< Yeshua 2 >
1 Andin kéyin Nunning oghli Yeshua ikki charlighuchini Shittimdin ewetip ulargha: — Siler bérip u zéminni, bolupmu Yérixo shehirini charlap kélinglar, dédi. Shuning bilen ular u yerge bérip, Rahab atliq bir pahishining öyige kirip qondi.
Андин кейин Нунниң оғли Йәшуа икки чарлиғучини Шиттимдин әвәтип уларға: — Силәр берип у зиминни, болупму Йерихо шәһирини чарлап келиңлар, деди. Шуниң билән улар у йәргә берип, Раһаб атлиқ бир паһишиниң өйигә кирип қонди.
2 Lékin birsi kélip Yérixo padishahigha: — Bügün kéche Israillardin birnechche kishi bu zéminni charlighili keptu, dep xewer yetküzdi.
Лекин бириси келип Йерихо падишасиға: — Бүгүн кечә Исраиллардин бир нәччә киши бу зиминни чарлиғили кәпту, дәп хәвәр йәткүзди.
3 Shuning bilen Yérixo padishahi Rahabning qéshigha adem ewetip: — Séning qéshinggha kélip, öyüngge kirgen shu kishilerni bizge tapshurup bergin, chünki ular bu zéminning her yérini paylighili keptu, — dédi.
Шуниң билән Йерихо падишаси Раһабниң қешиға адәм әвәтип: — Сениң қешиңға келип, өйүңгә киргән шу кишиләрни бизгә тапшуруп бәргин, чүнки улар бу зиминниң һәр йерини пайлиғили кәпту, — деди.
4 Lékin u ayal u ikki kishini élip chiqip yoshurup qoyghanidi; u jawab bérip: — Derweqe bu kishiler méning qéshimgha keldi, lékin men ularning nedin kelgenlikini bilmidim;
Лекин у аял у икки кишини елип чиқип йошуруп қойған еди; у җавап берип: — Дәрвәқә бу кишиләр мениң қешимға кәлди, лекин мән уларниң нәдин кәлгәнлигини билмидим;
5 qarangghu chüshüp, qowuqni étidighan waqit kelgende shundaq boldiki, bu ademler chiqip ketti. Men ularning qeyerge ketkinini bilmeymen. Ularni tézdin qoghlisanglar, choqum yétishiwalisiler, — dédi.
қараңғу чүшүп, қовуқни етидиған вақит кәлгәндә шундақ болдики, бу адәмләр чиқип кәтти. Мән уларниң қәйәргә кәткинини билмәймән. Уларни тездин қоғлисаңлар, чоқум йетишивалисиләр, — деди.
6 Lékin u ayal ularni ögzige élip chiqip, ögzining üstide retlep yéyip qoyghan zighir paxallirining astigha yoshurup qoyghanidi.
Лекин у аял уларни өгүзгә елип чиқип, өгүзниң үстидә рәтләп йейип қойған зиғир пахаллириниң астиға йошуруп қойған еди.
7 U waqitta ularning keynidin izdep qoghlighuchilar Iordan deryasining yoli bilen chiqip derya kéchiklirigiche qoghlap bardi. Ularni qoghlighuchilar sheherdin chiqishi bilenla, sheherning qowuqi taqaldi.
У вақитта уларниң кәйнидин издәп қоғлиғучилар Иордан дәриясиниң йоли билән чиқип дәрия кечиклиригичә қоғлап барди. Уларни қоғлиғучилар шәһәрдин чиқиши биләнла, шәһәрниң қовуқи тақалди.
8 Shu waqitta, u ikkiylen téxi uxlashqa yatmighanidi, Rahab ögzige chiqip ularning qéshigha bérip
Шу вақитта, у иккилән техи ухлашқа ятмиған еди, Раһаб өгүзгә чиқип уларниң қешиға берип
9 ulargha: — Perwerdigarning bu zéminni silerge miras qilip bergenlikini, shundaqla silerdin bolghan wehimenglar bizlerge chüshüp, bu zémindikilerning hemmisi aldinglarda halidin kétey déginini bilimen;
уларға: — Пәрвәрдигарниң бу зиминни силәргә мирас қилип бәргәнлигини, шундақла силәрдин болған вәһимәңлар бизләргә чүшүп, бу зиминдикиләрниң һәммиси алдиңларда һалидин кетәй дегинини билимән;
10 chünki biz siler Misirdin chiqqininglarda Perwerdigarning aldinglarda Qizil Déngizni qorutqanliqini, shundaqla silerning Iordan deryasining u teripidiki Amoriylarning ikki padishahi Sihon bilen Ogni qandaq qilghanliqinglarni, ularni mutleq yoqatqanliqinglarni angliduq.
чүнки биз силәр Мисирдин чиққиниңларда Пәрвәрдигарниң алдиңларда Қизил Деңизни қорутқанлиғини, шундақла силәрниң Иордан дәриясиниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси Сиһон билән Огни қандақ қилғанлиғиңларни, уларни мутләқ йоқатқанлиғиңларни аңлидуқ.
11 Buni anglap yürikimiz su bolup, silerning sewebinglardin herqaysimizning rohi chiqip ketti. Chünki Perwerdigar Xudayinglar bolsa yuqirida, asmanlarning hemde töwende yerning Xudasidur.
Буни аңлап жүригимиз су болуп, силәрниң сәвәвиңлардин һәр қайсимизниң роһи чиқип кәтти. Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар болса жуқурида, асманларниң һәмдә төвәндә йәрниң Худасидур.
12 Emdi silerdin ötünimenki, men silerge körsetken himmitim üchün silermu méning atamning jemetige himmet qilishqa Perwerdigarning nami bilen manga qesem qilinglar, shundaqla ata-anamni, aka-uka, acha-singil qérindashlirimni we ulargha tewe barliqigha chéqilmasliqinglar, jénimizni tirik qaldurup, ölümdin qutquzushunglar toghrisida manga bir kapalet belgisini béringlar, — dédi.
Әнди силәрдин өтүнимәнки, мән силәргә көрсәткән һиммитим үчүн силәрму мениң атамниң җәмәтигә һиммәт қилишқа Пәрвәрдигарниң нами билән маңа қәсәм қилиңлар, шундақла ата-анамни, ака-ука, ача-сиңил қериндашлиримни вә уларға тәвә барлиғиға чеқилмаслиғиңлар, җенимизни тирик қалдуруп, өлүмдин қутқузушуңлар тоғрисида маңа бир капаләт бәлгүсини бериңлар, — деди.
14 Ikkiylen uninggha: — Eger sen bu ishimizni ashkarilap qoymisang, siler jéninglardin ayrilsanglar, bizmu jénimizdin ayrilghaymiz! Shuningdek shundaq boliduki, Perwerdigar bizge bu zéminni ige qilghuzghanda, biz jezmen silerge méhribanlarche we semimiy muamilide bolimiz, dédi.
Иккилән униңға: — Әгәр сән бу ишимизни ашкарилап қоймисаң, силәр җениңлардин айрилсаңлар, бизму җенимиздин айрилғаймиз! Шуниңдәк шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бизгә бу зиминни егә қилғузғанда, биз җәзмән силәргә меһриванларчә вә сәмимий муамилидә болимиз, деди.
15 Shuning bilen ayal ularni penjiridin bir tana bilen chüshürüp qoydi (chünki uning öyi sheherning sépilida bolup, u sépilning üstide olturatti).
Шуниң билән аял уларни пәнҗиридин бир тана билән чүшүрүп қойди (чүнки униң өйи шәһәрниң сепилида болуп, у сепилниң үстидә олтиратти).
16 Ayal u ikkisige: — Qoghlighuchilar silerge uchrap qalmasliqi üchün, taghqa chiqip, u yerde üch kün yoshurunup turunglar; qoghlighuchilar sheherge qaytip kelgendin kéyin, andin siler öz yolunglargha mangsanglar bolidu, — dédi.
Аял у иккисигә: — Қоғлиғучилар силәргә учрап қалмаслиғи үчүн, таққа чиқип, у йәрдә үч күн йошурунуп туруңлар; қоғлиғучилар шәһәргә қайтип кәлгәндин кейин, андин силәр өз йолуңларға маңсаңлар болиду, — деди.
17 Ikkisi ayalgha: — Eger sen bizning déginimizdek qilmisang, sen bizge qilghuzghan qesemdin xalas bolimiz: —
Иккиси аялға: — Әгәр сән бизниң дегинимиздәк қилмисаң, сән бизгә қилғузған қәсәмдин халас болимиз: —
18 Mana, biz zémin’gha kirgen chaghda, sen bizni chüshürüshke ishletken bu qizil tanini penjirige baghlap qoyghin; andin ata-anangni, aka-uka qérindashliringni, shundaqla atangning barliq jemetidikilerni öyüngge, özüngge yighip jem qilghin.
Мана, биз зиминға киргән чағда, сән бизни чүшүрүшкә ишләткән бу қизил танини пәнҗиригә бағлап қойғин; андин ата-анаңни, ака-ука қериндашлириңни, шундақла атаңниң барлиқ җәмәтидикиләрни өйүңгә, өзүңгә жиғип җәм қилғин.
19 Shundaq boliduki, öyüngning ishikliridin tashqirigha chiqqan herkimining qéni öz béshida bolidu; biz uninggha mes’ul emesmiz; lékin biraw öyüngde sen bilen bille bolghan birsining üstige qol salsa, undaqta uning qéni bizning béshimizgha chüshkey!
Шундақ болидуки, өйүңниң ишиклиридин ташқириға чиққан һәр киминиң қени өз бешида болиду; биз униңға мәсъул әмәсмиз; лекин бирәв өйүңдә сән билән биллә болған бирисиниң үстигә қол салса, ундақта униң қени бизниң бешимизға чүшкәй!
20 Eger sen bu ishimizni ashkarilap qoysang, sen bizge qilghuzghan bu qesemdin xalas bolimiz, — dédi.
Әгәр сән бу ишимизни ашкарилап қойсаң, сән бизгә қилғузған бу қәсәмдин халас болимиз, — деди.
21 Rahab jawab bérip: — Silerning dégininglerdek bolsun dep, ularni yolgha sélip qoydi. Ular ketkendin kéyin, ayal penjirige u qizil tanini baghlap qoydi.
Раһаб җавап берип: — Силәрниң дегиниңләрдәк болсун дәп, уларни йолға селип қойди. Улар кәткәндин кейин, аял пәнҗиригә у қизил танини бағлап қойди.
22 U ikkisi u yerdin ayrilip, taghqa chiqip, qoghlighuchilar [sheherge] qaytip ketküche u yerde üch kün turdi. Qoghlighuchilar yol boyidiki hemme yerni izdepmu ularni tapalmidi.
У иккиси у йәрдин айрилип, таққа чиқип, қоғлиғучилар [шәһәргә] қайтип кәткичә у йәрдә үч күн турди. Қоғлиғучилар йол бойидики һәммә йәрни издәпму уларни тапалмиди.
23 Andin bu ikkisi taghdin chüshüp, qaytip mangdi; ular deryadin ötüp, Nunning oghli Yeshuaning qéshigha kélip, béshidin kechürgenlirining hemmisini uninggha dep berdi.
Андин бу иккиси тағдин чүшүп, қайтип маңди; улар дәриядин өтүп, Нунниң оғли Йәшуаниң қешиға келип, бешидин кәчүргәнлириниң һәммисини униңға дәп бәрди.
24 Ular Yeshuagha: — Perwerdigar derweqe barliq zéminni qolimizgha tapshurdi; zéminda turuwatqanlarning hemmisi bizning tüpeylimizdin rohi chiqip ketti, — dédi.
Улар Йәшуаға: — Пәрвәрдигар дәрвәқә барлиқ зиминни қолимизға тапшурди; зиминда туруватқанларниң һәммиси бизниң түпәйлимиздин роһи чиқип кәтти, — деди.