< Batur Hakimlar 5 >

1 Shu küni Deborah we Abinoamning oghli Baraq mundaq nezme oqudi: —
Шу күни Дәбораһ вә Абиноамниң оғли Барақ мундақ нәзмә оқуди: —
2 Israilda yétekchiler yol bashlighini üchün, Xelq ixtiyaren özlirini pida qilghini üchün, Perwerdigargha teshekkür-medhiye oqunglar!
Исраилда йетәкчиләр йол башлиғини үчүн, Хәлиқ ихтиярән өзлирини пида қилғини үчүн, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
3 Ey padishahlar, anglanglar, Ey emirler, qulaq sélinglar! Men, men Perwerdigargha atap nezme oquymen, Men Israilning Xudasi Perwerdigargha küy éytimen.
Әй падишалар, аңлаңлар, Әй әмирләр, қулақ селиңлар! Мән, мән Пәрвәрдигарға атап нәзмә оқуймән, Мән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға күй ейтимән.
4 I Perwerdigar, sen Séirdin chiqqiningda, Édomning yayliqidin chiqip yürüsh qilghiningda, Yer titrep, asmanlardin sular tamchidi, Shundaq, bulutlar yamghurlirini yaghdurdi;
И Пәрвәрдигар, сән Сеирдин чиққиниңда, Едомниң яйлиғидин чиқип жүрүш қилғиниңда, Йәр титрәп, асманлардин сулар тамчиди, Шундақ, булутлар ямғурлирини яғдурди;
5 Taghlar Perwerdigarning aldida tewrendi, Ene Sinay téghimu tewrinip ketti, Israilning Xudasi Perwerdigarning aldida.
Тағлар Пәрвәрдигарниң алдида тәврәнди, Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида.
6 Anatning oghli Shamgarning künliride, Hem Yaelning künliride, Chong yollar tashlinip qélip, Yoluchilar egri-toqay chighir yollar bilen mangatti;
Анатниң оғли Шамгарниң күнлиридә, Һәм Яәлниң күнлиридә, Чоң йоллар ташлинип қелип, Йолучилар әгир-тоқай чиғир йоллар билән маңатти;
7 Israilda ezimetler yoqap ketti, Taki menki Deborah qozghilip, Israilda bir ana süpitide peyda bolghinimghiche.
Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти, Таки мәнки Дәбораһ қозғилип, Исраилда бир ана сүпитидә пәйда болғинимғичә.
8 [Israillar] yéngi ilahlarni tallidi; Urush derwazilirigha yétip keldi. Qiriq mingche Israilliqning arisida, Ya bir qalqan ya bir neyze tépilisichu?!
[Исраиллар] йеңи илаһларни таллиди; Уруш дәрвазилириға йетип кәлди. Қириқ миңчә Исраиллиқниң арисида, Я бир қалқан я бир нәйзә тепилисичу?!
9 Qelbim Israilning emirlirige qayildur, Ular xelq arisida özlirini ixtiyaren pida qildi; Perwerdigargha teshekkür-medhiye oqunglar!
Қәлбим Исраилниң әмирлиригә қайилдур, Улар хәлиқ арисида өзлирини ихтиярән пида қилди; Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
10 I aq ésheklerge min’genler, I nepis zilchilerning üstide olturghanlar, I yolda yürgenler, köngül bölünglar!
И ақ ешәкләргә мингәнләр, И нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, И йолда жүргәнләр, көңүл бөлүңлар!
11 Su ekilidighan jaylarda olja bölüshüwatqanlarning jushqun awazilirini anglanglar! Ular shu yerlerde Perwerdigarning heqqaniy emellirini medhiyilep, Uning Israildiki ezimetlirining heqqaniy emellirini teriplishidu. Shu waqitta Perwerdigarning xelqi chüshüp derwazilargha yétip kélip: —
Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанларниң җушқун авазилирини аңлаңлар! Улар шу йәрләрдә Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, Униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. Шу вақитта Пәрвәрдигарниң хәлқи чүшүп дәрвазиларға йетип келип: —
12 «I Deborah, oyghan, oyghan! Oyghan, oyghan, ghezel éytqin! Ornungdin tur, i Baraq, Esirliringni yalap mang, i Abinoamning oghli!» — déyishidu.
«И Дәбораһ, ойған, ойған! Ойған, ойған, ғәзәл ейтқин! Орнуңдин тур, и Барақ, Әсирлириңни ялап маң, и Абиноамниң оғли!» — дейишиду.
13 Mana xelqning az bir qaldisi aliyjanablargha egishish üchün chüshti, Perwerdigarning xelqi yénimgha palwan kebi chüshüp keldi.
Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти, Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди.
14 Mana, Efraimlardin Amalekte yiltiz tartip qalghanlar keldi; Mana, Binyaminlarmu qowmliringgha qoshulup egiship keldi; Makirdin emirler chüshüp keldi, Zebulundin serdarliq hasisini tutqanlar yétip keldi.
Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди; Мана, Биняминларму қовмлириңға қошулуп әгишип кәлди; Макирдин әмирләр чүшүп кәлди, Зәбулундин сәрдарлиқ һасисини тутқанлар йетип кәлди.
15 Issakarning emirliri Deborahgha qoshuldi; Baraq néme qilghan bolsa Issakarmu shundaq qilip, Uning keynidin jilghigha tap basturup étilip chüshti! Rubenning aile-jemetliridikilerning arisida shunche ulugh niyetler qelblirige pükülgenidi!
Иссакарниң әмирлири Дәбораһға қошулди; Барақ немә қилған болса Иссакарму шундақ қилип, Униң кәйнидин җилғиға тап бастуруп етилип чүшти! Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
16 Sen némishqa qotanlarning ichide turup, Qoylargha chélin’ghan neyning awazini anglashni xalap qalding? Rubenning aile-jemetliridikilerning arisida shunche ulugh niyetler qelblirige pükülgenidi!
Сән немишкә қотанларниң ичидә туруп, Қойларға челинған нәйниң авазини аңлашни халап қалдиң? Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
17 Giléadlar bolsa Iordan deryasining u teripide turup qaldi; Danlarmu némishqa kémilerning yénida toxtap qaldi? Ashirlar bolsa déngiz boyida [jim] olturuwaldi, Déngiz qoltuqlirida turup qaldi.
Гилеадлар болса Иордан дәриясиниң у тәрипидә туруп қалди; Данларму немишкә кемиләрниң йенида тохтап қалди? Аширлар болса деңиз бойида [җим] олтиривалди, Деңиз қолтуқлирида туруп қалди.
18 Zebulunlar janlirini ölümge tewekkül qildi; Naftalilarmu jeng meydanidiki yuqiri jaylarda hem shundaq qildi!
Зәбулунлар җанлирини өлүмгә тәвәккүл қилди; Нафталиларму җәң мәйданидики жуқури җайларда һәм шундақ қилди!
19 Padishahlar hemmisi kélip, soqushti, Qanaaniylarning padishahlirimu urushqa chiqti; Taanaqta, Mégiddoning su boylirida urushti. Lékin bir’azmu kümüsh olja alalmidi!
Падишаһлар һәммиси келип, соқушти, Ⱪананийларниң падишалириму урушқа чиқти; Таанақта, Мегиддониң су бойлирида урушти. Лекин бир азму күмүч олҗа алалмиди!
20 Asmanlarda yultuzlarmu jeng qildi, Orbitiliridin Siséragha qarshi jengge atlandi.
Асманларда юлтузларму җәң қилди, Орбитилиридин Сисераға қарши җәңгә атланди.
21 Kishon deryasining éqini [düshmenni] éqitip ketti; Shu qedimiy derya, u Kishon deryasidur! Ey méning jénim, pütün küchüng bilen algha basqin!
Кишон дәриясиниң еқини [дүшмәнни] еқитип кәтти; Шу қедимий дәрия, у Кишон дәриясидур! Әй мениң җеним, пүтүн күчүң билән алға басқин!
22 Ularning atlirining tuwaqliri takirang-takirang qilmaqta, Tolparliri chapmaqta, chapmaqta.
Уларниң атлириниң тувақлири такираң-такираң қилмақта, Толпарлири чапмақта, чапмақта.
23 Merozgha lenet oqunglar, deydu Perwerdigarning Perishtisi, U yerde olturghuchilargha lenet oqunglar, Qattiq lenet oqunglar; Chunki ular Perwerdigargha yardemge kelmidi, Zalimlargha qarshi Perwerdigargha yardemge kelmidi.
Мәрозға ләнәт оқуңлар, дәйду Пәрвәрдигарниң Пәриштиси, У йәрдә олтарғучиларға ләнәт оқуңлар, Қаттиқ ләнәт оқуңлар; Чунки улар Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди, Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди.
24 Ayallar ichide keniylik Heberning ayali Yael bext-beriketlensun, Chédirda turghan ayallar ichide u bext-beriket tapsun!
Аяллар ичидә кәнийлик Һәбәрниң аяли Яәл бәхит-бәрикәтләнсун, Чедирда турған аяллар ичидә у бәхит-бәрикәт тапсун!
25 Siséra su soriwidi, u uninggha süt berdi, Ésilzadilerge layiq bir qachida qaymaq tutti;
Сисера су соривиди, у униңға сүт бәрди, Есилзадиләргә лайиқ бир қачида қаймақ тутти;
26 U sol qolini chédir qozuqigha, Ong qolini tömürchining bolqisigha uzatti; Sisérani urup, Bash söngükini chéqip, Chékisidin yanjip ötküzüwetti.
У сол қолини чедир қозуғиға, Оң қолини төмүрчиниң болқисиға узатти; Сисерани уруп, Баш сөңүкини чеқип, Чекисидин янчип өткүзүвәтти.
27 Siséra uning ikki putining ariliqigha qiysaydi, U yiqildi, u [ölüktek] yatti, U uning ikki putining ariliqigha qiysaydi, u yiqildi, Qiysayghan yerde u yiqilip, jan berdi.
Сисера униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, У жиқилди, у [өлүктәк] ятти, У униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, у жиқилди, Қийсайған йәрдә у жиқилип, җан бәрди.
28 Siséraning anisi penjiridin sirtqa sep saldi, U penjirining rujikidin towlap: — «Uning jeng harwisi némishqa shunche uzaqqiche kelmeydu? Jeng harwilirining atlirining tuyaq sadasi némishqa shunche hayal bolidu? — dédi.
Сисераниң аниси пәнҗиридин сиртқа сәп салди, У пәнҗириниң руҗикидин товлап: — «Униң җәң һарвуси немишкә шунчә узаққичә кәлмәйду? Җәң һарвулириниң атлириниң туяқ садаси немишкә шунчә һаял болиду? — деди.
29 Uning dédekliri arisida danalar jawab béridu, Shundaqla, u derweqe öz-özige jawab béridu: —
Униң дедәклири арисида даналар җавап бериду, Шундақла, у дәрвәқә өз-өзигә җавап бериду: —
30 «Ular oljilirini yighip bölüshüwatqan bolmisun yene?! Herbir erkekke [ayagh asti qilishqa] bir-ikkidin qiz tegkendu, Siséragha rengdar kiyimler, Gül keshtilen’gen rengdar kiyimlerdin olja tegkendu, Bulangchining boynigha aldi-keyni keshtilen’gen rengdar kiyimler tegken bolsa kérek!
«Улар олҗилирини жиғип бөлүшүватқан болмисун йәнә?! Һәр бир әркәккә [аяғ асти қилишқа] бир-иккидин қиз тәккәнду, Сисераға рәңдар кийимләр, Гүл кәштиләнгән рәңдар кийимләрдин олҗа тәккәнду, Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!
31 I Perwerdigar, Séning barliq düshmenliring ene shundaq yoqutulghay! Lékin Séni söygenler quyashning örlewatqandiki qudritidek küchlük bolghay!». Shuning bilen zémin qiriq yilghiche tinch-amanliq tapti.
И Пәрвәрдигар, Сениң барлиқ дүшмәнлириң әнә шундақ йоқутулғай! Лекин Сени сөйгәнләр қуяшниң өрләватқандики қудритидәк күчлүк болғай!». Шуниң билән зимин қириқ жилғичә теч-аманлиқ тапти.

< Batur Hakimlar 5 >