< Ayup 36 >
1 Élixu sözini dawamlashturup mundaq dédi: —
Елиху сөзини давамлаштуруп мундақ деди: —
2 «Méni birdem sözligili qoysang, Men yene Tengrige wakaliten qilidighan sözümning barliqini sanga ayan qilimen.
«Мени бирдәм сөзлигили қойсаң, Мән йәнә Тәңригә вакалитән қилидиған сөзүмниң барлиғини саңа аян қилимән.
3 Bilimni yiraqlardin élip keltürimen, Ademlerni Yaratquchimni heqqaniy dep hésablaydighan qilimen.
Билимни жирақлардин елип кәлтүримән, Адәмләрни Яратқучимни һәққаний дәп һесаплайдиған қилимән.
4 Méning gépim heqiqeten yalghan emestur; Bilimi mukemmel birsi sen bilen bille bolidu.
Мениң гепим һәқиқәтән ялған әмәстур; Билими мукәммәл бириси сән билән биллә болиду.
5 Mana, Tengri dégen ulughdur, Biraq U héchkimni kemsitmeydu; Uning chüshinishi chongqurdur, meqsitide ching turidu.
Мана, Тәңри дегән улуқдур, Бирақ У һеч кимни кәмситмәйду; Униң чүшиниши чоңқурдур, мәхситидә чиң туриду.
6 U yamanlarni hayat saqlimaydu; Biraq ézilgenler üchün adalet yürgüzidu.
У яманларни һаят сақлимайду; Бирақ езилгәнләр үчүн адаләт жүргүзиду.
7 U heqqaniylardin közini élip ketmeydu, Belki ularni menggüge padishahlar bilen textte olturghuzidu, Shundaq qilip ularning mertiwisi üstün bolidu.
У һәққанийлардин көзини елип кәтмәйду, Бәлки уларни мәңгүгә падишалар билән тәхттә олтарғузиду, Шундақ қилип уларниң мәртивиси үстүн болиду.
8 We eger ular kishenlen’gen bolsa, Japaning asaritige tutulghan bolsa,
Вә әгәр улар кишәнләнгән болса, Җапаниң асаритигә тутулған болса,
9 Undaqta U ulargha qilghanlirini, Ularning itaetsizliklirini, Yeni ularning körenglep ketkenlikini özlirige körsetken bolidu.
Ундақта У уларға қилғанлирини, Уларниң итаәтсизликлирини, Йәни уларниң көрәңләп кәткәнлигини өзлиригә көрсәткән болиду.
10 Shuning bilen U qulaqlirini terbiyige échip qoyidu, Ularni yamanliqtin qaytishqa buyruydu.
Шуниң билән У қулақлирини тәрбийигә ечип қойиду, Уларни яманлиқтин қайтишқа буйруйду.
11 Ular qulaq sélip Uninggha boysunsila Ular [qalghan] künlirini awatchiliqta, Yillirini xushluqta ötküzidu.
Улар қулақ селип Униңға бойсунсила Улар [қалған] күнлирини аватчилиқта, Жиллирини хушлуқта өткүзиду.
12 Biraq ular qulaq salmisa, qilichlinip dunyadin kétidu, Bilimsiz halda nepestin toxtap qalidu.
Бирақ улар қулақ салмиса, қиличлинип дуниядин кетиду, Билимсиз һалда нәпәстин тохтап қалиду.
13 Biraq könglige iplasliqni pükkenler yenila adawet saqlaydu; U ulargha asaret chüshürgendimu ular yenila tilawet qilmaydu.
Бирақ көңлигә ипласлиқни пүккәнләр йәнила адавәт сақлайду; У уларға асарәт чүшүргәндиму улар йәнила тилавәт қилмайду.
14 Ular yash turupla jan üzidu, Ularning hayati bechchiwazlar arisida tügeydu.
Улар яш турупла җан үзиду, Уларниң һаяти бәччивазлар арисида түгәйду.
15 Biraq U azab tartquchilarni azablardin bolghan terbiye arqiliq qutquzidu, U ular xar bolghan waqtida ularning quliqini achidu.
Бирақ У азап тартқучиларни азаплардин болған тәрбийә арқилиқ қутқузиду, У улар хар болған вақтида уларниң қулиқини ачиду.
16 U shundaq qilip sénimu azarning aghzidin qistangchiliqi yoq keng bir yerge jelp qilghan bolatti; Undaqta dastixining maygha toldurulghan bolatti.
У шундақ қилип сениму азарниң ағзидин қистаңчилиғи йоқ кәң бир йәргә җәлип қилған болатти; Ундақта дәстихиниң майға толдурулған болатти.
17 Biraq sen hazir yamanlargha qaritilghan tégishlik jazalargha toldurulghansen; Shunga [Xudaning] hökümi hem adaliti séni tutuwaldi.
Бирақ сән һазир яманларға қаритилған тегишлик җазаларға толдурулғансән; Шуңа [Худаниң] һөкүми һәм адалити сени тутувалди.
18 Ghezipingning qaynap kétishining séni mazaqqa bashlap qoyushidin hushyar bol; Undaqta hetta zor kapaletmu séni qutquzalmaydu.
Ғәзивиңниң қайнап кетишиниң сени мазаққа башлап қоюшидин һушяр бол; Ундақта һәтта зор капаләтму сени қутқузалмайду.
19 Yaki bayliqliring, Yaki küchüngning zor tirishishliri, Özüngni azab-oqubettin néri qilalamdu?
Яки байлиқлириң, Яки күчүңниң зор тиришишлири, Өзүңни азап-оқубәттин нери қилаламду?
20 Kéchige ümid baghlima, Chünki u chaghda xelq öz ornidin yoqilip kétidu.
Кечигә үмүт бағлима, Чүнки у чағда хәлиқ өз орнидин йоқилип кетиду.
21 Hushyar bol, eskilikke burulup ketme; Chünki sen [qebihlikni] derdke [sewr bolushning] ornida tallighansen.
Һушяр бол, әскиликкә бурулуп кәтмә; Чүнки сән [қәбиһликни] дәрдкә [сәвир болушниң] орнида таллиғансән.
22 Mana, Tengri küch-qudriti tüpeylidin üstündur; Uningdek ögetküchi barmu?
Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур; Униңдәк үгәткүчи барму?
23 Kim Uninggha mangidighan yolni békitip bergenidi? We yaki Uninggha: «Yaman qilding?» déyishke pétinalaydu?
Ким Униңға маңидиған йолни бекитип бәргән еди? Вә яки Униңға: «Яман қилдиң?» дейишкә петиналайду?
24 Insanlar tebrikleydighan Xudaning emellirini ulughlashni untuma!
Инсанлар тәбрикләйдиған Худаниң әмәллирини улуқлашни унтума!
25 Hemme adem ularni körgendur; Insan baliliri yiraqtin ulargha qarap turidu».
Һәммә адәм уларни көргәндур; Инсан балилири жирақтин уларға қарап туриду».
26 « — Berheq, Tengri ulughdur, biz Uni chüshinelmeymiz, Uning yillirining sanini tekshürüp éniqlighili bolmaydu.
« — Бәрһәқ, Тәңри улуқдур, биз Уни чүшинәлмәймиз, Униң жиллириниң санини тәкшүрүп ениқлиғили болмайду.
27 Chünki U suni tamchilardin shümürüp chiqiridu; Ular pargha aylinip andin yamghur bolup yaghidu.
Чүнки У суни тамчилардин шүмүрүп чиқириду; Улар парға айлинип андин ямғур болуп яғиду.
28 Shundaq qilip asmanlar [yamghurlarni] quyup bérip, Insan baliliri üstige molchiliq yaghduridu.
Шундақ қилип асманлар [ямғурларни] қуюп берип, Инсан балилири үстигә молчилиқ яғдуриду.
29 Biraq kim bulutlarning toqulushini, Uning [samawi] chédirining gümbür-gümbür qilidighanliqini chüshinelisun?
Бирақ ким булутларниң тоқулушини, Униң [самави] чедириниң гүмбүр-гүмбүр қилидиғанлиғини чүшинәлисун?
30 Mana, U chaqmiqi bilen etrapini yoruq qilidu, Hetta déngiz tektinimu yoruq qilidu.
Мана, У чақмиқи билән әтрапини йоруқ қилиду, Һәтта деңиз тәктиниму йоруқ қилиду.
31 U bular arqiliq xelqler üstidin höküm chiqiridu; Hem ular [arqiliqmu] mol ashliq béridu.
У булар арқилиқ хәлиқләр үстидин һөкүм чиқириду; Һәм улар [арқилиқму] мол ашлиқ бериду.
32 U qollirini chaqmaq bilen tolduridu, Uninggha uridighan nishanni buyruydu.
У қоллирини чақмақ билән толдуриду, Униңға уридиған нишанни буйруйду.
33 [Xudaning] güldürmamisi uning kélidighanliqini élan qilidu; Hetta kalilarmu sézip, uni élan qilidu.
[Худаниң] гүлдүрмамиси униң келидиғанлиғини елан қилиду; Һәтта калиларму сезип, уни елан қилиду.