< Batur Hakimlar 16 >
1 Andin Shimshon Gazagha bardi, u u yerde bir pahishe ayalni körüp, kirip uning bilen yéqinchiliq qildi.
Андин Шимшон Газаға барди, у у йәрдә бир паһишә аялни көрүп, кирип униң билән йеқинчилиқ қилди.
2 Lékin Gazaliqlar birsining: — Shimshon bu yerge keldi, déginini anglap, [sheherni] qorshap, kéchiche sheherning qowuqida ün chiqarmay marap turdi we: Ete tang yorughanda uni öltürimiz, — déyishti.
Лекин Газалиқлар бирисиниң: — Шимшон бу йәргә кәлди, дегинини аңлап, [шәһәрни] қоршап, кечичә шәһәрниң қовуқида үн чиқармай марап турди вә: Әтә таң йоруғанда уни өлтүримиз, — дейишти.
3 Shimshon yérim kéchigiche yatti; andin ornidin turup sheher qowuqining ikki qanitini tutup, uni ikki késhiki we baldaq-taqiqi bilen qoshup, biraqla qomurup, öshnisige artip Hébronning udulidiki taghqa élip chiqip ketti.
Шимшон йерим кечигичә ятти; андин орнидин туруп шәһәр қовуқиниң икки қанитини тутуп, уни икки кешики вә балдақ-тақиқи билән қошуп, бирақла қомуруп, өшнисигә артип Һебронниң удулидики таққа елип чиқип кәтти.
4 Kéyin u Sorek jilghisida olturushluq Dililah isimlik bir ayalni körüp, uninggha ashiq bolup qaldi.
Кейин у Сорәк җилғисида олтиришлиқ Дилилаһ исимлиқ бир аялни көрүп, униңға ашиқ болуп қалди.
5 Buni bilip Filistiylerning emirliri u ayalning qéshigha bérip uninggha: — Sen uni aldap, uning küchtünggürlükining zadi nedin bolghanliqini kolap sorap, bizning qandaq qilsaq uni yéngeleydighanliqimizni, uni baghlap boysunduralaydighanliqimizni éytip berseng, biz herbirimiz sanga bir ming bir yüz kümüsh tengge bérimiz, — dédi.
Буни билип Филистийләрниң әмирлири у аялниң қешиға берип униңға: — Сән уни алдап, униң күчтүңгүрлүгиниң зади нәдин болғанлиғини колап сорап, бизниң қандақ қилсақ уни йеңәләйдиғанлиғимизни, уни бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни ейтип бәрсәң, биз һәр биримиз саңа бир миң бир йүз күмүч тәңгә беримиз, — деди.
6 Shuning bilen Dililah Shimshondin: — Sen küchtünggürlüküngning zadi nedin bolghanliqini, shundaqla qandaq qilghanda séni baghlap boysundurghili bolidighanliqini éytip bergin! — dédi.
Шуниң билән Дилилаһ Шимшондин: — Сән күчтүңгүрлүгүңниң зади нәдин болғанлиғини, шундақла қандақ қилғанда сени бағлап бойсундурғили болидиғанлиғини ейтип бәргин! — деди.
7 Shimshon uninggha jawaben: — Ademler méni yette tal qurutulmighan yéngi ya kirichi bilen baghlisa, men ajizlap bashqa ademlerdek bolup qalimen, — dédi.
Шимшон униңға җававән: — Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
8 Shuning bilen Filistiylerning emirliri yette tal qurutulmighan yéngi ya kirichini élip kélip, bu ayalgha bériwidi, u bu kirichler bilen uni baghlap qoydi
Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричини елип келип, бу аялға беривиди, у бу киричләр билән уни бағлап қойди
9 (Dililah birnechche ademni hujrida paylap turushqa yoshurup qoyghanidi). U Shimshon’gha: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — dédi. U qopup kirichlerni chige shoyna otta köyüp üzülüp ketkendek üzüwetti. Shuning bilen uning küchtünggürlikining siri ashkarilanmidi.
(Дилилаһ бир нәччә адәмни һуҗрида пайлап турушқа йошуруп қойған еди). У Шимшонға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. У қопуп киричләрни чигә шойна отта көйүп үзүлүп кәткәндәк үзүвәтти. Шуниң билән униң күчтүңгүрлигиниң сири ашкариланмиди.
10 Buni körüp Dililah Shimshon’gha: — Mana, sen méni aldap, manga yalghan éytipsen! Emdi manga séni néme bilen baghlisa bolidighanliqini éytip bergin, — dédi.
Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! Әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди.
11 U jawap bérip: — Ademler méni héch ishletmigen yéngi arghamcha bilen baghlisa, men ajizlap bashqa ademlerdek bolup qalimen, — dédi.
У җавап берип: — Адәмләр мени һеч ишләтмигән йеңи арғамча билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
12 Shuning bilen Dililah yéngi arghamcha élip kélip, uni baghlap: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — dédi (eslide birnechche adem hujrida yoshurunup, uni paylap turushqanidi). Lékin Shimshon öz qolidiki arghamchilarni yipni üzgendek üzüp tashlidi.
Шуниң билән Дилилаһ йеңи арғамча елип келип, уни бағлап: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди (әслидә бир нәччә адәм һуҗрида йошурунуп, уни пайлап турушқан еди). Лекин Шимшон өз қолидики арғамчиларни жипни үзгәндәк үзүп ташлиди.
13 Buni körüp Dililah Shimshon’gha: — Sen hazirghiche méni aldapsen, manga yalghan éytipsen; emdi manga séni néme bilen baghlisa bolidighanliqini éytip bergin, — dédi. U jawap bérip: — Sen méning béshimdiki yette örüm chachni dukandiki örüsh yip bilen qoshup örüp qoysangla bolidu, — dédi.
Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Сән һазирғичә мени алдапсән, маңа ялған ейтипсән; әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди. У җавап берип: — Сән мениң бешимдики йәттә өрүм чачни дукандики өрүш жип билән қошуп өрүп қойсаңла болиду, — деди.
14 Shuning bilen [Shimshon uxlighanda u uning béshidiki yette tal chachni örüsh yip bilen qoshup örüp], qozuqqa baghlap qoyup uninggha: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — dédi. Shimshon uyqudin oyghinip, örüsh yip bilen qozuqni biraqla tartip yuliwetti.
Шуниң билән [Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп], қозуққа бағлап қоюп униңға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. Шимшон уйқидин ойғинип, өрүш жип билән қозуқни бирақла тартип юливәтти.
15 Andin ayal uninggha: — Manga könglüng yoq turup, qandaqsige sanga ashiq boldum, deysen? Sen méni üch qétim aldap, küchtünggürlüküngning nedin bolghanliqini manga éytip bermidingghu, — dédi.
Андин аял униңға: — Маңа көңлүң йоқ туруп, қандақсигә саңа ашиқ болдум, дәйсән? Сән мени үч қетим алдап, күчтүңгүрлүгүңниң нәдин болғанлиғини маңа ейтип бәрмидиңғу, — деди.
16 Uning herküni sözliri bilen uni qistashliri we yalwurushliri bilen Shimshonning ölgüdek ichi pushti we shundaq boldiki,
Униң һәр күни сөзлири билән уни қисташлири вә ялвурушлири билән Шимшонниң өлгидәк ичи пушти вә шундақ болдики,
17 u könglidiki sirini qoymay uninggha ashkara qilip: — Men anamning qorsiqidiki chaghdin tartip Xudagha atilip nazariy bolghinim üchün, béshimgha hergiz ustira sélinip baqmighan; eger méning chéchim chüshürüwétilse, küchüm mendin kétip, men ajizlap bashqa ademlerdek bolup qalimen, — dédi.
у көңлидики сирини қоймай униңға ашкарә қилип: — Мән анамниң қосиғидики чағдин тартип Худаға атилип назарий болғиним үчүн, бешимға һәргиз устира селинип бақмиған; әгәр мениң чечим чүшүрүветилсә, күчүм мәндин кетип, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
18 Dililah uning özige könglidiki hemme sirini dep berginini körüp, Filistiylerning emirlirini charqirip kélishke adem mangdurup: — «Bu qétim siler yene bir chiqinglar, chünki Shimshon könglidiki hemme sirni manga ashkara qildi» dédi. Shuning bilen Filistiylerning emirliri qollirigha kümüshlerni élip, uning qéshigha chiqti.
Дилилаһ униң өзигә көңлидики һәммә сирини дәп бәргинини көрүп, Филистийләрниң әмирлирини чарқирип келишкә адәм маңдуруп: — «Бу қетим силәр йәнә бир чиқиңлар, чүнки Шимшон көңлидики һәммә сирни маңа ашкарә қилди» деди. Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири қоллириға күмүчләрни елип, униң қешиға чиқти.
19 Andin Dililah uni öz yotisigha yatquzup, uxlitip qoyup, bir ademni chaqirip kirip uning béshidiki yette örüm chachni chüshürüwetti; shundaq qilip u Shimshonning bozek qilinishini bashlighuchi boldi. Shimshon küchidin ketkenidi.
Андин Дилилаһ уни өз янпишиға ятқузуп, ухлитип қоюп, бир адәмни чақирип кирип униң бешидики йәттә өрүм чачни чүшүрүвәтти; шундақ қилип у Шимшонниң бозәк қилинишини башлиғучи болди. Шимшон күчидин кәткән еди.
20 U: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — déwidi, u uyqudin oyghinip: — Men ornumdin turup, ilgiriki birqanche qétimqidek, boshinip kétimen, dep oylidi. Lékin u Perwerdigarning özidin ketkinini bilmeytti.
У: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — девиди, у уйқидин ойғинип: — Мән орнумдин туруп, илгәрки бир қанчә қетимқидәк, бошинип кетимән, дәп ойлиди. Лекин у Пәрвәрдигарниң өзидин кәткинини билмәйтти.
21 Shuning bilen, Filistiyler uni tutuwélip, közlirini oyup, Gazagha élip chüshüp, uni mis zenjirler bilen baghlap, zindanda un tartishqa saldi.
Шуниң билән, Филистийләр уни тутувелип, көзлирини оюп, Газаға елип чүшүп, уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди.
22 Lékin béshidiki chüshürüwétilgen chéchi yene ösüshke bashlidi.
Лекин бешидики чүшүрүветилгән чечи йәнә өсүшкә башлиди.
23 Kéyin, Filistiylerning emirliri öz ilahi bolghan Dagon üchün chong bir qurbanliq ötküzüshke hem tebriklep shadlinishqa yighildi. Chünki ular: — Mana, ilahimiz düshminimiz bolghan Shimshonni qolimizgha tapshurup berdi, — déyishti.
Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти.
24 Xelq Shimshonni körgende, öz ilahini danglap: — Ilahimiz bolsa, yurtimizni weyran qilghuchini, ademlirimizni köp öltürgen düshminimizni qolimizgha chüshürüp berdi! — déyishti.
Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти.
25 Ular taza shad-xuramliq keypige chömüp: — Shimshon keltürülsun, u bizge bir oyun körsitip bersun, déyishti; ular Shimshonni zindandin élip chiqti. U ularning aldida oyun körsetti. Emdi ular uni ikki tüwrükning otturisida toxtitip qoyghanidi.
Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди.
26 Shuning bilen Shimshon qolini tutup turghan yigitke: — Méni qoyuwet, öyni kötürüp turghan tüwrüklerni silap, ulargha yöliniwalghili qoyghaysen, — dédi.
Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди.
27 U chaghda öy er-ayallar bilen liq tolghanidi, Filistiylerning emirlirining hemmisimu shu yerde idi; ögzidimu Shimshonning körsitiwatqan oyunini körüwatqan texminen üch mingche er-ayal bar idi.
У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди.
28 Shimshon Perwerdigargha nida qilip: — Ey Reb Perwerdigar, méni yad qilip peqet mushu bir qétim manga küch ata qilghaysen; i Xuda, shuning bilen ikki közümning intiqamini Filistiylerdin bir yolila alghuzghaysen! — dédi.
Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.
29 Shimshon shularni dep öyni kötürüp turghan otturidiki ikki tüwrükni tutuwaldi; birini ong qoli bilen, yene birini sol qoli bilen tutup, ulargha tayinip turdi.
Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди.
30 Andin: «Filistiyler bilen birlikte ölüp ketsem!» dep bedinini égip küchini yighip [ittiriwidi], öy örülüp, u yerdiki emirler bilen barliq xelqning üstige chüshti. Buning bilen öz ölümi bilen öltürgen ademler uning tirik waqtida öltürgenliridin köp boldi.
Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип [иттиривиди], өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди.
31 Andin kéyin uning qérindashliri we atisining barliq jemeti chüshüp, uni kötürüp, Zoréah bilen Eshtaolning otturisigha élip bérip, atisi Manoahning qebriside depne qildi. U yigirme yil Israilgha hakim bolghanidi.
Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди.