< Batur Hakimlar 10 >
1 Abimelektin kéyin Issakar qebilisidin bolghan Dodoning newrisi, Puahning oghli Tola dégen kishi Israilni qutquzushqa turdi; u Efraimning taghliridiki Shamir dégen jayda turatti;
Абимәләктин кейин Иссакар қәбилисидин болған Додониң нәвриси, Пуаһниң оғли Тола дегән киши Исраилни қутқузушқа турди; у Әфраимниң тағлиридики Шамир дегән җайда туратти;
2 u Israilgha yigirme üch yil hakim bolup alemdin ötti we Shamirda depne qilindi.
у Исраилға жигирмә үч жил һаким болуп аләмдин өтти вә Шамирда дәпнә қилинди.
3 Uningdin kéyin Giléadliq Yair turdi; u Israilgha yigirme ikki yil hakim boldi.
Униңдин кейин Гилеадлиқ Яир турди; у Исраилға жигирмә икки жил һаким болди.
4 Uning ottuz oghli bolup, ular ottuz texeyge minip yüretti. Ular ottuz sheherge igidarchiliq qilatti; bu sheherler Giléad yurtida bolup, ta bügün’giche «Yairning kentliri» dep atalmaqta.
Униң оттуз оғли болуп, улар оттуз тәхәйгә минип жүрәтти. Улар оттуз шәһәргә егидарчилиқ қилатти; бу шәһәрләр Гилеад жутида болуп, та бүгүнгичә «Яирниң кәнтлири» дәп аталмақта.
5 Yair wapat bolup, Kamonda depne qilindi.
Яир вапат болуп, Камонда дәпнә қилинди.
6 Lékin Israillar yene Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip, Baal bilen Asherah butlirigha bash urup, shundaqla Suriyening ilahliri, Zidondikilerning ilahliri, Moabning ilahliri, Ammoniylarning ilahliri we Filistiylerning ilahlirining ibaditige kirip, Perwerdigarni tashlap, uninggha ibadette bolmidi.
Лекин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Баал билән Ашәраһ бутлириға баш уруп, шундақла Сурийәниң илаһлири, Зидондикиләрниң илаһлири, Моабниң илаһлири, Аммонийларниң илаһлири вә Филистийләрниң илаһлириниң ибадитигә кирип, Пәрвәрдигарни ташлап, униңға ибадәттә болмиди.
7 Shuning bilen Perwerdigarning ghezipi Israilgha qozghilip, ularni Filistiylerning we Ammoniylarning qoligha tashlap berdi.
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғилип, уларни Филистийләрниң вә Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди.
8 Bular bolsa shu yili Israillarni qattiq bésip ezdi; andin ular Iordan deryasining meshriq teripide Amoriylarning zéminidiki Giléadta olturushluq barliq Israil xelqige on sekkiz yilghiche zulum qildi.
Булар болса шу жили Исраилларни қаттиқ бесип әзди; андин улар Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә Аморийларниң зиминидики Гилеадта олтиришлиқ барлиқ Исраил хәлқигә он сәккиз жилғичә зулум қилди.
9 Ammoniylar yene Iordan deryasidin ötüp, Yehuda, Binyamin we Efraim jemetige qarshi hujum qildi: shuning bilen pütkül Israil qattiq azablandi.
Аммонийлар йәнә Иордан дәриясидин өтүп, Йәһуда, Бинямин вә Әфраим җәмәтигә қарши һуҗум қилди: шуниң билән пүткүл Исраил қаттиқ азапланди.
10 Shuning bilen Israillar Perwerdigargha peryad qilip: — Biz sanga gunah qilduq, öz Xudayimizni tashlap, Baal butlirining qulluqigha kirip kettuq, dédi.
Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Биз саңа гуна қилдуқ, өз Худайимизни ташлап, Баал бутлириниң қуллуғиға кирип кәттуқ, деди.
11 Perwerdigar Israillargha: — Men silerni misirliqlardin, Amoriylardin, Ammoniylardin we Filistiylerdin qutquzghan emesmidim?
Пәрвәрдигар Исраилларға: — Мән силәрни мисирлиқлардин, Аморийлардин, Аммонийлардин вә Филистийләрдин қутқузған әмәсмидим?
12 Zidoniylar, Amalekler we Maonlar kélip silerge zulum qilghinida, Manga peryad qilghininglarda silerni ularning qolidin qutquzghan emesmidim?
Зидонийлар, Амаләкләр вә Маонлар келип силәргә зулум қилғинида, Маңа пәряд қилғиниңларда силәрни уларниң қолидин қутқузған әмәсмидим?
13 Shundaqtimu, siler yene Méni tashlap, yat ilahlarning qulluqigha kirdinglar. Men silerni emdi qutquzmaymen!
Шундақтиму, силәр йәнә Мени ташлап, ят илаһларниң қуллуғиға кирдиңлар. Мән силәрни әнди қутқузмаймән!
14 Emdi bérip özünglar tallighan ilahlargha peryad qilinglar, qiyinchiliqqa qalghan chéghinglarda shular silerni qutquzsun, — dédi.
Әнди берип өзүңлар таллиған илаһларға пәряд қилиңлар, қийинчилиққа қалған чеғиңларда шулар силәрни қутқузсун, — деди.
15 Emma Israillar Perwerdigargha yalwurup: — Biz gunah qilduq! Emdi neziringge néme yaxshi körünse bizge shundaq qilghin, bizni peqet mushu bir qétimla qutquzuwalghaysen! — dédi.
Амма Исраиллар Пәрвәрдигарға ялвуруп: — Биз гуна қилдуқ! Әнди нәзириңгә немә яхши көрүнсә бизгә шундақ қилғин, бизни пәқәт мошу бир қетимла қутқузувалғайсән! — деди.
16 Shuning bilen Israil yat ilahlarni öz arisidin chiqirip tashlap, Perwerdigarning ibaditige kirishti; [Perwerdigar] Israilning tartiwatqan azab-oqubetlirini körüp, köngli yérim boldi.
Шуниң билән Исраил ят илаһларни өз арисидин чиқирип ташлап, Пәрвәрдигарниң ибадитигә киришти; [Пәрвәрдигар] Исраилниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрүп, көңли йерим болди.
17 Shu waqitta Ammoniylar toplinip Giléadta chédirgah tikti; Israillarmu yighilip kélip Mizpahgha chüshüp chédirgah tikti.
Шу вақитта Аммонийлар топлинип Гилеадта чедиргаһ тикти; Исраилларму жиғилип келип Мизпаһға чүшүп чедиргаһ тикти.
18 Giléadtiki xelqning chongliri özara: — Kim Ammoniylar bilen soqushushqa bashlamchi bolsa, u barliq Giléadttikilerge bash bolidu, dédi.
Гилеадтики хәлиқниң чоңлири өз ара: — Ким Аммонийлар билән соқушушқа башламчи болса, у барлиқ Гилеадттикиләргә баш болиду, деди.