< Ayup 35 >
1 Élixu yenila jawab bérip mundaq dédi: —
Елиху йәнила җавап берип мундақ деди: —
2 «Sen mushu gépingni, yeni «Heqqaniyliqim Tengriningkidin üstündur» déginingni toghra dep qaramsen?
«Сән мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән?
3 Shundaq bolghanliqi üchün sen: «Heqqaniyliqning manga néme paydisi bolsun? Gunah qilmighinimning gunah qilghinimgha qarighanda artuqchiliqi nede?» dep soriding.
Шундақ болғанлиғи үчүн сән: «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун? Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң.
4 Özüm sözler bilen sanga [jawab bérey], Sanga hem sen bilen bille bolghan ülpetliringge jawab bérey;
Өзүм сөзләр билән саңа [җавап берәй], Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй;
5 Asmanlargha qarap baqqin; Pelektiki bulutlargha sepsalghin; Ular sendin yuqiridur.
Асманларға қарап баққин; Пәләктики булутларға сәпсалғин; Улар сәндин жуқуридур.
6 Eger gunah qilghan bolsang, undaqta Tengrige qaysi ziyankeshlikni qilalaytting? Jinayetliring köpeysimu, undaqta uninggha qandaq ziyanlarni salalar iding?
Әгәр гуна қилған болсаң, ундақта Тәңригә қайси зиянкәшликни қилалайттиң? Җинайәтлириң көпәйсиму, ундақта униңға қандақ зиянларни салалар едиң?
7 Sen heqqaniy bolghan teqdirdimu, Uninggha néme béreleytting? U séning qolungdin némimu alar-he?
Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң? У сениң қолуңдин немиму алар-һә?
8 Séning eskilikliring peqet sendek bir insan’ghila, Heqqaniyliqing bolsa peqet insan balilirighila tesir qilidu, xalas.
Сениң әскиликлириң пәқәт сәндәк бир инсанғила, Һәққанийлиғиң болса пәқәт инсан балилириғила тәсир қилиду, халас.
9 Ademler zulum köpiyip ketkenlikidin yalwuridu; Küchlüklerning bésimi tüpeylidin ular nale-peryad kötüridu.
Адәмләр зулум көпийип кәткәнлигидин ялвуриду; Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин улар налә-пәряд көтириду.
10 Biraq héchkim: «Kéchilerde insanlargha naxsha ata qilghuchi yaratquchum Tengrini nedin izdishim kérek?» démeydu.
Бирақ һеч ким: «Кечиләрдә инсанларға нахша ата қилғучи яратқучум Тәңрини нәдин издишим керәк?» демәйду.
11 Uning bizge ögitidighini yer-zémindiki haywanlargha ögitidighinidin köp, Hem asmandiki uchar-qanatlargha ögitidighinidin artuq emesmu?
Униң бизгә үгитидиғини йәр-зиминдики һайванларға үгитидиғинидин көп, Һәм асмандики учар-қанатларға үгитидиғинидин артуқ әмәсму?
12 Ular nale-peryad kötüridu, biraq rezil ademlerning hakawurluqining tesiri tüpeylidin, Uni Xuda ijabet qilmaydu.
Улар налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин, Уни Худа иҗабәт қилмайду.
13 Berheq, Tengri quruq duagha qulaq salmighan yerde, Hemmige Qadir mushulargha ehmiyet bermigen yerde,
Бәрһәқ, Тәңри қуруқ дуаға қулақ салмиған йәрдә, Һәммигә Қадир мошуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә,
14 Sen: «Men Uni körelmeymen» déseng, [U qandaq qulaq salsun]? Dewaying téxi Uning aldida turidu, Shunga Uni kütüp turghin.
Сән: «Мән Уни көрәлмәймән» десәң, [У қандақ қулақ салсун]? Дәвайиң техи Униң алдида туриду, Шуңа Уни күтүп турғин.
15 Biraq U hazir [towa qilish pursiti bérip], Öz ghezipini téxi tökmigen ehwalda, Ayup özining tekebburluqini bilmemdighandu?
Бирақ У һазир [товва қилиш пурсити берип], Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда, Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?
16 Chünki Ayup quruq gep üchün aghzini achqan, U tuturuqsiz sözlerni köpeytken».
Чүнки Аюп қуруқ гәп үчүн ағзини ачқан, У тутуруқсиз сөзләрни көпәйткән».