< Lawiylar 19 >

1 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sen Israillarning pütkül jamaitige söz qilip ulargha mundaq dégin: — «Men Xudayinglar Perwerdigar muqeddes bolghachqa, silermu muqeddes bolushunglar kérek.
Сән Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Мән Худайиңлар Пәрвәрдигар муқәддәс болғачқа, силәрму муқәддәс болушуңлар керәк.
3 Siler herbiringlar ananglar bilen atanglarni izzetlenglar; Méning shabat künlirimni bolsa, ularni tutushunglar kérek. Men özüm Xudayinglar Perwerdigardurmen.
Силәр һәр бириңлар анаңлар билән атаңларни иззәтләңлар; Мениң шабат күнлиримни болса, уларни тутушуңлар керәк. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
4 Siler erzimes butlargha tayanmanglar, özünglar üchün quyma butlarni yasimanglar. Men özüm Xudayinglar Perwerdigardurmen.
Силәр әрзимәс бутларға таянмаңлар, өзүңлар үчүн қуйма бутларни ясимаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
5 Siler Perwerdigargha inaqliq qurbanliqini keltürüshni xalisanglar, qobul qilin’ghudek yol bilen uni sununglar.
Силәр Пәрвәрдигарға енақлиқ қурбанлиғини кәлтүрүшни халисаңлар, қобул қилинғидәк йол билән уни сунуңлар.
6 Siler uni sun’ghan küni we etisi u yéyilsun; üchinchi künige qalghini bolsa otta köydürülsun.
Силәр уни сунған күни вә әтиси у йейилсун; үчинчи күнигә қалғини болса отта көйдүрүлсун.
7 Eger uningdin bir qismi üchinchi küni yéyilse qurbanliq haram hésablinip qobul qilinmaydu.
Әгәр униңдин бир қисми үчинчи күни йейилсә қурбанлиқ һарам һесаплинип қобул қилинмайду.
8 Kimki uningdin yése öz gunahini öz üstige alidu, chünki u Perwerdigargha atap muqeddes qilin’ghan nersini napak qildi; undaq kishi öz xelqidin üzüp tashlinidu.
Кимки униңдин йесә өз гунайини өз үстигә алиду, чүнки у Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинған нәрсини напак қилди; ундақ киши өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
9 Siler zémininglardiki hosulni yighsanglar, sen étizingning bulung-pushqaqlirighiche tamam yighiwalma we hosulungdin qalghan wasangni tériwalmighin.
Силәр зиминиңлардики һосулни жиғсаңлар, сән етизиңниң булуң-пушқақлириғичә тамам жиғивалма вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин.
10 Üzüm talliringni pasangdiwatma we üzüm talliridin chüshken üzümlernimu tériwalma, belki bularni kembegheller bilen musapirlargha qoyghin. Men Özüm Xudayinglar Perwerdigardurmen.
Үзүм таллириңни пасаңдиватма вә үзүм таллиридин чүшкән үзүмләрниму теривалма, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
11 Siler oghriliq qilmanglar, aldamchiliq qilmanglar, bir-biringlargha yalghan sözlimenglar.
Силәр оғрилиқ қилмаңлар, алдамчилиқ қилмаңлар, бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар.
12 Méning namim bilen yalghan qesem ichmenglar, undaq qilsang Xudayingning namini bulghaysen. Men Perwerdigardurmen.
Мениң намим билән ялған қәсәм ичмәңлар, ундақ қилсаң Худайиңниң намини булғайсән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
13 Öz qoshnanggha zulum qilma, uningkini özüngning qiliwalma. Medikarning heqqini kéchiche yéningda qondurup qalma.
Өз хошнаңға зулум қилма, униңкини өзүңниң қиливалма. Мәдикарниң һәққини кечичә йениңда қондуруп қалма.
14 Gas kishini tillima, kor kishining aldida putlishangghu nersini qoyma; belki öz Xudayingdin qorqqin. Men Perwerdigardurmen.
Гас кишини тиллима, кор кишиниң алдида путлишаңғу нәрсини қойма; бәлки өз Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
15 Höküm qilghininglarda héch naheqliq qilmanglar; namratqimu yan basmay, bayghimu yüz-xatire qilmay, belki adilliq bilen öz qoshnang üstidin toghra höküm qilghin.
Һөкүм қилғиниңларда һеч наһәқлиқ қилмаңлар; намратқиму ян басмай, байғиму йүз-хатирә қилмай, бәлки адиллиқ билән өз хошнаң үстидин тоғра һөкүм қилғин.
16 Öz xelqingning arisida gep toshughuchi bolup yürme; qoshnangning jénigha héchqandaq ziyan-zexmet yetküzme. Men Perwerdigardurmen.
Өз хәлқиңниң арисида гәп тошуғучи болуп жүрмә; хошнаңниң җениға һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмә. Мән Пәрвәрдигардурмән.
17 Sen könglüngde öz qérindishingdin nepretlenmigin; qoshnangda [gunah bolsa] sen uning sewebidin béshinggha gunah kélip qalmasliqi üchün uninggha tenbih-nesihet bergin.
Сән көңлүңдә өз қериндишиңдин нәпрәтләнмигин; хошнаңда [гуна болса] сән униң сәвәвидин бешиңға гуна келип қалмаслиғи үчүн униңға тәнбиһ-несиһәт бәргин.
18 Sen intiqam almighin we öz xelqingning neslige héch adawetmu saqlimighin, belki qoshnangni özüngni söygendek söygin. Men Perwerdigardurmen.
Сән интиқам алмиғин вә өз хәлқиңниң нәслигә һеч адавәтму сақлимиғин, бәлки хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
19 Siler Méning qanun-belgilimilirimni tutunglar. Sen öz charpayliringni bashqa nesiller bilen chépishturma, étizinggha ikki xil uruq salmighin, ikki xil yiptin toqolghan kiyimni kiyme.
Силәр Мениң қанун-бәлгүлимилиримни тутуңлар. Сән өз чарпайлириңни башқа нәсилләр билән чепиштурма, етизиңға икки хил уруқ салмиғин, икки хил жиптин тоқолған кийимни киймә.
20 Eger bir er kishi qiz-chokan bilen yétip munasiwet ötküzse, we u bashqa biri bilen wedileshken dédek bolsa, bu dédekning hörlük puli tapshurulmighan bolsa, yaki uninggha hörlük bérilmigen bolsa, muwapiq jaza bérilsun. Lékin qiz-chokan hör qilinmighachqa, her ikkisi öltürülmisun.
Әгәр бир әр киши қиз-чокан билән йетип мунасивәт өткүзсә, вә у башқа бири билән вәдиләшкән дедәк болса, бу дедәкниң һөрлүк пули тапшурулмиған болса, яки униңға һөрлүк берилмигән болса, мувапиқ җаза берилсун. Лекин қиз-чокан һөр қилинмиғачқа, һәр иккиси өлтүрүлмисун.
21 Er kishi bolsa özining itaetsizlik qurbanliqini jamaet chédirining kirish aghzining aldigha, Perwerdigarning aldigha keltürsun; itaetsizlik qurbanliqi bir qochqar bolsun.
Әр киши болса өзиниң итаәтсизлик қурбанлиғини җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрсун; итаәтсизлик қурбанлиғи бир қочқар болсун.
22 Kahin u itaetsizlik qurbanliqi üchün keltürgen qochqarni élip uning sadir qilghan gunahi üchün Perwerdigarning aldida kafaret keltüridu; uning qilghan gunahi uningdin kechürülidu.
Каһин у итаәтсизлик қурбанлиғи үчүн кәлтүргән қочқарни елип униң садир қилған гунайи үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду; униң қилған гунайи униңдин кәчүрүлиду.
23 Siler zémin’gha kirip herxil yeydighan méwilik derexlerni tikken bolsanglar, méwilirini «xetnisiz» dep qaranglar; üch yilghiche buni «xetnisiz» dep qarap uningdin yémenglar.
Силәр зиминға кирип һәр хил йәйдиған мевилик дәрәқләрни тиккән болсаңлар, мевилирини «хәтнисиз» дәп қараңлар; үч жилғичә буни «хәтнисиз» дәп қарап униңдин йемәңлар.
24 Tötinchi yili ularning hemme méwiliri Perwerdigargha medhiye süpitide muqeddes qilip béghishlansun.
Төртинчи жили уларниң һәммә мевилири Пәрвәрдигарға мәдһийә сүпитидә муқәддәс қилип беғишлансун.
25 Andin beshinchi yildin tartip siler ularning méwiliridin yéyishke bashlanglar. Shundaq qilsanglar [zémin] mehsulatlirini silerge ziyade qilidu. Men Xudayinglar Perwerdigardurmen.
Андин бәшинчи жилдин тартип силәр уларниң мевилиридин йейишкә башлаңлар. Шундақ қилсаңлар [зимин] мәһсулатлирини силәргә зиядә қилиду. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
26 Siler qan chiqmighan nersini yémenglar. Ne palchiliq ne jadugerlik qilmanglar.
Силәр қан чиқмиған нәрсини йемәңлар. Нә палчилиқ нә җадугәрлик қилмаңлар.
27 Siler béshinglarning chéke-chörisidiki chachni chüshürüp dügilek qiliwalmanglar, saqalning uch-yanlirini buzmanglar.
Силәр бешиңларниң чекә-чөрисидики чачни чүшүрүп дүгиләк қиливалмаңлар, сақалниң уч-янлирини бузмаңлар.
28 Siler ölgenler üchün bedininglarni zexim yetküzüp tilmanglar, özünglargha héchqandaq gül-süret chekmenglar. Men Perwerdigardurmen.
Силәр өлгәнләр үчүн бәдиниңларни зәхим йәткүзүп тилмаңлар, өзүңларға һеч қандақ гүл-сүрәт чәкмәңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
29 Sen qizingni buzuqluq-pahishilikke sélip napak qilmighin. Bolmisa, zémindikiler buzuqluq-pahishilikke bérilip, pütkül zéminni eysh-ishret qaplap kétidu.
Сән қизиңни бузуқлуқ-паһишиликкә селип напак қилмиғин. Болмиса, зиминдикиләр бузуқлуқ-паһишиликкә берилип, пүткүл зиминни әйш-ишрәт қаплап кетиду.
30 Siler Méning shabat künlirimni tutunglar, Méning muqeddes jayimni hörmetlenglar. Men Perwerdigardurmen.
Силәр Мениң шабат күнлиримни тутуңлар, Мениң муқәддәс җайимни һөрмәтләңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
31 Jinkeshler bilen séhirgerlerge tayanmanglar, ularning keynidin yürüp özünglarni napak qilmanglar. Men özüm Xudayinglar Perwerdigardurmen.
Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә таянмаңлар, уларниң кәйнидин жүрүп өзүңларни напак қилмаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
32 Aq bash kishining aldida ornungdin tur, qérilarni hörmet qilghin; Xudayingdin qorqqin. Men Perwerdigardurmen.
Ақ баш кишиниң алдида орнуңдин тур, қериларни һөрмәт қилғин; Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
33 Bir musapir zéminda aranglarda turuwatqan bolsa siler uninggha zulum qilmanglar,
Бир мусапир зиминда араңларда туруватқан болса силәр униңға зулум қилмаңлар,
34 belki aranglarda turuwatqan musapir silerge yerlik kishidek bolsun; uni özüngni söygendek söygin; chünki silermu Misir zéminida musapir bolghansiler. Men Xudayinglar Perwerdigardurmen.
бәлки араңларда туруватқан мусапир силәргә йәрлик кишидәк болсун; уни өзүңни сөйгәндәк сөйгин; чүнки силәрму Мисир зиминида мусапир болғансиләр. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
35 Silerning höküm chiqirishinglarda, uzunluq, éghirliq we hejim ölcheshte héchqandaq naheqlik bolmisun;
Силәрниң һөкүм чиқиришиңларда, узунлуқ, еғирлиқ вә һәҗим өлчәштә һеч қандақ наһәқлик болмисун;
36 silerde adil taraza, adil taraza tashliri, adil efah kemchini bilen adil hin kemchini bolsun. Men silerni Misir zéminidin chiqirip kelgen Xudayinglar Perwerdigardurmen.
силәрдә адил тараза, адил тараза ташлири, адил әфаһ кәмчини билән адил һин кәмчини болсун. Мән силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
37 Siler Méning barliq qanun-belgilimilirim we barliq hökümlirimni tutup, ulargha emel qilinglar; men Perwerdigardurmen.
Силәр Мениң барлиқ қанун-бәлгүлимилирим вә барлиқ һөкүмлиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; мән Пәрвәрдигардурмән.

< Lawiylar 19 >