< Yeremiya 22 >

1 Perwerdigar manga mundaq dédi: «Barghin, Yehuda padishahining ordisigha chüshüp bu sözni shu yerde qilghin: —
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Барғин, Йәһуда падишасиниң ордисиға чүшүп бу сөзни шу йәрдә қилғин: —
2 Perwerdigarning sözini angla, i Dawutning textige olturghuchi, Yehuda padishahi — Sen, elemdar-xizmetkarliring we mushu derwazilardin kirip-chiqidighan xelqing, —
Пәрвәрдигарниң сөзини аңла, и Давутниң тәхтигә олтарғучи, Йәһуда падишаси — Сән, әләмдар-хизмәткарлириң вә мошу дәрвазилардин кирип-чиқидиған хәлқиң, —
3 Perwerdigar mundaq deydu: Adalet we heqqaniyliq yürgüzünglar; bulan’ghan kishini ezgüchining qolidin qutquzunglar; musapirlarni, yétim-yésirlerni we tul xotunlarni héch xarlimanglar yaki bozek qilmanglar, gunahsiz qanlarni bu yerde tökmenglar.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзүңлар; буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; мусапирларни, житим-йесирләрни вә тул хотунларни һеч харлимаңлар яки бозәк қилмаңлар, гунасиз қанларни бу йәрдә төкмәңлар.
4 Siler bu emrlerge heqiqeten emel qilsanglar, emdi Dawutning textige olturghan padishahlar, yeni ular, ularning emeldar-xizmetkarliri we xelqi jeng harwilirigha olturup we atlargha minip bu öyning derwaziliridin kirip chiqishidu.
Силәр бу әмирләргә һәқиқәтән әмәл қилсаңлар, әнди Давутниң тәхтигә олтарған падишалар, йәни улар, уларниң әмәлдар-хизмәткарлири вә хәлқи җәң һарвулириға олтирип вә атларға минип бу өйниң дәрвазилиридин кирип чиқишиду.
5 Biraq siler bu sözlerni anglimisanglar, Men Öz namim bilen qesem ichkenki, — deydu Perwerdigar, — bu orda bir xarabe bolidu.
Бирақ силәр бу сөзләрни аңлимисаңлар, Мән Өз намим билән қәсәм ичкәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу орда бир харабә болиду.
6 Chünki Perwerdigar Yehuda padishahining öyi toghruluq mundaq deydu: — Sen Manga xuddi Giléad, Liwanning choqqisidek bolghining bilen, berheq Men séni bir chöl-bayawan, ademler waz kechken sheherlerdek qilimen.
Чүнки Пәрвәрдигар Йәһуда падишасиниң өйи тоғрилиқ мундақ дәйду: — Сән Маңа худди Гилеад, Ливанниң чоққисидәк болғиниң билән, бәрһәқ Мән сени бир чөл-баяван, адәмләр ваз кәчкән шәһәрләрдәк қилимән.
7 Men herbiri yaxshi qorallan’ghan weyran qilghuchilarni sanga qarshi ewetimen; ular «ésil kédirliringni» késiwétip, otqa tashlaydu.
Мән һәр бири яхши қуралланған вәйран қилғучиларни саңа қарши әвәтимән; улар «есил кедирлириңни» кесиветип, отқа ташлайду.
8 Nurghun eller bu sheherdin ötüp, herbiri yéqinidin: «Némishqa Perwerdigar bu ulugh sheherni bundaq qilghandu?» dep soraydu.
Нурғун әлләр бу шәһәрдин өтүп, һәр бири йеқинидин: «Немишкә Пәрвәрдигар бу улуқ шәһәрни бундақ қилғанду?» дәп сорайду.
9 We ular jawaben: «Chünki ular Perwerdigar Xudasining ehdisidin waz kéchip, bashqa ilahlargha choqunup ularning qulluqigha kirgen» — deydu.
Вә улар җававән: «Чүнки улар Пәрвәрдигар Худасиниң әһдисидин ваз кечип, башқа илаһларға чоқунуп уларниң қуллуғиға киргән» — дәйду.
10 Ölginige yighlimanglar, uning üchün ah-zarlimanglar; belki sürgün bolghini üchün qattiq yighlanglar, chünki u öz yurtigha héchqachan qaytip kelmeydu.
Өлгинигә жиғлимаңлар, униң үчүн аһ-зарлимаңлар; бәлки сүргүн болғини үчүн қаттиқ жиғлаңлар, чүнки у өз жутиға һеч қачан қайтип кәлмәйду.
11 Chünki Yehuda padishahi Yosiyaning oghli, yeni atisi Yosiyaning ornigha textige olturghan, bu yerdin sürgün bolghan Shallum toghruluq Perwerdigar mundaq deydu: U hergiz bu yerge qaytmaydu;
Чүнки Йәһуда падишаси Йосияниң оғли, йәни атиси Йосияниң орниға тәхтигә олтарған, бу йәрдин сүргүн болған Шаллум тоғрилиқ Пәрвәрдигар мундақ дәйду: У һәргиз бу йәргә қайтмайду;
12 chünki u esir qilinip apirilghan yurtta ölidu, u bu zéminni ikkinchi körmeydu.
чүнки у әсир қилинип апирилған жутта өлиду, у бу зиминни иккинчи көрмәйду.
13 Öyini adilsizliq bilen, balixana-rawaqlirini adaletsizlik bilen qurghanning haligha way! U qoshnisini bikar ishlitip, emgikige héchqandaq heq bermeydu;
Өйини адилсизлиқ билән, балихана-равақлирини адаләтсизлик билән қурғанниң һалиға вай! У хошнисини бекар ишлитип, әмгигигә һеч қандақ һәқ бәрмәйду;
14 u: «Özümge kengtasha bir ordini, azade rawaqlar bilen qoshup salimen; tamlirigha dérizilerni keng chiqirimen; tamlirini kédir taxtaylar bilen bézeymen, öylirini pereng sirlaymen» — deydu. [Uning haligha way]!
у: «Өзүмгә кәңташа бир ордини, азатә равақлар билән қошуп салимән; тамлириға деризиләрни кәң чиқиримән; тамлирини кедир тахтайлар билән безәймән, өйлирини пәрәң сирлаймән» — дәйду. [Униң һалиға вай]!
15 Sen kédir yaghichidin yasalghan taxtaylarni chaplap, [ata-bowiliring] bilen besleshseng qandaqmu padishah bolushqa layiq bolisen? Séning atang yep-ichishke teshekkür éytip, adalet we durus ishlarni yürgüzgen emesmu? Shunga u buning yaxshiliqini körgen.
Сән кедир яғичидин ясалған тахтайларни чаплап, [ата-бовилириң] билән бәсләшсәң қандақму падиша болушқа лайиқ болисән? Сениң атаң йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип, адаләт вә дурус ишларни жүргүзгән әмәсму? Шуңа у буниң яхшилиғини көргән.
16 U möminlerning we namratlarning dewasini toghra sorighan; shunga xelqning ehwali yaxshi idi. Bundaq ish Méni tonushtin ibaret emesmu?» — deydu Perwerdigar.
У мөминләрниң вә намратларниң дәвасини тоғра сориған; шуңа хәлиқниң әһвали яхши еди. Бундақ иш Мени тонуштин ибарәт әмәсму?» — дәйду Пәрвәрдигар.
17 — Biraq közüng we könglüng bolsa peqet öz jazane-menpeetingge érishish, gunahsizlarning qénini töküsh, zorluq-zumbuluq we bulangchiliq qilish peytini közlep tikilgendur.
— Бирақ көзүң вә көңлүң болса пәқәт өз җазанә-мәнпәәтиңгә еришиш, гунасизларниң қенини төкүш, зорлуқ-зумбулуқ вә булаңчилиқ қилиш пәйтини көзләп тикилгәндур.
18 Shunga Perwerdigar Yehuda padishahi Yosiyaning oghli Yehoakim toghruluq mundaq deydu: — Xelq uning ölümide: «Ah, akam! Ah, singlim!» dep ah-zarlar kötürmeydu; yaki uning üchün: «Ah, bégim! Ah, uning heywisi!» dep ah-zarlar kötürmeydu;
Шуңа Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тоғрилиқ мундақ дәйду: — Хәлиқ униң өлүмидә: «Аһ, акам! Аһ, сиңлим!» дәп аһ-зарлар көтәрмәйду; яки униң үчүн: «Аһ, бегим! Аһ, униң һәйвиси!» дәп аһ-зарлар көтәрмәйду;
19 u éshekning depnisidek kömülidu, jesiti Yérusalém derwazilirining sirtigha chörüp tashlinidu.
у ешәкниң дәпнисидәк көмүлиду, җәсити Йерусалим дәрвазилириниң сиртиға чөрүп ташлиниду.
20 Liwan’gha chiqip peryad qil, Bashanda awazingni kötür, Abarimning choqqiliridinmu nale kötür; chünki séning «ashniliring»ning hemmisi nabut qilindi.
Ливанға чиқип пәряд қил, Башанда авазиңни көтәр, Абаримниң чоққилиридинму налә көтәр; чүнки сениң «ашнилириң»ниң һәммиси набут қилинди.
21 Men aman-ésen turghiningda sanga agahlandurdum; lékin sen: «Anglimaymen!» — déding. Yashliqingdin tartipla bundaq qilip Méning awazimgha qulaq salmasliq del séning yolung bolup kelgen.
Мән аман-есән турғиниңда саңа агаһландурдум; лекин сән: «Аңлимаймән!» — дедиң. Яшлиғиңдин тартипла бундақ қилип Мениң авазимға қулақ салмаслиқ дәл сениң йолуң болуп кәлгән.
22 Shamal barliq «baqquchi»liringgha «baqquchi» bolup ularni uchurup kétidu, shuning bilen ashniliring sürgün bolushqa chiqidu; berheq, sen shu chaghda barliq rezilliking tüpeylidin xijil bolup reswa bolisen.
Шамал барлиқ «баққучи»лириңға «баққучи» болуп уларни учуруп кетиду, шуниң билән ашнилириң сүргүн болушқа чиқиду; бәрһәқ, сән шу чағда барлиқ рәзиллигиң түпәйлидин хиҗил болуп рәсва болисән.
23 I «Liwan»da turghuchi, kédir derexliri üstige uwilighuchi, sen tolghaq tutqan ayalning azabliridek, derd-elemler béshinggha chüshkende qanchilik ingrap kétersen!
И «Ливан»да турғучи, кедир дәрәқлири үстигә угилиғучи, сән толғақ тутқан аялниң азаплиридәк, дәрд-әләмләр бешиңға чүшкәндә қанчилик иңрап кетәрсән!
24 Öz hayatim bilen qesem ichimenki, — deydu Perwerdigar, — sen Yehoakimning oghli Koniya hetta ong qolumdiki möhürlük üzük bolsangmu, Men séni shu yerdin yulup tashlaymen;
Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән Йәһоакимниң оғли Кония һәтта оң қолумдики мөһүрлүк үзүк болсаңму, Мән сени шу йәрдин жулуп ташлаймән;
25 Men séni jéningni izdigüchilerning qoligha we sen qorqqan ademlerning qoligha, yeni Babil padishahi Néboqadnesarning qoligha we kaldiylerning qoligha tapshurimen.
Мән сени җениңни издигүчиләрниң қолиға вә сән қорққан адәмләрниң қолиға, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға вә калдийләрниң қолиға тапшуримән.
26 Men séni hem séni tughqan anang ikkinglarni özünglar tughulmighan yat bir yurtqa chöriwétimen; siler shu yerde ölisiler.
Мән сени һәм сени туққан анаң иккиңларни өзүңлар туғулмиған ят бир жутқа чөриветимән; силәр шу йәрдә өлисиләр.
27 Jéninglar qaytip kélishke shunche teshna bolghan bu zémin’gha bolsa, siler hergiz qaytip kélelmeysiler.
Җениңлар қайтип келишкә шунчә тәшна болған бу зиминға болса, силәр һәргиз қайтип келәлмәйсиләр.
28 Koniya dégen bu kishi chéqilghan, nezerge élinmaydighan sapal kozimu? Héchkim qarimaydighan bir qachimu? Emdi némishqa ular, yeni u we uning nesli bolghanlar chöriwétilgen, ular tonumaydighan bir yurtqa tashliwétilidu?
Кония дегән бу киши чеқилған, нәзәргә елинмайдиған сапал козиму? Һеч ким қаримайдиған бир қачиму? Әнди немишкә улар, йәни у вә униң нәсли болғанлар чөриветилгән, улар тонумайдиған бир жутқа ташливетилиду?
29 I zémin, zémin, zémin, Perwerdigarning sözini angla!
И зимин, зимин, зимин, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла!
30 Perwerdigar mundaq deydu: — Bu adem «perzentsiz, öz künide héch ghelibe qilalmighan bir adem» dep yazghin; chünki uning neslidin héchqandaq adem ghelibe qilip, Dawutning textige olturup Yehuda arisida höküm sürmeydu.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу адәм «пәрзәнтсиз, өз күнидә һеч ғәлибә қилалмиған бир адәм» дәп язғин; чүнки униң нәслидин һеч қандақ адәм ғәлибә қилип, Давутниң тәхтигә олтирип Йәһуда арисида һөкүм сүрмәйду.

< Yeremiya 22 >