< Ayup 11 >

1 Andin Naamatliq Zofar jawaben mundaq dédi: —
Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —
2 «Gep mundaq köp tursa, uni jawabsiz qaldurghili bolmas? Sözmen kishi özini aqlisa bolamdu?
«Гәп мундақ көп турса, уни җавапсиз қалдурғили болмас? Сөзмән киши өзини ақлиса боламду?
3 Séning sepseteliring köpchilikning aghzini tuwaqlisa bolamdu? Sen mazaq qilip sözligendin kéyin, héchkim bu ishni yüzüngge salmisunmu?
Сениң сәпсәтәлириң көпчиликниң ағзини тувақлиса боламду? Сән мазақ қилип сөзлигәндин кейин, һеч ким бу ишни йүзүңгә салмисунму?
4 Chünki sen: «Méning eqidilirim saptur, Men sen [Xudaning] aldida pakmen» — déding.
Чүнки сән: «Мениң әқидилирим саптур, Мән сән [Худаниң] алдида пакмән» — дедиң.
5 Ah, Tengri gep qilsidi! Aghzini échip séni eyiblisidi!
Аһ, Тәңри гәп қилсиди! Ағзини ечип сени әйиплисиди!
6 Shundaq qilip U danaliqning sirlirini sanga échip bersidi! Chünki danaliq ikki terepliktur! Tengrining gunahingning xéli bir qismini kötüriwétip, ulardin ötidighanliqini obdan bilip qoy!
Шундақ қилип У даналиқниң сирлирини саңа ечип бәрсиди! Чүнки даналиқ икки тәрәпликтур! Тәңриниң гунайиңниң хелә бир қисмини көтириветип, улардин өтидиғанлиғини убдан билип қой!
7 Sen Tengrini izdigen teqdirdimu Uni tüptin tonuyalamsen?! Hemmige Qadirning cheksizlikini chüshinip yételemsen?
Сән Тәңрини издигән тәғдирдиму Уни түптин тонуяламсән?! Һәммигә Қадирниң чәксизлигини чүшинип йетәләмсән?
8 [Bundaq danaliq] asmandin égizdur, [uninggha érishishke] néme amaling bar? U tehtisaradin chongqurdur, sen némini bileleysen? (Sheol h7585)
[Бундақ даналиқ] асмандин егиздур, [униңға еришишкә] немә амалиң бар? У тәһтисарадин чоңқурдур, сән немини биләләйсән? (Sheol h7585)
9 Uning uzunluqi yer-zémindin uzundur, Kengliki déngiz-okyanlardin kengdur.
Униң узунлуғи йәр-зиминдин узундур, Кәңлиги деңиз-океанлардин кәңдур.
10 U ötüp kétiwétip, ademni qamisa, uni soraqqa chaqirsa, kimmu Uni tosalisun?
У өтүп кетиветип, адәмни қамиса, уни сораққа чақирса, кимму Уни тосалисун?
11 Chünki U saxta ademlerni obdan bilidu, U tekshürmey turupla aldamchiliqni alliqachan körüp bolghan.
Чүнки У сахта адәмләрни убдан билиду, У тәкшүрмәй турупла алдамчилиқни аллиқачан көрүп болған.
12 «Insan tughulup bir yawa éshekning texiyige aylan’ghuche, Nadan adem dana bolur!».
«Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә, Надан адәм дана болур!».
13 Biraq sen bolsang, eger qelbingni toghrilatsang, Qolungni Xudagha qarap sozsang,
Бирақ сән болсаң, әгәр қәлбиңни тоғрилатсаң, Қолуңни Худаға қарап созсаң,
14 Qolungdiki qebihlikni özüngdin néri qilsang, Chédirliringda héch yamanliqni turghuzmisangla,
Қолуңдики қәбиһликни өзүңдин нери қилсаң, Чедирлириңда һеч яманлиқни турғузмисаңла,
15 Sen u chaghda yüzüngni qusursiz kötürüp yürisen, Tewrenmes, qorqunchsiz bolisen;
Сән у чағда йүзүңни қусурсиз көтирип жүрисән, Тәврәнмәс, қорқунучсиз болисән;
16 Japayingni untuysen, Hetta éqip ötüp ketken suni oylighandek ularni esleysen;
Җапайиңни унтуйсән, Һәтта еқип өтүп кәткән суни ойлиғандәк уларни әсләйсән;
17 Künliring chüshtiki nurdin yoruq bolidu, Séni hazir qarangghuluq basqini bilen, tangdek parlaq bolisen.
Күнлириң чүштики нурдин йоруқ болиду, Сени һазир қараңғулуқ басқини билән, таңдәк парлақ болисән.
18 Ümiding bar bolghachqa, sen himayige ige bolisen, Sen etrapinggha xatirjem qarap aram élip olturisen.
Үмүтүң бар болғачқа, сән һимайигә егә болисән, Сән әтрапиңға хатирҗәм қарап арам елип олтирисән.
19 Rast, sen yatqiningda, héchkimning weswesisi bolmaydu, Eksiche nurghunlighan kishiler séning himmitingni izdep kélidu.
Раст, сән ятқиниңда, һеч кимниң вәсвәсиси болмайду, Әксичә нурғунлиған кишиләр сениң һиммитиңни издәп келиду.
20 Biraq rezillerning közliri nuridin kétidu, Ulargha qéchishqa héch yol qalmaydu, Ularning ümidi nepisi toxtashtin ibaret bolidu, xalas».
Бирақ рәзилләрниң көзлири нуридин кетиду, Уларға қечишқа һеч йол қалмайду, Уларниң үмүти нәпәси тохташтин ибарәт болиду, халас».

< Ayup 11 >