< Yeremiya 31 >

1 Shu waqitta, — deydu Perwerdigar, — Men Israilning jemetlirining Xudasi bolimen, ular Méning xelqim bolidu.
Шу вақитта, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраилниң җәмәтлириниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду.
2 Perwerdigar mundaq deydu: — Qilichtin aman qalghan xelq, yeni Israil, chöl-bayawanda iltipatqa ige bolghan; Men kélip ularni aram tapquzimen.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қиличтин аман қалған хәлиқ, йәни Исраил, чөл-баяванда илтипатқа егә болған; Мән келип уларни арам тапқузимән.
3 Perwerdigar yiraq yurtta bizge körünüp: «Men séni menggü bir muhebbet bilen söyüp keldim; shunga Men özgermes méhribanliq bilen séni Özümge tartip kelgenmen.
Пәрвәрдигар жирақ жутта бизгә көрүнүп: «Мән сени мәңгү бир муһәббәт билән сөйүп кәлдим; шуңа Мән өзгәрмәс меһриванлиқ билән сени Өзүмгә тартип кәлгәнмән.
4 Men séni qaytidin qurimen, shuning bilen sen qurulisen, i Israil qizi! Sen qaytidin dapliringni élip shad-xuram qilghanlarning ussullirigha chiqisen.
Мән сени қайтидин қуримән, шуниң билән сән қурулисән, и Исраил қизи! Сән қайтидин даплириңни елип шат-хурам қилғанларниң уссуллириға чиқисән.
5 Sen qaytidin Samariyening taghliri üstige üzümzarlar tikisen; ularni tikküchiler özliri tikip, méwisini özliri yeydu.
Сән қайтидин Самарийәниң тағлири үстигә үзүмзарлар тикисән; уларни тиккүчиләр өзлири тикип, мевисини өзлири йәйду.
6 Chünki Efraimning égizlikide turghan közetchiler: «Turunglar, Perwerdigar Xudayimizgha ibadet qilishqa Zion’gha chiqayli!» — dep nida kötüridighan küni kélidu.
Чүнки Әфраимниң егизлигидә турған күзәтчиләр: «Туруңлар, Пәрвәрдигар Худайимизға ибадәт қилишқа Зионға чиқайли!» — дәп нида көтиридиған күни келиду.
7 Chünki Perwerdigar mundaq deydu: — Yaqup üchün shad-xuramliq bilen naxsha éytinglar, Ellerning béshi bolghuchi üchün ayhay kötürünglar; Jakarlanglar, medhiye oqup: «I Perwerdigar, Séning xelqingni, Yeni Israilning qaldisini qutquzghaysen!» — denglar!
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Яқуп үчүн шат-хурамлиқ билән нахша ейтиңлар, Әлләрниң беши болғучи үчүн айһай көтириңлар; Җакалаңлар, мәдһийә оқуп: «И Пәрвәрдигар, Сениң хәлқиңни, Йәни Исраилниң қалдисини қутқузғайсән!» — дәңлар!
8 Mana, Men ularni shimaliy yurtlardin épkélimen, Yer yüzining chet-chetliridin yighimen; Ular arisida emalar we tokurlar bolidu; Hamilidar we tughay dégenler bille bolidu; Ular ulugh bir jamaet bolup qaytip kélidu.
Мана, Мән уларни шималий жутлардин епкелимән, Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин жиғимән; Улар арисида әмалар вә токурлар болиду; Һамилдар вә туғай дегәнләр биллә болиду; Улар улуқ бир җамаәт болуп қайтип келиду.
9 Ular yigha-zarlar kötürüp kélidu, Ular dua-tilawet qilghanda ularni yétekleymen; Men ularni ériq-östengler boyida, héch putlashmaydighan tüz yol bilen yétekleymen; Chünki Men Israilgha ata bolimen, Efraim bolsa Méning tunji oghlumdur.
Улар жиға-зерәлар көтирип келиду, Улар дуа-тилавәт қилғанда уларни йетәкләймән; Мән уларни ериқ-өстәңләр бойида, һеч путлашмайдиған түз йол билән йетәкләймән; Чүнки Мән Исраилға ата болимән, Әфраим болса Мениң тунҗа оғлумдур.
10 Perwerdigarning sözini anglanglar, i eller, Déngiz boyidiki yiraq yurtlargha: — «Israilni tarqatquchi uni qaytidin yighidu, Pada baqquchi padisini baqqandek U ularni baqidu;
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и әлләр, Деңиз бойидики жирақ жутларға: — «Исраилни тарқатқучи уни қайтидин жиғиду, Пада баққучи падисини баққандәк У уларни бақиду;
11 Chünki Perwerdigar Yaqupni bedel tölep qutuldurghan, Uninggha Hemjemet bolup özidin zor küchlük bolghuchining changgilidin qutquzghan!» — dep jakarlanglar.
Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни бәдәл төләп қутулдурған, Униңға Һәмҗәмәт болуп өзидин зор күчлүк болғучиниң чаңгилидин қутқузған!» — дәп җакалаңлар.
12 Ular kélip Ziondiki égizliklerde shad-xuramliqta towlaydu, Perwerdigarning iltipatidin, yeni yéngi sharabtin, zeytun méyidin, mal-waranning qoziliridin berq uridu; Ularning jéni xuddi mol sughirilghan baghdek bolidu, Ular ikkinchi héch solashmaydu.
Улар келип Зиондики егизликләрдә шат-хурамлиқта товлайду, Пәрвәрдигарниң илтипатидин, йәни йеңи шараптин, зәйтун мейидин, мал-варанниң қозилиридин бәрқ уриду; Уларниң җени худди мол суғирилған бағдәк болиду, Улар иккинчи һеч солашмайду.
13 Shu chaghda qizlar ussulda shadlinidu, Yigitler we moysipitlarmu teng shundaq bolidu; Chünki Men ularning ah-zarlirini shad-xuramliqqa aylandurimen; Men ulargha teselli bérip, derd-elimining ornigha ularni shadliqqa chömdürimen.
Шу чағда қизлар уссулда шатлиниду, Жигитләр вә мойсипитларму тәң шундақ болиду; Чүнки Мән уларниң аһ-зарлирини шат-хурамлиққа айландуримән; Мән уларға тәсәлли берип, дәрд-әлиминиң орниға уларни шатлиққа чөмдүримән.
14 Men kahinlarni molchiliq bilen toyghuzimen, Xelqim iltipatimgha qanaet qilidu, — deydu Perwerdigar.
Мән каһинларни молчилиқ билән тойғузимән, Хәлқим илтипатимға қанаәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
15 Perwerdigar mundaq deydu: — Ramah shehiride bir sada, Achchiq yigha-zarning pighani anglinidu, — Bu Rahilening öz baliliri üchün kötürgen ah-zarliri; Chünki u baliliri bolmighachqa, tesellini qobul qilmay pighan kötüridu.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Рамаһ шәһиридә бир сада, Аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлиниду, — Бу Раһиләниң өз балилири үчүн көтәргән аһ-зарлири; Чүнки у балилири болмиғачқа, тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду.
16 Perwerdigar [uninggha] mundaq deydu: — Yigha-zaringni toxtat, közliringni yashlardin tart; chünki munu tartqan japayingdin méwe bolidu, — deydu Perwerdigar; — ular düshmenning zéminidin qaytidu;
Пәрвәрдигар [униңға] мундақ дәйду: — Жиға-зерәиңни тохтат, көзлириңни яшлардин тарт; чүнки муну тартқан җапайиңдин мевә болиду, — дәйду Пәрвәрдигар; — улар дүшмәнниң зиминидин қайтиду;
17 berheq, kélechiking ümidlik bolidu, — deydu Perwerdigar; — we séning baliliring yene öz chégrisidin kirip kélidu.
бәрһәқ, келәчикиң үмүтлик болиду, — дәйду Пәрвәрдигар; — вә сениң балилириң йәнә өз чегарисидин кирип келиду.
18 Men derweqe Efraimning özi toghruluq ökünüp: «Sen bizge shash torpaqqa terbiye bergendek sawaq-terbiye berding; Emdi bizni towa qildurghaysen, Biz shuning bilen towa qilip qaytip kélimiz, Chünki Sen Perwerdigar Xudayimizdursen;
Мән дәрвәқә Әфраимниң өзи тоғрилиқ өкүнүп: «Сән бизгә шаш топаққа тәрбийә бәргәндәк савақ-тәрбийә бәрдиң; Әнди бизни товва қилдурғайсән, Биз шуниң билән товва қилип қайтип келимиз, Чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән;
19 Chünki biz towa qildurulushimiz bilen heqiqeten towa qilduq; Biz özimizni tonup yetkendin kéyin, yotimizni urduq; Biz yashliqimizdiki [qilmishning] sherm-hayasi tüpeylidin nomus qilip, xijalette qalduq!» — dégenlikini anglidim.
Чүнки биз товва қилдурулушимиз билән һәқиқәтән товва қилдуқ; Биз өзимизни тонуп йәткәндин кейин, йотимизни урдуқ; Биз яшлиғимиздики [қилмишниң] шәрм-һаяси түпәйлидин номус қилип, хиҗаләттә қалдуқ!» — дегәнлигини аңлидим.
20 — Efraim Manga nisbeten jan-jiger balam emesmu? Chünki Men uni eyibligen teqdirdimu, uni herdaim könglümde séghinimen; Shunga ich-baghrim uninggha aghriwatidu; Men uninggha rehim qilmisam bolmaydu, — deydu Perwerdigar.
— Әфраим Маңа нисбәтән җан-җигәр балам әмәсму? Чүнки Мән уни әйиплигән тәғдирдиму, уни һәрдайим көңлүмдә сеғинимән; Шуңа ич-бағрим униңға ағриватиду; Мән униңға рәһим қилмисам болмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 — Shunga özüngge yol belgilirini békitip qoyghin; Sen sürgün’ge mangghan yolgha, shu kötürülgen yolgha köngül qoyup diqqet qilghin; Hazir shu yol bilen qaytip kel, i jan-jigirim Israil qizi, Mushu sheherliringge qarap qaytip kel!
— Шуңа өзүңгә йол бәлгүлирини бекитип қойғин; Сән сүргүнгә маңған йолға, шу көтирилгән йолға көңүл қоюп диққәт қилғин; Һазир шу йол билән қайтип кәл, и җан-җигирим Исраил қизи, Мошу шәһәрлириңгә қарап қайтип кәл!
22 Sen qachan’ghiche ténep yürisen, i yoldin chiqquchi qizim? Chünki Perwerdigar yer yüzide yéngi ish yaritidu: — Ayal kishi baturning etrapida yépiship xewer alidu!
Сән қачанғичә тенәп жүрисән, и йолдин чиққучи қизим? Чүнки Пәрвәрдигар йәр йүзидә йеңи иш яритиду: — Аял киши батурниң әтрапида йепишип хәвәр алиду!
23 Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Men ularni sürgünlüktin qayturup eslige keltürginimde Yehudaning zéminida we sheherliride xeqler yene [Yérusalém toghruluq]: «Perwerdigar séni bextliq qilghay, i heqqaniyliq turghan jay, pak-muqeddeslikning téghi!» deydighan bolidu.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүргинимдә Йәһуданиң зиминида вә шәһәрлиридә хәқләр йәнә [Йерусалим тоғрилиқ]: «Пәрвәрдигар сени бәхитлиқ қилғай, и һәққанийлиқ турған җай, пак-муқәддәсликниң теғи!» дәйдиған болиду.
24 Shu yerde Yehuda — sheherliridikiler, déhqanlar we pada baqquchi köchmen charwichilar hemmisi bille turidu.
Шу йәрдә Йәһуда — шәһәрлиридикиләр, деханлар вә пада баққучи көчмән чарвичилар һәммиси биллә туриду.
25 Chünki Men hérip ketken jan igilirining hajitidin chiqimen, herbir halidin ketken jan igilirini yéngilandurimen.
Чүнки Мән һерип кәткән җан егилириниң һаҗитидин чиқимән, һәр бир һалидин кәткән җан егилирини йеңиландуримән.
26 — Men [Yeremiya] buni anglap oyghandim, etrapqa qaridim, nahayiti tatliq uxlaptimen.
— Мән [Йәрәмия] буни аңлап ойғандим, әтрапқа қаридим, наһайити татлиқ ухлаптимән.
27 Mana, shu künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Men Israil jemetide we Yehuda jemetide insan neslini we haywanlarning neslini térip östürimen.
Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтидә вә Йәһуда җәмәтидә инсан нәслини вә һайванларниң нәслини терип өстүримән.
28 Shundaq boliduki, Men ularni yulush, söküsh, halak qilish, aghdurush üchün, ulargha nezirimni salghandek, Men ularni qurush we tikip östürüsh üchünmu ulargha nezirimni salimen, — deydu Perwerdigar.
Шундақ болидуки, Мән уларни жулуш, сөкүш, һалак қилиш, ағдуруш үчүн, уларға нәзиримни салғандәк, Мән уларни қуруш вә тикип өстүрүш үчүнму уларға нәзиримни салимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
29 Shu künlerde ular yene: «Atilar achchiq-chüchük üzümlerni yégen, shunga balilarning chishi qériq sézilidu» dégen mushu maqalni héch ishletmeydu.
Шу күнләрдә улар йәнә: «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегән, шуңа балиларниң чиши қериқ сезилиду» дегән мошу мақални һеч ишләтмәйду.
30 Chünki herbirsi öz gunahi üchün ölidu; achchiq-chüchük üzümlerni yégenlerning bolsa, özining chishi qériq sézilidu.
Чүнки һәр бирси өз гунайи үчүн өлиду; аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегәнләрниң болса, өзиниң чиши қериқ сезилиду.
31 Mana, shu künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Men Israil jemeti we Yehuda jemeti bilen yéngi ehde tüzimen;
Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти билән йеңи әһдә түзимән;
32 bu ehde ularning ata-bowiliri bilen tüzgen ehdige oxshimaydu; shu ehdini Men ata-bowilirini qolidin tutup Misirdin qutquzup yétekliginimde ular bilen tüzgenidim; gerche Men ularning yoldishi bolghan bolsammu, Méning ular bilen tüzüshken ehdemni buzghan, — deydu Perwerdigar.
бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; гәрчә Мән уларниң йолдиши болған болсамму, Мениң улар билән түзүшкән әһдәмни бузған, — дәйду Пәрвәрдигар.
33 Chünki shu künlerdin kéyin, Méning Israil jemeti bilen tüzidighan ehdem mana shuki: — Men Öz Tewrat-qanunlirimni ularning ichige salimen, Hemde ularning qelbigimu yazimen. Men ularning Ilahi bolimen, Ularmu Méning xelqim bolidu.
Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: — Мән Өз Тәврат-қанунлиримни уларниң ичигә салимән, Һәмдә уларниң қәлбигиму язимән. Мән уларниң Илаһи болимән, Уларму Мениң хәлқим болиду.
34 Shundin bashlap héchkim öz yéqinigha yaki öz qérindishigha: — «Perwerdigarni tonughin» dep ögitip yürmeydu; chünki ularning eng kichikidin chongighiche hemmisi Méni tonup bolghan bolidu; chünki Men ularning qebihlikini kechürimen hemde ularning gunahini hergiz ésige keltürmeymen, — deydu Perwerdigar.
Шундин башлап һеч ким өз йеқиниға яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитип жүрмәйду; чүнки уларниң әң кичигидин чоңиғичә һәммиси Мени тонуп болған болиду; чүнки Мән уларниң қәбиһлигини кәчүримән һәмдә уларниң гунайини һәргиз есигә кәлтүрмәймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
35 Quyashni kündüzde nur bolsun dep bergen, ay-yultuzlarni kéchide nur bolsun dep belgiligen, dolqunlirini sharqiritip déngizni qozghaydighan Perwerdigar mundaq deydu (samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar Uning namidur): —
Қуяшни күндүздә нур болсун дәп бәргән, ай-юлтузларни кечидә нур болсун дәп бәлгүлигән, долқунлирини шарқиритип деңизни қозғайдиған Пәрвәрдигар мундақ дәйду (самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур): —
36 — Mushu belgiligenlirim Méning aldimdin yoqap ketse, — deydu Perwerdigar, — emdi Israilning ewladlirimu Méning aldimdin bir el bolushtin menggüge qélishi mumkin.
— Мошу бәлгүлигәнлирим Мениң алдимдин йоқап кәтсә, — дәйду Пәрвәрдигар, — әнди Исраилниң әвлатлириму Мениң алдимдин бир әл болуштин мәңгүгә қелиши мүмкин.
37 Perwerdigar mundaq deydu: — Yuqirida asmanlar mölcherlense, töwende yer ulliri tekshürülüp bilinse, emdi Men Israilning barliq ewladlirining qilghan hemme qilmishliri tüpeylidin ulardin waz kéchip tashlighuchi bolimen, — deydu Perwerdigar.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Жуқирида асманлар мөлчәрләнсә, төвәндә йәр һуллири тәкшүрүлүп билинсә, әнди Мән Исраилниң барлиқ әвлатлириниң қилған һәммә қилмишлири түпәйлидин улардин ваз кечип ташлиғучи болимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
38 Mana, shu künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — sheher mexsus Manga atilip «Hananiyelning munari»din «Doqmush derwazasi»ghiche qaytidin qurulidu;
Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — шәһәр мәхсус Маңа атилип «Һананийәлниң мунари»дин «Доқмуш дәрвазаси»ғичә қайтидин қурулиду;
39 elchem tanisi qaytidin ölchesh üchün shu yerdin «Gareb döngi»giche, andin Goatqa burulup sozulidu;
әлчәм таниси қайтидин өлчәш үчүн шу йәрдин «Гарәб дөңи»гичә, андин Гоатқа бурулуп созулиду;
40 jesetler we [qurbanliq] külliri tashlinidighan pütkül jilgha, shundaqla Kidron deryasighiche hem sherqke qaraydighan «At derwazisi»ning doqmushighiche yatqan étizlarning hemmisi Perwerdigargha pak-muqeddes dep hésablinidu; sheher qaytidin héch yulup tashlanmaydu, hergiz qaytidin aghdurup tashlanmaydu.
җәсәтләр вә [қурбанлиқ] күллири ташлинидиған пүткүл җилға, шундақла Кидрон дәриясиғичә һәм шәриқкә қарайдиған «Ат дәрвазиси»ниң доқмушиғичә ятқан етизларниң һәммиси Пәрвәрдигарға пак-муқәддәс дәп һесаплиниду; шәһәр қайтидин һеч жулуп ташланмайду, һәргиз қайтидин ағдуруп ташланмайду.

< Yeremiya 31 >