< Yeremiya 30 >
1 Perwerdigardin Yeremiyagha kelgen söz: —
Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз: —
2 Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: — Men sanga hazir deydighan mushu barliq sözlirimni yazmigha yazghin;
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән саңа һазир дәйдиған мошу барлиқ сөзлиримни язмиға язғин;
3 Chünki mana, shundaq künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Men xelqim Israil hem Yehudani sürgünlüktin qayturup eslige keltürimen, ularni ata-bowilirigha teqdim qilghan zémin’gha qayturimen, ular uninggha ige bolidu.
Чүнки мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәлқим Исраил һәм Йәһудани сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға қайтуримән, улар униңға егә болиду.
4 Perwerdigarning Israil toghruluq we Yehuda toghruluq dégen sözliri töwendikidek: —
Пәрвәрдигарниң Исраил тоғрилиқ вә Йәһуда тоғрилиқ дегән сөзлири төвәндикидәк: —
5 Chünki Perwerdigar mundaq deydu: — Anglitilidu alaqzadilik hem qorqunchluqning awazi, Bolsun nede aman-tinchliq!
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Аңлитилиду алақзадилик һәм қорқунучлуқниң авази, Болсун нәдә аман-течлиқ!
6 Soranglar, shuni körüp béqinglarki, er bala tughamdu? Men némishqa emdi tolghaqqa chüshken ayaldek herbir er kishining chatiriqini qoli bilen tutqanliqini körimen? Némishqa yüzliri tatirip ketkendu?
Сораңлар, шуни көрүп беқиңларки, әр бала туғамду? Мән немишкә әнди толғаққа чүшкән аялдәк һәр бир әр кишиниң чатириқини қоли билән тутқанлиғини көримән? Немишкә йүзлири татирип кәткәнду?
7 Ayhay, shu küni dehshetliktur! Uninggha héchqandaq kün oxshimaydu; u Yaqupning azab-oqubet künidur; lékin u uningdin qutquzulidu.
Айһай, шу күни дәһшәтликтур! Униңға һеч қандақ күн охшимайду; у Яқупниң азап-оқубәт күнидур; лекин у униңдин қутқузулиду.
8 Shu künide emelge ashuruliduki, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, — Men uning boyunturuqini boynungdin élip sunduruwétimen, asaretliringni buzup tashlaymen, yat ademler uni ikkinchi qulluqqa chüshürmeydu.
Шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин елип сундуруветимән, асарәтлириңни бузуп ташлаймән, ят адәмләр уни иккинчи қуллуққа чүшүрмәйду.
9 Shuning ornida ular Perwerdigar Xudasining hemde Men ular üchün qaytidin tikleydighan Dawut padishahining qulluqida bolidu.
Шуниң орнида улар Пәрвәрдигар Худасиниң һәмдә Мән улар үчүн қайтидин тикләйдиған Давут падишасиниң қуллуғида болиду.
10 Emdi sen, i qulum Yaqup, qorqma, — deydu Perwerdigar; — alaqzade bolma, i Israil; chünki mana, Men séni yiraq yerlerdin, séning neslingni sürgün bolghan zémindin qutquzimen; Yaqup qaytip kélidu, aram tépip azade turidu we héchkim uni qorqutmaydu.
Әнди сән, и қулум Яқуп, қорқма, — дәйду Пәрвәрдигар; — алақзадә болма, и Исраил; чүнки мана, Мән сени жирақ йәрләрдин, сениң нәслиңни сүргүн болған зиминдин қутқузимән; Яқуп қайтип келиду, арам тепип азатә туриду вә һеч ким уни қорқутмайду.
11 Chünki Men séni qutquzush üchün sen bilen billidurmen, — deydu Perwerdigar; — Men séni tarqitiwetken ellerning hemmisini tügeshtürsemmu, lékin séni pütünley tügeshtürmeymen; peqet üstüngdin höküm chiqirip terbiye-sawaq bérimen; séni jazalimay qoyup qoymaymen.
Чүнки Мән сени қутқузуш үчүн сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән сени тарқитивәткән әлләрниң һәммисини түгәштүрсәмму, лекин сени пүтүнләй түгәштүрмәймән; пәқәт үстүңдин һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ беримән; сени җазалимай қоюп қоймаймән.
12 Chünki Perwerdigar mundaq deydu: Séning zédeng dawalighusiz, séning yarang bolsa intayin éghirdur.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Сениң зедәң давалиғусиз, сениң яраң болса интайин еғирдур.
13 Séning dewayingni soraydighan héchkim yoq, yarangni tangghuchi yoqtur, sanga shipaliq dorilar yoqtur;
Сениң дәвайиңни сорайдиған һеч ким йоқ, яраңни таңғучи йоқтур, саңа шипалиқ дорилар йоқтур;
14 séning barliq ashniliring séni untughan; ular séning halingni héch sorimaydu. Chünki Men séni düshmendek zerb bilen urghanmen, rehimsiz bir zalimdek sanga sawaq bolsun dep urghanmen; chünki séning qebihliking heddi-hésabsiz, gunahliring heddidin ziyade bolghan.
сениң барлиқ ашнилириң сени унтуған; улар сениң һалиңни һеч соримайду. Чүнки Мән сени дүшмәндәк зәрб билән урғанмән, рәһимсиз бир залимдәк саңа савақ болсун дәп урғанмән; чүнки сениң қәбиһлигиң һәдди-һесапсиз, гуналириң һәддидин зиядә болған.
15 Némishqa zédeng tüpeylidin, derd-eliming dawalighusiz bolghanliqi tüpeylidin peryad kötürisen? Qebihlikingning heddi-hésabsiz bolghanliqidin, gunahliring heddidin ziyade bolghanliqidin, Men shularni sanga qilghanmen.
Немишкә зедәң түпәйлидин, дәрд-әлимиң давалиғусиз болғанлиғи түпәйлидин пәряд көтирисән? Қәбиһлигиңниң һәдди-һесапсиз болғанлиғидин, гуналириң һәддидин зиядә болғанлиғидин, Мән шуларни саңа қилғанмән.
16 Lékin séni yutuwalghanlarning hemmisi yutuwélinidu; séning barliq küshendiliring bolsa sürgün bolidu; séni bulighanlarning hemmisi bulang-talang qilinidu; séni ow qilghanlarning hemmisini owlinidighan qilimen.
Лекин сени жутувалғанларниң һәммиси жутувелиниду; сениң барлиқ күшәндилириң болса сүргүн болиду; сени булиғанларниң һәммиси булаң-талаң қилиниду; сени ов қилғанларниң һәммисини овлинидиған қилимән.
17 Chünki Men sanga téngiq téngip qoyimen we yariliringni saqaytimen — deydu Perwerdigar; — chünki ular séni: «Ghérib-bichare, héchkim halini sorimaydighan Zion del mushudur» dep haqaretligen.
Чүнки Мән саңа теңиқ теңип қойимән вә ярилириңни сақайтимән — дәйду Пәрвәрдигар; — чүнки улар сени: «Ғериб-бечарә, һеч ким һалини соримайдиған Зион дәл мошудур» дәп һақарәтлигән.
18 Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men Yaqupning chédirlirini sürgünlüktin qayturup eslige keltürimen, Uning turalghuliri üstige rehim qilimen; Sheher xarabiliri ul qilinip qaytidin qurulidu, Orda-qel’e öz jayida yene ademzatliq bolidu.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Яқупниң чедирлирини сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, Униң туралғулири үстигә рәһим қилимән; Шәһәр харабилири һул қилинип қайтидин қурулиду, Орда-қәлъә өз җайида йәнә адәмзатлиқ болиду.
19 Shu jaylardin teshekkür küyliri we shad-xuramliq sadaliri anglinidu; Men ularni köpeytimenki, ular emdi azaymaydu; Men ularning hörmitini ashurimen, ular héch pes bolmaydu.
Шу җайлардин тәшәккүр күйлири вә шат-хурамлиқ садалири аңлиниду; Мән уларни көпәйтимәнки, улар әнди азаймайду; Мән уларниң һөрмитини ашуримән, улар һеч пәс болмайду.
20 Ularning baliliri qedimdikidek bolidu; ularning jamaiti aldimda mezmut turghuzulidu; Ularni xorlighanlarning hemmisini jazalaymen.
Уларниң балилири қедимдикидәк болиду; уларниң җамаити алдимда мәзмут турғузулиду; Уларни хорлиғанларниң һәммисини җазалаймән.
21 Ularning béshi özliridin bolidu, Ularning höküm sürgüchisi özliri otturisidin chiqidu; Men uni öz yénimgha keltürimen, shuning bilen u Manga yéqin kélidu; Chünki yénimgha kelgüchi [jénini] tewekkül qilghuchi emesmu? — deydu Perwerdigar.
Уларниң беши өзлиридин болиду, Уларниң һөкүм сүргүчиси өзлири оттурисидин чиқиду; Мән уни өз йенимға кәлтүримән, шуниң билән у Маңа йеқин келиду; Чүнки йенимға кәлгүчи [җенини] тәвәккүл қилғучи әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
22 — Shuning bilen siler Méning xelqim bolisiler, Men silerning Xudayinglar bolimen.
— Шуниң билән силәр Мениң хәлқим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән.
23 Mana, Perwerdigardin chiqqan bir boran-chapqun! Uningdin qehr chiqti; Berheq, dehshetlik bir qara quyun chiqip keldi; U pirqirap rezillerning béshigha chüshidu.
Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; Бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; У пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду.
24 Könglidiki niyetlirini ada qilip toluq emel qilghuche, Perwerdigarning qattiq ghezipi yanmaydu; Axirqi künlerde siler buni chüshinip yétisiler.
Көңлидики нийәтлирини ада қилип толуқ әмәл қилғичә, Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви янмайду; Ахирқи күнләрдә силәр буни чүшинип йетисиләр.