< Yeremiya 36 >
1 Yehuda padishahi Yosiyaning oghli Yehoakimning tötinchi yili, Yeremiyagha Perwerdigardin töwendiki söz keldi: —
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң төртинчи жили, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики сөз кәлди: —
2 Özüngge oram qeghez alghin; uninggha Yosiyaning künliride sanga söz qilghinimdin tartip bügünki kün’giche Men Israilni eyibligen, Yehudani eyibligen hem barliq ellerni eyibligen, sanga éytqan sözlerning hemmisini yazghin.
Өзүңгә орам қәғәз алғин; униңға Йосияниң күнлиридә саңа сөз қилғинимдин тартип бүгүнки күнгичә Мән Исраилни әйиплигән, Йәһудани әйиплигән һәм барлиқ әлләрни әйиплигән, саңа ейтқан сөзләрниң һәммисини язғин.
3 Yehudaning jemeti belkim Men béshigha chüshürmekchi bolghan barliq balayi’apetni anglap, herbiri özlirining rezil yolidin yanarmikin; ular shundaq qilsa, Men ularning qebihlikini we gunahini kechürüm qilimen.
Йәһуданиң җәмәти бәлким Мән бешиға чүшүрмәкчи болған барлиқ балаю-апәтни аңлап, һәр бири өзлириниң рәзил йолидин янармекин; улар шундақ қилса, Мән уларниң қәбиһлигини вә гунайини кәчүрүм қилимән.
4 Shuning bilen Yeremiya Nériyaning oghli Baruqni chaqirdi; Baruq Yeremiyaning aghzidin chiqqanlirini anglap Perwerdigarning uninggha éytqan sözlirining hemmisini bir oram qeghezge yézip berdi.
Шуниң билән Йәрәмия Нерияниң оғли Баруқни чақирди; Баруқ Йәрәмияниң ағзидин чиққанлирини аңлап Пәрвәрдигарниң униңға ейтқан сөзлириниң һәммисини бир орам қәғәзгә йезип бәрди.
5 Yeremiya Baruqqa tapilap mundaq dédi: — Özüm qamap qoyulghanmen; Perwerdigarning öyige kirishimge ruxset yoq; lékin özüng bérip kirgin;
Йәрәмия Баруққа тапилап мундақ деди: — Өзүм қамап қоюлғанмән; Пәрвәрдигарниң өйигә киришимгә рухсәт йоқ; лекин өзүң берип киргин;
6 Perwerdigarning öyide roza tutqan bir künide, sen aghzimdin chiqqanlirini anglap yazghan, Perwerdigarning bu oram yazmida xatirilen’gen sözlirini xelqning qulaqlirigha yetküzgin; hemme sheherlerdin kelgen Yehudadikilerning quliqighimu yetküzgin.
Пәрвәрдигарниң өйидә роза тутқан бир күнидә, сән ағзимдин чиққанлирини аңлап язған, Пәрвәрдигарниң бу орам язмида хатириләнгән сөзлирини хәлиқниң қулақлириға йәткүзгин; һәммә шәһәрләрдин кәлгән Йәһудадикиләрниң қулиқиғиму йәткүзгин.
7 Ular belkim Perwerdigar aldigha dua-tilawitini qilip herbiri özlirining rezil yolidin yanarmikin; chünki Perwerdigarning bu xelqqe agahlandurghan ghezipi we qehri dehshetliktur.
Улар бәлким Пәрвәрдигар алдиға дуа-тилавитини қилип һәр бири өзлириниң рәзил йолидин янармекин; чүнки Пәрвәрдигарниң бу хәлиққә агаһландурған ғәзиви вә қәһри дәһшәтликтур.
8 Nériyaning oghli Baruq Yeremiya peyghember uninggha tapilighinining hemmisini ada qilip, Perwerdigarning öyide Perwerdigarning sözlirini oqup jakarlidi.
Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмия пәйғәмбәр униңға тапилиғининиң һәммисини ада қилип, Пәрвәрдигарниң өйидә Пәрвәрдигарниң сөзлирини оқуп җакалиди.
9 Yehuda padishahi Yosiyaning oghli Yehoakim textke olturghan beshinchi yili toqquzinchi ayda shundaq boldiki, barliq Yérusalémdikiler hemde Yehuda sheherliridin chiqip Yérusalémgha kelgen barliq xelq üchün, Perwerdigar aldida bir mezgil roza tutushimiz kérek dep élan qilindi.
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тәхткә олтарған бәшинчи жили тоққузинчи айда шундақ болдики, барлиқ Йерусалимдикиләр һәмдә Йәһуда шәһәрлиридин чиқип Йерусалимға кәлгән барлиқ хәлиқ үчүн, Пәрвәрдигар алдида бир мәзгил роза тутушимиз керәк дәп елан қилинди.
10 Shu waqit Baruq Perwerdigarning öyige kirip, pütükchi Shafanning oghli Gemariyaning öyide turup, Yeremiyaning sözlirini barliq xelqning quliqigha yetküzüp oqudi; bu öy Perwerdigarning öyining yuqiriqi hoylisidiki «Yéngi derwaza»gha jaylashqanidi.
Шу вақит Баруқ Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, пүтүкчи Шафанниң оғли Гәмарияниң өйидә туруп, Йәрәмияниң сөзлирини барлиқ хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуди; бу өй Пәрвәрдигарниң өйиниң жуқуриқи һойлисидики «Йеңи дәрваза»ға җайлашқан еди.
11 Shafanning newrisi, Gemariyaning oghli Mikah bolsa yazmidin Perwerdigarning sözlirining hemmisige qulaq saldi.
Шафанниң нәвриси, Гәмарияниң оғли Микаһ болса язмидин Пәрвәрдигарниң сөзлириниң һәммисигә қулақ салди.
12 Andin u padishahning ordisigha chüshüp pütükchining öyige kiriwidi, mana, emirlerning hemmisi shu yerde olturatti; pütükchi Elishama, Shémayaning oghli Délaya, Akborning oghli Elnatan, Shafanning oghli Gemariya we Hananiyaning oghli Zedekiya qatarliq barliq emirler shu yerde olturatti.
Андин у падишаниң ордисиға чүшүп пүтүкчиниң өйигә киривиди, мана, әмирләрниң һәммиси шу йәрдә олтиратти; пүтүкчи Әлишама, Шемаяниң оғли Делая, Акборниң оғли Әлнатан, Шафанниң оғли Гәмария вә Һананияниң оғли Зәдәкия қатарлиқ барлиқ әмирләр шу йәрдә олтиратти.
13 Shuning bilen Mikah Baruqning sözligenlirini xelqning quliqigha yetküzüp oqughanda özi anglighan barliq sözlerni ulargha bayan qildi.
Шуниң билән Микаһ Баруқниң сөзлигәнлирини хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуғанда өзи аңлиған барлиқ сөзләрни уларға баян қилди.
14 Shuning bilen barliq emirler Kushining ewrisi, Shelemiyaning newrisi, Netaniyaning oghli Yehudiyni Baruqning yénigha ewetip uninggha: «Sen xelqning quliqigha yetküzüp oqughan oram yazmini qolunggha élip yénimizgha kel» — dédi. Shuning bilen Nériyaning oghli Baruq oram yazmini qoligha élip ularning yénigha keldi.
Шуниң билән барлиқ әмирләр Кушиниң әвриси, Шәләмияниң нәвриси, Нәтанияниң оғли Йәһудийни Баруқниң йениға әвәтип униңға: «Сән хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуған орам язмини қолуңға елип йенимизға кәл» — деди. Шуниң билән Нерияниң оғли Баруқ орам язмини қолиға елип уларниң йениға кәлди.
15 Ular uninggha: «Oltur, uni quliqimizgha yetküzüp oqup ber» — dédi. Baruq uni ulargha anglitip oqudi.
Улар униңға: «Олтар, уни қулиқимизға йәткүзүп оқуп бәр» — деди. Баруқ уни уларға аңлитип оқуди.
16 Shundaq boldiki, ular barliq sözlerni anglighanda, alaqzade bolup bir-birige qariship: «Bu sözlerning hemmisini padishahqa yetküzmisek bolmaydu» — dédi.
Шундақ болдики, улар барлиқ сөзләрни аңлиғанда, алақзадә болуп бир-биригә қаришип: «Бу сөзләрниң һәммисини падишаға йәткүзмисәк болмайду» — деди.
17 Andin Baruqtin: «Bizge dégin emdi, sen bu sözlerning hemmisini qandaq yazding? Ularni Yeremiyaning öz aghzidin anglidingmu?» — dep soridi.
Андин Баруқтин: «Бизгә дегин әнди, сән бу сөзләрниң һәммисини қандақ яздиң? Уларни Йәрәмияниң өз ағзидин аңлидиңму?» — дәп сориди.
18 Baruq ulargha: «U bu sözlerning hemmisini öz aghzi bilen manga éytti, men oram qeghezge siyah bilen yazdim» — dédi.
Баруқ уларға: «У бу сөзләрниң һәммисини өз ағзи билән маңа ейтти, мән орам қәғәзгә сияһ билән яздим» — деди.
19 Emirler Baruqqa: «Barghin, sen we Yeremiya möküwélinglar. Qeyerde bolsanglar héchkimge bildürmenglar» — dédi.
Әмирләр Баруққа: «Барғин, сән вә Йәрәмия мөкүвелиңлар. Қәйәрдә болсаңлар һеч кимгә билдүрмәңлар» — деди.
20 Shuning bilen ular oram yazmini pütükchi Elishamaning öyige tiqip qoyup, ordigha kirip padishahning yénigha kélip, bu barliq sözlerni uning quliqigha yetküzdi.
Шуниң билән улар орам язмини пүтүкчи Әлишаманиң өйигә тиқип қоюп, ордиға кирип падишаниң йениға келип, бу барлиқ сөзләрни униң қулиқиға йәткүзди.
21 Padishah Yehudiyni yazmini élip kélishke ewetti, u uni Elishamaning öyidin épkeldi. Yehudiy uni padishahning quliqigha we padishahning yénida turghan barliq emirlerning qulaqlirigha yetküzüp oqudi.
Падиша Йәһудийни язмини елип келишкә әвәтти, у уни Әлишаманиң өйидин епкәлди. Йәһудий уни падишаниң қулиқиға вә падишаниң йенида турған барлиқ әмирләрниң қулақлириға йәткүзүп оқуди.
22 Shu chagh toqquzinchi ay bolup, padishah «qishliq öy»ide olturatti; uning aldidiki ochaqta ot qalaqliq idi.
Шу чағ тоққузинчи ай болуп, падиша «қишлиқ өй»идә олтиратти; униң алдидики очақта от қалақлиқ еди.
23 Shundaq boldiki, Yehudiy uningdin üch-töt sehipini oqughanda, padishah qelemtirashi bilen bu qismini késip, yazmining hemmisini bir-birlep otta köyüp yoqighuche ochaqtiki otqa tashlidi.
Шундақ болдики, Йәһудий униңдин үч-төрт сәһипини оқуғанда, падиша қәләмтираши билән бу қисмини кесип, язминиң һәммисини бир-бирләп отта көйүп йоқиғичә очақтики отқа ташлиди.
24 Lékin bu barliq sözlerni anglighan padishah yaki xizmetkarlirining héchqaysisi qorqmidi, ulardin kiyim-kécheklirini yirtqanlar yoq idi.
Лекин бу барлиқ сөзләрни аңлиған падиша яки хизмәткарлириниң һеч қайсиси қорқмиди, улардин кийим-кечәклирини житқанлар йоқ еди.
25 Uning üstige Elnatan, Délaya we Gemariyalar padishahtin oram yazmini köydürmeslikini ötün’genidi, lékin u ulargha qulaq salmidi.
Униң үстигә Әлнатан, Делая вә Гәмариялар падишадин орам язмини көйдүрмәслигини өтүнгән еди, лекин у уларға қулақ салмиди.
26 Padishah bolsa shahzade Yérahmeel, Azrielning oghli Séraya we Abdeelning oghli Shelemiyani pütükchi Baruqni we Yeremiya peyghemberni qolgha élishqa ewetti; lékin Perwerdigar ularni yoshurup saqlidi.
Падиша болса шаһзадә Йераһмәәл, Азриәлниң оғли Серая вә Абдәәлниң оғли Шәләмияни пүтүкчи Баруқни вә Йәрәмия пәйғәмбәрни қолға елишқа әвәтти; лекин Пәрвәрдигар уларни йошуруп сақлиди.
27 Padishah Baruq Yeremiyaning aghzidin anglap yazghan sözlerni xatiriligen oram yazmini köydürüwetkendin kéyin, Perwerdigarning sözi Yeremiyagha kélip mundaq déyildi: —
Падиша Баруқ Йәрәмияниң ағзидин аңлап язған сөзләрни хатирилигән орам язмини көйдүрүвәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
28 Yene bir oram qeghezni élip, uninggha Yehuda padishahi Yehoakim köydürüwetken birinchi oram yazmida xatirilen’gen barliq sözlerni yazghin.
Йәнә бир орам қәғәзни елип, униңға Йәһуда падишаси Йәһоаким көйдүрүвәткән биринчи орам язмида хатириләнгән барлиқ сөзләрни язғин.
29 We Yehuda padishahi Yehoakimgha mundaq dégin: — Perwerdigar mundaq deydu: — Sen bu oram yazmini köydürüwetting we Méning toghruluq: Sen buninggha: «Babil padishahi choqum kélip bu zéminni weyran qilidu, uningdin hem insanni hem haywanni yoqitidu» — dep yézishqa qandaqmu pétinding?» — déding.
Вә Йәһуда падишаси Йәһоакимға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән бу орам язмини көйдүрүвәттиң вә Мениң тоғрилиқ: Сән буниңға: «Бабил падишаси чоқум келип бу зиминни вәйран қилиду, униңдин һәм инсанни һәм һайванни йоқитиду» — дәп йезишқа қандақму петиндиң?» — дедиң.
30 Shunga Perwerdigar Yehuda padishahi Yehoakim toghruluq mundaq deydu: — Uning neslidin Dawutning textige olturushqa héch adem bolmaydu; uning jesiti sirtqa tashliwétilip kündüzde issiqta, kéchide qirawda ochuq yatidu.
Шуңа Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йәһоаким тоғрилиқ мундақ дәйду: — Униң нәслидин Давутниң тәхтигә олтиришқа һеч адәм болмайду; униң җәсити сиртқа ташливетилип күндүздә иссиқта, кечидә қиравда очуқ ятиду.
31 Men uning we neslining béshigha, xizmetkarlirining béshigha qebihlikining jazasini chüshürimen; Men ularning üstige, Yérusalémda turuwatqanlarning üstige hem Yehudaning ademliri üstige Men ulargha agahlandurghan barliq külpetlerni chüshürimen; chünki ular Manga héch qulaq salmighan.
Мән униң вә нәслиниң бешиға, хизмәткарлириниң бешиға қәбиһлигиниң җазасини чүшүримән; Мән уларниң үстигә, Йерусалимда туруватқанларниң үстигә һәм Йәһуданиң адәмлири үстигә Мән уларға агаһландурған барлиқ күлпәтләрни чүшүримән; чүнки улар Маңа һеч қулақ салмиған.
32 Shuning bilen Yeremiya bashqa bir oram qeghezni élip Nériyaning oghli Baruqqa berdi; u Yeremiyaning aghzigha qarap Yehuda padishahi Yehoakim otta köydürüwetken oram yazmida xatirilen’gen hemme sözlerni yazdi; ular bu sözlerge oxshaydighan bashqa köp sözlernimu qoshup yazdi.
Шуниң билән Йәрәмия башқа бир орам қәғәзни елип Нерияниң оғли Баруққа бәрди; у Йәрәмияниң ағзиға қарап Йәһуда падишаси Йәһоаким отта көйдүрүвәткән орам язмида хатириләнгән һәммә сөзләрни язди; улар бу сөзләргә охшайдиған башқа көп сөзләрниму қошуп язди.