< Lawiylar 17 >
1 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Harun bilen oghulliri we barliq Israillargha mundaq dégin: — Perwerdigar silerge buyrughan höküm shuki: —
Һарун билән оғуллири вә барлиқ Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар силәргә буйруған һөкүм шуки: —
3 Israilning jemetliridin bolghan herqandaq kishi qurbanliq qilmaqchi bolup, kala yaki qoy yaki öchkini jamaet chédirining kirish aghzida, Perwerdigarning turalghu chédirining aldigha, Perwerdigargha atalghan qurbanliq süpitide yétilep epkelmey, belki chédirgahning ichide yaki tashqirida boghuzlisa, uningdin aqqan qan shu kishining gedinige artilidu; bu adem «qan tökken» dep, öz xelqidin üzüp tashlinidu.
Исраилниң җәмәтлиридин болған һәр қандақ киши қурбанлиқ қилмақчи болуп, кала яки қой яки өшкини җамаәт чедириниң кириш ағзида, Пәрвәрдигарниң туралғу чедириниң алдиға, Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиқ сүпитидә йетиләп әпкәлмәй, бәлки чедиргаһниң ичидә яки ташқирида боғузлиса, униңдин аққан қан шу кишиниң гәдинигә артилиду; бу адәм «қан төккән» дәп, өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
5 Bu hökümning meqsiti Israillarning hazirqidek dalada mal soyup qurbanliq qilishning ornigha, qurbanliqlirini jamaet chédirining kirish aghzida Perwerdigarning aldigha keltürüp, kahin’gha tapshurup Perwerdigargha «inaqliq qurbanliqliri» süpitide sunup boghuzlishi üchündur.
Бу һөкүмниң мәхсити Исраилларниң һазирқидәк далада мал союп қурбанлиқ қилишниң орниға, қурбанлиқлирини җамаәт чедириниң кириш ағзида Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшуруп Пәрвәрдигарға «енақлиқ қурбанлиқлири» сүпитидә сунуп боғузлиши үчүндур.
6 Kahin qanni élip jamaet chédirining kirish aghzining yénidiki Perwerdigarning qurban’gahining üstige sépip, Perwerdigargha xushbuy keltürüsh üchün mayni köydürsun.
Каһин қанни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиниң йенидики Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң үстигә сепип, Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүш үчүн майни көйдүрсун.
7 Shuning bilen ular emdi burunqidek buzuqluq qilip téke-jinlarning keynide yürüp, ulargha öz qurbanliqlirini ötküzüp yürmisun. Mana bu ular üchün dewrdin-dewrgiche ebediy bir belgilime bolsun.
Шуниң билән улар әнди бурунқидәк бузуқлуқ қилип текә-җинларниң кәйнидә жүрүп, уларға өз қурбанлиқлирини өткүзүп жүрмисун. Мана бу улар үчүн дәвирдин-дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
8 Sen ulargha: — Israilning jemetidin yaki ularning arisida turuwatqan yaqa yurtluqlardin biri köydürme qurbanliq yaki [bashqa] qurbanliq ötküzmekchi bolsa,
Сән уларға: — Исраилниң җәмәтидин яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлардин бири көйдүрмә қурбанлиқ яки [башқа] қурбанлиқ өткүзмәкчи болса,
9 uni Perwerdigargha atap sunush üchün jamaet chédirigha kirish aghzining aldigha keltürmise, u kishi öz xelqliridin üzüp tashlansun» — dégin.
уни Пәрвәрдигарға атап сунуш үчүн җамаәт чедириға кириш ағзиниң алдиға кәлтүрмисә, у киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлансун» — дегин.
10 Eger Israilning jemetidin bolghan herqandaq adem yaki ularning arisida turuwatqan yaqa yurtluqlar qan yése, Men yüzümni qanni yégen shu kishige qarshi qilimen, uni öz xelqidin üzüp tashlaymen.
Әгәр Исраилниң җәмәтидин болған һәр қандақ адәм яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлар қан йесә, Мән йүзүмни қанни йегән шу кишигә қарши қилимән, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
11 Chünki herbir janiwarning jéni bolsa uning qénididur; Men uni jéninglar üchün qurban’gah üstige kafaret keltürüshke bergenmen. Chünki qan özidiki janning wasitisi bilen kafaret keltüridu.
Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса униң қенидидур; Мән уни җениңлар үчүн қурбангаһ үстигә кафарәт кәлтүрүшкә бәргәнмән. Чүнки қан өзидики җанниң вастиси билән кафарәт кәлтүриду.
12 Shunga bu sewebtin Men Israillargha: — «Silerning héchbiringlar qan yémeslikinglar kérek, aranglarda turuwatqan yaqa yurtluqlarmu qan yémesliki kérek» — dégenidim.
Шуңа бу сәвәптин Мән Исраилларға: — «Силәрниң һеч бириңлар қан йемәслигиңлар керәк, араңларда туруватқан яқа жутлуқларму қан йемәслиги керәк» — дегән едим.
13 Eger Israillardin biri yaki ularning arisida turuwatqan yaqa yurtluqlarning biri yéyishke bolidighan bir charpay haywan yaki qushni owlap, qénini tökse, uni topa bilen yépip qoysun.
Әгәр Исраиллардин бири яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқларниң бири йейишкә болидиған бир чарпай һайван яки қушни овлап, қенини төксә, уни топа билән йепип қойсун.
14 Chünki herbir janiwarning jéni bolsa, uning qénidin ibarettur. Uning jéni qénida bolghach men Israillargha: «Siler héchqandaq janiwarning qénini yémenglar, chünki herbir janiwarning jéni uning qénididur; kimki uni yése üzüp tashlinidu» — dédim.
Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса, униң қенидин ибарәттур. Униң җени қенида болғач мән Исраилларға: «Силәр һеч қандақ җаниварниң қенини йемәңлар, чүнки һәр бир җаниварниң җени униң қенидидур; кимки уни йесә үзүп ташлиниду» — дедим.
15 Kimdekim ölüp qalghan yaki yirtquchlar boghup titma-titma qiliwetken bir haywanni yése, meyli u yerlik yaki yaqa yurtluq bolsun öz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun we kech kirgüche napak sanalsun; andin u pak bolidu.
Кимдәким өлүп қалған яки житқучлар боғуп титма-титма қиливәткән бир һайванни йесә, мәйли у йәрлик яки яқа жутлуқ болсун өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун; андин у пак болиду.
16 Lékin u yaki kiyimlirini yumisa, yaki suda bedinini yumisa, shu kishi öz qebihlikining jazasini tartidu.
Лекин у яки кийимлирини юмиса, яки суда бәдинини юмиса, шу киши өз қәбиһлигиниң җазасини тартиду.