< Lawiylar 22 >
1 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sen Harun bilen uning oghullirigha mundaq dégin: — «Siler Israillarning Manga atighan muqeddes hediyelerni éhtiyatchanliq bilen bir terep qilinglar, bolmisa ular namimni bulghishi mumkin. Men Perwerdigardurmen».
Сән Һарун билән униң оғуллириға мундақ дегин: — «Силәр Исраилларниң Маңа атиған муқәддәс һәдийәләрни еһтиятчанлиқ билән бир тәрәп қилиңлар, болмиса улар намимни булғиши мүмкин. Мән Пәрвәрдигардурмән».
3 Ulargha mundaq dégin: — «Siler herbir dewrlerde, barliq nesillinglardin herqaysisi Israillar Perwerdigargha atighan pak nersilerge napak halette yéqinlashsa, undaq kishi Méning aldimdin üzüp tashlinidu. Men Perwerdigardurmen.
Уларға мундақ дегин: — «Силәр һәр бир дәвирләрдә, барлиқ нәсиллиңлардин һәр қайсиси Исраиллар Пәрвәрдигарға атиған пак нәрсиләргә напак һаләттә йеқинлашса, ундақ киши Мениң алдимдин үзүп ташлиниду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
4 Harunning neslidin biri pése-maxaw yaki aqma késili bolghan bolsa, pak bolmighuche muqeddes nersilerdin yémisun. Birkim ölükning sewebidin napak bolghan birkimge we yaki meniysi éqip ketken kishige tégip ketse,
Һарунниң нәслидин бири песә-мохо яки ақма кесили болған болса, пак болмиғичә муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. Бирким өлүкниң сәвәвидин напак болған биркимгә вә яки мәнийси еқип кәткән кишигә тегип кәтсә,
5 yaki ademni napak qilidighan ömiligüchi janiwargha tegse yaki herqandaq yuqup qalidighan napakliqi bar bir ademge tégip ketse, (napakliqi némidin bolushidin qet’iynezer)
яки адәмни напак қилидиған өмилигүчи җаниварға тәгсә яки һәр қандақ жуқуп қалидиған напаклиғи бар бир адәмгә тегип кәтсә, (напаклиғи немидин болушидин қәтъинәзәр)
6 mundaq nersilerge tegken kishi kech kirgüche napak bolup, muqeddes nersilerdin yémisun. U bedinini suda yusun
мундақ нәрсиләргә тәккән киши кәч киргичә напак болуп, муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. У бәдинини суда жуйсун
7 andin kün olturghanda pak sanilip, muqeddes nersilerdin yéyishke bolidu; chünki bular uning ozuqidur.
андин күн олтарғанда пак санилип, муқәддәс нәрсиләрдин йейишкә болиду; чүнки булар униң озуғидур.
8 U [özlükidin] ölgen we yaki yirtquchlar boghup qoyghan haywanni yéyish bilen özini napak qilmisun. Men Perwerdigardurmen.
У [өзлүгидин] өлгән вә яки житқучлар боғуп қойған һайванни йейиш билән өзини напак қилмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
9 Ular Méning bu tapilighanlirimni tutushi kérek; bolmisa, buninggha ixlassizliq qilsa, [shu ölük] tüpeylidin gunahkar bolup ölidu; ularni muqeddes qilghuchi Perwerdigar Özümdurmen.
Улар Мениң бу тапилиғанлиримни тутуши керәк; болмиса, буниңға ихлассизлиқ қилса, [шу өлүк] түпәйлидин гунакар болуп өлиду; уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
10 Kahinlargha yat bolghan héchqandaq kishi muqeddes nersilerdin yémisun. Kahinning yénidiki musapir-méhman we yaki medikari bolsun ularmu muqeddes nersilerdin yémisun.
Каһинларға ят болған һеч қандақ киши муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. Каһинниң йенидики мусапир-меһман вә яки мәдикари болсун уларму муқәддәс нәрсиләрдин йемисун.
11 Halbuki, kahin özi pul chiqirip sétiwalghan qul uningdin yéyishke bolidu; shuningdek uning öyide tughulghan kishimu uningdin yése bolidu.
Һалбуки, каһин өзи пул чиқирип сетивалған қул униңдин йейишкә болиду; шуниңдәк униң өйидә туғулған кишиму униңдин йесә болиду.
12 Kahinning qizi yat kishige tegken bolsa umu «kötürme hediye» süpitide atalghan muqeddes nersilerdin yémisun.
Каһинниң қизи ят кишигә тәккән болса уму «көтәрмә һәдийә» сүпитидә аталған муқәддәс нәрсиләрдин йемисун.
13 Lékin eger kahinning qizi tul bolup qélip, yaki qoyup bérilip perzentsiz halette atisining öyige yénip kélip, yash waqtidikidek olturghan bolsa, undaqta atisining taamidin yéyeleydu; lékin héchbir yat kishi uningdin yémesliki kérek.
Лекин әгәр каһинниң қизи тул болуп қелип, яки қоюп берилип пәрзәнтсиз һаләттә атисиниң өйигә йенип келип, яш вақтидикидәк олтарған болса, ундақта атисиниң таамидин йейәләйду; лекин һеч бир ят киши униңдин йемәслиги керәк.
14 Eger birkim bilmey, muqeddes nersilerdin yep salsa, undaqta u uninggha shuning beshtin birini qoshup, muqeddes nersining özi bilen kahin’gha qayturup bersun.
Әгәр бирким билмәй, муқәддәс нәрсиләрдин йәп салса, ундақта у униңға шуниң бәштин бирини қошуп, муқәддәс нәрсиниң өзи билән каһинға қайтуруп бәрсун.
15 [Kahinlar] Israillarning Perwerdigargha atighan nersilirini bulghimasliqi kérek;
[Каһинлар] Исраилларниң Пәрвәрдигарға атиған нәрсилирини булғимаслиғи керәк;
16 bolmisa, xelq muqeddes hediyilerdin yéyishi bilen, kahinlar xelqning gedinige itaetsizlik gunahini yüklep qoyghan bolidu; chünki ularni muqeddes qilghuchi Perwerdigar Özümdurmen».
болмиса, хәлиқ муқәддәс һәдийиләрдин йейиши билән, каһинлар хәлиқниң гәдинигә итаәтсизлик гунайини жүкләп қойған болиду; чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән».
17 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
18 Sen Harun bilen uning oghulliri we Israillarning hemmisige mundaq dégin: — Eger Israil jemetidin biri we yaki Israil zéminida turuwatqan musapirlarning biri öz qesemlirige baghliq qurbanliq yaki ixtiyariy qurbanliqni sunup, Perwerdigargha atap köydürme qurbanliq qilmaqchi bolsa,
Сән Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә мундақ дегин: — Әгәр Исраил җәмәтидин бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилмақчи болса,
19 undaqta u qobul qilinishi üchün béjirim erkek kala, qoy yaki öchkilerdin keltürünglar.
ундақта у қобул қилиниши үчүн беҗирим әркәк кала, қой яки өшкиләрдин кәлтүрүңлар.
20 Eyibi bolmighan bir janiwarni sunushunglar kérek; chünki shundaq bolghini siler üchün qobul qilinmas.
Әйиви болмиған бир җаниварни сунушуңлар керәк; чүнки шундақ болғини силәр үчүн қобул қилинмас.
21 Birsi kalilardin yaki ushshaq maldin öz qesemlirige baghliq qurbanliq yaki ixtiyariy qurbanliqni sunup, Perwerdigargha atap inaqliq qurbanliqi qilmaqchi bolsa, sunulghan haywan qobul qilinishi üchün béjirim bolushi kérek; uning héchqandaq eyibi bolmisun.
Бириси калилардин яки ушшақ малдин өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап енақлиқ қурбанлиғи қилмақчи болса, сунулған һайван қобул қилиниши үчүн беҗирим болуши керәк; униң һеч қандақ әйиви болмисун.
22 Kor yaki aqsaq-cholaq, chonaq yaki yarisi yiringdap ketken, temretke basqan yaki qotur-chaqa bésip qalghan haywanlar bolsa — bularni Perwerdigargha atap sunsanglar yaki bularni Perwerdigargha atap qurbanliq süpitide qurban’gahta otta köydürsenglar bolmaydu.
Кор яки ақсақ-чолақ, чонақ яки яриси йириңдап кәткән, тәмрәткә басқан яки қотур-чақа бесип қалған һайванлар болса — буларни Пәрвәрдигарға атап сунсаңлар яки буларни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта отта көйдүрсәңлар болмайду.
23 Torpaq yaki qoyning melum jüp ezasidin biri uzunraq ya qisqa bolsa, mundaqlarni ixtiyariy qurbanliq süpitide ötküzseng bolidu, lékin qesemge baghliq bolsa qurbanliq üchün qobul qilinmas.
Топақ яки қойниң мәлум җүп әзасидин бири узунрақ я қисқа болса, мундақларни ихтиярий қурбанлиқ сүпитидә өткүзсәң болиду, лекин қәсәмгә бағлиқ болса қурбанлиқ үчүн қобул қилинмас.
24 Uruqdini zeximlen’gen, ézilip ketken, yérilghan yaki pichilghan haywanni Perwerdigargha atap qurbanliq qilmanglar. Mundaq ishni öz zémininglardimu hergiz qilmanglar.
Уруқдини зәхимләнгән, езилип кәткән, йерилған яки пичилған һайванни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилмаңлар. Мундақ ишни өз зиминиңлардиму һәргиз қилмаңлар.
25 Xudayinglarning néni süpitide yaqa yurtluq kishining qolidin shundaq haywanlardin héchqaysisini élip sunmanglar; chünki ular méyip bolghachqa, siler üchün qobul qilinmaydu.
Худайиңларниң нени сүпитидә яқа жутлуқ кишиниң қолидин шундақ һайванлардин һеч қайсисини елип сунмаңлар; чүнки улар мәйип болғачқа, силәр үчүн қобул қилинмайду.
26 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
27 Bir mozay, qoza yaki oghlaq tughulsa yette kün’giche anisini emsun; sekkizinchi künidin bashlap Perwerdigargha atap otta sunidighan qurbanliq süpitide qobul bolushqa yaraydu.
Бир мозай, қоза яки оғлақ туғулса йәттә күнгичә анисини әмсун; сәккизинчи күнидин башлап Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқ сүпитидә қобул болушқа ярайду.
28 Meyli kala bolsun, qoy bolsun, siler anisi bilen balisini bir künde boghuzlimanglar.
Мәйли кала болсун, қой болсун, силәр аниси билән балисини бир күндә боғузлимаңлар.
29 Siler Perwerdigargha atap bir teshekkür qurbanliqi sunmaqchi bolsanglar, qobul qilinishqa layiq bolghan yol bilen sununglar.
Силәр Пәрвәрдигарға атап бир тәшәккүр қурбанлиғи сунмақчи болсаңлар, қобул қилинишқа лайиқ болған йол билән сунуңлар.
30 U sunulghan künide yéyilishi kérek; uningdin héchnémini etisige qaldurmasliqinglar kérek. Men Perwerdigardurmen.
У сунулған күнидә йейилиши керәк; униңдин һеч немини әтисигә қалдурмаслиғиңлар керәк. Мән Пәрвәрдигардурмән.
31 Siler Méning emrlirimni ching tutup, ulargha emel qilinglar. Men Perwerdigardurmen.
Силәр Мениң әмирлиримни чиң тутуп, уларға әмәл қилиңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
32 Méning muqeddes namimni bulghimanglar, Men emdi Israillarning arisida muqeddes dep bilinimen. Men silerni muqeddes qilghuchi Perwerdigar bolup,
Мениң муқәддәс намимни булғимаңлар, Мән әнди Исраилларниң арисида муқәддәс дәп билинимән. Мән силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар болуп,
33 Xudayinglar bolushqa silerni Misir zéminidin chiqirip keldim. Men Perwerdigardurmen.
Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлдим. Мән Пәрвәрдигардурмән.