< Ayup 31 >

1 «Men közüm bilen ehdileshken; Shuning üchün men qandaqmu qizlargha hewes qilip köz tashlap yürey?
«Мән көзүм билән әһдиләшкән; Шуниң үчүн мән қандақму қизларға һәвәс қилип көз ташлап жүрәй?
2 Undaq qilsam üstümdiki Tengridin alidighan nésiwem néme bolar? Hemmige qadirdin alidighan mirasim néme bolar?
Ундақ қилсам үстүмдики Тәңридин алидиған несивәм немә болар? Һәммигә қадирдин алидиған мирасим немә болар?
3 Bu gunahning netijisi heqqaniysizlargha bala-qaza emesmu? Qebihlik qilghanlargha külpet emesmu?
Бу гунаниң нәтиҗиси һәққанийсизларға бала-қаза әмәсму? Қәбиһлик қилғанларға күлпәт әмәсму?
4 U méning yollirimni körüp turidu emesmu? Herbir qedemlirimni sanap turidu emesmu?
У мениң йоллиримни көрүп туриду әмәсму? Һәр бир қәдәмлиримни санап туриду әмәсму?
5 Eger saxtiliqqa hemrah bolup mangghan bolsam’idi! Eger putum aldamchiliq bilen bille bolushqa aldirighan bolsa,
Әгәр сахтилиққа һәмраһ болуп маңған болсам еди! Әгәр путум алдамчилиқ билән биллә болушқа алдириған болса,
6 (Men adilliq mizanigha qoyulghan bolsam’idi! Undaqta Tengri eyibsizlikimdin xewer alalaytti!)
(Мән адиллиқ мизаниға қоюлған болсам еди! Ундақта Тәңри әйипсизлигимдин хәвәр алалайтти!)
7 Eger qedimim yoldin chiqqan bolsa, könglüm közümge egiship mangghan bolsa, Eger qolumgha herqandaq dagh chaplashqan bolsa,
Әгәр қедимим йолдин чиққан болса, көңлүм көзүмгә әгишип маңған болса, Әгәр қолумға һәр қандақ дағ чаплашқан болса,
8 Undaqta men térighanni bashqa birsi yésun! Bixlirim yulunup tashliwétilsun!
Ундақта мән териғанни башқа бириси йесун! Бихлирим жулунуп ташливетилсун!
9 Eger qelbim melum bir ayaldin azdurulghan bolsa, Shu niyette qoshnamning ishik aldida paylap turghan bolsam,
Әгәр қәлбим мәлум бир аялдин аздурулған болса, Шу нийәттә хошнамниң ишик алдида пайлап турған болсам,
10 Öz ayalim bashqilarning tügminini tartidighan kün’ge qalsun, Bashqilar uni ayaq asti qilsun.
Өз аялим башқиларниң түгминини тартидиған күнгә қалсун, Башқилар уни аяқ асти қилсун.
11 Chünki bu esheddiy nomusluq gunahtur; U soraqchilar teripidin jazalinishi kérektur.
Чүнки бу әшәддий номуслуқ гунадур; У сорақчилар тәрипидин җазалиниши керәктур.
12 [Bu gunah] bolsa ademni halak qilghuchi ottur; U méning barliq tapqanlirimni yulup alghan bolatti.
[Бу гуна] болса адәмни һалак қилғучи оттур; У мениң барлиқ тапқанлиримни жулуп алған болатти.
13 Eger qulumning yaki dédikimning manga qarita erzi bolghan bolsa, Ularning dewasini közümge ilmighan bolsam,
Әгәр қулумниң яки дедигимниң маңа қарита әрзи болған болса, Уларниң дәвасини көзүмгә илмиған болсам,
14 Undaqta Tengri méni soraqqa tartishqa ornidin turghanda qandaq qilimen? Eger U mendin soal-soraq alimen dep kelse, Men Uninggha qandaq jawab bérimen?
Ундақта Тәңри мени сораққа тартишқа орнидин турғанда қандақ қилимән? Әгәр У мәндин соал-сорақ алимән дәп кәлсә, Мән Униңға қандақ җавап беримән?
15 Méni baliyatquda apiride qilghuchi ularnimu apiride qilghan emesmu. Men bilen u ikkimizni anilirimizning baliyatqusida töreldürgüchi bir emesmu?
Мени балиятқуда апиридә қилғучи уларниму апиридә қилған әмәсму. Мән билән у иккимизни анилиримизниң балиятқусида төрәлдүргүчи бир әмәсму?
16 Eger miskinlerni öz arzu-ümidliridin tosqan bolsam, Eger tul xotunning köz nurini qarangghulashturghan bolsam,
Әгәр мискинләрни өз арзу-үмүтлиридин тосқан болсам, Әгәр тул хотунниң көз нурини қараңғулаштурған болсам,
17 Yaki özümning bir chishlem nénimni yalghuz yégen bolsam, Uni yétim-yésir bilen bille yémigen bolsam
Яки өзүмниң бир чишләм ненимни ялғуз йегән болсам, Уни житим-йесир билән биллә йемигән болсам
18 (Emeliyette yash waqtimdin tartip oghli ata bilen bille bolghandek umu men bilen bille turghanidi, Apamning qorsiqidin chiqqandin tartipla tul xotunning yölenchüki bolup keldim),
(Әмәлийәттә яш вақтимдин тартип оғли ата билән биллә болғандәк уму мән билән биллә турған еди, Апамниң қосиғидин чиққандин тартипла тул хотунниң йөләнчүки болуп кәлдим),
19 Eger kiyim-kéchek kemlikidin halak bolay dégen birige, Yaki chapansiz bir yoqsulgha qarap olturghan bolsam,
Әгәр кийим-кечәк кәмлигидин һалак болай дегән биригә, Яки чапансиз бир йоқсулға қарап олтарған болсам,
20 Eger uning belliri [kiyimsiz qélip] manga bext tilimigen bolsa, Eger u qozilirimning yungida issinmighan bolsa,
Әгәр униң бәллири [кийимсиз қелип] маңа бәхит тилимигән болса, Әгәр у қозилиримниң жуңида иссинмиған болса,
21 Eger sheher derwazisi aldida «[Höküm chiqarghanlar arisida] méning yölenchüküm bar» dep, Yétim-yésirlargha ziyankeshlik qilishqa qol kötürgen bolsam,
Әгәр шәһәр дәрвазиси алдида «[Һөкүм чиқарғанлар арисида] мениң йөләнчүкүм бар» дәп, Житим-йесирларға зиянкәшлик қилишқа қол көтәргән болсам,
22 Undaqta mürem taghiqidin ajrilip chüshsun! Bilikim ügisidin sunup ketsun!
Ундақта мүрәм тағиқидин аҗрилип чүшсун! Билигим үгисидин сунуп кәтсун!
23 Chünki Tengri chüshürgen balayi’apet méni qorqunchqa salmaqta idi, Uning heywitidin undaq ishlarni qet’iy qilalmayttim.
Чүнки Тәңри чүшүргән балаю-апәт мени қорқунучқа салмақта еди, Униң һәйвитидин ундақ ишларни қәтъий қилалмайттим.
24 Eger altun’gha ishinip uni öz tayanchim qilghan bolsam, Yaki sap altun’gha: «Yölenchükümsen!» dégen bolsam,
Әгәр алтунға ишинип уни өз таянчим қилған болсам, Яки сап алтунға: «Йөләнчүкүмсән!» дегән болсам,
25 Eger bayliqlirim zor bolghanliqidin, Yaki qolum alghan gheniymettin shadlinip ketken bolsam,
Әгәр байлиқлирим зор болғанлиғидин, Яки қолум алған ғәниймәттин шатлинип кәткән болсам,
26 Eger men quyashning julasini chachqanliqini körüp, Yaki ayning aydingda mangghanliqini körüp,
Әгәр мән қуяшниң җуласини чачқанлиғини көрүп, Яки айниң айдиңда маңғанлиғини көрүп,
27 Könglüm astirtin azdurulghan bolsa, Shundaqla [bulargha choqunup] aghzim qolumni söygen bolsa,
Көңлүм астиртин аздурулған болса, Шундақла [буларға чоқунуп] ағзим қолумни сөйгән болса,
28 Bumu soraqchi aldida gunah dep hésablinatti, Chünki shundaq qilghan bolsam men yuqirida turghuchi Tengrige wapasizliq qilghan bolattim.
Буму сорақчи алдида гуна дәп һесаплинатти, Чүнки шундақ қилған болсам мән жуқурида турғучи Тәңригә вапасизлиқ қилған болаттим.
29 Eger manga nepretlen’gen kishining halakitige qarighinimda shadlinip ketken bolsam, Béshigha külpet chüshkenlikidin xushal bolghan bolsam —
Әгәр маңа нәпрәтләнгән кишиниң һалакитигә қариғинимда шатлинип кәткән болсам, Бешиға күлпәт чүшкәнлигидин хошал болған болсам —
30 (Emeliyette u tügeshsun dep qarghap, uning ölümini tilep aghzimni gunah ötküzüshke yol qoymighanmen)
(Әмәлийәттә у түгәшсун дәп қарғап, униң өлүмини тиләп ағзимни гуна өткүзүшкә йол қоймиғанмән)
31 Eger chédirimdikiler men toghruluq: «Xojayinimizning dastixinidin yep toyunmighan qéni kim bar?» démigen bolsa,
Әгәр чедиримдикиләр мән тоғрилиқ: «Ғоҗайинимизниң дәстихинидин йәп тоюнмиған қени ким бар?» демигән болса,
32 (Musapirlardin kochida qalghini ezeldin yoqtur; Chünki ishikimni herdaim yoluchilargha échip kelgenmen)
(Мусапирлардин кочида қалғини әзәлдин йоқтур; Чүнки ишигимни һәрдайим йолучиларға ечип кәлгәнмән)
33 Eger Adem’atimizdek itaetsizliklirimni yapqan, Qebihlikimni könglümge yoshurghan bolsam,
Әгәр Адәм атимиздәк итаәтсизликлиримни япқан, Қәбиһлигимни көңлүмгә йошурған болсам,
34 Hemde shuning üchün pütkül xalayiq aldida uning ashkarilinishidin qorqup yürgen bolsam, Jemiyetning kemsitishliri manga wehime qilghan bolsa, Shuning bilen men talagha chiqmay yürgen bolsam, ...
Һәмдә шуниң үчүн пүткүл халайиқ алдида униң ашкарилинишидин қорқуп жүргән болсам, Җәмийәтниң кәмситишлири маңа вәһимә қилған болса, Шуниң билән мән талаға чиқмай жүргән болсам, ...
35 — Ah, manga qulaq salghuchi birsi bolsidi! Mana, imzayimni qoyup bérey; Hemmige Qadir manga jawab bersun! Reqibim méning üstümdin erz yazsun!
— Аһ, маңа қулақ салғучи бириси болсиди! Мана, имзайимни қоюп берәй; Һәммигә Қадир маңа җавап бәрсун! Рәқибим мениң үстүмдин әрз язсун!
36 Shu erzni zimmemge artattim emesmu? Choqum tajlardek béshimgha kiyiwalattim.
Шу әрзни зиммәмгә артаттим әмәсму? Чоқум таҗлардәк бешимға кийивалаттим.
37 Men Uninggha qedemlirimning pütün sanini hésablap bérettim; Shahzadidek men Uning aldigha barattim.
Мән Униңға қәдәмлиримниң пүтүн санини һесаплап берәттим; Шаһзадидәк мән Униң алдиға бараттим.
38 Eger öz étizlirim manga qarshi guwah bolup chuqan kötürse, Uning chünekliri bilen birge yighlashsa,
Әгәр өз етизлирим маңа қарши гува болуп чуқан көтәрсә, Униң чүнәклири билән биргә жиғлашса,
39 Chünki chiqarghan méwisini heq tölimey yégen bolsam, Höddigerlerni halsizlandurup nepisini toxtatqan bolsam,
Чүнки чиқарған мевисини һәқ төлимәй йегән болсам, Һөддигәрләрни һалсизландуруп нәпәсини тохтатқан болсам,
40 Undaqta bughdayning ornida shumbuya össun! Arpining ornida mestek össun. Mana shuning bilen [men] Ayupning sözliri tamam wessalam!»
Ундақта буғдайниң орнида шумбуя өссун! Арпиниң орнида мәстәк өссун. Мана шуниң билән [мән] Аюпниң сөзлири тамам вәссалам!»

< Ayup 31 >