< Ayup 16 >

1 Andin Ayup jawaben mundaq dédi: —
Андин Аюп җававән мундақ деди: —
2 Men mushundaq geplerni köp anglighanmen; Siler hemminglar azab yetküzidighan ajayib teselli bergüchi ikensiler-he!
Мән мошундақ гәпләрни көп аңлиғанмән; Силәр һәммиңлар азап йәткүзидиған әҗайип тәсәлли бәргүчи екәнсиләр-һә!
3 Mundaq watildap qilghan gepliringlarning chéki barmu? Silerge mundaq jawab bérishke zadi néme qutratquluq qildi?
Мундақ ватилдап қилған гәплириңларниң чеки барму? Силәргә мундақ җавап беришкә зади немә қутратқулуқ қилди?
4 Xalisamla özüm silerge oxshash söz qilalayttim; Siler méning ornumda bolidighan bolsanglar, Menmu sözlerni baghlashturup éytip, silerge zerbe qilalaytim, Béshimnimu silerge qaritip chayqiyalayttim!
Халисамла өзүм силәргә охшаш сөз қилалайттим; Силәр мениң орнумда болидиған болсаңлар, Мәнму сөзләрни бағлаштуруп ейтип, силәргә зәрбә қилалайтим, Бешимниму силәргә қаритип чайқалайттим!
5 Halbuki, men eksiche aghzim bilen silerni righbetlendürettim, Lewlirimning tesellisi silerge dora-derman bolatti.
Һалбуки, мән әксичә ағзим билән силәрни риғбәтләндүрәттим, Ләвлиримниң тәсәллиси силәргә дора-дәрман болатти.
6 Lékin méning sözlishim bilen azabim azaymaydu; Yaki gépimni ichimge yutuwalisammu, manga néme aramchiliq bolsun?
Лекин мениң сөзлишим билән азавим азаймайду; Яки гепимни ичимгә жутувалисамму, маңа немә арамчилиқ болсун?
7 Biraq U méni halsizlandürüwetti; Shundaq, Sen pütkül ailemni weyran qiliwetting!
Бирақ У мени һалсизландүрүвәтти; Шундақ, Сән пүткүл аиләмни вәйран қиливәттиң!
8 Sen méni qamalliding! Shuning bilen [ehwalim manga] guwahliq qilmaqta; Méning oruq-qaqshal [bedinim] ornidin turup özümni eyiblep guwahliq qilidu!
Сән мени қамаллидиң! Шуниң билән [әһвалим маңа] гувалиқ қилмақта; Мениң оруқ-қақшал [бәдиним] орнидин туруп өзүмни әйипләп гувалиқ қилиду!
9 Uning ghezipi méni titma qilip, Méni ow oljisi qilidu; U manga qarap chishini ghuchurlitidu; Méning düshminimdek közini alayitip manga tikidu.
Униң ғәзиви мени титма қилип, Мени ов олҗиси қилиду; У маңа қарап чишини ғучурлитиду; Мениң дүшминимдәк көзини алайитип маңа тикиду.
10 [Ademler] manga qarap [mazaq qiliship] aghzini achidu; Ular nepret bilen mengzimge kachatlaydu; Manga hujum qilay dep sep tüzidu.
[Адәмләр] маңа қарап [мазақ қилишип] ағзини ачиду; Улар нәпрәт билән мәңзимгә качатлайду; Маңа һуҗум қилай дәп сәп түзиду.
11 Xuda méni eskilerge tapshurghan; Méni rezillerning qoligha tashliwetkeniken.
Худа мени әскиләргә тапшурған; Мени рәзилләрниң қолиға ташливәткән екән.
12 Eslide men tinch-amanliqta turattim, biraq u méni pachaqlidi; U boynumdin silkip bitchit qiliwetti, Méni Öz nishani qilghaniken.
Әслидә мән теч-аманлиқта тураттим, бирақ у мени пачақлиди; У бойнумдин силкип битчит қиливәтти, Мени Өз нишани қилған екән.
13 Uning oqyachiliri méni qapsiwaldi; Héch ayimay U üchey-baghrimni yirtip, Ötümni yerge töküwetti.
Униң оқячилири мени қапсивалди; Һеч айимай У үчәй-бағримни житип, Өтүмни йәргә төкүвәтти.
14 U u yer-bu yérimge üsti-üstilep zexim qilip bösüp kiridu; U palwandek manga qarap étilidu.
У у йәр-бу йеримгә үсти-үстиләп зәхим қилип бөсүп кириду; У палвандәк маңа қарап етилиду.
15 Téremning üstige böz rext tikip qoydum; Öz izzet-hörmitimni topa-changgha sélip qoydum.
Терәмниң үстигә бөз рәхт тикип қойдум; Өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум.
16 Gerche qolumda héchqandaq zorawanliq bolmisimu, Duayim chin dilimdin bolghan bolsimu, Yüzüm yigha-zaridin qizirip ketti; Qapaqlirimni ölüm sayisi basti.
Гәрчә қолумда һеч қандақ зораванлиқ болмисиму, Дуайим чин дилимдин болған болсиму, Йүзүм жиға-зерәидин қизирип кәтти; Қапақлиримни өлүм сайиси басти.
18 Ah, yer-zémin, qénimni yapmighin! Nale-peryadim toxtaydighan’gha jay bolmighay!
Аһ, йәр-зимин, қенимни япмиғин! Налә-пәрядим тохтайдиғанға җай болмиғай!
19 Biraq mana, asmanlarda hazirmu manga shahit Bolghuchi bar! Ershlerde manga kapalet Bolghuchi bar!
Бирақ мана, асманларда һазирму маңа шаһит Болғучи бар! Әршләрдә маңа капаләт Болғучи бар!
20 Öz dostlirim méni mazaq qilghini bilen, Biraq közüm téxiche Tengrige yash tökmekte.
Өз достлирим мени мазақ қилғини билән, Бирақ көзүм техичә Тәңригә яш төкмәктә.
21 Ah, insan balisi dosti üchün kélishtürgüchi bolghandek, Tengri bilen adem otturisidimu kélishtürgüchi bolsidi!
Аһ, инсан балиси дости үчүн келиштүргүчи болғандәк, Тәңри билән адәм оттурисидиму келиштүргүчи болсиди!
22 Chünki yene birnechche yil ötüshi bilenla, Men barsa qaytmas yolda méngip qalimen.
Чүнки йәнә бир нәччә жил өтүши биләнла, Мән барса қайтмас йолда меңип қалимән.

< Ayup 16 >