< Ayup 34 >

1 Élixu yene jawaben mundaq dédi: —
Елиху йәнә җававән мундақ деди: —
2 «I danishmenler, sözlirimni anglanglar, I tejribe-sawaqliq ademler, manga qulaq sélinglar.
«И данишмәнләр, сөзлиримни аңлаңлар, И тәҗрибә-савақлиқ адәмләр, маңа қулақ селиңлар.
3 Éghiz taam tétip baqqandek, Qulaq sözning temini sinap baqidu.
Еғиз таам тетип баққандәк, Қулақ сөзниң тәмини синап бақиду.
4 Özimiz üchün némining toghra bolidighanliqini bayqap tallayli; Arimizda némining yaxshi bolidighanliqini bileyli!
Өзимиз үчүн неминиң тоғра болидиғанлиғини байқап таллайли; Аримизда неминиң яхши болидиғанлиғини биләйли!
5 Chünki Ayup: «Men heqqaniydurmen», We: «Tengri méning heqqimni bulap ketken» — deydu.
Чүнки Аюп: «Мән һәққанийдурмән», Вә: «Тәңри мениң һәққимни булап кәткән» — дәйду.
6 Yene u: «Heqqimge ziyan yetküzidighan, yalghan gepni qilishim toghrimu? Héch asiyliqim bolmighini bilen, manga sanjilghan oq zexmige dawa yoq» — deydu,
Йәнә у: «Һәққимгә зиян йәткүзидиған, ялған гәпни қилишим тоғриму? Һеч асийлиғим болмиғини билән, маңа санҗилған оқ зәхмигә дава йоқ» — дәйду,
7 Qéni, Ayupqa oxshaydighan kim bar?! Uninggha nisbeten bashqilarni haqaretlesh su ichkendek addiy ishtur.
Қени, Аюпқа охшайдиған ким бар?! Униңға нисбәтән башқиларни һақарәтләш су ичкәндәк аддий иштур.
8 U qebihlik qilghuchilargha hemrah bolup yüridu, U reziller bilen bille mangidu.
У қәбиһлик қилғучиларға һәмраһ болуп жүриду, У рәзилләр билән биллә маңиду.
9 Chünki u: «Adem Xudadin söyünse, Bu uninggha héchqandaq paydisi yoq» dédi.
Чүнки у: «Адәм Худадин сөйүнсә, Бу униңға һеч қандақ пайдиси йоқ» деди.
10 Shunga, i danishmenler, manga qulaq sélinglar; Rezillik Tengridin yiraqta tursun! Yamanliq Hemmige Qadirdin néri bolsun!
Шуңа, и данишмәнләр, маңа қулақ селиңлар; Рәзиллик Тәңридин жирақта турсун! Яманлиқ Һәммигә Қадирдин нери болсун!
11 Chünki U ademning qilghanlirini özige qayturidu, Her bir ademge öz yoli boyiche tégishlik nésiwe tapquzidu.
Чүнки У адәмниң қилғанлирини өзигә қайтуриду, Һәр бир адәмгә өз йоли бойичә тегишлик несивә тапқузиду.
12 Derheqiqet, Tengri héch eskilik qilmaydu, Hemmige Qadir hökümni hergiz burmilimaydu.
Дәрһәқиқәт, Тәңри һеч әскилик қилмайду, Һәммигә Қадир һөкүмни һәргиз бурмилимайду.
13 Kim Uninggha yer-zéminni amanet qilghan? Kim Uni pütkül jahanni bashqurushqa teyinlidi?
Ким Униңға йәр-зиминни аманәт қилған? Ким Уни пүткүл җаһанни башқурушқа тайинлиди?
14 U peqet könglide shu niyetni qilsila, Özining Rohini hem nepisini Özige qayturuwalsila,
У пәқәт көңлидә шу нийәтни қилсила, Өзиниң Роһини һәм нәпәсини Өзигә қайтурувалсила,
15 Shuan barliq et igiliri birge nepestin qalidu, Ademler topa-changgha qaytidu.
Шуан барлиқ әт егилири биргә нәпәстин қалиду, Адәмләр топа-чаңға қайтиду.
16 Sen danishmen bolsang, buni angla! Sözlirimning sadasigha qulaq sal!
Сән данишмән болсаң, буни аңла! Сөзлиримниң садасиға қулақ сал!
17 Adaletke öch bolghuchi höküm sürelemdu? Sen «Hemmidin Adil Bolghuchi»ni gunahkar békitemsen?!
Адаләткә өч болғучи һөкүм сүрәләмду? Сән «Һәммидин Адил Болғучи»ни гунакар бекитәмсән?!
18 U bolsa padishahni: «Yarimas!», Mötiwerlerni: «Reziller» dégüchidur.
У болса падишани: «Яримас!», Мөтивәрләрни: «Рәзилләр» дегүчидур.
19 U ne emirlerge héch yüz-xatire qilmaydu, Ne baylarni kembeghellerdin yuqiri körmeydu; Chünki ularning hemmisini U Öz qoli bilen yaratqandur.
У нә әмирләргә һеч йүз-хатирә қилмайду, Нә байларни кәмбәғәлләрдин жуқури көрмәйду; Чүнки уларниң һәммисини У Өз қоли билән яратқандур.
20 Közni yumup achquche ular ötüp kétidu, Tün yérimida xelqlermu tewrinip dunyadin kétidu; Ademning qolisiz ulughlar élip kétilidu.
Көзни жумуп ачқичә улар өтүп кетиду, Түн йеримида хәлиқләрму тәвринип дуниядин кетиду; Адәмниң қолисиз улуқлар елип кетилиду.
21 Chünki Uning nezeri ademning yollirining üstide turidu; U insanning bar qedemlirini körüp yüridu.
Чүнки Униң нәзәри адәмниң йоллириниң үстидә туриду; У инсанниң бар қәдәмлирини көрүп жүриду.
22 Shunga qebihlik qilghuchilargha yoshurun’ghudek héch qarangghuluq yoqtur, Hetta ölümning sayisidimu ular yoshurunalmaydu.
Шуңа қәбиһлик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур, Һәтта өлүмниң сайисидиму улар йошуруналмайду.
23 Chünki Tengri ademlerni aldigha höküm qilishqa keltürüsh üchün, Ularni uzun’ghiche közitip yürüshining hajiti yoqtur.
Чүнки Тәңри адәмләрни алдиға һөкүм қилишқа кәлтүрүш үчүн, Уларни узунғичә күзитип жүрүшиниң һаҗити йоқтур.
24 U küchlüklerni tekshürüp olturmayla pare-pare qiliwétidu, Hem bashqilarni ularning ornigha qoyidu;
У күчлүкләрни тәкшүрүп олтармайла парә-парә қиливетиду, Һәм башқиларни уларниң орниға қойиду;
25 Chünki ularning qilghanliri uninggha éniq turidu; U ularni kéchide öriwétidu, shuning bilen ular yanjilidu.
Чүнки уларниң қилғанлири униңға ениқ туриду; У уларни кечидә өриветиду, шуниң билән улар янҗилиду.
26 U yamanlarni xalayiq aldida kachatlighandek ularni uridu,
У яманларни халайиқ алдида качатлиғандәк уларни уриду,
27 Chünki ular uninggha egishishtin bash tartqan, Uning yolliridin héchbirini héch etiwarlimighan.
Чүнки улар униңға әгишиштин баш тартқан, Униң йоллиридин һеч бирини һеч әтиварлимиған.
28 Ular shundaq qilip miskinlerning nale-peryadini Uning aldigha kirgüzidu, Shuning bilen U ézilgüchilerning yalwurushini anglaydu.
Улар шундақ қилип мискинләрниң налә-пәрядини Униң алдиға киргүзиду, Шуниң билән У езилгүчиләрниң ялвурушини аңлайду.
29 U sükütte tursa, kim aghrinip qaqshisun. Meyli eldin, meyli shexstin bolsun, Eger U [shepqitini körsetmey] yüzini yoshuruwalsa, kim Uni körelisun?
У сүкүттә турса, ким ағринип қақшисун. Мәйли әлдин, мәйли шәхстин болсун, Әгәр У [шәпқитини көрсәтмәй] йүзини йошурувалса, ким Уни көрәлисун?
30 Uning meqsiti iplaslar hökümranliq qilmisun, Ular el-ehlini damigha chüshürmisun dégenliktur.
Униң мәхсити ипласлар һөкүмранлиқ қилмисун, Улар әл-әһлини дамиға чүшүрмисун дегәнликтур.
31 Chünki buning bilen ulardin birsi Tengrige: «Men tekebburluq qilghanmen; Men toghrini yene burmilimaymen;
Чүнки буниң билән улардин бириси Тәңригә: «Мән тәкәббурлуқ қилғанмән; Мән тоғрини йәнә бурмилимаймән;
32 Özüm bilmiginimni manga ögitip qoyghaysen; Men yamanliq qilghan bolsam, men qayta qilmaymen» — dése,
Өзүм билмигинимни маңа үгитип қойғайсән; Мән яманлиқ қилған болсам, мән қайта қилмаймән» — десә,
33 Sen Uning békitkinini ret qilghanliqing üchün, U peqet séning pikring boyichila insanning qilghanlirini Özige qayturushi kérekmu. Men emes, sen qarar qilishing kérektur; Emdi bilgenliringni bayan qilsangchu!
Сән Униң бекиткинини рәт қилғанлиғиң үчүн, У пәқәт сениң пикриң бойичила инсанниң қилғанлирини Өзигә қайтуруши керәкму. Мән әмәс, сән қарар қилишиң керәктур; Әнди билгәнлириңни баян қилсаңчу!
34 Eqli bar ademler bolsa, Gépimni anglighan dana kishi bolsa: —
Әқли бар адәмләр болса, Гепимни аңлиған дана киши болса: —
35 «Ayup sawatsizdek gep qildi; Uning sözliride eqil-parasettin eser yoq» — deydu.
«Аюп саватсиздәк гәп қилди; Униң сөзлиридә әқил-парасәттин әсәр йоқ» — дәйду.
36 Ayup rezil ademlerdek jawab bergenlikidin, Axirghiche sinalsun!
Аюп рәзил адәмләрдәк җавап бәргәнлигидин, Ахирғичә синалсун!
37 Chünki u öz gunahining üstige yene asiyliqni qoshidu; U arimizda [ahanet bilen] chawak chélip, Tengrige qarshi sözlerni köpeytmekte».
Чүнки у өз гунайиниң үстигә йәнә асийлиқни қошиду; У аримизда [аһанәт билән] чавак челип, Тәңригә қарши сөзләрни көпәйтмәктә».

< Ayup 34 >