élip jamaet chédiri ichide Perwerdigarning aldida turghan xushbuygahning münggüzlirige sürsun. Torpaqning qalghan hemme qénini bolsa, jamaet chédirining kirish aghzining aldidiki köydürme qurbanliq qurban’gahining tüwige töküp qoysun;
Шундақла каһин қандин елип җамаәт чедири ичидә Пәрвәрдигарниң алдида турған хушбуйгаһниң мүңгүзлиригә сүрсун. Топақниң қалған һәммә қенини болса, җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдидики көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң түвигә төкүп қойсун;
19 kahin [torpaqning] ichidin barliq méyini ajritip élip, qurban’gahning üstide köydürsun.
каһин [топақниң] ичидин барлиқ мейини аҗритип елип, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун.
20 U gunah qurbanliqi bolghan ilgiriki torpaqni qilghinigha oxshash bu torpaqnimu shundaq qilsun; we del shundaq qilishi kérek; shu yol bilen kahin ular üchün kafaret keltüridu; shu gunah ulardin kechürülidu.
У гуна қурбанлиғи болған илгәрки топақни қилғиниға охшаш бу топақниму шундақ қилсун; вә дәл шундақ қилиши керәк; шу йол билән каһин улар үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна улардин кәчүрүлиду.
21 Andin u torpaqni chédirgahning tashqirigha élip chiqip, ilgiriki torpaqni köydürgendek bu torpaqnimu köydürsun. Bu jamaet üchün gunah qurbanliqi bolidu.
Андин у топақни чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, илгәрки топақни көйдүргәндәк бу топақниму көйдүрсун. Бу җамаәт үчүн гуна қурбанлиғи болиду.
22 Eger bir emir bilmey uning Xudasi Perwerdigarning «qilma» dégen herqandaq emrlirining birige xilapliq qilip sélip, gunahqa chüshüp qalsa,
Әгәр бир әмир билмәй униң Худаси Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң биригә хилаплиқ қилип селип, гунаға чүшүп қалса,
23 we qilghan gunahi özige melum qilin’ghan bolsa, undaqta u özi qurbanliq üchün béjirim bir tékini sunsun;
вә қилған гунайи өзигә мәлум қилинған болса, ундақта у өзи қурбанлиқ үчүн беҗирим бир текини сунсун;
24 u qolini tékining béshigha qoyup, andin uni köydürme qurbanliq qilinidighan haywanlarni boghuzlaydighan jaygha élip bérip Perwerdigarning aldida boghuzlisun. Bu bir gunah qurbanliqi bolidu.
у қолини текиниң бешиға қоюп, андин уни көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған һайванларни боғузлайдиған җайға елип берип Пәрвәрдигарниң алдида боғузлисун. Бу бир гуна қурбанлиғи болиду.
25 Kahin gunah qurbanliqining qénidin barmiqigha azghina élip, uni köydürme qurbanliq qurban’gahining münggüzlirige sürüp qoysun; andin qalghan qénini köydürme qurbanliq qurban’gahining tüwige töküp qoysun.
Каһин гуна қурбанлиғиниң қенидин бармиғиға азғина елип, уни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүрүп қойсун; андин қалған қенини көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң түвигә төкүп қойсун.
26 U inaqliq qurbanliqi qilin’ghan haywanning méyini köydürgendek, uning barliq méyini qurban’gahta köydürsun. Bu yol bilen kahin uni gunahidin paklandurush üchün kafaret keltüridu we shu gunahi uningdin kechürülidu.
У енақлиқ қурбанлиғи қилинған һайванниң мейини көйдүргәндәк, униң барлиқ мейини қурбангаһта көйдүрсун. Бу йол билән каһин уни гунайидин пакландуруш үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу гунайи униңдин кәчүрүлиду.
27 Eger puqralardin biri bilmey uning Xudasi Perwerdigarning «qilma» dégen herqandaq emrlirining birige xilapliq qilip sélip, gunahqa chüshüp qalsa,
Әгәр пухралардин бири билмәй униң Худаси Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң биригә хилаплиқ қилип селип, гунаға чүшүп қалса,
28 we qilghan gunahi özige melum qilin’ghan bolsa, undaqta u özining, yeni u sadir qilghan gunahi üchün qurbanliq qilishqa béjirim bir chishi öchkini sunsun;
вә қилған гунайи өзигә мәлум қилинған болса, ундақта у өзиниң, йәни у садир қилған гунайи үчүн қурбанлиқ қилишқа беҗирим бир чиши өшкини сунсун;
29 u qolini gunah qurbanliqining béshigha qoyup, andin uni köydürme qurbanliqlarni boghuzlaydighan jaygha élip bérip boghuzlisun.
у қолини гуна қурбанлиғиниң бешиға қоюп, андин уни көйдүрмә қурбанлиқларни боғузлайдиған җайға елип берип боғузлисун.
30 Andin kahin uning qénidin barmiqigha azghina élip uni köydürme qurbanliq qurban’gahining münggüzlirige sürüp qoysun; qalghan barliq qénini qurban’gahning tüwige töküp qoysun.
Андин каһин униң қенидин бармиғиға азғина елип уни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүрүп қойсун; қалған барлиқ қенини қурбангаһниң түвигә төкүп қойсун.
31 Inaqliq qurbanliqi qilin’ghan haywanning méyi ichidin ajritilghandek uningmu hemme méyini ajritip chiqarsun; kahin uni Perwerdigarning aldida xushbuy keltürsun dep qurban’gahning üstide köydürsun. Shu yol bilen kahin uning üchün kafaret keltüridu; shu gunah uningdin kechürülidu.
Енақлиқ қурбанлиғи қилинған һайванниң мейи ичидин аҗритилғандәк униңму һәммә мейини аҗритип чиқарсун; каһин уни Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй кәлтүрсун дәп қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Шу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.
32 Eger u kishi gunah qurbanliqi üchün qoza keltürüshni xalisa, béjirim bir chishi qozini sunsun.
Әгәр у киши гуна қурбанлиғи үчүн қоза кәлтүрүшни халиса, беҗирим бир чиши қозини сунсун.
33 U qolini gunah qurbanliqi [qozisining] béshigha qoyup, köydürme qurbanliqlar boghuzlinidighan jaygha élip bérip, uni gunah qurbanliqi süpitide boghuzlisun.
У қолини гуна қурбанлиғи [қозисиниң] бешиға қоюп, көйдүрмә қурбанлиқлар боғузлинидиған җайға елип берип, уни гуна қурбанлиғи сүпитидә боғузлисун.
34 Andin kahin gunah qurbanliqining qénidin barmiqigha azghina élip uni köydürme qurbanliq qurban’gahining münggüzlirige sürüp qoysun; uning qalghan barliq qénini u qurban’gahning tüwige töküp qoysun.
Андин каһин гуна қурбанлиғиниң қенидин бармиғиға азғина елип уни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүрүп қойсун; униң қалған барлиқ қенини у қурбангаһниң түвигә төкүп қойсун.
35 Inaqliq qurbanliqi qilin’ghan qozining méyi ichidin ajritilghandek, uningmu hemme méyini ajritip chiqarsun; kahin bularni Perwerdigargha atap otta sunulidighan barliq qurbanliqlargha qoshup, qurban’gahning üstide köydürsun. Shu yol bilen kahin uning sadir qilghan gunahi üchün kafaret keltüridu; shu gunah uningdin kechürülidu.
Енақлиқ қурбанлиғи қилинған қозиниң мейи ичидин аҗритилғандәк, униңму һәммә мейини аҗритип чиқарсун; каһин буларни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған барлиқ қурбанлиқларға қошуп, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Шу йол билән каһин униң садир қилған гунайи үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.

< Lawiylar 4 >