< Yeshua 17 >

1 Manasseh Yüsüpning tunji oghli bolghachqa, uning qebilisigimu chek tashlinip miras bérilgen. Manassehning tunji oghli Makirning [ewladliri] (Makir Giléadning atisi idi) batur palwan bolghachqa, ulargha Giléad bilen Bashan miras qilip bérildi.
Манассәһ Йүсүпниң тунҗа оғли болғачқа, униң қәбилисигиму чәк ташлинип мирас берилгән. Манассәһниң тунҗа оғли Макирниң [әвлатлири] (Макир Гилеадниң атиси еди) батур палван болғачқа, уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди.
2 Manassehning qalghan ewladlirimu, jümlidin Abiézerler, Helekler, Asrieller, Shekemler, Heferler bilen Shémidalar öz jemet-aililiri boyiche miras ülüshini aldi. Bular bolsa Yüsüpning oghli Manassehning er jemet aililiri idi.
Манассәһниң қалған әвлатлириму, җүмлидин Абиезәрләр, Һәләкләр, Асриәлләр, Шәкәмләр, Һәфәрләр билән Шемидалар өз җәмәт-аилилири бойичә мирас үлүшини алди. Булар болса Йүсүпниң оғли Манассәһниң әр җәмәт аилилири еди.
3 Emdi Manassehning chewrisi, Makirning ewrisi, Giléadning newrisi, Heferning oghli Zelofihadning oghul perzentliri yoq bolup, peqet qizlirila bar idi. Uning qizlirining isimliri Mahlah, Noah, Hoglah, Milkah we Tirzah idi.
Әнди Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң оғул пәрзәнтлири йоқ болуп, пәқәт қизлирила бар еди. Униң қизлириниң исимлири Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди.
4 Ular kahin Eliazar bilen Nunning oghli Yeshua we emirlerning qéshigha bérip ulargha: — Perwerdigar Musagha biz toghruluq qérindashlirimiz qatarida miras bérishke emr qilghanidi, dédi. Shuni déwidi, [Yeshua] Perwerdigarning emri boyiche ularning atisining qérindashliri qatarida ulargha miras berdi.
Улар каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуа вә әмирләрниң қешиға берип уларға: — Пәрвәрдигар Мусаға биз тоғрилиқ қериндашлиримиз қатарида мирас беришкә әмир қилған еди, деди. Шуни девиди, [Йәшуа] Пәрвәрдигарниң әмри бойичә уларниң атисиниң қериндашлири қатарида уларға мирас бәрди.
5 Buning bilen Iordan deryasining u teripidiki Giléad bilen Bashan zéminliridin bashqa, Manassehke yene on ülüsh yer bérildi.
Буниң билән Иордан дәриясиниң у тәрипидики Гилеад билән Башан зиминлиридин башқа, Манассәһкә йәнә он үлүш йәр берилди.
6 Chünki Manassehning qizliri uning oghullirining qatarida mirasqa ige bolghanidi; Giléad zémini Manassehning qalghan ewladlirigha tegkenidi.
Чүнки Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида мирасқа егә болған еди; Гилеад зимини Манассәһниң қалған әвлатлириға тәккән еди.
7 Manassehning zéminining chégrisi bolsa Ashirdin tartip Shekemning utturidiki Mikmitatqa bérip, andin jenub teripige qayrilip, En-Tappuahda turghuchilarning jayighiche tutishatti.
Манассәһниң зимининиң чегариси болса Аширдин тартип Шәкәмниң уттуридики Микмитатқа берип, андин җәнуп тәрипигә қайрилип, Ән-Таппуаһда турғучиларниң җайиғичә тутишатти.
8 Chünki Tappuahning zémini bolsa Manassehge tegkenidi; lékin Manassehning chégrisidiki Tappuah shehiri Efraimgha tewe idi.
Чүнки Таппуаһниң зимини болса Манассәһгә тәккән еди; лекин Манассәһниң чегарисидики Таппуаһ шәһири Әфраимға тәвә еди.
9 Chégrisi u yerdin Kanah éqinigha chüshüp, jilghining jenub teripi bilen chiqti. U yerdiki sheherler bolsa Manassehning sheherlirining arisida bolsimu, Efraimgha tegdi. Manassehning chégrisi jilghining shimal teripi bilen bérip déngizgha yétip axirlishatti.
Чегариси у йәрдин Канаһ еқиниға чүшүп, җилғиниң җәнуп тәрипи билән чиқти. У йәрдики шәһәрләр болса Манассәһниң шәһәрлириниң арисида болсиму, Әфраимға тәгди. Манассәһниң чегариси җилғиниң шимал тәрипи билән берип деңизға йетип ахирлишатти.
10 Jilghining jenub teripidiki zémin Efraimgha, shimal teripidiki zémin Manassehke tewe idi; gherb teripining chégrisi déngiz idi. Ularning zémini shimal teripide Ashirning ülüshigiche yétip, sherq teripi Issakarning ülüshige tutashqanidi.
Җилғиниң җәнуп тәрипидики зимин Әфраимға, шимал тәрипидики зимин Манассәһкә тәвә еди; ғәрип тәрипиниң чегариси деңиз еди. Уларниң зимини шимал тәрипидә Аширниң үлүшигичә йетип, шәриқ тәрипи Иссакарниң үлүшигә туташқан еди.
11 Manassehkimu Issakar bilen Ashirning ülüshliri ichidin Beyt-Shéan we uninggha qarashliq kentler, Ibléam bilen uninggha qarashliq kentler, Dor ahalisi bilen Dorgha qarashliq kentler, En-Dor ahalisi bilen En-Dorgha qarashliq kentler, Taanaq ahalisi bilen Taanaqqa qarashliq kentler we Mégiddo ahalisi bilen Mégiddogha qarashliq kentler, yeni «Üch Égizlik» dégen yurt tegdi.
Манассәһкиму Иссакар билән Аширниң үлүшлири ичидин Бәйт-Шеан вә униңға қарашлиқ кәнтләр, Иблеам билән униңға қарашлиқ кәнтләр, Дор аһалиси билән Дорға қарашлиқ кәнтләр, Ән-Дор аһалиси билән Ән-Дорға қарашлиқ кәнтләр, Таанақ аһалиси билән Таанаққа қарашлиқ кәнтләр вә Мегиддо аһалиси билән Мегиддоға қарашлиқ кәнтләр, йәни «Үч Егизлик» дегән жут тәгди.
12 Lékin Manasseh bu sheherdikilerni qoghliwitelmidi; Qanaaniylar shu yurtlarda turuwérishke niyet baghlighanidi.
Лекин Манассәһ бу шәһәрдикиләрни қоғливитәлмиди; Ⱪананийлар шу жутларда туруверишкә нийәт бағлиған еди.
13 Israillar barghanséri kücheygechke Qanaaniylarni özlirige hasharchi qilip béqindurdi, lékin ularni öz yerliridin mutleq qoghliwételmidi.
Исраиллар барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин мутләқ қоғливетәлмиди.
14 Yüsüpler bolsa Yeshuagha: — Bizler Perwerdigar hazirghiche shundaq beriketlep kelgen, chong bir xelq tursaq, sen némishqa chek tashlash bilen bizge peqet bir ülüsh miras, bir parche yerla berding? — dédi.
Йүсүпләр болса Йәшуаға: — Бизләр Пәрвәрдигар һазирғичә шундақ бәрикәтләп кәлгән, чоң бир хәлиқ турсақ, сән немишкә чәк ташлаш билән бизгә пәқәт бир үлүш мирас, бир парчә йәрла бәрдиң? — деди.
15 Yeshua ulargha jawab bérip: — Eger siler chong bir xelq bolsanglar, Efraimning taghliq yurti silerge tar kelgen bolsa, orman’gha bérip u yerdiki Perizziyler bilen [gigant] Refayiylar yurtida derexlerni késip, özünglar üchün bir jayni chiqiriwélinglar, dédi.
Йәшуа уларға җавап берип: — Әгәр силәр чоң бир хәлиқ болсаңлар, Әфраимниң тағлиқ жути силәргә тар кәлгән болса, орманға берип у йәрдики Пәриззийләр билән [гигант] Рәфайийлар жутида дәрәқләрни кесип, өзүңлар үчүн бир җайни чиқиривелиңлар, деди.
16 Lékin Yüsüpler: — Taghliq yurt bizge yetmeydu; shuning bilen bir waqitta jilghida turuwatqanlar, meyli Beyt-Shéanda we uninggha qarashliq kentlerde bolsun yaki Yizreel jilghisida turuwatqan Qanaaniylar bolsun, hemmisining tömürdin jeng harwiliri bar iken, dédi.
Лекин Йүсүпләр: — Тағлиқ жут бизгә йәтмәйду; шуниң билән бир вақитта җилғида туруватқанлар, мәйли Бәйт-Шеанда вә униңға қарашлиқ кәнтләрдә болсун яки Йизрәәл җилғисида туруватқан Ⱪананийлар болсун, һәммисиниң төмүрдин җәң һарвулири бар екән, деди.
17 Shundaq déwidi, Yeshua Yüsüp jemeti bolghan Efraim bilen Manassehge söz qilip: — Siler derweqe chong bir xelqsiler we zor küchünglar bardur; shunga silerge peqet bir ülüshla miras bérilse bolmaydu;
Шундақ девиди, Йәшуа Йүсүп җәмәти болған Әфраим билән Манассәһгә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә чоң бир хәлиқсиләр вә зор күчүңлар бардур; шуңа силәргә пәқәт бир үлүшла мирас берилсә болмайду;
18 ashu pütkül taghliq yurtmu silerge bérilidu; gerche u ormanliq bolsimu, siler uni késip boshitisiler we uning etraplirighimu ige bolisiler; Qanaaniylarning tömür jeng harwiliri bar, shundaqla küchlük bolsimu, siler ularni heydep chiqiriwiteleysiler, — dédi.
әшу пүткүл тағлиқ жутму силәргә берилиду; гәрчә у орманлиқ болсиму, силәр уни кесип бошитисиләр вә униң әтраплириғиму егә болисиләр; Ⱪананийларниң төмүр җәң һарвулири бар, шундақла күчлүк болсиму, силәр уларни һайдап чиқиривитәләйсиләр, — деди.

< Yeshua 17 >