< Ayup 10 >

1 Men öz jénimdin nepretlinimen; Öz derdimni töküwalay; Qelbimdiki ah-zarimni sözliwalay.
Мән өз җенимдин нәпрәтлинимән; Өз дәрдимни төкүвалай; Қәлбимдики аһ-заримни сөзливалай.
2 Men Tengrige: «Méning gunahimni békitme; manga körsetkinki, Sen zadi néme üchün men bilen dewalishisen?
Мән Тәңригә: «Мениң гунайимни бекитмә; маңа көрсәткинки, Сән зади немә үчүн мән билән дәвалишисән?
3 Ademni ezgining, Öz qolung bilen yaratqiningni chetke qaqqining Sanga paydiliqmu? Yamanlarning suyiqestige nur chachqining yaxshimu?
Адәмни әзгиниң, Өз қолуң билән яратқиниңни чәткә қаққиниң Саңа пайдилиқму? Яманларниң сүйқәстигә нур чачқиниң яхшиму?
4 Séning közüng insanningkidek ajizmu? Sen ademler körgendek xire köremsen?
Сениң көзүң инсанниңкидәк аҗизму? Сән адәмләр көргәндәк хирә көрәмсән?
5 Séning künliring ölidighan insanning künliridek cheklikmu? Séning yilliring insanning yilliridek qisqimu?
Сениң күнлириң өлидиған инсанниң күнлиридәк чәкликму? Сениң жиллириң инсанниң жиллиридәк қисқиму?
6 Sen méning rezil adem emeslikimni bilip turup, Séning qolungdin qutuldurghudek héchkimning yoqluqini bilip turup, Némishqa méning xataliqimni sorap yürisen? Némishqa méning gunahimni sürüshtürisen?» — deymen.
Сән мениң рәзил адәм әмәслигимни билип туруп, Сениң қолуңдин қутулдурғидәк һеч кимниң йоқлуғини билип туруп, Немишкә мениң хаталиғимни сорап жүрисән? Немишкә мениң гунайимни сүрүштүрисән?» — дәймән.
7
8 — Sen Öz qolliring bilen méni shekillendürüp, bir gewde qilip yaratqansen; Biraq Sen méni yoqatmaqchisen!
— Сән Өз қоллириң билән мени шәкилләндүрүп, бир гәвдә қилип яратқансән; Бирақ Сән мени йоқатмақчисән!
9 Sen layni yasighandek méni yasighiningni ésingde tutqaysen, dep yélinimen; Sen méni yene tupraqqa qayturamsen?
Сән лайни ясиғандәк мени ясиғиниңни есиңдә тутқайсән, дәп йелинимән; Сән мени йәнә тупраққа қайтурамсән?
10 Sen [ustiliq bilen] méni süttek quyup chayqap, Méni irimchiktek uyutqan emesmu?
Сән [устилиқ билән] мени сүттәк қуюп чайқап, Мени иримчиктәк уютқан әмәсму?
11 Sen tére hem et bilen méni kiyindürgensen, Ustixan hem pey bilen birleshtürüp méni toqughansen.
Сән терә һәм әт билән мени кийиндүргәнсән, Устихан һәм пәй билән бирләштүрүп мени тоқуғансән.
12 Sen manga hayat hem méhir-shepqet teqdim qilghansen, Sen söygüng bilen rohimdin xewer alding.
Сән маңа һаят һәм меһри-шәпқәт тәқдим қилғансән, Сән сөйгүң билән роһумдин хәвәр алдиң.
13 Biraq bu ishlar Séning qelbingde yoshuruqluq idi; Bularning eslide qelbingde püküklikini bilimen.
Бирақ бу ишлар Сениң қәлбиңдә йошуруқлуқ еди; Буларниң әслидә қәлбиңдә пүкүклигини билимән.
14 Gunah qilghan bolsam, Sen méni közitip yürgen bolatting; Sen méning qebihlikimni jazalimay qoymaytting.
Гуна қилған болсам, Сән мени күзитип жүргән болаттиң; Сән мениң қәбиһлигимни җазалимай қоймайттиң.
15 Rezil hésablan’ghan bolsam, manga bala kéletti! Hem yaki heqqaniy hésablansammu, qattiq nomusqa chömüp, azabqa chömginimde, Béshimni yenila kötürüshke jür’et qilalmayttim;
Рәзил һесапланған болсам, маңа бала келәтти! Һәм яки һәққаний һесаплансамму, қаттиқ номусқа чөмүп, азапқа чөмгинимдә, Бешимни йәнила көтиришкә җүръәт қилалмайттим;
16 Hetta [béshimni] kötürüshke jür’et qilsammu, Sen esheddiy shirdek méning péyimge chüshetting; Sen manga karamet küchüngni arqa-arqidin körsitetting.
Һәтта [бешимни] көтиришкә җүръәт қилсамму, Сән әшәддий ширдәк мениң пейимгә чүшәттиң; Сән маңа карамәт күчүңни арқа-арқидин көрситәттиң.
17 Sen méni eyibleydighan guwahchiliringni qaytidin aldimgha keltürisen; Manga qaritilghan ghezipingni zor qilisen; Küchliring manga qarshi dolqunlap kelmekte.
Сән мени әйипләйдиған гувачилириңни қайтидин алдимға кәлтүрисән; Маңа қаритилған ғәзивиңни зор қилисән; Күчлириң маңа қарши долқунлап кәлмәктә.
18 Sen eslide némishqa méni baliyatqudin chiqarghansen? Kashki, men chachrap ketken bolsam, héch adem méni körmes idi!
Сән әслидә немишкә мени балиятқудин чиқарғансән? Кашки, мән чачрап кәткән болсам, һеч адәм мени көрмәс еди!
19 Men héchqachan bolmighan bolattim! Baliyatqudin biwasite görge apirilghan bolattim!
Мән һеч қачан болмиған болаттим! Балиятқудин беваситә гөргә апирилған болаттим!
20 Méning azghine künlirim tügey dégen emesmu? Shunga men barsa kelmes yerge barghuche, — Qarangghuluq, ölüm saye bolghan zémin’gha, — Zulmet bir zémin’gha, yeni qarangghuluqning özining zéminigha, Ölüm sayisining zéminigha, Tertipsiz, hetta öz nuri qapqarangghu qilin’ghan shu zémin’gha barghuche, Manga azraq jan kirish üchün, Ishingni bir deqiqe toxtat, mendin néri bol!».
Мениң азғинә күнлирим түгәй дегән әмәсму? Шуңа мән барса кәлмәс йәргә барғичә, — Қараңғулуқ, өлүм сайә болған зиминға, — Зулмәт бир зиминға, йәни қараңғулуқниң өзиниң зиминиға, Өлүм сайисиниң зиминиға, Тәртипсиз, һәтта өз нури қап қараңғу қилинған шу зиминға барғичә, Маңа азрақ җан кириш үчүн, Ишиңни бир дәқиқә тохтат, мәндин нери бол!».

< Ayup 10 >